< 耶利米書 45 >

1 猶大王約西亞的兒子約雅敬第四年,尼利亞的兒子巴錄將先知耶利米口中所說的話寫在書上。耶利米說:
Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили, Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмияниң ағзиға қарап бу сөзләрни орам қәғәзгә язғинида, Йәрәмия пәйғәмбәр униңға бу сөзни ейтқан: —
2 「巴錄啊,耶和華-以色列的上帝說:
«Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар сән Баруқ тоғрилиқ мундақ дәйду: —
3 巴錄曾說:『哀哉!耶和華將憂愁加在我的痛苦上,我因唉哼而困乏,不得安歇。』
Сән: «Һалимға вай! Чүнки Пәрвәрдигар қайғумға дәрд-әләм қошуп қойди; мән аһ-зарлар қилиштин чарчидим, задила арам тапалмидим!» — дедиң.
4 你要這樣告訴他,耶和華如此說:我所建立的,我必拆毀;我所栽植的,我必拔出;在全地我都如此行。
— [Йәрәмия], сән униңға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қуруп чиққанлиримни һазир ғулитимән, Мән тиккәнлиримни, йәни бу пүткүл җаһанни һазир жулуп ташлаймән.
5 你為自己圖謀大事嗎?不要圖謀!我必使災禍臨到凡有血氣的。但你無論往哪裏去,我必使你以自己的命為掠物。這是耶和華說的。」
Мән бундақ қилған йәрдә сән өзүң үчүн улуқ ишларни издишиңгә тоғра келәмду? Буларни издимә; чүнки мана, Мән барлиқ әт егилири үстигә балаю-апәт чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин җениңни сән баридиған барлиқ йәрләрдә өзүңгә олҗа қилип беримән».

< 耶利米書 45 >