< ⲚⲒⲔⲞⲢⲒⲚⲐⲒⲞⲤ Ⲁ ̅ 4 >
1 ⲁ̅ ⲧⲁⲓ̈ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲙⲁⲣ(ⲉ)ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲟⲡⲛ̅ ϩⲱⲥ ϩⲩⲡⲏⲣⲉⲧⲏⲥ ⲙ̅ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲟⲓⲕⲟⲛⲟⲙⲟⲥ ⲛ̅ⲙ̅ⲙⲩⲥⲧⲏⲣⲓⲟⲛ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ.
Бириси биз тоғрилиқ бир немә демәкчи болса, бизни Мәсиһниң хизмәткарлири вә Худаниң сирлири аманәт қилинған ғоҗидарлар дәп билсун.
2 ⲃ̅ ⲉⲩϣⲓⲛⲉ ϭⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲓ̈ⲙⲁ ϩⲛ̅ⲛ̅ⲟⲓⲕⲟⲛⲟⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲉⲩⲉϩⲉ ⲉⲩⲡⲓⲥⲧⲟⲥ.
Әнди ғоҗидар дегәнләрдин тәләп қилинидиғини шуки, улар вападар-садиқ болуши керәктур.
3 ⲅ̅ ⲁⲛⲟⲕ ⲇⲉ ⲟⲩⲉⲗⲁⲭⲓⲥⲧⲟⲛ ⲛⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲉⲧⲣⲉⲩⲁⲛⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈ ϩⲓⲧⲛ̅ⲧⲏⲩⲧⲛ̅. ⲏ̅ ϩⲓⲧⲛ̅ⲟⲩϩⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ. ⲁⲗⲗⲁ ⲟⲩⲇⲉ ⲁⲛⲟⲕ ⲛ̅ϯⲁⲛⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈ ⲁⲛ.
Амма мән силәр тәрипиңлардин яки башқа һәр қандақ инсаний сот тәрипидин сүрүштүрүп баһалансам, бу мән үчүн зиғирчилик иш; мән һәтта өзүм тоғрилиқ сүрүштүрүп олтармаймән.
4 ⲇ̅ ⲛ̅ϯⲥⲟⲟⲩⲛ ⲅⲁⲣ ⲁⲛ ⲛ̅ⲗⲁⲁⲩ ⲉⲁⲓ̈ⲁⲁϥ. ⲁⲗⲗⲁ ⲛⲉⲓ̈ⲧⲙⲁⲓ̈ⲏⲩ ⲁⲛ ϩⲙ̅ⲡⲁⲓ̈. ⲡⲉⲧⲁⲛⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲇⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲓ̈ ⲡⲉ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ.
Чүнки виҗданим әйипләйдиған һеч қандақ ишлиримдин хәвирим йоқ; амма бу ишниң өзи мени һәққаний дәп ақлимайду; мени сүрүштүрүп баһалиғучи болса Рәбдур.
5 ⲉ̅ ϩⲱⲥⲧⲉ ⲙ̅ⲡⲣ̅ⲕⲣⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲗⲁⲁⲩ ϩⲁⲑⲏ ⲙ̅ⲡⲉⲩⲟⲉⲓϣ ϣⲁⲛⲧⲉⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲓ. ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲧⲛⲁⲣ̅ⲟⲩⲟⲉⲓⲛ ⲉⲛⲉⲑⲏⲡ ϩⲙ̅ⲡⲕⲁⲕⲉ ⲁⲩⲱ ⲛϥ̅ⲟⲩⲱⲛϩ̅ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲛ̅ϣⲟϫⲛⲉ ⲛ̅ⲛ̅ϩⲏⲧ. ⲧⲟⲧⲉ ⲡⲧⲁⲉⲓⲟ ⲙⲡⲟⲩⲁ ⲡⲟⲩⲁ ⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ.
Шуңа вақти-саити кәлмигичә, йәни Рәб кәлмигичә һеч иш тоғрилиқ һөкүм чиқармаңлар; Рәб кәлгәндә у қараңғулуқтики йошурун ишларни ашкарилайду, қәлб-диллардики барлиқ ой-нийәтләрни аян қилиду; шу чағда һәр бири Худа тәрипидин тәриплиниду.
