< 民數記 21 >
1 住南地的迦南人亞拉得王,聽說以色列人從亞他林路來,就和以色列人爭戰,擄了他們幾個人。
Җәнупта турушлуқ Арад мәмликитиниң Ⱪананийлардин болған падишаси Исраилларниң Атарим йоли билән келиватқанлиғини аңлап, чиқип улар билән соқушуп, нәччәйләнни тутқун қилип кәтти.
2 以色列人向耶和華發願說:「你若將這民交付我手,我就把他們的城邑盡行毀滅。」
Андин Исраиллар Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: «Әгәр бу хәлиқни бизниң қолимизға пүтүнләй тапшуридиған болсаң, уларниң шәһәрлирини вәйран қилип ташлаймиз» — деди.
3 耶和華應允了以色列人,把迦南人交付他們,他們就把迦南人和迦南人的城邑盡行毀滅。那地方的名便叫何珥瑪。
Пәрвәрдигар Исраилларниң пәрядини аңлап, Қанаанлийларни уларниң қолиға тапшурди, шуниң билән улар Ⱪананийларни уларниң шәһәрлири билән қошуп вәйран қилди; шу сәвәптин улар шу йәрни «Хормаһ» дәп атиди.
4 他們從何珥山起行,往紅海那條路走,要繞過以東地。百姓因這路難行,心中甚是煩躁,
Улар Һор теғидин йолға чиқип, Едом зиминини айлинип өтүш үчүн, Қизил деңиз бойидики йолни бойлап маңди; хәлиқ мошу йол сәвәвидин көңлидә толиму тақәтсиз болуп,
5 就怨讟上帝和摩西說:「你們為甚麼把我們從埃及領出來、使我們死在曠野呢?這裏沒有糧,沒有水,我們的心厭惡這淡薄的食物。」
Худаға вә Мусаға қарши чиқип: — Силәр немә үчүн бизни чөл-җәзиридә өлсун дәп Мисир зиминидин башлап чиққансиләр? Бу йәрдә я ашлиқ, я су йоқ, көңлимиз бу әрзимәс нанлардин бизар болди, дейишти.
6 於是耶和華使火蛇進入百姓中間,蛇就咬他們。以色列人中死了許多。
Шу сәвәптин Пәрвәрдигар уларниң арисиға зәһәрлик иланларни әвәтти; иланлар уларни чақти, шу сәвәптин Исраиллардин нурғун адәм өлүп кәтти.
7 百姓到摩西那裏,說:「我們怨讟耶和華和你,有罪了。求你禱告耶和華,叫這些蛇離開我們。」於是摩西為百姓禱告。
Хәлиқ Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз ағзимизни бузуп, Пәрвәрдигарға һәм саңа һуҗум қилип, яман гәп қилип гуна қилдуқ; Пәрвәрдигарға тилавәт қилсаң, у бу иланларни аримиздин елип кәткәй, — девиди, Муса хәлиқ үчүн дуа қилди.
8 耶和華對摩西說:「你製造一條火蛇,掛在杆子上;凡被咬的,一望這蛇,就必得活。」
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән бир зәһәрлик иланниң шәклини ясап хадиға есип қойғин; илан чеқивалған һәр бири униңға қарисила қайта һаятқа еришиду, — деди.
9 摩西便製造一條銅蛇,掛在杆子上;凡被蛇咬的,一望這銅蛇就活了。
Муса мистин бир илан яситип хадиға есип қойди; вә шундақ болдики, илан биркимни чеқивалған болса, у бу мис иланға қарисила, улар һаят қалди.
Исраиллар йәнә йолға чиқип Оботқа келип чедир тикти.
11 又從阿伯起行,安營在以耶‧亞巴琳,與摩押相對的曠野,向日出之地。
Йәнә Оботтин йолға чиқип, Моаб зимининиң удулида күн чиқиш тәрәптики Ийә-Ибаримға келип чедир тикти.
