< 路得記 1 >
1 當士師秉政的時候,國中遭遇饑荒。在猶大的伯利恆,有一個人帶着妻子和兩個兒子往摩押地去寄居。
[Батур] Һакимлар һөкүм сүргән мәзгилдә шундақ болдики, зиминда ачарчилиқ йүз бәрди. Шу вақитта бир адәм аяли вә икки оғлини елип Йәһуда зиминидики Бәйт-Ләһәмдин чиқип, Моабниң сәһралирида бир мәзгил туруп келишкә барди.
2 這人名叫以利米勒,他的妻名叫拿俄米;他兩個兒子,一個名叫瑪倫,一個名叫基連,都是猶大伯利恆的以法他人。他們到了摩押地,就住在那裏。
У кишиниң исми Әлимәләк, аялиниң исми Наоми, икки оғлиниң исми Маһлон билән Килйон еди. Улар Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ, Әфрат җәмәтидин еди. Улар Моабниң сәһрасиға келип шу йәрдә олтирақлашти.
3 後來拿俄米的丈夫以利米勒死了,剩下婦人和她兩個兒子。
Кейин Наоминиң ери Әлимәләк өлди; аяли икки оғли билән қалди.
4 這兩個兒子娶了摩押女子為妻,一個名叫俄珥巴,一個名叫路得,在那裏住了約有十年。
Улар Моаб қизлиридин өзлиригә хотун алди. Бириниң ети Орпаһ, йәнә бириниң ети Рут еди. Улар шу йәрдә он жилдәк турди.
5 瑪倫和基連二人也死了,剩下拿俄米,沒有丈夫,也沒有兒子。
Маһлон билән Килйон һәр иккиси өлди; шуниң билән аписи ери һәм оғуллиридин айрилип ялғуз қалди.
6 她就與兩個兒婦起身,要從摩押地歸回;因為她在摩押地聽見耶和華眷顧自己的百姓,賜糧食與他們。
Шуниң билән аял икки келини билән қопуп Моабниң сәһрасидин қайтип кәтмәкчи болди; чүнки у Пәрвәрдигарниң Өз хәлқини йоқлап, ашлиқ бәргәнлиги тоғрисидики хәвәрни Моабниң сәһрасида туруп аңлиған еди.
7 於是她和兩個兒婦起行離開所住的地方,要回猶大地去。
Шуниң билән у икки келини билән биллә турған йеридин чиқип, Йәһуда зиминиға қайтишқа йолға чиқти.
8 拿俄米對兩個兒婦說:「你們各人回娘家去吧。願耶和華恩待你們,像你們恩待已死的人與我一樣!
Наоми икки келинигә: — һәр иккиңлар қайтип өз анаңларниң өйигә бериңлар. Силәрниң мәрһумларға вә маңа меһриванлиқ көрсәткиниңлардәк Пәрвәрдигарму силәргә меһриванлиқ көрсәткәй!
9 願耶和華使你們各在新夫家中得平安!」於是拿俄米與她們親嘴。她們就放聲而哭,
Пәрвәрдигар силәр иккиңларни өз ериңларниң өйидә арам тапқузғай! — дәп, уларни сөйүп қойди. Улар һөкирәп жиғлишип
униңға: — Яқ, биз чоқум сениң билән тәң өз хәлқиңниң йениға қайтимиз, — дейишти.
11 拿俄米說:「我女兒們哪,回去吧!為何要跟我去呢?我還能生子作你們的丈夫嗎?
Лекин Наоми: — Йенип кетиңлар, әй қизлирим! Немишкә мениң билән бармақчисиләр? Қосиғимда силәргә әр болғидәк оғуллар барму?
