< 約書亞記 24 >

1 約書亞將以色列的眾支派聚集在示劍,召了以色列的長老、族長、審判官,並官長來,他們就站在上帝面前。
Андин Йәшуа Исраилниң һәммә қәбилилирини Шәкәмгә жиғип, Исраилниң ақсақаллири, башлиқлири, һаким-сотчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирди; улар өзлирини Худаниң һозуриға һазир қилғанда
2 約書亞對眾民說:「耶和華-以色列的上帝如此說:『古時你們的列祖,就是亞伯拉罕和拿鶴的父親他拉,住在大河那邊事奉別神,
Йәшуа пүткүл хәлиққә: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар: — «Қедимки заманда ата-бовилириңлар, җүмлидин Ибраһим билән Наһорниң атиси Тәраһ дәрияниң у тәрипидә олтиратти; улар башқа илаһларниң қуллуғида болатти.
3 我將你們的祖宗亞伯拉罕從大河那邊帶來,領他走遍迦南全地,又使他的子孫眾多,把以撒賜給他;
Лекин Мән атаңлар Ибраһимни дәрияниң у тәрипидин елип келип, уни башлап пүткүл Қанаан зиминини айландуруп, униң нәслини көпәйтип униңға Исһақни бәрдим.
4 又把雅各和以掃賜給以撒,將西珥山賜給以掃為業;後來雅各和他的子孫下到埃及去了。
Андин Мән Исһаққа Яқуп билән Әсавни бәрдим; Әсавға Сеир тағлиқ районини тәвәлик қилип бәрдим, Яқуп билән оғуллири болса Мисирға чүшүп барди.
5 我差遣摩西、亞倫,並照我在埃及中所行的降災與埃及,然後把你們領出來。
Кейинрәк Мән Муса билән Һарунни әвәтип, Мисирлиқлар арисида әмәллирим билән уларға дәһшәтлик вабаларни чүшүрдум; андин силәрни шу йәрдин елип чиқтим.
6 我領你們列祖出埃及,他們就到了紅海;埃及人帶領車輛馬兵追趕你們列祖到紅海。
Мән бу тәриқидә ата-бовилириңларни Мисирдин елип чиқип, улар [Қизил] Деңизға йетип кәлгинидә, мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири билән ата-бовилириңларни қоғлап деңизғичә кәлди.
7 你們列祖哀求耶和華,他就使你們和埃及人中間黑暗了,又使海水淹沒埃及人。我在埃及所行的事,你們親眼見過。你們在曠野也住了許多年日。
Исраиллар шуан Пәрвәрдигарға нида қиливиди, У силәр билән Мисирлиқларниң арисиға тум қараңғулуқ чүшүрди; андин деңизни уларниң үстигә бастуруп япти. Силәр Өз көзлириңлар билән Мениң Мисирда немә қилғинимни көрдүңлар; андин силәр узун вақитқичә чөлдә турдуңлар.
8 我領你們到約旦河東亞摩利人所住之地。他們與你們爭戰,我將他們交在你們手中,你們便得了他們的地為業;我也在你們面前將他們滅絕。
Кейинрәк Мән силәрни Иордан дәриясиниң у тәрипидә турған Аморийларниң зиминиға башлап кәлдим; улар силәр билән соқушқанда мән уларни қолуңларға берип, силәр уларниң зиминини егилидиңлар. Мән уларни алдиңлардин йоқитивәттим.
9 那時,摩押王西撥的兒子巴勒起來攻擊以色列人,打發人召了比珥的兒子巴蘭來咒詛你們。
У вақитта Моабниң падишаси, Зиппорниң оғли Балақ қопуп, Исраил билән җәңгә чүшти вә силәрни қарғаш үчүн Беорниң оғли Балаамни чақирип кәлди;
10 我不肯聽巴蘭的話,所以他倒為你們連連祝福。這樣,我便救你們脫離巴勒的手。
лекин Мән Балаамниң сөзигә қулақ салмидим; шуниң билән у силәргә қайта-қайта бәхит-бәрикәт тилиди вә Мән силәрни [Балақниң] қолидин қутқуздум.
