< ⲚⲒⲔⲞⲢⲒⲚⲐⲒⲞⲤ Ⲁ ̅ 11 >

1 ⲁ̅ ⲧⲛⲧⲛ ⲧⲏⲩⲧⲛ ⲉⲣⲟⲓ ⲕⲁⲧⲁ ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲓ ⲧⲛⲧⲱⲛⲧ ⲉⲡⲉⲭⲥ
Әнди силәрни шуниң үчүн тәрипләймәнки, и қериндашлар, һәммә ишларда силәр мени әсләп туруватисиләр, мән силәргә тапшурғинимдәк, көрсәтмиләрни тутуп келиватисиләр.
2 ⲃ̅ ϯⲉⲡⲁⲓⲛⲟⲩ ⲇⲉ ⲙⲙⲱⲧⲛ ϫⲉ ⲧⲉⲧⲛⲉⲓⲣⲉ ⲙⲡⲁⲙⲉⲉⲩⲉ ϩⲛ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲁⲩⲱ ⲕⲁⲧⲁ ⲑⲉ ⲉⲛⲧⲁⲓϯ ⲛⲏⲧⲛ ⲛⲙⲡⲁⲣⲁⲇⲟⲥⲓⲥ ⲧⲉⲧⲛⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲙⲙⲟⲟⲩ
3 ⲅ̅ ϯⲟⲩⲱϣ ⲇⲉ ⲉⲧⲣⲉⲧⲛⲉⲓⲙⲉ ϫⲉ ⲧⲁⲡⲉ ⲛϩⲟⲟⲩⲧ ⲛⲓⲙ ⲡⲉ ⲡⲉⲭⲥ ⲧⲁⲡⲉ ⲇⲉ ⲛⲧⲉⲥϩⲓ ⲙⲉ ⲡⲉ ⲡⲉⲥϩⲁⲓ ⲧⲁⲡⲉ ⲇⲉ ⲛⲡⲉⲭⲥ ⲡⲉ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ
Амма мән силәрниң һәр әрниң беши Мәсиһдур, аялниң беши әрдур вә Мәсиһниң беши Худадур дәп билишиңларни халаймән.
4 ⲇ̅ ⲣⲱⲙⲉ ⲛⲓⲙ ⲉϥϣⲗⲏⲗ ⲏ ⲉϥⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲉⲩⲉ ⲉⲣⲉⲧⲉϥⲁⲡⲉ ϩⲟⲃⲥ ϥϯϣⲓⲡⲉ ⲛⲧⲉϥⲁⲡⲉ
Шуңа, [ибадәткә қатнашқанда], һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду.
5 ⲉ̅ ⲥϩⲓⲙⲉ ⲇⲉ ⲛⲓⲙ ⲉⲥϣⲗⲏⲗ ⲏ ⲉⲥⲡⲣⲟⲫⲏ ⲧⲉⲩⲉ ⲉⲣⲉⲧⲉⲥⲁⲡⲉ ϭⲟⲗⲡ ⲉⲃⲟⲗ ⲥϯϣⲓⲡⲉ ⲛⲧⲉⲥⲁⲡⲉ ⲧⲉⲓϩⲉ ⲅⲁⲣ ⲧⲉ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲉⲓϩⲱⲃ ⲛⲟⲩⲱⲧ ⲡⲉ ⲛⲧⲉⲧⲉⲣⲉ ϫⲱⲥ ϩⲟⲟⲕⲉ
Амма [ибадәткә қатнашқанда], һәр қандақ аял бешиға бирәр нәрсә артмиған һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду; бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, [рәсва қилинған] аялдин пәрқи йоқтур.
6 ⲋ̅ ⲉϣϫⲉ ⲥⲛⲁϩⲃⲥ ϫⲱⲥ ⲅⲁⲣ ⲁⲛ ⲛϭⲓ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲙⲁⲣⲉⲥϣⲃ ϫⲱⲥ ⲉϣϫⲉ ⲟⲩϣⲗⲟϥ ⲇⲉ ⲛⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲡⲉ ϣⲃ ϫⲱⲥ ⲏ ϩⲉⲕⲉ ϫⲱⲥ ⲙⲁⲣⲉⲥϩⲃⲥ ϫⲱⲥ
Аял кишиниң бешиға артқини йоқ болса, чачлири чүшүрүветилсун; аялға нисбәтән чачлириниң кесиветилиши яки чүшүрүветилиши уятлиқ иш болса, әнди униң бешиға бирәр артқини болсун.