6 ⲋ̅ ⲛⲁⲓ̈ ⲇⲉ ⲛⲁⲥⲛⲏⲩ ⲛ̅ⲧⲁⲓ̈ϫⲓⲧⲟⲩ ⲛ̅ⲥⲙⲟⲧ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲱⲓ̈ ⲙⲛ̅ⲁⲡⲟⲗⲗⲱ ⲉⲧⲃⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅. ϫⲉⲕⲁⲁⲥ ⲉⲧⲉⲧⲛⲉⲥⲃⲟ ⲛ̅ϩⲏⲧⲛ̅ ⲉⲧⲙ̅ⲣ̅ϩⲟⲩⲟ ⲉⲛⲉⲧⲥⲏϩ ϫⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲟⲩⲁ ϣⲟⲩϣⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲉϫⲛ̅ⲟⲩⲁ ϩⲁⲟⲩⲁ.
Амма, и қериндашлар, бу ишларни силәрниң мәнпәәтиңларни дәп өзүмгә вә Аполлосқа тәтбиқлидим; мәхсәт силәр биз арқилиқ «пүтүлгәнниң даирисидин һалқип кәтмәңлар» дегән савақни үгинишиңлар, шундақла һеч қайсиңларниң мәлум бирисини башқа бирисидин үстүн дәп пәхирлинип тәкәббурлишип кәтмәслигиңлар үчүндур.
7 ⲍ̅ ⲛⲓⲙ ⲅⲁⲣ ⲡⲉⲧⲇⲓⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲕ. ⲟⲩ ⲇⲉ ⲡⲉⲧⲛ̅ⲧⲟⲟⲧⲕ̅ ⲉⲙⲡⲕ̅ϫⲓⲧϥ̅. ⲉϣϫⲉⲁⲕⲣ̅ⲡⲕⲉϫⲓ. ⲁϩⲣⲟⲕ ⲕϣⲟⲩϣⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲕ ϩⲱⲥ ⲉⲙⲡⲕ̅ϫⲓ.
Чүнки ким сени башқа бирисидин үстүн қилиду? Саңа ата қилинған нәрсидин башқа сәндә йәнә немә бар? Һәммә саңа берилгән турса, немишкә «Мәндә әсли бар еди» дәп пәхирлинип көрәңләп кетисән?
8 ⲏ̅ ⲏⲇⲏ ⲧⲉⲧⲛ̅ⲥⲏⲩ. ⲏⲇⲏ ⲁⲧⲉⲧⲛ̅ⲣ̅ⲣⲙ̅ⲙⲁⲟ. ⲁϫⲛ̅ⲧⲛ̅ ⲁⲧⲉⲧⲛ̅ⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ. ⲛⲁⲛⲟⲩⲥ ⲇⲉ ⲉϣϫⲉⲁⲧⲉⲧⲛ̅ⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ϫⲉⲕⲁⲁⲥ ⲉⲛⲉⲣ̅ⲣ̅ⲣⲟ ϩⲱⲱⲛ ⲛⲙ̅ⲙⲏⲧⲛ̅.
Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ!
9 ⲑ̅ ⲁⲣⲏⲩ ⲅⲁⲣ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲕⲁⲁⲛ ⲛ̅ⲁⲡⲟⲥⲧⲟⲗⲟⲥ ⲛ̅ϩⲁⲉ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲛⲓⲉⲡⲓⲑⲁⲛⲁⲧⲏⲥ. ϫⲉ ⲁⲛϣⲱⲡⲉ ⲛ̅ⲑⲉⲁⲧⲣⲟⲛ ⲙ̅ⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲛ̅ⲁⲅⲅⲉⲗⲟⲥ ⲙⲛ̅ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ.
Чүнки Худа расуллар болған бизләрни өлүмгә мәһкүм болған адәмләрдәк әң ахирға қоюп сазайи қилип оттуриға чиқарған, дәп ойлаймән; чүнки биз пүткүл аләмгә, йәни һәм пәриштиләргә һәм инсанларға бир хил тамашә болдуқ.