11 你們過了約旦河,到了耶利哥;耶利哥人、亞摩利人、比利洗人、迦南人、赫人、革迦撒人、希未人、耶布斯人都與你們爭戰;我把他們交在你們手裏。
Кейинрәк силәр Иордан дәриясидин өтүп Йерихоға барғанда Йерихониң адәмлири Аморийлар, Пәриззийләр, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Гиргашийлар, Һивийлар вә Йәбусийлар силәр билән урушқа қопқини билән Мән уларни қолуңларға тапшуруп бәрдим;
12 我打發黃蜂飛在你們前面,將亞摩利人的二王從你們面前攆出,並不是用你的刀,也不是用你的弓。
Мән алдиңларға сериқ һәрини әвәттим, сериқ һәрә Аморийларниң иккила падишасини һайдивәткәндәк уларниму һайдивәтти; бу иш силәрниң қиличиңлар яки оқяйиңлар билән болмиди.
13 我賜給你們地土,非你們所修治的;我賜給你們城邑,非你們所建造的。你們就住在其中,又得吃非你們所栽種的葡萄園、橄欖園的果子。』
Мән силәргә өз қолуңлар билән әмгәк сиңдүрмигән бир зиминни, өзүңлар ясимиған шәһәрләрни бәрдим, вә силәр шуларда макан қилдиңлар; өзүңлар тикмигән үзүмзарлиқлар билән зәйтунзарлиқлардин мевилирини йәватисиләр» дәйду, — деди.
14 「現在你們要敬畏耶和華,誠心實意地事奉他,將你們列祖在大河那邊和在埃及所事奉的神除掉,去事奉耶和華。
— Шуңа әнди силәр Пәрвәрдигардин қорқуп ихласмәнлик вә һәқиқәт ичидә униң ибадитидә болуңлар; ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни ташлап, пәқәт Пәрвәрдигарниң қуллуғида болуңлар.
15 若是你們以事奉耶和華為不好,今日就可以選擇所要事奉的:是你們列祖在大河那邊所事奉的神呢?是你們所住這地的亞摩利人的神呢?至於我和我家,我們必定事奉耶和華。」
Лекин әгәр Пәрвәрдигарниң ибадити силәргә яман көрүнсә, кимгә ибадәт қилидиғиниңларни талливелиңлар — мәйли ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә турғанда чоқунған илаһлар болсун яки силәр туруватқан зиминдики Аморийларниң илаһлири болсун, уларни таллаңлар; лекин мән билән өйүмдикиләр болсақ Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
16 百姓回答說:「我們斷不敢離棄耶和華去事奉別神;
Хәлиқ җавап берип: — Пәрвәрдигарни тәрк етип башқа илаһларниң ибадитидә болуш биздин нери болсун!
17 因耶和華-我們的上帝曾將我們和我們列祖從埃及地的為奴之家領出來,在我們眼前行了那些大神蹟,在我們所行的道上,所經過的諸國,都保護了我們。
Чүнки биз билән ата-бовилиримизни «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип, көзимизниң алдида бу чоң мөҗизилик аламәтләрни көрситип, қайси йолда маңмайли, қайси хәлиқниң арисидин өтмәйли, бизни сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиз Өзидур!
18 耶和華又把住此地的亞摩利人都從我們面前趕出去。所以,我們必事奉耶和華,因為他是我們的上帝。」
Пәрвәрдигар бу зиминда турған барлиқ таипиләрни, җүмлидин Аморийларни алдимиздин қоғливәтти; шуңа бизму Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз; чүнки У бизниң Тәңримиздур! — деди.
19 約書亞對百姓說:「你們不能事奉耶和華;因為他是聖潔的上帝,是忌邪的上帝,必不赦免你們的過犯罪惡。
Йәшуа хәлиққә: — Силәр Пәрвәрдигарниң ибадитидә болалмайсиләр, чүнки У муқәддәс бир Худадур; У вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Тәңри болғачқа, итаәтсизликлириңлар билән гуналириңларни кәчүрәлмәйду.
