< 尼希米記 2 >
1 亞達薛西王二十年尼散月,在王面前擺酒,我拿起酒來奉給王。我素來在王面前沒有愁容。
Вә шундақ болдики, падиша Артахшаштаниң жигирминчи жили Нисан ейи, падишаниң алдиға шарап кәлтүрүлгән еди; мән шарапни елип падишаға сундум. Буниңдин илгири мән падишаниң алдида һеч қачан ғәмкин көрүнгән әмәс едим.
2 王對我說:「你既沒有病,為甚麼面帶愁容呢?這不是別的,必是你心中愁煩。」於是我甚懼怕。
Шуниң билән падиша мениңдин: — Бирәр кесилиң болмиса, чирайиң немишкә шунчә ғәмкин көрүниду? Көңлүңдә чоқум бир дәрд бар, девиди, мән интайин қорқуп кәттим.
3 我對王說:「願王萬歲!我列祖墳墓所在的那城荒涼,城門被火焚燒,我豈能面無愁容嗎?」
Мән падишаға: — Падишаһим мәңгү яшиғайла! Ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәр харабиликкә айланған, дәрваза-қовуқлири көйдүрүветилгән турса, мән қандақму ғәмкин көрүнмәй? — дедим.
4 王問我說:「你要求甚麼?」於是我默禱天上的上帝。
Падиша мениңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп соривиди, мән асмандики Худаға дуа қилип,
5 我對王說:「僕人若在王眼前蒙恩,王若喜歡,求王差遣我往猶大,到我列祖墳墓所在的那城去,我好重新建造。」
андин падишаға: — Әгәр падишасимниң көңлигә мувапиқ көрүнсә, қуллири өзлириниң алдида илтипатқа еришкән болса, мени Йәһудийәгә әвәткән болсила, ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәргә берип, уни яңливаштин қуруп чиқсам, дедим.
6 那時王后坐在王的旁邊。王問我說:「你去要多少日子?幾時回來?」我就定了日期。於是王喜歡差遣我去。
Падиша (шу чағда ханиш падишаниң йенида олтиратти) мәндин: — Сәпириңгә қанчилик вақит кетиду? Қачан қайтип келисән? — дәп сориди. Шуниң билән падиша мени әвәтишни мувапиқ көрди; мәнму униңға қайтип келидиған бир вақитни бекиттим.
7 我又對王說:「王若喜歡,求王賜我詔書,通知大河西的省長准我經過,直到猶大;
Мән йәнә падишадин: — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, маңа [Әфрат] дәриясиниң у қетидики валийларға мени таки Йәһудийәгә барғичә өткили қоюш тоғрилиқ ярлиқ хәтлирини пүтүп бәргән болсила;
8 又賜詔書,通知管理王園林的亞薩,使他給我木料,做屬殿營樓之門的橫樑和城牆,與我自己房屋使用的。」王就允准我,因我上帝施恩的手幫助我。
Вә йәнә падишалиқ орманлиғиға қарайдиған Асафқа муқәддәс өйгә тәвә болған қәлъәниң дәрвазилири, шуниңдәк шәһәрниң сепили вә өзүм туридиған өйгә кетидиған лимларни ясашқа керәклик яғачларни маңа бериш тоғрилиқму бир ярлиқни пүтүп бәргән болсила, дедим. Худайимниң шәпқәтлик қоли үстүмдә болғачқа, падиша илтипат қилип буларниң һәммисини маңа бәрди.
9 王派了軍長和馬兵護送我。我到了河西的省長那裏,將王的詔書交給他們。
Шуниң билән мән дәрияниң у қетидики валийларниң йениға берип падишаниң ярлиқлирини тапшурдум. Падиша йәнә бир нәччә қошун сәрдарлири билән атлиқ ләшкәрләрниму маңа һәмраһ болушқа орунлаштурған еди.
10 和倫人參巴拉,並為奴的亞捫人多比雅,聽見有人來為以色列人求好處,就甚惱怒。
Һоронлуқ Санбаллат билән Аммоний Тобия дегән әмәлдар Исраилларниң мәнпәәтини издәп адәм кәпту, дегән хәвәрни аңлап интайин нарази болди.