10 ⲓ̅ ⲁⲛⲟⲛ ⲁⲛⲣ̅ⲥⲟϭ ⲉⲧⲃⲉⲡⲉⲭ̅ⲥ̅. ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲧⲛ̅ϩⲉⲛⲥⲁⲃⲉ ϩⲙ̅ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅. ⲁⲛⲟⲛ ⲧⲛ̅ϭⲟⲟⲃ. ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲇⲉ ⲧⲉⲧⲛ̅ϫⲟⲟⲣ. ⲛ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲧⲉⲧⲛ̅ⲧⲁⲉⲓⲏⲩ. ⲁⲛⲟⲛ ⲇⲉ ⲧⲛ̅ⲥⲏϣ
Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз, амма силәр Мәсиһдә данасиләр! Биз аҗиз, амма силәр күчлүксиләр; силәр иззәтлик, амма биз хар;
11 ⲓ̅ⲁ̅ ϣⲁϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲧⲉⲉⲓⲟⲩⲛⲟⲩ. ⲧⲛ̅ϩⲕⲁⲉⲓⲧ. ⲧⲛ̅ⲟⲃⲉ. ⲧⲛ̅ⲕⲏⲕⲁϩⲏⲩ. ⲥⲉϯⲕⲗⲯ̅ ⲉϫⲱⲛ. ⲧⲛ̅ϣⲧⲣ̅ⲧⲱⲣ.
Һазирқи дәқиқигичә ач-ялаңач, чаңқап жүрмәктимиз, думбалинип, сәргәрдан, макансиз болуп жүрмәктимиз;
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲧⲛ̅ϩⲟⲥⲉ. ⲉⲛⲣ̅ϩⲱⲃ ϩⲛ̅ⲛⲉⲛϭⲓϫ ⲙ̅ⲙⲓⲛ ⲙ̅ⲙⲟⲛ. ⲉⲩⲥⲁϩⲟⲩ ⲙ̅ⲙⲟⲛ ⲧⲛ̅ⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ. ⲉⲩⲡⲏⲧ ⲛ̅ⲥⲱⲛ ⲧⲛ̅ⲁⲛⲉⲭⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ.
өз қолимиз билән ишләп җапа тартмақтимиз; аһанәткә қалғанда яхшилиқ тиләватимиз; зиянкәшликкә учриғанда, чидаватимиз;
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲉⲩϫⲓⲟⲩⲁ ⲉⲣⲟⲛ. ⲧⲛ̅ⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲑⲉ ⲛ̅ⲛⲓⲡⲉⲣⲓⲕⲁⲑⲁⲣⲙⲁ ⲙ̅ⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ ⲁⲛⲣ̅ϣϥⲉ ⲛⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ ϣⲁϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲧⲉⲓ̈ⲟⲩⲛⲟⲩ.
төһмәткә учриғанда, [биз уларни] чирайлиқчә [товиға] үндәймиз; биз җаһанниң дашқили, инсанларниң сүпүрүндиси дәп қариливатимиз, та һазирғичә шундақ.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲉⲓϯϣⲓⲡⲉ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲁⲛ ⲉⲓ̈ⲥϩⲁⲓ̈ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲛ̅ⲛⲁⲓ̈. ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲓϯⲥⲃⲱ ⲛⲏⲧⲛ̅ ϩⲱⲥ ϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲙⲉⲣⲓⲧ.
Бу ишларни йезишим, силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн әмәс, бәлки сөйүмлүк балилирим сүпитидә силәргә несиһәт қиливатимән;
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲕⲁⲛ ⲉϣⲱⲡⲉ ⲟⲩⲛ̅ⲧⲏⲧⲛ̅ ⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲛ̅ⲟⲩⲧⲃⲁ ⲙ̅ⲡⲁⲓⲇⲁⲅⲱⲅⲟⲥ ϩⲙ̅ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅. ⲁⲗⲗⲁ ⲛ̅ϩⲁϩ ⲛ̅ⲉⲓⲱⲧ ⲁⲛ. ⲁⲛⲟⲕ ⲅⲁⲣ ⲁⲓ̈ϫⲡⲉⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ϩⲙ̅ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅ ⲓ̅ⲥ̅ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲉⲩⲁⲅⲅⲉⲗⲓⲟⲛ.
