< 以賽亞書 25 >

1 耶和華啊,你是我的上帝; 我要尊崇你,我要稱讚你的名。 因為你以忠信誠實行過奇妙的事, 成就你古時所定的。
Пәрвәрдигар, Сән мениң Худайим; Мән Сени үстүн дәп мәдһийиләймән, Мән Сениң намиңни мубарәкләймән, Чүнки Сән карамәт ишларни, Садиқлиқ вә һәқиқәт ичидә қедимдин буян қәлбиңгә пүккәнлириңни беҗа кәлтүргәнсән.
2 你使城變為亂堆, 使堅固城變為荒場, 使外邦人宮殿的城不再為城, 永遠不再建造。
Чүнки Сән шәһәрни харабилик, Қәлъә-қорғанлиқ жутни харап, Ятларниң ордисини шәһәр болалмас қилғансән, У иккинчи һәргиз қурулмайду.
3 所以,剛強的民必榮耀你; 強暴之國的城必敬畏你。
Шуңа һелиқи күчлүк хәлиқ Сени улуқлайду, Әшәддий әлләрниң һелиқи шәһири Сәндин қорқиду;
4 因為當強暴人催逼人的時候, 如同暴風直吹牆壁, 你就作貧窮人的保障, 作困乏人急難中的保障, 作躲暴風之處, 作避炎熱的陰涼。
Чүнки Сән мискинләргә қорған, Йоқсулларниң дәрди-һаҗитигә қорған, Боранға далда, Иссиққа сайә болғансән; Чүнки әшәддийләрниң зәрбә долқуни тамға урулған борандәк, Қағҗирақ йәрни басқан иссиқ һавадәк болди. Бирақ иссиқ һава булут сайиси билән тосулғандәк, Сән ятларниң чуқан-сүрәнлирини пәсәйтисән; Әшәддийләрниң ғәлибә нахшиси пәс қилиниду.
5 你要壓制外邦人的喧嘩, 好像乾燥地的熱氣下落; 禁止強暴人的凱歌, 好像熱氣被雲影消化。
6 在這山上,萬軍之耶和華必為萬民用肥甘設擺筵席,用陳酒和滿髓的肥甘,並澄清的陳酒,設擺筵席。
Вә мошу тағда самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар барлиқ қовмлар үчүн зияпәт қилиду — Майлиқ йемәкликләр, Сүздүрүлгән кона шараплар, Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр, Сүздүрүлгән, яхши сақланған кона шараплардин болған зияпәт болиду;
7 他又必在這山上除滅遮蓋萬民之物和遮蔽萬國蒙臉的帕子。
Вә У мошу тағда һәммә қовмларни япидиған чүмпәрдини, Барлиқ әлләрни япидиған япқучни йоқитиду;
8 他已經吞滅死亡直到永遠。主耶和華必擦去各人臉上的眼淚,又除掉普天下他百姓的羞辱,因為這是耶和華說的。
У өлүмни мәңгүгә жутуп йоқитиду! Рәб Пәрвәрдигар һәр бир йүздики яшларни сүртиветиду; Пүткүл йәр-зимин алдида Өз хәлқиниң шәрмәндилигини елип ташлайду; Чүнки Пәрвәрдигар шундақ ейтқан.
9 到那日,人必說:「看哪,這是我們的上帝;我們素來等候他,他必拯救我們。這是耶和華,我們素來等候他,我們必因他的救恩歡喜快樂。」
Вә шу күнидә дейилидуки: — «Мана, Худайимиз мошу, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән, У бизни қутқузиду; Мана, мошу Пәрвәрдигардур, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән, Биз шатлинип Униң ниҗат-қутулдурушидин хурсән болимиз».
10 耶和華的手必按在這山上;摩押人在所居之地必被踐踏,好像乾草被踐踏在糞池的水中。
Чүнки мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду; Вә саман азгалда тезәк билән чәйләнгәндәк, Моаб Униң путлири астида чәйлиниду;
11 他必在其中伸開手,好像洑水的伸開手洑水一樣;但耶和華必使他的驕傲和他手所行的詭計一併敗落。
[Моаб] әшу [тезәклик] азгалдин үзүп чиқиш үчүн қолини кериду, Бирақ униң қоли чевәр болғини билән, [Рәб] униң тәкәббурлуғини пәс қилиду.
12 耶和華使你城上的堅固高臺傾倒,拆平,直到塵埃。
У сепиллириңниң егиз мудапиәлик қорғанлирини ғулитип, Йәр билән йәксан қилип, Топа-чаңға айландуриду.

< 以賽亞書 25 >