< 耶利米書 25 >
1 猶大王約西亞的兒子約雅敬第四年,就是巴比倫王尼布甲尼撒的元年,耶和華論猶大眾民的話臨到耶利米。
Йосияниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жилида (йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң биринчи жилида) Йәһуданиң барлиқ хәлқи тоғрилиқ Йәрәмияға кәлгән сөз, —
2 先知耶利米就將這話對猶大眾人和耶路撒冷的一切居民說:
Бу сөзни Йәрәмия пәйғәмбәр Йәһуданиң барлиқ хәлқи вә Йерусалимда барлиқ туруватқанларға ейтип мундақ деди: —
3 「從猶大王亞們的兒子約西亞十三年直到今日,這二十三年之內,常有耶和華的話臨到我;我也對你們傳說,就是從早起來傳說,只是你們沒有聽從。
Амонниң оғли, Йәһуда падишаси Йосияниң он үчинчи жилидин башлап бүгүнки күнгичә, бу жигирмә үч жил Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип турған вә мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уни силәргә сөзләп кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар;
4 耶和華也從早起來,差遣他的僕人眾先知到你們這裏來(只是你們沒有聽從,也沒有側耳而聽),
вә Пәрвәрдигар силәргә барлиқ хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләрни әвәтип кәлгән; У таң сәһәрдә орнидин туруп уларни әвәтип кәлгән; лекин силәр қулақ салмай һеч аңлимидиңлар.
5 說:『你們各人當回頭,離開惡道和所作的惡,便可居住耶和華古時所賜給你們和你們列祖之地,直到永遠。
Улар: «Силәр һәр бириңлар яман йолуңлардин вә қилмишлириңларниң рәзиллигидин товва қилип янсаңлар, Мән Пәрвәрдигар силәргә вә ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған зиминда туруверисиләр.
6 不可隨從別神事奉敬拜,以你們手所做的惹我發怒;這樣,我就不加害與你們。
Башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болуп чоқунмаңлар; Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрмәңлар; Мән силәргә һеч яманлиқ кәлтүрмәймән» — дәп җакалиған.
7 然而你們沒有聽從我,竟以手所做的惹我發怒,陷害自己。這是耶和華說的。』」
Лекин силәр Маңа қулақ салмидиңлар, Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрүп өзүңларға зиян кәлтүрдүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
8 所以萬軍之耶和華如此說:「因為你們沒有聽從我的話,
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр Мениң сөзлиримгә қулақ салмиған болғачқа,
9 我必召北方的眾族和我僕人巴比倫王尼布甲尼撒來攻擊這地和這地的居民,並四圍一切的國民。我要將他們盡行滅絕,以致他們令人驚駭、嗤笑,並且永久荒涼。這是耶和華說的。
мана, Мән шималдики һәммә җәмәтләрни вә Мениң қулумни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақиртимән, уларни бу зиминға, униңда барлиқ туруватқанларға һәмдә әтраптики һәммә әлләргә қаршилишишқа елип келимән; Мән [мошу зиминдикиләр вә әтраптики әлләрни] пүтүнләй вәйран қилип, уларни толиму вәһимилик қилимән һәм уш-уш объекти, дайимлиқ бир харабилик қилимән;
10 我又要使歡喜和快樂的聲音,新郎和新婦的聲音,推磨的聲音和燈的亮光,從他們中間止息。
Мән улардин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини, тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини, түгмән тешиниң садасини вә чирақ нурини мәһрум қилимән;
11 這全地必然荒涼,令人驚駭。這些國民要服事巴比倫王七十年。
бу пүткүл зимин вәйранә вә дәһшәт салғучи объект болиду, вә бу әлләр Бабил падишасиниң йәтмиш жил қуллуғида болиду.
12 七十年滿了以後,我必刑罰巴比倫王和那國民,並迦勒底人之地,因他們的罪孽使那地永遠荒涼。這是耶和華說的。
Вә шундақ болидуки, йәтмиш жил тошқанда, мән Бабил падишасиниң вә униң елиниң бешиға, шундақла Калдийләрниң зимини үстигә өз қәбиһлигини чүшүрүп, уни мәңгүгә харабилик қилимән.
