< 尼希米記 12 >
1 同着撒拉鐵的兒子所羅巴伯和耶書亞回來的祭司與利未人記在下面:祭司是西萊雅、耶利米、以斯拉、
Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йәшуа билән бирликтә [сүргүнлүктин] чиққан каһин вә Лавийлар төвәндикиләр: — [каһинлар] Серая, Йәрәмия, Әзра,
7 撒路、亞木、希勒家、耶大雅。這些人在耶書亞的時候作祭司和他們弟兄的首領。
Салло, Амок, Һилқия вә Йәдая. Булар болса Йәшуаниң күнлиридә каһин болғанлар вә уларниң қериндашлириниң җәмәт башлиқлири еди.
8 利未人是耶書亞、賓內、甲篾、示利比、猶大、瑪他尼。這瑪他尼和他的弟兄管理稱謝的事。
Лавийлардин болса Йәшуа, Биннуий, Кадмийәл, Шәрәбия, Йәһуда, Маттаниялар; Маттания вә униң қериндашлири тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа мәсъул болди.
9 他們的弟兄八布迦和烏尼照自己的班次與他們相對。
Уларниң қериндашлири Бакбукия билән Унни нөвити бойичә улар билән удулму удул хизмәттә туратти.
10 耶書亞生約雅金;約雅金生以利亞實;以利亞實生耶何耶大;
Йәшуадин Йояким төрәлди, Йоякимдин Әлияшиб төрәлди, Әлияшибтин Йояда төрәлди,
Йоядадин Йонатан төрәлди, Йонатандин Яддуа төрәлди.
12 在約雅金的時候,祭司作族長的西萊雅族有米拉雅;耶利米族有哈拿尼雅;
Йоякимниң күнлиридә каһинлардин җәмәт башлиғи болғанлар мунулар: — Серая җәмәтигә Мерая; Йәрәмия җәмәтигә Һанания;
Әзра җәмәтигә Мәшуллам; Амария җәмәтигә Йәһоһанан;
Мелику җәмәтигә Йонатан; Шәбания җәмәтигә Йүсүп;
Һарим җәмәтигә Адна; Мерайот җәмәтигә Һәлкай;
Иддо җәмәтигә Зәкәрия; Гиннитон җәмәтигә Мәшуллам;
17 亞比雅族有細基利;米拿民族某;摩亞底族有毗勒太;
Абия җәмәтигә Зикри; Минямин билән Моадияларниң җәмәтигә Пилтай;
Билгаһ җәмәтигә Шаммуа; Шемая җәмәтигә Йәһонатан;
Йоариб җәмәтигә Маттинай; Йәдая җәмәтигә Уззи;
Саллай җәмәтигә Каллай; Амок җәмәтигә Ебәр;
Һилқия җәмәтигә Һасабия; Йәдая җәмәтигә Нәтанәл.
22 至於利未人,當以利亞實、耶何耶大、約哈難、押杜亞的時候,他們的族長記在冊上。波斯王大流士在位的時候,作族長的祭司也記在冊上。
Әлияшиб, Йояда, Йоһанан вә Яддуаниң күнлиридә Лавийларниң җәмәт башлиқлири тизимланған вә охшашла, Парс падишаси Дариус тәхттики чағларғичә каһинларму тизимлинип кәлгән.
23 利未人作族長的記在歷史上,直到以利亞實的兒子約哈難的時候。
Җәмәт башлиғи болған Лавийлар таки Әлияшибниң нәвриси Йоһананниң вақтиғичә тәзкиринамидә тизимлинип кәлгән.
24 利未人的族長是哈沙比雅、示利比、甲篾的兒子耶書亞,與他們弟兄的班次相對,照着神人大衛的命令一班一班地讚美稱謝。
Лавийларниң җәмәт башлиғи болған Һасабия, Шәрәбия, Кадмийәлниң оғли Йәшуалар қериндашлири билән удулму удул туруп, Худаниң адими Давутниң әмри бойичә нөвәтлишип мәдһийә-мунаҗат, тәшәккүр-рәхмәтләр ейтип туратти.
25 瑪他尼、八布迦、俄巴底亞、米書蘭、達們、亞谷是守門的,就是在庫房那裏守門。
Маттания, Бакбукия, Обадия, Мәшуллам, Талмон билән Аккублар дәрвазивәнләр болуп, сепил қовуқлириниң амбарлириға қарайтти.