Улар йәнә у йәрдин йолға чиқип Зәрәд җилғисида чедир тикти.
13 從那裏起行,安營在亞嫩河那邊。這亞嫩河是在曠野,從亞摩利的境界流出來的;原來亞嫩河是摩押的邊界,在摩押和亞摩利人搭界的地方。
Йәнә у йәрдин меңип Аморийларниң зимининиң четидин чиқип чөл-баявандин өтүп, еқип турған Арнон дәриясиниң у қетида чедир тикти (чүнки Арнон дәрияси Моабийларниң чегариси болуп, Моабийлар билән Аморийларниң оттурисида еди.
14 所以耶和華的戰記上說:「蘇法的哇哈伯與亞嫩河的谷,
Шуңа «Пәрвәрдигарниң җәңнамиси» дегән китапта: — «Суфаһдики Ваһәб вә дәрия-вадилири, Арнон дәрияси вә җилғилириниң янбағирлири, Арниң туралғусиғичә йетип, Моабниң чегарисиға чүшиду» дәп пүтүлгән еди).
16 以色列人從那裏起行,到了比珥。從前耶和華吩咐摩西說:「招聚百姓,我好給他們水喝」,說的就是這井。
[Исраиллар] йәнә у йәрдин меңип Бәәргә кәлди; «[Бәәр]» қудуқ дегән мәнидә болуп, илгири Пәрвәрдигар Мусаға: «Сән хәлиқни жиғ, Мән уларға ичидиған су берәй» дегәндә шу қудуқни көздә тутқан.
17 當時,以色列人唱歌說: 井啊,湧上水來! 你們要向這井歌唱。
Шу чағда Исраиллар муну нахшини ейтишқан: — «Аһ қудуқ, чиқсун сүйүң булдуқлап, Нахша ейтиңлар, қудуққа беғишлап:
18 這井是首領和民中的尊貴人 用圭用杖所挖所掘的。 以色列人從曠野往瑪他拿去,
Бу қудуқни әмирләр, Хәлиқниң каттилири қазған, Қанун чиқарғучиниң сөзи билән, Һасилири билән қазған». Исраиллар чөл-баявандин йәнә Маттанаһқа,
Маттанаһтин Наһалийәлгә, Наһалийәлдин Бамотқа,
20 從巴末到摩押地的谷,又到那下望曠野之毗斯迦的山頂。
Бамоттин Моаб даласидики җилғиға, йәнә чөл-баяван тәрәпкә қарап турған Писгаһ теғиниң чоққисиға йетип барди.
Исраиллар Аморийларниң падишаси Сиһонниң алдиға әлчиләрни әвәтип:
22 「求你容我們從你的地經過;我們不偏入田間和葡萄園,也不喝井裏的水,只走大道,直到過了你的境界。」
— Бизниң өз зиминлиридин өтүвелишимизгә иҗазәт бәргәйла; биз силиниң етизлиқлириға вә үзүмзарлиқлириға кирмәймиз, қудуқлиридин суму ичмәймиз; тәвәлиридин өтүп кәткичә «Хан йоли»дин чиқмаймиз, — деди.
23 西宏不容以色列人從他的境界經過,就招聚他的眾民出到曠野,要攻擊以色列人,到了雅雜與以色列人爭戰。
Сиһон Исраилларни өз чегарисидин өткили қоймайла қалмастин, әксичә у Исраиллар билән соқушимән дәп, өзиниң барлиқ хәлқини жиғип чөлгә қарап атланди. У Яһазға келип Исраилға һуҗум қилди.
24 以色列人用刀殺了他,得了他的地,從亞嫩河到雅博河,直到亞捫人的境界,因為亞捫人的境界多有堅壘。
Исраиллар уни қилич билән чепип өлтүрүп, униң жутини Арнон дәриясидин Яббок дәриясиғичә, йәни Аммонийларниң чегарисиғичә егилиди; Аммонийларниң чегариси болса бәк мустәһкәм еди.
