< 彌迦書 4 >

1 末後的日子, 耶和華殿的山必堅立, 超乎諸山,高舉過於萬嶺; 萬民都要流歸這山。
Бирақ ахирқи заманда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду, Һәммә дөң-егизликтин үстүн қилинип көтирилиду; Барлиқ хәлиқләр униңға қарап еқип келишиду.
2 必有許多國的民前往,說: 來吧,我們登耶和華的山, 奔雅各上帝的殿。 主必將他的道教訓我們; 我們也要行他的路。 因為訓誨必出於錫安; 耶和華的言語必出於耶路撒冷。
Нурғун қовм-милләтләр чиқип бир-биригә: — «келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға, Яқупниң Худасиниң өйигә чиқип келәйли; У өз йоллиридин бизгә үгитиду, Вә биз униң излирида маңимиз» — дейишиду. Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин, Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду.
3 他必在多國的民中施行審判, 為遠方強盛的國斷定是非。 他們要將刀打成犂頭, 把槍打成鐮刀。 這國不舉刀攻擊那國; 他們也不再學習戰事。
У болса көп хәлиқ-милләтләр арисида һөкүм чиқириду, У күчлүк әлләр, жирақта турған әлләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду; Буниң билән улар өз қиличлирини сапан чишлири, Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, Улар һәм йәнә уруш қилишни үгәнмәйду;
4 人人都要坐在自己葡萄樹下 和無花果樹下,無人驚嚇。 這是萬軍之耶和華親口說的。
Бәлки уларниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғи астида олтириду, Вә һеч ким уларни қорқатмайду; Чүнки самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ ейтти.
5 萬民各奉己神的名而行; 我們卻永永遠遠奉耶和華-我們上帝的名而行。
Барлиқ хәлиқләр өз «илаһ»иниң намида маңсиму, Бирақ биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң намида әбәдил-әбәткичә маңимиз.
6 耶和華說:到那日, 我必聚集瘸腿的, 招聚被趕出的和我所懲治的。
Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән мәйип болғучиларни, Һайдиветилгәнләрни вә Өзүм азар бәргәнләрни жиғимән;
7 我必使瘸腿的為餘剩之民, 使趕到遠方的為強盛之民。 耶和華要在錫安山作王治理他們, 從今直到永遠。
Вә мәйип болғучини бир «қалди», Һайдиветилгәнни күчлүк бир әл қилимән; Шуниң билән Пәрвәрдигар Зион теғида улар үстидин һөкүм сүриду, Шу күндин башлап мәңгүгичә.
8 你這羊群的高臺、錫安城的山哪, 從前的權柄- 就是耶路撒冷民的國權- 必歸與你。
Вә сән, и падини күзәткүчи мунар, — Зион қизиниң егизлиги, [падишалиқ] саңа келиду: — — Бәрһәқ, саңа әслидики һоқуқ-һөкүмранлиқ келиду; Падишаһлиқ Йерусалим қизиға келиду.
9 現在你為何大聲哭號呢? 疼痛抓住你彷彿產難的婦人, 是因你中間沒有君王嗎? 你的謀士滅亡了嗎?
Әнди сән һазир немишкә нида қилип налә көтирисән? Сәндә падиша йоқмиди? Сениң мушавириңму һалак болғанмиди, Аялни толғақ тутқандәк азаплар сени тутувалғанмиди?
10 錫安的民哪, 你要疼痛劬勞,彷彿產難的婦人; 因為你必從城裏出來, 住在田野,到巴比倫去。 在那裏要蒙解救; 在那裏耶和華必救贖你脫離仇敵的手。
Азапқа чүш, толғақ тутқан аялдәк туғушқа толғинип тиришқин, и Зион қизи; Чүнки сән һазир шәһәрдин чиқисән, Һазир далада турисән, Сән һәтта Бабилғиму чиқисән. Сән әшу йәрдә қутқузулисән; Әшу йәрдә Пәрвәрдигар саңа һәмҗәмәт болуп дүшмәнлириңдин қутқузиду.
11 現在有許多國的民聚集攻擊你,說: 願錫安被玷污! 願我們親眼見她遭報!
Вә һазир нурғун әлләр: — «У аяқ асти қилинип булғансун! Көзимиз Зионниң [изасини] көрсүн!» — дәп саңа қарши җәң қилишқа жиғилиду;
12 他們卻不知道耶和華的意念, 也不明白他的籌劃。 他聚集他們,好像把禾捆聚到禾場一樣。
Бирақ улар Пәрвәрдигарниң ойлирини билмәйду, Униң нишанини чүшәнмәйду; Чүнки өнчиләрни хаманға жиққандәк У уларни жиғип қойди.
13 錫安的民哪,起來踹穀吧! 我必使你的角成為鐵, 使你的蹄成為銅。 你必打碎多國的民, 將他們的財獻與耶和華, 將他們的貨獻與普天下的主。
Орнуңдин туруп хаманни тәп, и Зион қизи, Чүнки Мән мүңгүзүңни төмүр, туяқлириңни мис қилимән; Нурғун әлләрни соқуп парә-парә қиливетисән; Мән уларниң ғәнимитини Пәрвәрдигарға, Уларниң мал-дуниялирини пүткүл йәр-зимин Егисигә беғишлаймән.

< 彌迦書 4 >