13 我也必使我向那地所說的話,就是記在這書上的話,是耶利米向這些國民說的預言,都臨到那地。
Шуниң билән Мән шу зимин үстигә Мән уни әйиплигән барлиқ сөзлиримни, җүмлидин бу китапта йезилғанларни, йәни Йәрәмияниң барлиқ әлләрни әйиплигән бешарәтлирини чүшүримән.
14 因為有多國和大君王必使迦勒底人作奴僕;我也必照他們的行為,按他們手所做的報應他們。」
Чүнки көп әлләр һәм улуқ падишалар [бу падиша һәм қовмлириниму] қул қилиду; Мән уларниң қилған ишлири вә қоллири ясиғанлири бойичә уларни җазалаймән.
15 耶和華-以色列的上帝對我如此說:「你從我手中接這杯忿怒的酒,使我所差遣你去的各國的民喝。
Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар маңа [аламәт көрүнүштә] мундақ деди: — Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин;
16 他們喝了就要東倒西歪,並要發狂,因我使刀劍臨到他們中間。」
улар ичиду, уян-буян ирғаңлайду вә Мән улар арисиға әвәткән қилич түпәйлидин сараң болиду.
17 我就從耶和華的手中接了這杯,給耶和華所差遣我去的各國的民喝,
Шуңа мән бу қәдәһни Пәрвәрдигарниң қолидин алдим вә Пәрвәрдигар мени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүздүм,
18 就是耶路撒冷和猶大的城邑,並耶路撒冷的君王與首領,使這城邑荒涼,令人驚駭、嗤笑、咒詛,正如今日一樣。
— йәни Йерусалимға, Йәһуданиң шәһәрлиригә, униң падишалириға вә әмир-шаһзадилиригә, йәни уларни бүгүнки күндикидәк бир харабә, вәһимә, уш-уш объекти болушқа һәм ләнәт сөзлири болушқа қәдәһни ичкүздүм;
19 又有埃及王法老和他的臣僕、首領,以及他的眾民,
Мисир падишаси Пирәвнгә, хизмәткарлириға, әмир-шаһзадилириға һәм хәлқигә ичкүздүм;
20 並雜族的人民和烏斯地的諸王,與非利士地的諸王(亞實基倫、迦薩、以革倫,以及亞實突剩下的人);
барлиқ шалғут әлләр, уз зиминидики барлиқ падишалар, Филистийләрниң зиминидики барлиқ падишалар, Ашкелондикиләр, Газадикиләр, Әкрондикиләргә вә Ашдодниң қалдуқлириға ичкүздүм;
Едомдикиләр, Моабдикиләр вә Аммонийлар,
Турниң барлиқ падишалири һәм Зидонниң барлиқ падишалири, деңиз бойидики барлиқ падишалар,
Дедандикиләр, Темадикиләр, Буздикиләр вә чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләр,
Әрәбийәдики барлиқ падишалар вә чөл-баяванда туруватқан шалғут әлләрниң барлиқ падишалири,
Зимридики барлиқ падишалар, Еламдики барлиқ падишалар, Медиалиқларниң барлиқ падишалири,
26 北方遠近的諸王,以及天下地上的萬國喝了,以後示沙克王也要喝。
шималдики барлиқ падишаларға, жирақтики болсун, йеқиндики болсун, бир-бирләп ичкүздум; җаһандики барлиқ падишалиқларға ичкүздүм; уларниң арқидин Шешақниң падишасиму [қәдәһни] ичиду.
27 「你要對他們說:『萬軍之耶和華-以色列的上帝如此說:你們要喝,且要喝醉,要嘔吐,且要跌倒,不得再起來,都因我使刀劍臨到你們中間。』
Андин сән уларға: «Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ичиңлар, мәс болуңлар, қусуңлар, Мән араңларға әвәткән қилич түпәйлидин жиқилип қайтидин дәс турмаңлар» — дегин.
