< 以賽亞書 65 >

1 素來沒有訪問我的,現在求問我; 沒有尋找我的,我叫他們遇見; 沒有稱為我名下的,我對他們說: 我在這裏!我在這裏!
Әзәлдин Мени издимигәнләргә Мени сораш йолини ачтим; Мән Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум. Мениң намим билән аталмиған ят бир әлгә Мән: — «Маңа қара, Маңа қара» — дедим.
2 我整天伸手招呼那悖逆的百姓; 他們隨自己的意念行不善之道。
Бирақ яман йолда маңидиған, Өзиниң пикир-хиялиға әгишип маңидиған, Асийлиқ қилғучи бир хәлиққә болса Мән күн бойи қолумни узитип интилип кәлдим.
3 這百姓時常當面惹我發怒; 在園中獻祭, 在壇上燒香;
Йәни бағларда қурбанлиқ қилип, Уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп, Көз алдимдила зәрдәмгә тегидиған бир хәлиқ;
4 在墳墓間坐着, 在隱密處住宿, 吃豬肉; 他們器皿中有可憎之物做的湯;
Улар қәбирләр арисида олтириду, Мәхпий җайлардиму түнәп олтириду; Улар чошқа гөшини йәйду, Қазан-қачилирида һәр қандақ жиркиничлик нәрсиләрниң шорписи бар.
5 且對人說:你站開吧! 不要挨近我,因為我比你聖潔。 主說:這些人是我鼻中的煙, 是整天燒着的火。
Улар: «Өзүң билән бол, Маңа йеқинлашқучи болма; Чүнки мән сәндин пакмән» — дәйду; Мошулар димиғимға киргән ис-түтәк, Күн бойи өчмәй туридиған оттур!
6 看哪,這都寫在我面前。 我必不靜默,必施行報應, 必將你們的罪孽和你們列祖的罪孽, 就是在山上燒香, 在岡上褻瀆我的罪孽, 一同報應在他們後人懷中, 我先要把他們所行的量給他們; 這是耶和華說的。
Мана, Мениң алдимда пүтүклүк туридуки: — Мән сүкүт қилип турмаймән — дәйду Пәрвәрдигар — Бәлки һәм силәрниң қәбиһликлириңларни, Шундақла тағ чоққилирида исриқ яққан, Дөңләр үстидиму Мени һақарәтлигән ата-бовилириңларниң қәбиһликлирини бирликтә қайтуримән, — Шуларни өз қучағлириға қайтуримән; Бәрһәқ, Мән илгәрки қилғанлирини өз қучағлириға өлчәп қайтуримән.
7
8 耶和華如此說:葡萄中尋得新酒, 人就說:不要毀壞, 因為福在其中。 我因我僕人的緣故也必照樣而行, 不將他們全然毀滅。
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сапақ үзүмниң «сарқинди ширнә»си көрүнгәндә, Хәқләрниң: «Уни чәйливетип вәйран қилмисун, чүнки униңда бәрикәт туриду» дегинидәк, Мән Өз қуллиримниң сәвәвидинла шундақ қилимәнки, Уларниң һәммисини вәйран қилмаймән.
9 我必從雅各中領出後裔, 從猶大中領出承受我眾山的。 我的選民必承受; 我的僕人要在那裏居住。
Шундақ қилип Мән Яқуптин бир нәсилни, Йәһудадинму тағлиримға бир егидарни чиқиримән; Шуниң билән Мениң таллиғанлирим [зиминға] егә болиду, Мениң қуллирим шу йәрдә маканлишиду.
10 沙崙平原必成為羊群的圈; 亞割谷必成為牛群躺臥之處, 都為尋求我的民所得。
Мени издигән хәлқим үчүн, Шарон болса йәнә қой падилириға қотан, Ахор болса кала падилириға қоналғу болиду.
11 但你們這些離棄耶和華、 忘記我的聖山、給時運擺筵席、 給天命盛滿調和酒的,
Бирақ Пәрвәрдигарни ташлап, Муқәддәс теғимни унтуғучи, «Тәләй» [дегән бут] үчүн дәстихан салғучи, «Тәғдир» [дегән бут] үчүнму әбҗәш шарапни қуюп қачиларни толдурғучисиләр,
12 我要命定你們歸在刀下, 都必屈身被殺; 因為我呼喚,你們沒有答應; 我說話,你們沒有聽從; 反倒行我眼中看為惡的, 揀選我所不喜悅的。
Мән силәрни қиличқа «тәғдир» қилдим, Силәрниң һәммиңлар қирғинчилиқта баш егисиләр; Чүнки Мән чақирдим, силәр җавап бәрмидиңлар; Мән сөз қилдим, силәр қулақ салмидиңлар; Әксичә нәзиримдә яман болғанни қиливатисиләр, Мән яқтурмайдиғанни таллиғансиләр.