7 ⲍ̅ ⲡϩⲟⲟⲩⲧ ⲅⲁⲣ ⲛϣϣⲉ ⲁⲛ ⲉⲣⲟϥ ⲉϩⲱⲃⲥ ⲛⲧⲉϥⲁⲡⲉ ⲉⲑⲓⲕⲱⲛ ⲡⲉ ⲁⲩⲱ ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲇⲉ ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲙⲡⲉⲥϩⲁⲓ ⲧⲉ
Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур.
8 ⲏ̅ ⲛⲧⲁⲩϫⲓ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲅⲁⲣ ⲁⲛ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲁⲗⲗⲁ ⲛⲧⲁⲩϫⲓ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ ⲡⲣⲱⲙⲉ
Чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур.
9 ⲑ̅ ⲕⲁⲓⲅⲁⲣ ⲛⲧⲁⲩⲥⲛⲧ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲁⲛ ⲉⲧⲃⲉ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲁⲗⲗⲁ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲉⲧⲃⲉ ⲡⲣⲱⲙⲉ
Шуниңдәк әр киши аял үчүн әмәс, аял киши әр үчүн яритилғандур.
10 ⲓ̅ ⲉⲧⲃⲉ ⲡⲁⲓ ϣϣⲉ ⲉⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲉⲕⲱ ⲛⲟⲩⲉⲝⲟⲩⲥⲓⲁ ⲉϫⲛ ⲧⲉⲥⲁⲡⲉ ⲉⲧⲃⲉ ⲛⲁⲅⲅⲉⲗⲟⲥ
Бу сәвәптин, һәм пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқ[ниң] [бәлгисигә] егә болуши керәк.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲡⲗⲏⲛ ⲙⲛ ⲥϩⲓⲙⲉ ⲁϫⲛ ϩⲟⲟⲩⲧ ⲟⲩⲇⲉ ϩⲟⲟⲩⲧ ⲛⲟⲩⲉϣ ⲛⲥϩⲓⲙⲉ ϩⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ
Һалбуки, Рәбдә аял әрсиз болмас вә әр аялсиз болмас;
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲛⲑⲉ ⲅⲁⲣ ⲛⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲉⲩⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ ⲡϩⲟⲟⲩⲧ ⲧⲉ ⲧⲁⲓ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲙⲡϩⲟⲟⲩⲧ ⲉⲩⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ ⲧⲉⲥϩⲓⲙⲉ ⲡⲉ ⲡⲧⲏⲣϥ ⲇⲉ ϩⲉⲛⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲛⲉ
чүнки аял әрдин чиқирилғинидәк, әр аял арқилиқ [туғулиду]; лекин һәммә иш Худадиндур.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲕⲣⲓⲛⲉ ⲛⲧⲱⲧⲛ ⲛϩⲏ ⲧⲧⲏⲩⲧⲛ ϣϣⲉ ⲉⲩⲥϩⲓⲙⲉ ⲉϣⲗⲏⲗ ⲉⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲉⲣⲉϫⲱⲥ ϭⲟⲗⲡ ⲉⲃⲟⲗ
Өз көңлүңларда баһа бериңлар; аялларниң бешиға бир нәрсә артмай туруп Худаға дуа қилиши мувапиқму?
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲉⲓⲉ ⲛⲧⲉⲉⲓⲕⲉⲫⲩⲥⲓⲥ ⲛⲁⲧⲥⲁⲃⲉ ⲧⲏⲩⲧⲛ ⲁⲛ ϫⲉ ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲙⲉⲛ ⲉϥϣⲁⲛⲟⲩⲉϩ ϥⲱ ⲟⲩⲥⲱϣ ⲛⲁϥ ⲡⲉ
Тәбиәтниң өзи силәргә әр кишиниң узун чачлири болса униңға уят екәнлигини үгәтмидиму?