Мән Йерусалимға келип үч күн турдум.
12 我夜間起來,有幾個人也一同起來;但上帝使我心裏要為耶路撒冷做甚麼事,我並沒有告訴人。除了我騎的牲口以外,也沒有別的牲口在我那裏。
Андин кечиси мән вә маңа һәмраһ болған бир нәччә адәм орнимиздин турдуқ (мән Худайимниң көңлүмгә Йерусалим үчүн немә ишларни қилишни салғанлиғи тоғрисида һеч кимгә бирәр немә демигән едим). Өзүм мингән улақдин башқа һеч қандақ улақму алмай,
13 當夜我出了谷門,往野狗井去,到了糞廠門,察看耶路撒冷的城牆,見城牆拆毀,城門被火焚燒。
кечиси «Җилға қовуқи»дин чиқип «Әҗдиһа булиқи»ға қарап меңип, «Тезәк қовуқи»ға келип, Йерусалимниң бузуветилгән сепиллирини вә көйдүрүветилгән қовуқ-дәрвазилирини көздин кәчүрдум.
14 我又往前,到了泉門和王池,但所騎的牲口沒有地方過去。
Йәнә алдиға меңип «Булақ қовуқи» билән «Шаһанә көл»гә кәлдим; лекин шу йәрдә мән мингән улақниң өтүшикә йол бәк тар кәлгәчкә,
15 於是夜間沿溪而上,察看城牆,又轉身進入谷門,就回來了。
кечидә мән җилға билән чиқип сепилни көздин кәчүрүп чиқтим. Андин йенип «Җилға қовуқи»дин шәһәргә кирип, өйгә қайттим.
16 我往哪裏去,我做甚麼事,官長都不知道。我還沒有告訴猶大平民、祭司、貴冑、官長,和其餘做工的人。
Әмәлдарларниң һеч қайсиси мениң нәгә барғанлиғимни вә немә қилғанлиғимни билмәй қелишти, чүнки мән я Йәһудийларға, каһинларға, я әмир-һакимларға вә яки башқа хизмәт қилидиғанларға һеч немә ейтмиған едим.
17 以後,我對他們說:「我們所遭的難,耶路撒冷怎樣荒涼,城門被火焚燒,你們都看見了。來吧,我們重建耶路撒冷的城牆,免得再受凌辱!」
Кейин мән уларға: — Силәр бешимизға кәлгән балаю-апәтни, Йерусалимниң харабигә айланғанлиғини, сепил қовуқлириниң көйдүрүветилгәнлигини көрдүңлар; келиңлар, һәммимиз һақарәткә қеливәрмәслигимиз үчүн Йерусалимниң сепилини қайтидин ясап чиқайли, — дедим.
18 我告訴他們我上帝施恩的手怎樣幫助我,並王對我所說的話。他們就說:「我們起來建造吧!」於是他們奮勇做這善工。
Мән йәнә уларға Худайимниң шәпқәтлик қолиниң мениң үстүмдә болғанлиғини вә падишаниң маңа қилған гәплирини ейтивидим, улар: — Орнумиздин туруп уни ясайли! — дейишип, бу яхши ишни қилишқа өз қоллирини қувәтләндүрди.
19 但和倫人參巴拉,並為奴的亞捫人多比雅和阿拉伯人基善聽見就嗤笑我們,藐視我們,說:「你們做甚麼呢?要背叛王嗎?」
Лекин Һоронлуқ Санбаллат, хизмәткар Аммоний Тобия һәм әрәб болған Гәшәм бу ишни аңлап бизни заңлиқ қилип мәнситмәй: — Силәрниң бу қилғиниңлар немә иш? Силәр падишаға асийлиқ қилмақчимусиләр? — дейишти.
20 我回答他們說:「天上的上帝必使我們亨通。我們作他僕人的,要起來建造;你們卻在耶路撒冷無分、無權、無紀念。」
Мән уларға җавап берип: — Асманлардики Худа болса бизни ғәлибигә ериштүриду вә Униң қуллири болған бизләр қопуп қуримиз. Лекин силәрниң Йерусалимда һеч қандақ несивәңлар, һоқуқуңлар яки яднамәңлар йоқ, — дедим.