28 「他們若不肯從你手接這杯喝,你就要對他們說:『萬軍之耶和華如此說:你們一定要喝!
Вә шундақ болидуки, улар қолуңдин елип ичишни рәт қилса, сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр чоқум ичисиләр!» — дегин.
29 我既從稱為我名下的城起首施行災禍,你們能盡免刑罰嗎?你們必不能免,因為我要命刀劍臨到地上一切的居民。這是萬軍之耶和華說的。』
Чүнки мана, Мән Өз намим билән аталған шәһәр үстигә апәт чүшүргили турған йәрдә, силәр җазаланмай қаламсиләр? Силәр җазаланмай қалмайсиләр; чүнки Мән йәр йүзидә барлиқ туруватқанларниң үстигә қилични чүшүшкә чақиримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
30 「所以你要向他們預言這一切的話,攻擊他們,說: 耶和華必從高天吼叫, 從聖所發聲, 向自己的羊群大聲吼叫; 他要向地上一切的居民吶喊, 像踹葡萄的一樣。
Әнди сән [Йәрәмия], уларға мошу бешарәтниң сөзлириниң һәммисини җакалиғин: — Пәрвәрдигар жуқуридин ширдәк һөкирәйду, Өз муқәддәс туралғусидин У авазини қоюветиду; У Өзи туруватқан җайи үстигә һөкирәйду; У үзүм чәйлигүчиләр товлиғандәк йәр йүзидә барлиқ туруватқанларни әйипләп товлайду.
31 必有響聲達到地極, 因為耶和華與列國相爭; 凡有血氣的,他必審問; 至於惡人,他必交給刀劍。 這是耶和華說的。
Садаси йәр йүзиниң чәтлиригичә йетиду; Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләр билән дәваси бар; У әт егилириниң һәммиси үстигә һөкүм чиқириду; Рәзилләрни болса, уларни қиличқа тапшуриду; — Пәрвәрдигар шундақ дәйду.
32 萬軍之耶和華如此說: 看哪,必有災禍從這國發到那國, 並有大暴風從地極颳起。
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, балаю-апәт әлдин әлгә һәммиси үстигә чиқип тарқилиду; Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин дәһшәтлик буран-чапқун чиқиду.
33 「到那日,從地這邊直到地那邊都有耶和華所殺戮的。必無人哀哭,不得收殮,不得葬埋,必在地上成為糞土。
Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду; уларға матәм тутулмайду, улар бир йәргә жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар йәр йүзидә тезәктәк ятиду.
34 牧人哪,你們當哀號,呼喊; 群眾的頭目啊,你們要滾在灰中; 因為你們被殺戮分散的日子足足來到。 你們要跌碎,好像美器打碎一樣。
И баққучилар, зарлаңлар, налә көтириңлар! Топа-чаң ичидә еғиниңлар, и пада йетәкчилири! Чүнки қирғин қилиниш күнлириңлар йетип кәлди, Мән силәрни тарқитиветимән; Силәр өрүлгән есил чинидәк парчә-парчә чеқилисиләр.
Пада баққучилириниң башпанаһи, Пада йетәкчилириниң қачар йоли йоқап кетиду.
36 聽啊,有牧人呼喊, 有群眾頭目哀號的聲音, 因為耶和華使他們的草場變為荒場。
Баққучиларниң азаплиқ пәряди, Пада йетәкчилириниң зарлашлири аңлиниду; Чүнки Пәрвәрдигар уларниң яйлақлирини вәйран қилай дәватиду;
37 耶和華發出猛烈的怒氣, 平安的羊圈就都寂靜無聲。
Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин, Течлиқ қотанлири харабә болиду.
38 他離了隱密處像獅子一樣, 他們的地,因刀劍凶猛的欺壓, 又因他猛烈的怒氣都成為可驚駭的。」
Пәрвәрдигар Өз угисини ташлап чиққан ширдәктур; Әзгүчиниң вәһшийлиги түпәйлидин, Вә [Пәрвәрдигарниң] дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин, Уларниң зимини вәйранә болмай қалмайду.