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲟⲩⲥϩⲓⲙⲉ ⲇⲉ ⲉⲥϣⲁⲛⲟⲩⲉϩ ϥⲱ ⲟⲩⲉⲟⲟⲩ ⲛⲁⲥ ⲡⲉ ϫⲉ ⲡϥⲱ ⲉⲛⲧⲁⲩⲧⲁⲁϥ ⲛⲁⲥ ⲉⲡⲙⲁ ⲛⲟⲩⲣϣⲱⲛ
Амма аял кишиниң узун чачлири болса, бу униңға шан-шәрәп болиду; чүнки униң узун чачлири униңға безәк-йепинча болсун дәп тәқдим қилинған.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲉϣϫⲉ ⲟⲩⲛ ⲟⲩⲁ ⲇⲉ ⲉⲩⲙⲁⲓ ϯⲧⲱⲛ ⲡⲉ ⲁⲛⲟⲛ ⲙⲛ ⲧⲁⲛ ⲥⲩⲛⲓⲑⲓⲁ ⲙⲙⲁⲩ ⲛⲧⲉⲓⲙⲓⲛⲉ ⲟⲩⲇⲉ ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ
[Бирисиниң бу ишлар тоғрилиқ] талаш-тартиш қилғуси болса, [шуни билсунки], бизләрдә һәм Худаниң җамаәтлиридиму шулардин башқа һеч қаидиләр йоқтур.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲡⲁⲓ ⲇⲉ ϯⲡⲁⲣⲁⲅⲅⲉⲓⲗⲉ ⲙⲙⲟϥ ⲉⲓⲉⲡⲁⲓⲛⲟⲩ ⲁⲛ ϫⲉ ⲉⲧⲉⲧⲛⲥⲱⲟⲩϩ ⲁⲛ ⲉⲩϫⲓⲥⲉ ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲩϩⲃⲃⲉ
Амма һазир демәкчи болған иш, йәни силәр жиғилған сорунларға кәлсәк, униңда силәрни тәриплимәймән; чүнки жиғилғиниңларниң нәтиҗиси пайдилиқ әмәс, бәлки зиянлиқ болуватиду.
18 ⲓ̅ⲏ̅ ϣⲟⲣⲡ ⲙⲉⲛ ⲅⲁⲣ ⲉⲧⲉⲧⲛⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ϩⲛ ⲧⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ϯⲥⲱⲧⲙ ϫⲉ ⲟⲩⲛ ϩⲉⲛⲡⲱⲣϫ ⲛϩⲏⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ ⲁⲩⲱ ϯⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ ϩⲛ ⲟⲩⲙⲉⲣⲟⲥ
Чүнки биринчидин, силәр җамаәттә жиғилғиниңларда, араңларда гуруһларға бөлүнүшләр болғанлиғини аңлидим; бу гәпкә қисмән ишәндим.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ϩⲁⲡⲥ ⲅⲁⲣ ⲉⲧⲣⲉ ϩⲉⲛϩⲁⲓⲣⲉⲥⲓⲥ ϣⲱⲡⲉ ⲛϩⲏⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ ϫⲉⲕⲁⲥ ⲟⲛ ⲉⲣⲉⲛⲕⲉⲥⲱⲧⲡ ⲟⲩⲱⲛϩ ⲉⲃⲟⲗ ⲛϩⲏⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ
Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду. Ундақ болмиғанда араңларда кимниң лаяқәтлик болғанлиғини көрүвалғили болмайтти.
20 ⲕ̅ ⲉⲧⲉⲧⲛⲥⲱⲟⲩϩ ϭⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲛⲛⲉⲧⲛⲉⲣⲏⲩ ⲛⲟⲩⲕⲩⲣⲓⲁⲕⲟⲛ ⲁⲛ ⲡⲉ ⲛⲇⲓⲡⲛⲟⲛ ⲉⲟⲩⲟⲙϥ
Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, силәр [һәқиқәтән] «Рәбниң зияпити»дин йемәйсиләр.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲡⲟⲩⲁ ⲅⲁⲣ ⲡⲟⲩⲁ ⲣϣⲟⲣⲡ ⲉⲟⲩⲱⲙ ⲙⲡⲉϥⲇⲓⲡⲛⲟⲛ ⲁⲩⲱ ⲟⲩⲛ ⲟⲩⲁ ⲙⲉⲛ ϩⲕⲁⲉⲓⲧ ⲟⲩⲛ ⲟⲩⲁ ⲇⲉ ⲧⲁϩⲉ
Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду.
22 ⲕ̅ⲃ̅ ⲙⲏ ⲉⲧⲉⲙⲛⲧⲏⲧⲛ ⲏ ⲉⲓ ⲙⲙⲁⲩ ⲉⲟⲩⲱⲙ ⲁⲩⲱ ⲉⲥⲱ ϫⲛ ⲙⲙⲟⲛ ⲉⲧⲉⲧⲛⲕⲁⲧⲁⲫⲣⲟⲛⲓ ⲛⲧⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲉⲧⲛϯϣⲓⲡⲉ ⲛⲛⲉⲧⲉⲙⲛⲧⲁⲩ ⲧⲁϫⲟⲟⲥ ⲛⲏⲧⲛ ϫⲉ ⲟⲩ ⲧⲁⲉⲡⲁⲓⲛⲟⲩ ⲙⲙⲱⲧⲛ ϩⲙ ⲡⲁⲓ ⲛϯⲉⲡⲁⲓⲛⲟⲩ ⲁⲛ
Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр? Силәргә немә десәм болар? Силәрни тәрипләмдимән? Яқ, силәрни тәриплимәймән.