13 所以,主耶和華如此說: 我的僕人必得吃,你們卻飢餓; 我的僕人必得喝,你們卻乾渴; 我的僕人必歡喜,你們卻蒙羞。
Шуңа, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мениң қуллирим йәйду, Силәр ач қалисиләр; Мана, Мениң қуллирим ичиду, Бирақ силәр уссуз қалисиләр; Мана, Мениң қуллирим шатлиниду, Силәр шәрмәндиликтә қалисиләр;
14 我的僕人因心中高興歡呼, 你們卻因心中憂愁哀哭, 又因心裏憂傷哀號。
Мана, көңлидики шат-хурамлиқтин қуллирим нахша ейтиду, Силәр көңүлдики азаптин зар-зар жиғлайсиләр, Роһ-қәлб сунуқлуғидин налә-пәряд көтирисиләр.
15 你們必留下自己的名, 為我選民指着賭咒。 主耶和華必殺你們, 另起別名稱呼他的僕人。
Исмиңларни Мениң таллиғанлиримға ләнәт болушқа қалдурисиләр. Рәб Пәрвәрдигар сени өлтүриду, Һәм униң қуллириға башқа бир исимни қоюп бериду.
16 這樣,在地上為自己求福的, 必憑真實的上帝求福; 在地上起誓的, 必指真實的上帝起誓。 因為,從前的患難已經忘記, 也從我眼前隱藏了。
Шуниң үчүн кимки өзигә бир бәхитни тилисә, «Амин» дегүчи Худаниң нами билән әшу бәхитни тиләйду; Кимки қәсәм ичмәкчи болса, Әнди «Амин» дегүчи Худаниң нами билән қәсәм ичиду; Чүнки бурунқи дәрд-әләмләр унтулған болиду, Чүнки уларни көзүмдин йошурдум.
17 看哪!我造新天新地; 從前的事不再被記念,也不再追想。
Чүнки қараңлар, Мән йеңи асманларни вә йеңи зиминни яритимән; Илгәрки ишлар һеч әсләнмәйду, Һәтта әскә кәлмәйду.
18 你們當因我所造的永遠歡喜快樂; 因我造耶路撒冷為人所喜, 造其中的居民為人所樂。
Әксичә силәр Мениң яритидиғанлиғимдин хошаллиниңлар; Мәңгүгә шат-хурамлиқта болуңлар, Чүнки Мән Йерусалимни шат-хурамлиқ, Униң хәлқини хошаллиқ бәргүчи қилип яритимән.
19 我必因耶路撒冷歡喜, 因我的百姓快樂; 其中必不再聽見哭泣的聲音和哀號的聲音。
Өзүмму Йерусалимдин шат-хурамлиқта болимән, Шундақла Өз хәлқимдин хошаллинимән; Униңда нә жиға авази, Нә налә-пәрядлар иккинчи аңланмайду;
20 其中必沒有數日夭亡的嬰孩, 也沒有壽數不滿的老者; 因為百歲死的仍算孩童, 有百歲死的罪人算被咒詛。
Униңда йәнә бир нәччә күнлүк чачрап кәткән бовақ болмайду, Яки вақти тошмай вақитсиз кәткән бовай болмайду; Йүз яшқа киргән болса «жигит» санилиду, Шуниңдәк гунакар йүз яшқа кирип өлгән болса «Худаниң ләнитигә учриған» дәп һесаплиниду.
21 他們要建造房屋,自己居住; 栽種葡萄園,吃其中的果子。
Улар өйләрни салиду, уларда туриду; Улар үзүмзарларни бәрпа қилиду, улардин мевә йәйду;
22 他們建造的,別人不得住; 他們栽種的,別人不得吃; 因為我民的日子必像樹木的日子; 我選民親手勞碌得來的必長久享用。
Улар ясиған өйләрдә, башқа бириси турмайду; Тикилгән үзүмзарлардин, башқа бириси мевә елип йемәйду; Чүнки хәлқимниң күнлири дәрәқниң өмридәк болиду; Мениң таллиғанлирим өзлири өз қоли билән ясиғанлиридин өз өмридә толуқ бәһримән болиду.
23 他們必不徒然勞碌, 所生產的,也不遭災害, 因為都是蒙耶和華賜福的後裔; 他們的子孫也是如此。
Уларниң қилған әмгиги бекарға кәтмәйду; Яки уларниң балилири туғулғанда келәчики тоғрилиқ вәһимә мәвҗут болмайду; Чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур, Уларниң пәрзәнтлириму шундақ.
24 他們尚未求告,我就應允; 正說話的時候,我就垂聽。
Вә шундақ болидуки, Улар нида қилип чақирмастинла, Мән иҗабәт қилимән; Улар дуа қилип сөзләватқинидила, Мән уларни аңлаймән.
25 豺狼必與羊羔同食; 獅子必吃草與牛一樣; 塵土必作蛇的食物。 在我聖山的遍處, 這一切都不傷人,不害物。 這是耶和華說的。
Бөрә һәм пақлан билән биллә озуқлиниду; Шир болса калидәк саман йәйду; Иланниң рисқи болса топа-чаңла болиду. Мениң муқәддәс теғимниң һәммә йеридә һеч зиянкәшлик болмайду; Һеч бузғунчилиқ болмайду, дәйду Пәрвәрдигар.

< 以賽亞書 65 >