12 我女兒們哪,回去吧!我年紀老邁,不能再有丈夫;即或說,我還有指望,今夜有丈夫可以生子,
Йенип кетиңлар, әй қизлирим! Чүнки мән қерип кәткәчкә, әргә тегишкә яримаймән. Дәрһәқиқәтән бүгүн кечә бир әрлик болушқа, шундақла оғуллуқ болушқа үмүт бар дегәндиму,
13 你們豈能等着他們長大呢?你們豈能等着他們不嫁別人呢?我女兒們哪,不要這樣。我為你們的緣故甚是愁苦,因為耶和華伸手攻擊我。」
улар жигит болғичә сәвир қилип тураттиңларму? Уларни дәп башқа әргә тәгмәй сақлап тураттиңларму? Яқ, болмайду, қизлирим! Чүнки Пәрвәрдигарниң қоли маңа қарши болуп мени азаплайдиғини үчүн, мән тартидиған дәрд-әләм силәрниңкидин техиму еғир болиду, — деди.
14 兩個兒婦又放聲而哭,俄珥巴與婆婆親嘴而別,只是路得捨不得拿俄米。
Улар йәнә һөкирәп жиғлашти. Орпаһ қейинанисини сөйүп хошлашти, лекин Рут уни чиң қучағлап турувалди.
15 拿俄米說:「看哪,你嫂子已經回她本國和她所拜的神那裏去了,你也跟着你嫂子回去吧!」
Наоми униңға: — Мана, келин сиңлиң өз хәлқи билән илаһлириниң йениға йенип кәтти! Сәнму келин сиңлиңниң кәйнидин йенип кәткин! — деди.
16 路得說:「不要催我回去不跟隨你。你往哪裏去,我也往那裏去;你在哪裏住宿,我也在那裏住宿;你的國就是我的國,你的上帝就是我的上帝。
Лекин Рут җававән: — Мениң сениң йениңдин кетишимни вә саңа әгишиш нийитимдин йенишни өтүнмә; чүнки сән нәгә барсаң мәнму шу йәргә баримән; сән нәдә қонсаң мәнму шу йәрдә қонимән; сениң хәлқиң мениңму хәлқимдур вә сениң Худайиң мениңму Худайимдур.
17 你在哪裏死,我也在那裏死,也葬在那裏。除非死能使你我相離!不然,願耶和華重重地降罰與我。」
Сән нәдә өлсәң мәнму шу йәрдә өлимән вә шу йәрдә ятимән; өлүмдин башқиси мени сәндин айривәтсә Пәрвәрдигар мени урсун һәм униңдин ашуруп җазалисун! — деди.
18 拿俄米見路得定意要跟隨自己去,就不再勸她了。
Наоми униң өзигә әгишип беришқа қәтъий нийәт қилғинини көрүп, униңға йәнә еғиз ачмиди.
19 於是二人同行,來到伯利恆。她們到了伯利恆,合城的人就都驚訝。婦女們說:「這是拿俄米嗎?」
Иккиси меңип Бәйт-Ләһәмгә йетип кәлди. Шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмгә йетип кәлгинидә пүткүл шәһәрдикиләр уларни көрүп зил-зилигә кәлди. Аяллар болса: — Бу растинла Наомимиду? — дейишти.
20 拿俄米對她們說:「不要叫我拿俄米,要叫我瑪拉,因為全能者使我受了大苦。
У уларға җававән: — Мени Наоми демәй, бәлки «Мара» дәңлар; чүнки Һәммигә Қадир маңа зәрдаб жутқузди.
21 我滿滿地出去,耶和華使我空空地回來。耶和華降禍與我;全能者使我受苦。既是這樣,你們為何還叫我拿俄米呢?」
Тоққузум тәл һаләттә бу йәрдин чиқтим; лекин Пәрвәрдигар мени қуруқ қайтқузди. Пәрвәрдигар мени әйипләп гувалиқ бәрди, Һәммигә Қадир мени харлиған екән, немишкә мени Наоми дәйсиләр? — деди.
22 拿俄米和她兒婦摩押女子路得,從摩押地回來到伯利恆,正是動手割大麥的時候。
Шундақ қилип Наоми билән келини Моаб қизи Рут Моабниң сәһрасидин қайтип кәлди; улар иккиси Бәйт-Ләһәмгә йетип келиши билән тәң арпа ормиси башланған еди.