25 以色列人奪取這一切的城邑,也住亞摩利人的城邑,就是希實本與希實本的一切鄉村。
Исраиллар бу йәрдики һәммә шәһәрни егилиди һәм Аморийларниң шәһәрлиригә, йәни Һәшбонға вә униңға тәвә барлиқ йеза-қишлақларғиму кирип орунлашти.
26 這希實本是亞摩利王西宏的京城;西宏曾與摩押的先王爭戰,從他手中奪取了全地,直到亞嫩河。
Чүнки Һәшбон әслидә Аморийларниң падишаси Сиһонниң мәркизий шәһири еди; Сиһон әслидә Моабниң илгәрки падишаси билән соқушқан, униң Арнон дәриясиғичә болған һәммә зиминини тартивалған еди.
27 所以那些作詩歌的說: 你們來到希實本; 願西宏的城被修造,被建立。
Шу сәвәптин шаирлар: — «Һәшбонға келиңлар! Мана Сиһонниң шәһири яңливаштин қурулсун, Сиһонниң шәһири мәһкәм қилинсун.
28 因為有火從希實本發出, 有火焰出於西宏的城, 燒盡摩押的亞珥和亞嫩河邱壇的祭司。
Чүнки Һәшбонниң өзидин чиқти бир от, Сиһонниң шәһиридин бир ялқун ялқунлап, Жутувәтти Моабтики Ар шәһирини, Арнондики егиз җайларниң әмирлирини.
29 摩押啊,你有禍了! 基抹的民哪,你們滅亡了! 基抹的男子逃奔, 女子被擄,交付亞摩利的王西宏。
Вай саңа әй Моаб! Һәй Кемошниң үммити, түгәштиңлар! Чүнки [Кемош] өз оғуллирини қачқунға айландурди, Қизлирини әсирликкә берип, Аморийларниң падишаси Сиһонға тутуп бәрди!
30 我們射了他們; 希實本直到底本盡皆毀滅。 我們使地變成荒場,直到挪法; 這挪法直延到米底巴。
Биз уларни жиқитивәттуқ, Һәшбон таки Дибонғичә һалак болди; Биз һәтта Нофаһқичә (Нофаһтин Мәдәбаға йетиду) уларниң жутини вәйран қиливәттуқ!» — дәп шеир йезишқан еди.
Шуниң билән Исраиллар әнә шу тәриқидә Аморийларниң жутиға орунлашти.
32 摩西打發人去窺探雅謝,以色列人就佔了雅謝的鎮市,趕出那裏的亞摩利人。
Муса Яазәрни чарлап келишкә чарлиғучиларни әвәтти; андин Исраиллар Яазәрниң йеза-қишлақлирини ишғал қилип, у йәрләрдики Аморийларни йеридин қоғливәтти.
33 以色列人轉回,向巴珊去。巴珊王噩和他的眾民都出來,在以得來與他們交戰。
Шуниңдин кейин Исраиллар бурулуп, Башанниң йолини бойлап маңди; Башанниң падишаси Ог вә униң барлиқ хәлқи чиқип Әдрәйдә Исраиллар билән җәң қилишқа сәп түзди.
34 耶和華對摩西說:「不要怕他!因我已將他和他的眾民,並他的地,都交在你手中;你要待他像從前待住希實本的亞摩利王西宏一般。」
Пәрвәрдигар Мусаға: — Қорқма, Мән уни, униң барлиқ хәлқи һәм зиминини қолуңға тапшуримән; сән уни илгири Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһонни қилғандәк қилисән, — деди.
35 於是他們殺了他和他的眾子,並他的眾民,沒有留下一個,就得了他的地。
Шуниң билән улар Ог билән униң оғуллирини һәм барлиқ хәлқиниң бирини қоймай қирип ташлиди вә униң зиминини егилиди.