< 以賽亞書 20 >

1 亞述王撒珥根打發他珥探到亞實突的那年,他珥探就攻打亞實突,將城攻取。
Асурийәниң [сәрдари болған] «Тартан» Ашдод шәһиригә келип муһасирә қилған жили Асурийә падишаси Саргон уни әвәткән (у Ашдодқа қарши җәң қилип уни ишғал қилди): —
2 那時,耶和華曉諭亞摩斯的兒子以賽亞說:「你去解掉你腰間的麻布,脫下你腳上的鞋。」以賽亞就這樣做,露身赤腳行走。
— Шу чағда Пәрвәрдигар Амозниң оғли Йәшая арқилиқ сөз қилған еди. У униңға: — «Чатриқиңдин бөз ич тамбилиңни селивәт, путуңдики кәшиңни селивәт» — дегән еди; У шундақ қилди; ялаңач вә ялаң аяғ меңип жүрди.
3 耶和華說:「我僕人以賽亞怎樣露身赤腳行走三年,作為關乎埃及和古實的預兆奇蹟。
Вә Пәрвәрдигар ахирида мундақ деди: — «Мениң қулум Йәшая Мисир вә Ефиопийә тоғрилиқ хәвәр беридиған бешарәт һәм карамәт сүпитидә болуш үчүн ялаңач һәм ялаң аяғ үч жил меңип жүргәндәк,
4 照樣,亞述王也必擄去埃及人,掠去古實人,無論老少,都露身赤腳,現出下體,使埃及蒙羞。
Охшашла Мисирлиқ әсирләр вә Ефиопийәлик сүргүнләр яш болсун, қери болсун, ялаңач һәм ялаң аяғ, касиси очуқ һалда Асурийә падишаси тәрипидин Мисирни шәрмәндиликтә қалдуруп, ялап епкетилиду.
5 以色列人必因所仰望的古實,所誇耀的埃及,驚惶羞愧。
Улар болса қорқушуп, өз таянчиси болған Ефиопийәдин вә пәхри болған Мисирдин үмүтсизлинип кетиду.
6 「那時,這沿海一帶的居民必說:『看哪,我們素所仰望的,就是我們為脫離亞述王逃往求救的,不過是如此!我們怎能逃脫呢?』」
Шуниң билән бу деңиз бойидикиләр: — «Мана бу Асурийә падишасиниң вәсвәсидин қорқуп башпанаһлиқ издәп барған таянчимизғу, бизләр әнди қандақму қутулалаймиз?» — дейишиду»».

< 以賽亞書 20 >