< 以賽亞書 37 >

1 希西家王聽見就撕裂衣服,披上麻布,進了耶和華的殿,
Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң өйигә кирди.
2 使家宰以利亞敬和書記舍伯那,並祭司中的長老,都披上麻布,去見亞摩斯的兒子先知以賽亞,
У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз йепинчақлиған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.
3 對他說:「希西家如此說:『今日是急難、責罰、凌辱的日子,就如婦人將要生產嬰孩,卻沒有力量生產。
Улар униңға: — «Һәзәкия мундақ дәйду: — «Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн күлпәт чүшидиған, рәсва вә мазақ қилинидиған бир күндур.
4 或者耶和華-你的上帝聽見拉伯沙基的話,就是他主人亞述王打發他來辱罵永生上帝的話;耶和華-你的上帝聽見這話就發斥責。故此,求你為餘剩的民揚聲禱告。』」
Өз ғоҗиси болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қеп қалған қалдилар үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң»» — деди.
5 希西家王的臣僕就去見以賽亞。
Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди.
6 以賽亞對他們說:「要這樣對你們的主人說,耶和華如此說:『你聽見亞述王的僕人褻瀆我的話,不要懼怕。
Йәшая уларға: — «Ғоҗайиниңларға: — «Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма;
7 我必驚動他的心;他要聽見風聲就歸回本地,我必使他在那裏倒在刀下。』」
Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. У өз зиминида турғанда уни қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди.
8 拉伯沙基回去,正遇見亞述王攻打立拿;原來他早聽見亞述王拔營離開拉吉。
Раб-Шакәһ кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, униң йениға кәлди; Асурийә падишаси Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан еди.
9 亞述王聽見人論古實王特哈加說:「他出來要與你爭戰。」亞述王一聽見,就打發使者去見希西家,吩咐他們說:
Андин падиша: «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиди. Шу хәвәрни аңлиғанда у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: —
10 「你們對猶大王希西家如此說:『不要聽你所倚靠的上帝欺哄你說:耶路撒冷必不交在亞述王的手中。
«Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңлар: — «Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма;
11 你總聽說亞述諸王向列國所行的乃是盡行滅絕,難道你還能得救嗎?
Мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қандақму қутқузулисән?
12 我列祖所毀滅的,就是歌散、哈蘭、利色,和屬提‧拉撒的伊甸人;這些國的神何曾拯救這些國呢?
Ата-бовилирим һалак қилған әлләрни болса, уларниң илаһ-бутлири қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу? Телассарда турған Едәнләрничу?
13 哈馬的王,亞珥拔的王,西法瓦音城的王,希拿和以瓦的王,都在哪裏呢?』」
Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»».
14 希西家從使者手裏接過書信來,看完了,就上耶和華的殿,將書信在耶和華面前展開。
Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди.
15 希西家向耶和華禱告說:
Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: —
16 「坐在二基路伯上萬軍之耶和華-以色列的上帝啊,你-惟有你是天下萬國的上帝,你曾創造天地。
«И керублар оттурисида турған, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: — Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән.
17 耶和華啊,求你側耳而聽;耶和華啊,求你睜眼而看,要聽西拿基立的一切話,他是打發使者來辱罵永生上帝的。
И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан һәммә гәплирини аңлиғайсән!
18 耶和華啊,亞述諸王果然使列國和列國之地變為荒涼,
И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни вә шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип,
19 將列國的神像都扔在火裏;因為他本不是神,乃是人手所造的,是木頭、石頭的,所以滅絕他。
Уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлар, яғач вә таш, халас; шуңа Асурийәликләр уларни һалак қилди.
20 耶和華-我們的上帝啊,現在求你救我們脫離亞述王的手,使天下萬國都知道惟有你是耶和華。」
Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
21 亞摩斯的兒子以賽亞就打發人去見希西家,說:「耶和華-以色列的上帝如此說,你既然求我攻擊亞述王西拿基立,
Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: — — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән Маңа Сәннахериб тоғрилиқ дуа қилишиң билән,
22 所以耶和華論他這樣說: 錫安的處女藐視你,嗤笑你; 耶路撒冷的女子向你搖頭。
Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: — «Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду, Сени мазақ қилип күлиду; Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
23 你辱罵誰,褻瀆誰? 揚起聲來,高舉眼目攻擊誰呢? 乃是攻擊以色列的聖者。
Сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң? Сән кимгә қарши авазиңни көтирип, Нәзириңни үстүн қилдиң? Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши!
24 你藉你的臣僕辱罵主說: 我率領許多戰車上山頂, 到黎巴嫩極深之處; 我要砍伐其中高大的香柏樹 和佳美的松樹。 我必上極高之處, 進入肥田的樹林。
Қуллириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип: — «Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққилириға, Ливан тағ бағирлириға йетип кәлдимки, Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән; Мән униң әң жуқури егизлигигә ямишип чиқип, Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән.
25 我已經挖井喝水; 我必用腳掌踏乾埃及的一切河。
Өзүм қудуқ колап су ичтим; Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутувәттим — дедиң.
26 耶和華說:你豈沒有聽見 我早先所做的、古時所立的嗎? 現在藉你使堅固城荒廢,變為亂堆。
— Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң? Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки, Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки, Һазир уни әмәлгә ашурдумки, Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
27 所以其中的居民力量甚小, 驚惶羞愧。 他們像野草,像青菜, 如房頂上的草, 又如田間未長成的禾稼。
Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип, Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди; Улар етиздики оттәк, Юмран көк чөпләрдәк, Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди.
28 你坐下,你出去,你進來, 你向我發烈怒,我都知道。
Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
29 因你向我發烈怒, 又因你狂傲的話達到我耳中, 我就要用鉤子鉤上你的鼻子, 把嚼環放在你口裏, 使你從原路轉回去。
Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткини түпәйлидин, Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, Жүгинимни ағзиңға салимән, Өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән.
30 「以色列人哪,我賜你們一個證據:你們今年要吃自生的,明年也要吃自長的,至於後年,你們要耕種收割,栽植葡萄園,吃其中的果子。
И [Һәзәкия], шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, — Мошу жили өзлүгидин өскән, Иккинчи жили шулардин чиққанларму рисқиңлар болиду; Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр.
31 猶大家所逃脫餘剩的,仍要往下扎根,向上結果。
Йәһуда җәмәтидики қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду, Жуқириға қарап мевә бериду;
32 必有餘剩的民從耶路撒冷而出;必有逃脫的人從錫安山而來。萬軍之耶和華的熱心必成就這事。
Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси, Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
33 「所以耶和華論亞述王如此說:他必不得來到這城,也不在這裏射箭,不得拿盾牌到城前,也不築壘攻城。
Шуңа Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: — У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду, Нә униңға бир тал оқму атмайду; Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду, Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
34 他從哪條路來,必從那條路回去,必不得來到這城。這是耶和華說的。
У қайси йол билән кәлгән болса, Шу йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар.
35 因我為自己的緣故,又為我僕人大衛的緣故,必保護拯救這城。」
— Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн бу шәһәрни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән».
36 耶和華的使者出去,在亞述營中殺了十八萬五千人。清早有人起來一看,都是死屍了。
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди. Мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди!
37 亞述王西拿基立就拔營回去,住在尼尼微。
Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди.
38 一日在他的神-尼斯洛廟裏叩拜,他兒子亞得米勒和沙利色用刀殺了他,就逃到亞拉臘地。他兒子以撒哈頓接續他作王。
Шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди.

< 以賽亞書 37 >