< 詩篇 55 >
1 大衛的訓誨詩,交與伶長。用絲弦的樂器。 上帝啊,求你留心聽我的禱告, 不要隱藏不聽我的懇求!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»: — И Худа, дуайимни аңлиғайсән; Тилигимдин өзүңни қачурмиғайсән,
2 求你側耳聽我,應允我。 我哀歎不安,發聲唉哼,
Маңа қулақ селип, җавап бәргәйсән; Мән дад-пәряд ичидә кезип, Аһ-зар чекип жүримән;
3 都因仇敵的聲音,惡人的欺壓; 因為他們將罪孽加在我身上,發怒氣逼迫我。
Сәвәви дүшмәнниң тәһдитлири, рәзилләрниң зулумлири; Улар бешимға аваричиликләрни төкиду; Улар ғәзәплинип маңа адавәт сақлайду.
Ичимдә жүригим толғинип кәтти; Өлүм вәһшәтлири вуҗудумни қаплиди.
Қорқунуч вә титрәк бешимға чүшти, Дәһшәт мени чөмкүвалди.
6 我說:但願我有翅膀像鴿子, 我就飛去,得享安息。
Мән: — «Кәптәрдәк қанитим болсичу кашки, Учуп берип арамгаһ тапар едим» — дедим.
— «Жирақ җайларға қечип, Чөл-баяванларда маканлишар едим; (Селаһ)
Боран-чапқунлардин, Қара қуюндин қечип, панаһгаһға алдирар едим!».
9 主啊,求你吞滅他們,變亂他們的舌頭! 因為我在城中見了強暴爭競的事。
Уларни жутувәткәйсән, и Рәб; Тиллирини бөлүвәткәйсән; Чүнки шәһәр ичидә зораванлиқ һәм җедәлхорлуқни көрдүм.
10 他們在城牆上晝夜繞行; 在城內也有罪孽和奸惡。
Улар кечә-күндүз сепилләр үстидә ғадийип жүрмәктә; Шәһәр ичини қабаһәт вә шумлуқ қаплиди.
Һарам арзу-һәвәсләр униң ичидә туриду, Сахтилиқ вә һейлә-микирлик, кочилардин кәтмәйду.
12 原來不是仇敵辱罵我, 若是仇敵,還可忍耐; 也不是恨我的人向我狂大, 若是恨我的人就必躲避他。
Әгәр дүшмән мени мәсқирә қилған болса, униңға сәвир қилаттим; Бирақ мени кәмситип, өзини махтиған адәм маңа өчмәнләрдин әмәс еди; Әгәр шундақ болған болса, униңдин өзүмни қачураттим;
13 不料是你;你原與我平等, 是我的同伴,是我知己的朋友!
Лекин буни қилған сән екәнлигиңни — Мениң бурадирим, сирдишим, әзиз достум болуп чиқишиңни ойлимаптимән!
14 我們素常彼此談論,以為甘甜; 我們與群眾在上帝的殿中同行。
Халайиққа қетилип, Худаниң өйигә иккимиз биллә маңған едуқ, Өз ара шерин параңларда болған едуқ;
15 願死亡忽然臨到他們! 願他們活活地下入陰間! 因為他們的住處,他們的心中,都是邪惡。 (Sheol )
Мошундақ [сатқунларни] өлүм туюқсиз чөчитивәтсун! Улар тәһтисараға тирик чүшкәй! Чүнки уларниң маканлирида, уларниң арисида рәзиллик турмақта. (Sheol )
Лекин мән болсам, Худаға нида қилимән; Пәрвәрдигар мени қутқузиду.
17 我要晚上、早晨、晌午哀聲悲歎; 他也必聽我的聲音。
Әтигини, ахшими вә чүштә, Дәрдимни төкүп пәряд көтиримән; У җәзмән садайимға қулақ салиду.
18 他救贖我命脫離攻擊我的人, 使我得享平安, 因為與我相爭的人甚多。
У маңа қарши қилинған җәңдин мени аман қилиду; Гәрчә көп адәмләр мени қоршавға алған болсиму.
19 那沒有更變、不敬畏上帝的人, 從太古常存的上帝必聽見而苦待他。
Тәңри — әзәлдин тәхттә олтирип кәлгүчи! [У наләмни] аңлап уларни бир тәрәп қилиду; (Селаһ) Чүнки уларда һеч өзгиришләр болмиди; Улар Худадин һеч қорқмайду.
[Һелиқи бурадирим] өзи билән дост болғанларға мушт көтәрди; Өз әһдисини бузуп ташлиди.
21 他的口如奶油光滑, 他的心卻懷着爭戰; 他的話比油柔和, 其實是拔出來的刀。
Ағзи сериқ майдинму юмшақ, Бирақ көңли җәңдур униң; Униң сөзлири яғдинму силиқ, Әмәлийәттә суғуруп алған қиличлардур.
22 你要把你的重擔卸給耶和華, 他必撫養你; 他永不叫義人動搖。
Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой, У сени йөләйду; У һәққанийларни һәргиз тәврәтмәйду.
23 上帝啊,你必使惡人下入滅亡的坑; 流人血、行詭詐的人必活不到半世, 但我要倚靠你。
Бирақ, сән Худа әшу рәзилләрни һалакәт һаңиға чүшүрисән; Қанхорлар вә һейлигәрләр өмриниң йериминиму көрмәйду; Бирақ мән болсам, саңа тайинимән.