20 你們若離棄耶和華去事奉外邦神,耶和華在降福之後,必轉而降禍與你們,把你們滅絕。」
Әгәр силәр Пәрвәрдигарни ташлап, ят илаһларға чоқунған болсаңлар Уму силәрдин йүз өрүп, силәргә яхшилиқ қилип кәлгәнниң орнида силәргә бала кәлтүрүп йоқитиду, — деди.
21 百姓回答約書亞說:「不然,我們定要事奉耶和華。」
Лекин хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Һәргиз ундақ болмайду! Биз Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
22 約書亞對百姓說:「你們選定耶和華,要事奉他,你們自己作見證吧!」他們說:「我們願意作見證。」
Буни аңлап Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларниң Пәрвәрдигарни, Униң ибадитидә болушни таллиғанлиғиңларға өз-өзүңларға гувачи болдуңлар, девиди, улар: — Өзимиз гува! — дәп җавап беришти.
23 約書亞說:「你們現在要除掉你們中間的外邦神,專心歸向耶和華-以色列的上帝。」
У: — Ундақ болса әнди араңлардики ят илаһларни чиқирип ташливетип, көңлүңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға интилидиған қилиңлар, деди.
24 百姓回答約書亞說:「我們必事奉耶和華-我們的上帝,聽從他的話。」
Хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Биз Пәрвәрдигар Худайимизниң ибадитидә болуп, униң авазиғила қулақ салидиған болимиз, деди.
25 當日,約書亞就與百姓立約,在示劍為他們立定律例典章。
Шуниң билән Йәшуа у күни хәлиқ билән әһдә бағлишип, Шәкәмдә улар үчүн һөкүм-бәлгүлимиләрни тохтитип бәрди.
26 約書亞將這些話都寫在上帝的律法書上,又將一塊大石頭立在橡樹下耶和華的聖所旁邊。
Андин Йәшуа бу һәммә сөзләрни Пәрвәрдигарниң қанун китавиға пүтүп, йоған бир ташни елип келип, уни Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайиниң йенидики дуб дәриғиниң астиға тикләп қойди.
27 約書亞對百姓說:「看哪,這石頭可以向我們作見證;因為是聽見了耶和華所吩咐我們的一切話,倘或你們背棄你們的上帝,這石頭就可以向你們作見證。」
Андин Йәшуа хәлиққә: — Мана бу таш болса бизгә гува болуп туриду; чүнки у Пәрвәрдигарниң бизгә қилған һәммә сөзлирини аңлап турди; у Пәрвәрдигар Худайиңлардин танмаслиғиңлар үчүн үстүңларда гувачи болуп туриду, — деди.
28 於是約書亞打發百姓各歸自己的地業去了。
Йәшуа шуларни дәп хәлиқни йолға селип, һәр бирини өз мирас йеригә яндурди.
29 這些事以後,耶和華的僕人嫩的兒子約書亞,正一百一十歲,就死了。
Бу ишлардин кейин Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
30 以色列人將他葬在他地業的境內,就是在以法蓮山地的亭拿‧西拉,在迦實山的北邊。
Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
31 約書亞在世和約書亞死後,那些知道耶和華為以色列人所行諸事的長老還在的時候,以色列人事奉耶和華。
Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә мөҗизилик әмәллирини убдан билидиған ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
32 以色列人從埃及所帶來約瑟的骸骨,葬埋在示劍,就是在雅各從前用一百塊銀子向示劍的父親、哈抹的子孫所買的那塊地裏;這就作了約瑟子孫的產業。
Йүсүпниң сүйәклирини болса, Исраиллар уларни Мисирдин елип кәлгән еди. Улар буларни Шәкәмгә елип берип, Яқуп Шәкәмниң атиси Һаморниң оғуллиридин йүз кәситаһ күмүчкә сетивалған йәрдә дәпнә қилди. Шу йәр Йүсүпләрниң мирас үлүши болуп қалди.
33 亞倫的兒子以利亞撒也死了,就把他葬在他兒子非尼哈所得以法蓮山地的小山上。
Һарунниң оғли Әлиазарму вапат болди; улар уни оғли Финиһасқа мирас қилип берилгән Әфраимниң тағлиқ районидики Гибеаһ дегән җайда дәпнә қилди.

< 約書亞記 24 >