< 以賽亞書 50 >
1 耶和華如此說: 我休你們的母親, 休書在哪裏呢? 我將你們賣給我哪一個債主呢? 你們被賣,是因你們的罪孽; 你們的母親被休,是因你們的過犯。
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қоювәткән анаңларниң талақ хети қени? Маңа қәриз бәргүчиләрниң қайсисиға силәрни сетивәткәнмән? Мана, силәр өз гуналириңлар арқилиқ өз-өзүңларни сетивәткәнсиләр; Силәрниң асийлиқлириңлар түпәйлидин анаңлар қоюветилгән еди.
2 我來的時候,為何無人等候呢? 我呼喚的時候,為何無人答應呢? 我的膀臂豈是縮短、不能救贖嗎? 我豈無拯救之力嗎? 看哪,我一斥責,海就乾了; 我使江河變為曠野; 其中的魚因無水腥臭,乾渴而死。
Мән силәрдинму сораймән: Мән кәлгинимдә, немишкә һеч адәм чиқмиди? Мән чақирғинимда, немишкә һеч ким «Мана мән» дәп җавап бәрмиди? Һөрлүккә чиқиришқа қолум қисқилиқ қиламду? Қутқузғидәк күчүм йоқмиду? Мана, Мән бир әйипләпла деңизни қурутуп, Дәрияларни чөлгә айландуруветимән; Су болмиғачқа уларниң белиқлири сесип кетиду, Уссузлуқтин өлиду;
Асманларни қарилиқ билән кийдүримән, Уларниң кийим-кечәклирини [қара] бөздин қилимән».
4 主耶和華賜我受教者的舌頭, 使我知道怎樣用言語扶助疲乏的人。 主每早晨提醒, 提醒我的耳朵, 使我能聽,像受教者一樣。
«Рәб Пәрвәрдигар мениң җапа чәккәнләрниң көңлини ясашни билишим үчүн маңа тәлим-тәрбийә алғучиларниң тилини тәқдим қилди; У мени һәр сәһәр ойғитип туриду, Тәрбийиләнгәнләрниң қатарида мениң қулиқимни ойғитиду.
5 主耶和華開通我的耳朵; 我並沒有違背,也沒有退後。
Рәб Пәрвәрдигар қулиқимни ачти; Мән болсам итаәтсизлик қилмидим, Яки йолидин баш тартмидим.
6 人打我的背,我任他打; 人拔我腮頰的鬍鬚,我由他拔; 人辱我,吐我,我並不掩面。
Дүмбәмни савиғучиларға, Мәңзлиримни түк юлғучиларға тутуп бәрдим; Хорлуқ һәм түкүрүшләрдин йүзүмни қачурмидим;
7 主耶和華必幫助我, 所以我不抱愧。 我硬着臉面好像堅石; 我也知道我必不致蒙羞。
Бирақ Рәб Пәрвәрдигар ярдимимдә болиду; Шуңа мән йәргә қарап қалмаймән; Шуңа мән [нийитимни қәтъий қилип] йүзүмни алмастәк чиң қилдим; Хиҗиллиққа қалдурулмайдиғанлиғимни билимән.
8 稱我為義的與我相近; 誰與我爭論, 可以與我一同站立; 誰與我作對, 可以就近我來。
Мени Ақлиғучи йенимдидур; Ким маңа әрз-шикайәт қилалисун? Бар болса бирликтә дәвалишайли; Ким мениң үстүмдин әйиплимәкчи болса, Алдимға кәлсун!
9 主耶和華要幫助我; 誰能定我有罪呢? 他們都像衣服漸漸舊了, 為蛀蟲所咬。
Маңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигардур; Әнди мени әрз қилалайдиған кимкән? Уларниң һәммиси бир тал кийимдәк әскирәп кетиду; Пәрваниләр уларни жутуветиду».
10 你們中間誰是敬畏耶和華、 聽從他僕人之話的? 這人行在暗中,沒有亮光。 當倚靠耶和華的名, 仗賴自己的上帝。
— «Араңларда Пәрвәрдигардин қорқидиған, Униң қулиниң сөзигә итаәт қилидиған ким бар? Қараңғулуқта маңидиған, йоруқлуғи болмиған киши болса, Пәрвәрдигарниң намиға ишинип хатирҗәмләнсун, Худасиға йөләнсун!
11 凡你們點火,用火把圍繞自己的 可以行在你們的火焰裏, 並你們所點的火把中。 這是我手所定的: 你們必躺在悲慘之中。
Мана, өзлири үчүн от яқидиған, Әтрапиңларни мәшъәлләр билән орайдиған һәммиңлар! Қени, өз отуңларниң нурида, Өзүңлар яққан мәшъәлләр арисида меңиңлар; Бирақ силәр шуни қолумдин алисиләрки: — «Азап-һәсрәт ичидә ятисиләр!».