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲁⲛⲟⲕ ⲅⲁⲣ ⲁⲓϫⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲙⲡⲉⲛⲧⲁⲓⲧⲁⲁϥ ⲛⲏⲧⲛ ϫⲉ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲓⲏⲥ ϩⲛ ⲧⲉⲩϣⲏ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁⲧⲁⲁϥ ⲛϩⲏⲧⲥ ⲁϥϫⲓ ⲛⲟⲩⲟⲉⲓⲕ
Чүнки мән силәргә [Рәбниң зияпити тоғрилиқ] йәткүзгәнлиримни өзүм Рәбдин тапшурувалғанмән; демәк, Рәб Әйсаға сатқунлуқ қилинған кечидә у қолиға нан елип,
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲁϥⲥⲙⲟⲩ ⲉⲣⲟϥ ⲁϥⲡⲟϣϥ ⲡⲉϫⲁϥ ϫⲉ ⲡⲁⲓ ⲡⲉ ⲡⲁⲥⲱⲙⲁ ⲉⲧⲟⲩⲛⲁⲧⲁⲁϥ ϩⲁⲣⲱⲧⲛ ⲁⲣⲓ ⲡⲁⲓ ⲉⲡⲁⲣⲙⲉⲉⲩⲉ
тәшәккүр ейтқандин кейин уни уштуп: «Мана, силәргә аталған Мениң теним; буни Мени әсләп туруш үчүн мошундақ қилиңлар» — деди.
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲁⲩⲱ ⲟⲩⲁⲡⲟⲧ ⲟⲛ ⲛⲧⲉⲓϩⲉ ⲙⲛⲛⲥⲁ ⲧⲣⲉⲩⲟⲩⲱⲙ ⲉϥϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲡⲉⲓⲁⲡⲟⲧ ⲡⲉ ⲧⲇⲓⲁⲑⲏⲕⲏ ⲛⲃⲣⲣⲉ ϩⲙ ⲡⲁⲥⲛⲟϥ ⲁⲣⲓ ⲡⲁⲓ ⲛⲧⲁⲡⲥ ⲛⲥⲟⲡ ⲉⲧⲉⲧⲛⲁⲥⲱ ⲉⲡⲁⲣⲡⲙⲉⲉⲩⲉ
Шуниңдәк, ғизадин кейин у җамни қолиға елип: «Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур; һәр қетим буниңдин ичкиниңларда, Мени әсләп туруш үчүн шундақ қилиңлар» — деди.
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲥⲟⲡ ⲅⲁⲣ ⲛⲓⲙ ⲉⲧⲉⲧⲛⲁⲟⲩⲱⲙ ⲙⲡⲉⲓⲟⲉⲓⲕ ⲛⲧⲉⲧⲛⲥⲱ ⲙⲡⲁⲡⲟⲧ ⲉⲧⲉⲧⲛⲧⲁϣⲉⲟⲉⲓϣ ⲙⲡⲙⲟⲩ ⲙⲡϫⲟⲉⲓⲥ ϣⲁⲛⲧϥⲉⲓ
Чүнки силәр һәр қетим бу нандин йегән, бу җамдин ичкән болсаңлар, таки Униң қайтип келишигичә силәр Рәбниң өлүмини җакалиған болисиләр.
27 ⲕ̅ⲍ̅ ϩⲱⲥⲧⲉ ⲡⲉⲧⲛⲁⲟⲩⲱⲙ ⲙⲡⲟⲉⲓⲕ ⲛϥⲥⲱ ⲙⲡⲁⲡⲟⲧ ⲙⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲛϥⲙⲡϣⲁ ⲁⲛ ϥⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲛⲉⲛⲟⲭⲟⲥ ⲉⲡⲥⲱⲙⲁ ⲙⲛ ⲡⲉⲥⲛⲟϥ ⲙⲡϫⲟⲉⲓⲥ
Шуниң үчүн, кимки лаяқәтсиз һалда бу нанни йесә яки Рәбниң җамидин ичсә, Рәбниң тени һәм қениға нисбәтән гунакар болиду.
