< 以賽亞書 7 >

1 烏西雅的孫子、約坦的兒子、猶大王亞哈斯在位的時候,亞蘭王利汛和利瑪利的兒子、以色列王比加上來攻打耶路撒冷,卻不能攻取。
Йәһуда падишаси Аһаз (Уззияниң нәвриси, Йотамниң оғли) тәхткә олтарған күнлиридә, мундақ иш болди: — Сурийәниң падишаси Рәзин вә Исраил падишаси Рәмалияниң оғли Пикаһ Йерусалимға қарши җәң қилди, лекин үстүнлүккә еришәлмиди.
2 有人告訴大衛家說:「亞蘭與以法蓮已經同盟。」王的心和百姓的心就都跳動,好像林中的樹被風吹動一樣。
Давутниң җәмәтигә: — «Сурийә Әфраим билән иттипақлишип бирләшмә қошун қурди» — дегән хәвәр кәлди. Шуниң билән падиша җәмәтидикиләрниң көңли вә хәлқиниң көңли орманлар шамалда силкинип кәткәндәк силкинип кәтти.
3 耶和華對以賽亞說:「你和你的兒子施亞雅述出去,到上池的水溝頭,在漂布地的大路上,去迎接亞哈斯,
Андин Пәрвәрдигар Йәшаяға мундақ деди: — «Сән вә оғлуң Шеар-Җашуб чиқип, кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолға, жуқури көлчәк нориниң бешиға берип, әшу йәрдә Аһаз билән көрүшкин.
4 對他說:『你要謹慎安靜,不要因亞蘭王利汛和利瑪利的兒子這兩個冒煙的火把頭所發的烈怒害怕,也不要心裏膽怯。
Сән униңға: — «Сән еһтият билән көңлүңни тоқ тут! Бу икки көймәс отқашниң көтигидин, йәни Рәзин һәм Сурийәниң вә Рәмалияниң оғлиниң дәшти-ғәзәплиридин қорқма, жүрәкзади болуп кәтмә!
5 因為亞蘭和以法蓮,並利瑪利的兒子,設惡謀害你,
Чүнки Сурийә, Әфраим вә Рәмалияниң оғли сени қәстләп: —
6 說:我們可以上去攻擊猶大,擾亂它,攻破它,在其中立他比勒的兒子為王。
«Биз Йәһудаға бесип кирип, паракәндичилик туғдуруп, өзимиз үчүн талан-тараҗ қилип, униңға бир падишани, йәни Табәәлниң оғлини тикләйли!» дегән еди.
7 所以主耶和華如此說: 這所謀的必立不住, 也不得成就。
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу сөз ақмайду, һеч әмәлгә ашмайду;
8 原來亞蘭的首城是大馬士革; 大馬士革的首領是利汛。 (六十五年之內,以法蓮必然破壞,不再成為國民。)
Чүнки Сурийәниң беши Дәмәшқ шәһири вә Дәмәшқ шәһириниң беши Рәзиндур, халас; Вә атмиш бәш жил ичидә Әфраим шундақ битчит болидуки, уларни «бир хәлиқ» дегили болмайду;
9 以法蓮的首城是撒馬利亞; 撒馬利亞的首領是利瑪利的兒子。 你們若是不信, 定然不得立穩。』」
Вә Әфраимниң беши Самарийә шәһиридур, Самарийә шәһириниң беши Рәмалияниң оғлидур, халас; Силәр буларға ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» — дегин».
10 耶和華又曉諭亞哈斯說:
Пәрвәрдигар йәнә Аһазға сөз қилип: —
11 「你向耶和華-你的上帝求一個兆頭:或求顯在深處,或求顯在高處。」 (Sheol h7585)
«Өзүң үчүн бешарәт сора; мәйли йәрниң тегидә яки пәләкниң қәридә болсун соравәр» — деди. (Sheol h7585)
12 亞哈斯說:「我不求;我不試探耶和華。」
Бирақ Аһаз җававән: «Мән һәм соримаймән һәм Пәрвәрдигарни синақта қоймаймән» — деди.
13 以賽亞說:「大衛家啊,你們當聽!你們使人厭煩豈算小事,還要使我的上帝厭煩嗎?
Андин [Йәшая]: — Әнди и Давут җәмәтидикиләр, аңлап қоюңлар, адәмләрниң сәвир-тақитини қоймиғиниңларни аз дәп, силәр Худайимниң сәвир-тақитиниму қоймиғиливатамсиләр?
14 因此,主自己要給你們一個兆頭,必有童女懷孕生子,給他起名叫以馬內利。
Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду: — Мана, пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; у униң исмини «Иммануел» дәп атайду.
15 到他曉得棄惡擇善的時候,他必吃奶油與蜂蜜。
Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә у пишлақ вә бал йәйду.
16 因為在這孩子還不曉得棄惡擇善之先,你所憎惡的那二王之地必致見棄。
Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә, сән нәпрәтлинидиған бу икки падишаниң йәр-зиминлири ташлинип қалиду.
17 耶和華必使亞述王攻擊你的日子臨到你和你的百姓,並你的父家,自從以法蓮離開猶大以來,未曾有這樣的日子。
Чүнки Пәрвәрдигар сениң вә атаңниң җәмәтигә Әфраим Йәһудадин айрилған күндин буян болуп бақмиған қаттиқ күнләрни чүшүриду. У күнләр болса Асурийәниң падишасидин ибарәттур!
18 「那時,耶和華要發嘶聲,使埃及江河源頭的蒼蠅和亞述地的蜂子飛來;
Шу күни Пәрвәрдигар Мисирниң пинһан ериқлиридики пашиларни вә Асурийәдики һәриләрни үшқиртип чақириду;
19 都必飛來,落在荒涼的谷內、磐石的穴裏,和一切荊棘籬笆中,並一切的草場上。
уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ташларниң һәр бир арачлириға, һәммә янтақларға вә һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду.
20 「那時,主必用大河外賃的剃頭刀,就是亞述王,剃去頭髮和腳上的毛,並要剃淨鬍鬚。
Әшу күни, Рәб Әфрат дәриясиниң нерисидин иҗаригә алған бир устира билән, йәни Асурийә падишаси билән чач чүшүриду; мошу устира башниң чечини, путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду;
21 「那時,一個人要養活一隻母牛犢,兩隻母綿羊;
шу күнләрдә бир киши яш бир сийир вә икки қой бақиду,
22 因為出的奶多,他就得吃奶油,在境內所剩的人都要吃奶油與蜂蜜。
уларниң шунчә көп сүт бәргинидин у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду.
23 「從前,凡種一千棵葡萄樹、值銀一千舍客勒的地方,到那時必長荊棘和蒺藜。
Вә шундақ болидуки, һәр тели бир күмүч тәңгигә ярайдиған, миң тели бар үзүмзарлиқ болған һәр бир җай җиғанлиққа вә тиккәнликкә айлинип кетиду;
24 人上那裏去,必帶弓箭,因為遍地滿了荊棘和蒺藜。
Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду, чүнки пүткүл зимин җиғанлиққа вә тикәнликкә айлинип кетиду.
25 所有用鋤刨挖的山地,你因怕荊棘和蒺藜,不敢上那裏去;只可成了放牛之處,為羊踐踏之地。」
Илгири кәтмән чепилған һәр бир тағлиқ җилғиларға болса, — улар у йәрләргә җиғанлардин вә тикәнләрдин қорқуп бармайду; Бу йәрләр пәқәт калиларни отлитидиған, Қойлар дәссәп-чәйләйдиған җайлар болуп қалиду, халас.

< 以賽亞書 7 >