чүнки силәрниң Мәсиһдә түмәнлигән тәрбийилигүчилириңлар болсиму, силәрниң атаңлар көп әмәстур; чүнки мән Мәсиһ Әйсада болуп силәрни хуш хәвәр арқилиқ төрәлдүрүп ата болдум.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ϯⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ϭⲉ ⲙ̅ⲙⲱⲧⲛ̅ ⲧⲛ̅ⲧⲛ̅ⲧⲏⲩⲧⲛ̅ ⲉⲣⲟⲓ̈.
Шуңа мән силәрдин өтүнимәнки, мени үлгә қилиңлар.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲉⲧⲃⲉⲡⲁⲓ̈ ⲁⲓ̈ⲧⲛ̅ⲛⲉⲩⲧⲓⲙⲟⲑⲉⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ̅ ⲉⲧⲉⲡⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲡⲁϣⲏⲣⲉ ⲙ̅ⲙⲉⲣⲓⲧ. ⲁⲩⲱ ⲙ̅ⲡⲓⲥⲧⲟⲥ ϩⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ. ⲡⲁⲓ̈ ⲉⲧⲛⲁⲧⲣⲉⲧⲛ̅ⲣ̅ⲡⲙⲉⲉⲩⲉ ⲛ̅ⲛⲁϩⲓⲟⲟⲩⲉ ⲉⲧϩⲙ̅ⲡⲉⲭ̅ⲥ̅. ⲛ̅ⲑⲉ ⲉϯϯⲥⲃⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϩⲛ̅ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲧⲏⲣⲟⲩ ϩⲙ̅ⲙⲁ ⲛⲓⲙ.
Дәл бу сәвәптин мән Рәбдә болған өз сөйүмлүк вә ишәшлик оғлум Тимотийни йениңларға әвәттим; һәр қайси җайлардики җамаәттә үгәткәнлиримгә әгишип, у силәргә Мәсиһдә болған йоллирим тоғрилиқ әслитиду.
18 ⲓ̅ⲏ̅ ϩⲱⲥ ⲉⲛϯⲛⲏⲩ ⲇⲉ ⲁⲛ ϣⲁⲣⲱⲧⲛ̅ ⲁϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ϫⲓⲥⲉ ⲛ̅ϩⲏⲧ
Амма бәзилириңлар, «Павлусни йенимизға кәлмәйду», дәп көрәңләп кәттиңлар;
19 ⲓ̅ⲑ̅ ϯⲛⲏⲩ ⲇⲉ ϣⲁⲣⲱⲧⲛ̅ ϩⲛ̅ⲟⲩϭⲉⲡⲏ ⲉⲣϣⲁⲛⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲣ̅ϩⲛⲁϥ. ⲛ̅ⲧⲁⲉⲓⲙⲉ ⲁⲛ ⲉⲡϣⲁϫⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲧϫⲟⲥⲉ ⲛ̅ϩⲏⲧ. ⲁⲗⲗⲁ ⲧⲉⲩϭⲟⲙ.
бирақ Рәб буйруса мән пат арида йениңларға баримән; шу чағда мән көрәңләп кәткәнләрниң сөзлирини әмәс, бәлки уларда болған күч-қудрәтни көрүп бақай.
20 ⲕ̅ ⲧⲙⲛ̅ⲧⲉⲣⲟ ⲅⲁⲣ ⲙ̅ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲛⲉⲥϩⲛ̅ϣⲁϫⲉ ⲁⲛ. ⲁⲗⲗⲁ ϩⲛ̅ⲟⲩϭⲟⲙ.
Чүнки Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә испатлиниду.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲟⲩ ⲡⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲟⲩⲁϣϥ̅. ⲧⲁⲉⲓ ϣⲁⲣⲱⲧⲛ̅ ϩⲛ̅ⲟⲩϭⲉⲣⲱⲃ ϫⲛ̅ϩⲛ̅ⲟⲩⲁⲅⲁⲡⲏ ⲙⲛ̅ⲟⲩⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲧⲣⲙ̅ⲣⲁϣ.
Әнди немини халайсиләр? Йениңларға таяқ көтирип беришимниму, яки меһир-мулайимлиқ роһида беришимниму?