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲙⲁⲣⲉ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲇⲉ ⲇⲟⲕⲓⲙⲁⲍⲉ ⲙⲙⲟϥ ⲁⲩⲱ ⲧⲁⲓ ⲧⲉ ⲑⲉ ⲙⲁⲣⲉϥⲟⲩⲱⲙ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ ⲡⲟⲉⲓⲕ ⲁⲩⲱ ⲛϥⲥⲱ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ ⲡⲁⲡⲟⲧ
Шуниң үчүн һәр бирси бу ишлар үстидә өз-өзини тәкшүрүп, андин нандин йесун, җамдин ичсун.
29 ⲕ̅ⲑ̅ ⲡⲉⲧⲟⲩⲱⲙ ⲅⲁⲣ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲥⲱ ⲉϥⲟⲩⲱⲙ ⲁⲩⲱ ⲉϥⲥⲱ ⲛⲁϥ ⲛⲟⲩⲕⲣⲓⲙⲁ ⲉⲛϥⲇⲓⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲁⲛ ⲙⲡⲥⲱⲙⲁ
Чүнки [Рәбниң] тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду.
30 ⲗ̅ ⲉⲧⲃⲉ ⲡⲁⲓ ⲟⲩⲛ ϩⲁϩ ϣⲱⲛⲉ ⲛϩⲏⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ ⲁⲩⲱ ⲥⲉⲗⲉϫⲗⲱϫ ⲁⲩⲱ ⲥⲉⲛⲕⲟⲧⲕ ⲛϭⲓ ⲟⲩⲙⲏⲏϣⲉ
Бу сәвәптин араңлардики нурғун адәмләр зәиплишип кесәл болди, һәтта хелә бир қисми [өлүмдә] ухлап қалди.
31 ⲗ̅ⲁ̅ ⲉⲛⲉⲛⲙⲟⲩϣⲧ ⲅⲁⲣ ⲙⲙⲟⲛ ⲛⲉⲩⲛⲁⲕⲣⲓⲛⲉ ⲙⲙⲟⲛ ⲁⲛ ⲡⲉ
Лекин әгәр өз үстимизни тәкшүрүп һөкүм чиқарған болсақ, бешимизға [Рәбниң] һөкүм-җазаси чүшүрүлмәйдиған болиду.
32 ⲗ̅ⲃ̅ ⲉⲩⲕⲣⲓⲛⲉ ⲇⲉ ⲙⲙⲟⲛ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲩϯ ⲥⲃⲱ ⲛⲁⲛ ϫⲉ ⲛⲛⲉⲩⲧϭⲁⲉⲓⲟⲛ ⲙⲛ ⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ
Амма гәрчә үстимизгә Рәб тәрипидин һөкүм-җазалар чүшүрүлгән болсиму, әмәлийәттә бу Униң бизгә чүшүргән «тәрбийә җазаси»дур; буниңдин мәхсәт, бизниң бу дуния билән бирликтә һалакәткә һөкүм қилинмаслиғимиз үчүндур.
33 ⲗ̅ⲅ̅ ϩⲱⲥⲧⲉ ⲛⲁⲥⲛⲏⲩ ⲉⲧⲉⲧⲛⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲟⲩⲱⲙ ⲁϩⲉ ⲉⲛⲉⲧⲛⲉⲣⲏⲩ
Шуңа, и қериндашлар, [Рәбниң зияпитидә] йейишкә җәм болғиниңларда, [һәммәйлән толуқ кәлгичә] бир-бириңларни күтүңлар.
34 ⲗ̅ⲇ̅ ⲡⲉⲧϩⲕⲁⲉⲓⲧ ⲙⲁⲣⲉϥⲟⲩⲱⲙ ⲙⲡⲉϥⲏⲉⲓ ϫⲉ ⲛⲛⲉⲧⲛⲥⲱⲟⲩϩ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲩⲕⲣⲓⲙⲁ ϯⲛⲁⲧⲉϣ ⲡⲕⲉⲥⲉⲉⲡⲉ ⲇⲉ ⲛⲏⲧⲛ ⲉⲉⲓϣⲁⲛⲉⲓ
Бириси ач қосақ болса авал өйидә йәп кәлсун; шундақ қилип силәрниң җәм болушуңлар өзүңларға һөкүм-җаза йәткүзмәйдиған болиду. Қалған башқа мәсилиләрни болса, мән барғинимда тәртипкә салимән.

< ⲚⲒⲔⲞⲢⲒⲚⲐⲒⲞⲤ Ⲁ ̅ 11 >