26 這都是在約撒達的孫子、耶書亞的兒子約雅金和省長尼希米,並祭司文士以斯拉的時候,有職任的。
Бу кишиләр Йозадакниң нәвриси, Йәшуаниң оғли Йоякимниң күнлиридә, шуниңдәк валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзраниң күнлиридә вәзипигә тайинланған.
27 耶路撒冷城牆告成的時候,眾民就把各處的利未人招到耶路撒冷,要稱謝、歌唱、敲鈸、鼓瑟、彈琴,歡歡喜喜地行告成之禮。
Йерусалим сепилини [Худаға] атап тапшуруш мурасими өткүзүлидиған чағда, җамаәт Лавийларни турған һәр қайси җайлардин издәп тепип, уларни тәшәккүр-рәхмәтләр ейтиш, ғәзәл оқуш, чаң, тәмбур вә чилтарларни челишқа, хошал-хурамлиқ билән атап тапшурулуш мурасими өткүзүшкә Йерусалимға елип кәлди.
28 歌唱的人從耶路撒冷的周圍和尼陀法的村莊與伯‧吉甲,又從迦巴和押瑪弗的田地聚集,因為歌唱的人在耶路撒冷四圍為自己立了村莊。
Ғәзәлкәшлар Йерусалимниң әтрапидики түзләңликтин, Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиридин,
Бәйт-Гилгалдин, Геба билән Азмавәт етизлиқлиридин жиғилған еди; чүнки ғәзәлкәшлар Йерусалимниң төрт әтрапиға өзлиригә мәһәллә-қишлақлар қурувалған еди.
30 祭司和利未人就潔淨自己,也潔淨百姓和城門,並城牆。
Каһинлар билән Лавийлар өзлирини паклиди, андин хәлиқни вә сепил дәрвазилирини һәм сепилниң өзиниму паклиди.
31 我帶猶大的首領上城,使稱謝的人分為兩大隊,排列而行:第一隊在城上往右邊向糞廠門行走,
Мән [Нәһәмия] Йәһуданиң әмирлирини башлап сепилға чиқип, тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған икки чоң әтрәт адәмни уюштурдум, бир әтрәт сепилниң оң тәрипидә «Тезәк қовуқи»ға қарап маңди,
уларниң арқисидин Һошая билән Йәһуданиң әмирлириниң йерими маңди;
йәнә Азария, Әзра, Мәшуллам,
Йәһуда, Бинямин, Шемая, Йәрәмияму маңди;
35 還有些吹號之祭司的子孫,約拿單的兒子撒迦利亞。約拿單是示瑪雅的兒子;示瑪雅是瑪他尼的兒子;瑪他尼是米該亞的兒子;米該亞是撒刻的兒子;撒刻是亞薩的兒子;
шуниңдәк каһинларниң оғуллиридин бәзилири қоллириға канай алған һалда маңди: — Улардин Йонатанниң оғли Зәкәрия бар еди (Йонатан Шемаяниң оғли, Шемая Маттанияниң оғли, Маттания Микаяниң оғли, Микая Заккурниң оғли, Заккур Асафниң оғли еди).
36 又有撒迦利亞的弟兄示瑪雅、亞撒利、米拉萊、基拉萊、瑪艾、拿坦業、猶大、哈拿尼,都拿着神人大衛的樂器,文士以斯拉引領他們。
Униң қериндашлиридин Шемая, Азарәл, Милалай, Җилалай, Маайи, Нәтанәл, Йәһуда, Һананиялар бар еди; улар қоллириға Худаниң адими Давутниң сазлирини елишқан еди; тәвратшунас Әзра уларниң бешида маңған еди.
37 他們經過泉門往前,從大衛城的臺階隨地勢而上,在大衛宮殿以上,直行到朝東的水門。
Улар «Булақ қовуқи»ға келип «Давутниң шәһири»ниң пәләмпийигә чиқип, «Давутниң ордиси»дин өтүп, күнчиқиш тәрәптики «Су қовуқи»ға кәлди.
