< 箴言 14 >
Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар.
2 行動正直的,敬畏耶和華; 行事乖僻的,卻藐視他。
Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; Қиңғир йолда маңған киши [Худани] көзгә илмас.
3 愚妄人口中驕傲,如杖責打己身; 智慧人的嘴必保守自己。
Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар.
Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; Бирақ өкүзниң күчи болғандила [саңға] ашлиқ толар.
Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр.
Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт.
8 通達人的智慧在乎明白己道; 愚昧人的愚妄乃是詭詐。
Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур.
Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар.
10 心中的苦楚,自己知道; 心裏的喜樂,外人無干。
Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас.
Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр.
Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар.
14 心中背道的,必滿得自己的結果; 善人必從自己的行為得以知足。
Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр.
Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар.
16 智慧人懼怕,就遠離惡事; 愚妄人卻狂傲自恃。
Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар.
17 輕易發怒的,行事愚妄; 設立詭計的,被人恨惡。
Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.
Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.
Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида [баш урар].
Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур.
21 藐視鄰舍的,這人有罪; 憐憫貧窮的,這人有福。
Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.
22 謀惡的,豈非走入迷途嗎? 謀善的,必得慈愛和誠實。
Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар.
Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.
24 智慧人的財為自己的冠冕; 愚妄人的愚昧終是愚昧。
Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.
25 作真見證的,救人性命; 吐出謊言的,施行詭詐。
Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған [гувачи] ялған гәпни нәпәстәк тинар.
26 敬畏耶和華的,大有倚靠; 他的兒女也有避難所。
Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар.
27 敬畏耶和華就是生命的泉源, 可以使人離開死亡的網羅。
Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.
Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.
29 不輕易發怒的,大有聰明; 性情暴躁的,大顯愚妄。
Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар.
Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур; Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар.
31 欺壓貧寒的,是辱沒造他的主; 憐憫窮乏的,乃是尊敬主。
Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур; Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур.
32 惡人在所行的惡上必被推倒; 義人臨死,有所投靠。
Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар.
33 智慧存在聰明人心中; 愚昧人心裏所存的,顯而易見。
Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар; Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас.
Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр; Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар.
Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр; Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр.