< 撒迦利亞書 7 >

1 大流士王第四年九月,就是基斯流月初四日,耶和華的話臨到撒迦利亞。
Дариус падишаниң төртинчи жили тоққузинчи ай, йәни «Хисләв»ниң төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Зәкәрияға кәлди.
2 那時伯特利人已經打發沙利色和利堅米勒,並跟從他們的人,去懇求耶和華的恩,
Шу чағда Бәйт-Әл шәһиридикиләр Шерәзәр вә Рәгәм-Мәләкләрни Пәрвәрдигардин илтипат сорашқа әвәткән еди.
3 並問萬軍之耶和華殿中的祭司和先知說:「我歷年以來,在五月間哭泣齋戒,現在還當這樣行嗎?」
Бәйт-Әлдикиләр: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйидики каһинлардин, шуниңдәк пәйғәмбәрләрдин: «Һәр биримиз көп жиллардин бери қилғинимиздәк, бәшинчи айда һәр биримиз йәнила өзимизни башқилардин айрип, жиға-зерәға олтиришимиз керәкму?» — дәп сораңлар» дәп тапилиған еди.
4 萬軍之耶和華的話就臨到我說:
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
5 「你要宣告國內的眾民和祭司,說:『你們這七十年,在五月、七月禁食悲哀,豈是絲毫向我禁食嗎?
«Зиминдики барлиқ туруватқан хәлиққә һәм каһинларға сөз қилип мундақ сориғин: — «Силәр мошу йәтмиш жилдин бери бәшинчи ай вә йәттинчи айларда роза тутуп жиға-зерә қилғиниңларда, силәр маңа, һәқиқәтән маңа роза туттуңларму?
6 你們吃喝,不是為自己吃,為自己喝嗎?
Йегиниңлар, ичкиниңлар, бу пәқәт өзүңлар үчүнла йәп-ичкиниңлардин ибарәт болди әмәсму?
7 當耶路撒冷和四圍的城邑有居民,正興盛,南地高原有人居住的時候,耶和華藉從前的先知所宣告的話,你們不當聽嗎?』」
Булар Йерусалим вә униң әтрапидики шәһәрлири аһалилик болған, таза аватлашқан чағларда, җәнубий Йәһуда вә төвән түзләңлик аһалилик болған чағларда, Пәрвәрдигар бурунқи пәйғәмбәрләр арқилиқ җакалиған сөзләр әмәсму?
8 耶和華的話又臨到撒迦利亞說:
Пәрвәрдигарниң сөзи Зәкәрияға келип мундақ дейилди: —
9 「萬軍之耶和華曾對你們的列祖如此說:『要按至理判斷,各人以慈愛憐憫弟兄。
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәқиқий адаләтни жүргүзүңлар, бир-бириңларға меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиңлар,
10 不可欺壓寡婦、孤兒、寄居的,和貧窮人。誰都不可心裏謀害弟兄。』」
тул хотун вә житим-йесирларни, ят адәмләр вә намратларни бозәк қилмаңлар; һеч ким өз қериндишиға көңлидә яманлиқ ойлимисун.
11 他們卻不肯聽從,扭轉肩頭,塞耳不聽,
Бирақ [ата-бовилириңлар] аңлашни рәт қилған, улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, аңлимасқа қулақлирини еғир қилған;
12 使心硬如金鋼石,不聽律法和萬軍之耶和華用靈藉從前的先知所說的話。故此,萬軍之耶和華大發烈怒。
улар Тәврат қанунини вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Өз Роһи билән бурунқи пәйғәмбәрләр арқилиқ әвәткән сөзлирини аңлимаслиқ үчүн көңлини алмастәк қаттиқ қилған еди; шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин интайин қаттиқ ғәзәп чүшкән;
13 萬軍之耶和華說:「我曾呼喚他們,他們不聽;將來他們呼求我,我也不聽!
шундақ болдики, Мән уларни чақирғанда улар аңлашни рәт қилғандәк, улар чақирғанда Мәнму аңлашни рәт қилдим» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
14 我必以旋風吹散他們到素不認識的萬國中。這樣,他們的地就荒涼,甚至無人來往經過,因為他們使美好之地荒涼了。」
— «вә Мән уларни улар тонумайдиған барлиқ әлләр арисиға қара қуюн билән тарқитивәттим; уларниң кетиши билән зимин вәйран болған, андин униңдин өткәнләрму, қайтқанларму болған әмәс; чүнки уларниң сәвәвидин иллиқ зимин вәйранә қилинған».

< 撒迦利亞書 7 >