38 第二隊稱謝的人要與那一隊相迎而行。我和民的一半跟隨他們,在城牆上過了爐樓,直到寬牆;
Тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған иккинчи әтрәт сол тәрәп билән маңди, мән вә җамаәтниң йерими уларниң арқидин меңип, сепил үстидә «Хумданлар мунари»дин өтүп, удул «Кәң сепил»ғичә меңип,
39 又過了以法蓮門、古門、魚門、哈楠業樓、哈米亞樓,直到羊門,就在護衛門站住。
«Әфраим қовуқи», «Кона қовуқ», «Белиқ қовуқи» үстидин өтүп, «Һананийәл мунари» вә «Йүзниң мунари»дин өтүп, удул «Қой қовуқи»ға келип, андин «Қаравуллар қовуқи»да тохтидуқ.
40 於是,這兩隊稱謝的人連我和官長的一半,站在上帝的殿裏。
Андин тәшәккүр-һәмдусана оқуйдиған икки әтрәт адәм Худаниң өйидә өз орунлирида турди; мән билән әмәлдарларниң йеримиму шу йәрдә турдуқ;
41 還有祭司以利亞金、瑪西雅、米拿民、米該亞、以利約乃、撒迦利亞、哈楠尼亞吹號;
каһинлардин Елиаким, Маасеяһ, Минямин, Мигая, Әлйойинай, Зәкәрия билән Һананиялар карнайлирини елип турушти;
42 又有瑪西雅、示瑪雅、以利亞撒、烏西、約哈難、瑪基雅、以攔,和以謝奏樂。歌唱的就大聲歌唱,伊斯拉希雅管理他們。
йәнә Маасеяһ, Шемая, Әлиазар, Уззи, Йәһоһанан, Малкия, Елам билән Езәрму турушти; ғәзәлкәшләр Йизрақияниң йетәкчилигидә җараңлиқ ғәзәл оқушти.
43 那日,眾人獻大祭而歡樂;因為上帝使他們大大歡樂,連婦女帶孩童也都歡樂,甚至耶路撒冷中的歡聲聽到遠處。
Шу күни җамаәт наһайити чоң көләмлик қурбанлиқларни сунди һәм бәк хошал болуп кетишти, чүнки Худа уларни зор шатлиқ билән шатландурған еди; аяллар билән балиларму шундақ шатланди; Йерусалимдики бу хошаллиқ садалири жирақ-жирақларға аңланди.
44 當日,派人管理庫房,將舉祭、初熟之物和所取的十分之一,就是按各城田地,照律法所定歸給祭司和利未人的分,都收在裏頭。猶大人因祭司和利未人供職,就歡樂了。
У чағда бир қисим кишиләр көтәрмә қурбанлиқлар, дәсләпки пишқан һосуллар вә өшриләрни сақлайдиған ғәзнә-амбарларға мәсъул болушқа тайинланди; һәр қайси шәһәрләрдики етизлиқлардин, Тәврат қанунида каһинларға вә Лавийларға беришкә бәлгүләнгән үлүшләр шу йәрдә сақлинатти. Чүнки Йәһуда хәлқи өз хизмитидә туруватқан каһинлар билән Лавийлардин хошал еди.
45 祭司利未人遵守上帝所吩咐的,並守潔淨的禮。歌唱的、守門的,照着大衛和他兒子所羅門的命令也如此行。
[Каһинлар билән Лавийлар], ғәзәлкәшләр билән дәрвазивәнләрму, өз Худасиниң тапилиған вәзиписини вә шуниңдәк паклаш вәзиписиниң һәммисини Давутниң вә униң оғли Сулайманниң әмри бойичә өтәйтти.
46 古時,在大衛和亞薩的日子,有歌唱的伶長,並有讚美稱謝上帝的詩歌。
Чүнки қедимдә, Давутниң вә Асафниң күнлиридә, ғәзәлкәшләргә йетәкчилик қилишқа һәм Худаға тәшәккүр-һәмдусана күйлирини оқушқа йетәкчиләр болған еди.
47 當所羅巴伯和尼希米的時候,以色列眾人將歌唱的、守門的,每日所當得的分供給他們,又給利未人當得的分;利未人又給亞倫的子孫當得的分。
Зәруббабәлниң күнлиридә вә Нәһәмияниң күнлиридә ғәзәлкәшләрниң вә дәрвазивәнләрниң үлүшлирини, һәр күнлүк тәминатини пүткүл Исраил хәлқи берәтти; улар йәнә Лавийлар үчүн муқәддәс һесапланған нәрсиләрни үләштүрүп берәтти; Лавийларму муқәддәс һисабланған нәрсиләрдин Һарунниң әвлатлириға берип туратти.