< 民數記 17 >

1 耶和華對摩西說:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 「你曉諭以色列人,從他們手下取杖,每支派一根;從他們所有的首領,按着支派,共取十二根。你要將各人的名字寫在各人的杖上,
«Сән Исраилларға сөз қилип, улардин ата җәмәти бойичә, һәр қәбилиниң әмридин бирдин он икки һаса алғин; сән уларниң һәр бириниң исмини өзиниң һасисиға йезип қойғин.
3 並要將亞倫的名字寫在利未的杖上,因為各族長必有一根杖。
Лавий қәбилисиниң һасисиға Һарунниң исмини язғин, чүнки һәр бир ата җәмәт қәбилә башлиғи үчүн бир һаса вәкил болиду.
4 你要把這些杖存在會幕內法櫃前,就是我與你們相會之處。
Сән бу һасиларни җамаәт чедиридики һөкүм-гувалиқ [сандуғиниң] алдиға, йәни Мән сениң билән көрүшидиған йәргә қойғин.
5 後來我所揀選的那人,他的杖必發芽。這樣,我必使以色列人向你們所發的怨言止息,不再達到我耳中。」
Вә шундақ болидуки, Мән таллиған кишиниң болса, униң һасиси бих сүриду; шундақ қилип Исраилларниң силәргә ғудурашқан гәплирини тохтитип Маңа аңланмайдиған қиливетимән».
6 於是摩西曉諭以色列人,他們的首領就把杖交給他,按着支派,每首領一根,共有十二根;亞倫的杖也在其中。
Шуниң билән Муса Исраилларға шундақ сөз қилди; уларниң һәммә әмирлири униңға бирдин һасини, җәмий болуп он икки һасини бәрди; һәр бир ата җәмәткә бир һаса вәкил болди, Һарунниң һасисиму шуларниң ичидә еди.
7 摩西就把杖存在法櫃的帳幕內,在耶和華面前。
Муса һасиларни һөкүм-гувалиқ чедириға әкирип Пәрвәрдигарниң һозуриға қойди.
8 第二天,摩西進法櫃的帳幕去。誰知利未族亞倫的杖已經發了芽,生了花苞,開了花,結了熟杏。
Вә шундақ болдики, Муса әтиси һөкүм-гувалиқ чедириға киривиди, мана, Лавий җәмәтигә вәкил болған Һарунниң һасиси бих сүрүп, ғунчилап, чечәкләп, бадам чүшкән еди.
9 摩西就把所有的杖從耶和華面前拿出來,給以色列眾人看;他們看見了,各首領就把自己的杖拿去。
Муса һасиларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң алдидин елип чиқип, Исраил хәлқигә көрсәтти; улар көргәндин кейин һәр ким өз һасилирини елип кетишти.
10 耶和華吩咐摩西說:「把亞倫的杖還放在法櫃前,給這些背叛之子留作記號。這樣,你就使他們向我發的怨言止息,免得他們死亡。」
Пәрвәрдигар Мусаға: — Шу асийлиқ қилғучи балиларға бир агаһ бәлгүси болсун дәп Һарунниң һасисини һөкүм-гуваниң алдиға әкирип қойғин. Шундақ қилсаң сән уларниң ғудурашқан гәплирини тохтитип, Маңа аңланмайдиған қилисән; уларму шуниң билән өлүп кәтмәйду, — деди.
11 摩西就這樣行。耶和華怎樣吩咐他,他就怎樣行了。
Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар өзигә қандақ буйруған болса у шундақ қилди.
12 以色列人對摩西說:「我們死啦!我們滅亡啦!都滅亡啦!
Исраиллар Мусаға сөз қилип: — Биз нәпәстин қалай дәватимиз, биз түгәштуқ, биз һәммимиз түгәштуқ!
13 凡挨近耶和華帳幕的是必死的。我們都要死亡嗎?」
Пәрвәрдигарниң ибадәт чедириға йеқинлашқанлар өлмәй қалмайду, шундақ екән, биз һәммимиз мутләқ нәпәстин қелишимиз керәкму? — дейишти.

< 民數記 17 >