< 創世記 44 >
1 約瑟吩咐家宰說:「把糧食裝滿這些人的口袋,儘着他們的驢所能馱的,又把各人的銀子放在各人的口袋裏,
Андин у өз өйини башқуридиған ғоҗидариға буйруп: — Бу кишиләрниң тағарлирини елип көтирәлигидәк ашлиқ қачилап, һәр бириниң пулини тағириниң ағзиға селип қойғин;
2 並將我的銀杯和那少年人糴糧的銀子一同裝在他的口袋裏。」家宰就照約瑟所說的話行了;
андин мениң җамимни, йәни күмүч җамни ашлиқниң пули билән биллә әң кичигиниң тағириниң ағзиға селип қойғин, — деди. У адәм Йүсүпниң дегинидәк қилди.
Әтиси таң йориғанда, улар ешәклири билән биллә йолға селип қоюлди.
4 他們出城走了不遠,約瑟對家宰說:「起來,追那些人去,追上了就對他們說:『你們為甚麼以惡報善呢?
Лекин улар шәһәрдин чиқип анчә узун маңмайла, Йүсүп ғоҗидариға: — Орнуңдин тур, бу адәмләрниң кәйнидин қоғлиғин; уларға йетишкиниңдә уларға: «Немишкә яхшилиққа яманлиқ қайтурдуңлар?
5 這不是我主人飲酒的杯嗎?豈不是他占卜用的嗎?你們這樣行是作惡了。』」
Ғоҗам шу [җамда] шарап ичиду һәмдә униңда пал ачиду әмәсму?! Мундақ қилғиниңлар рәзиллик қилғиниңлар болмамду!» дегин, — деди.
Бу адәм уларниң кәйнидин йетишип берип, уларға бу сөзләрни қилди.
7 他們回答說:「我主為甚麼說這樣的話呢?你僕人斷不能做這樣的事。
Улар униңға җававән: — Ғоҗимиз немишкә мундақ гәп қилиду? Мундақ ишни қилиш кәминилиридин нери болсун!
8 你看,我們從前在口袋裏所見的銀子,尚且從迦南地帶來還你,我們怎能從你主人家裏偷竊金銀呢?
Биз әслидә тағарлиримизниң ағзидин тапқан пулниму Қанаан зиминидин силиниң қашлириға қайтуруп беришкә әкәлгән едуқ. Шундақ туруқлуқ қандақму ғоҗилириниң өйидин алтун-күмүчни оғрилайли?
9 你僕人中無論在誰那裏搜出來,就叫他死,我們也作我主的奴僕。」
Кәминилириңниң арисида кимдин бу [җам] тепилса, шу өлүмгә мәһкүм болсун, бизму ғоҗимизниң қуллири болайли, — деди.
10 家宰說:「現在就照你們的話行吧!在誰那裏搜出來,誰就作我的奴僕;其餘的都沒有罪。」
Ғоҗидар җававән: — Ейтқан сөзлириңлардәк болсун; җам кимниң йенидин тепилса, шу киши қулум болуп қелип қалсун, қалғанлириңлар бегуна болисиләр, — деди.
11 於是他們各人急忙把口袋卸在地下,各人打開口袋。
Шуниң билән улар алдирап-тенәп, тағарлирини йәргә чүшүрүп, һәр бири өз тағирини ечип бәрди.
12 家宰就搜查,從年長的起到年幼的為止,那杯竟在便雅憫的口袋裏搜出來。
Ғоҗидар чоңиниңкидин башлап кичигиниңкигичә ахтурди, җам Биняминниң тағиридин тепилди.
13 他們就撕裂衣服,各人把馱子抬在驢上,回城去了。
Буни көрүп улар кийимлирини житишип, һәр бири ешигигә қайтидин жүкни артип, шәһәргә қайтти.
14 猶大和他弟兄們來到約瑟的屋中,約瑟還在那裏,他們就在他面前俯伏於地。
Шундақ қилип Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң өйигә кәлди; у техи шу йәрдә еди. Улар униң алдиға келип өзлирини йәргә етишти.
15 約瑟對他們說:「你們做的是甚麼事呢?你們豈不知像我這樣的人必能占卜嗎?」
Йүсүп уларға: — Бу силәрниң зади немә қилғиниңлар? Мениңдәк адәмниң чоқум пал ачалайдиғанлиғини билмәмтиңлар? — деди.
16 猶大說:「我們對我主說甚麼呢?還有甚麼話可說呢?我們怎能自己表白出來呢?上帝已經查出僕人的罪孽了。我們與那在他手中搜出杯來的都是我主的奴僕。」
Йәһуда җававән: — Биз ғоҗимизға немиму дейәләймиз? Немә гәп қилалаймиз, қандақ қилип өзимизни ақлалаймиз? Худа кәминлириниң қәбиһлигини ашкарә қилди. Мана, биз вә қолидин җамлири тепилған киши һәммимиз ғоҗимизға қул болидиған болдуқ, — деди.
17 約瑟說:「我斷不能這樣行!在誰的手中搜出杯來,誰就作我的奴僕;至於你們,可以平平安安地上你們父親那裏去。」
Лекин Йүсүп: — Мундақ қилиш мәндин нери болсун! Бәлки җам кимниң қолидин тепилған болса пәқәт шу киши мениң қулум болиду. Лекин қалғанлириңлар аман-есән атаңларниң қешиға кетиңлар, — деди.
18 猶大挨近他,說:「我主啊,求你容僕人說一句話給我主聽,不要向僕人發烈怒,因為你如同法老一樣。
Андин Йәһуда униңға йеқин берип мундақ деди: — Әй ғоҗам, кәминилиригә қулақ селип ғоҗамниң қулиқиға бир еғиз гәп қилишқа иҗазәт бәргәйла. Ғәзәплири кәминилиригә туташмиғай; чүнки өзлири Пирәвнгә охшаш екәнла.
19 我主曾問僕人們說:『你們有父親有兄弟沒有?』
Әслидә ғоҗам кәминилиридин: «Атаңлар я иниңлар барму?» дәп соривидила,
20 我們對我主說:『我們有父親,已經年老,還有他老年所生的一個小孩子。他哥哥死了,他母親只撇下他一人,他父親疼愛他。』
биз ғоҗимизға җававән: «Бизниң бир қери атимиз бар вә у қериғанда тапқан, яш бир балисиму бар. Бу балиниң бир анисидин болған акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди; униң атиси уни интайин сөйиду» десәк,
21 你對僕人說:『把他帶到我這裏來,叫我親眼看看他。』
Сили кәминилиригә: «Униң өзини қешимға елип келиңлар, мән уни өз көзүм билән көрәй» дедилә.
22 我們對我主說:『童子不能離開他父親,若是離開,他父親必死。』
Биз ғоҗимизға җавап берип: «Жигит атисидин айрилалмайду; әгәр атисидин айрилса, атиси өлүп кетиду» десәк,
23 你對僕人說:『你們的小兄弟若不與你們一同下來,你們就不得再見我的面。』
Сили йәнила кәминилиригә: «Әгәр кичик иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни йәнә көримиз дәп хиял қилмаңлар» дегән едила.
24 我們上到你僕人-我們父親那裏,就把我主的話告訴了他。
Шуниң билән биз кәминилири атимизниң қешиға барғанда ғоҗамниң сөзлирини униңға ейттуқ;
андин атимиз йәнә: «Йәнә берип, бизгә азрақ ашлиқ елип келиңлар» девиди,
26 我們就說:『我們不能下去。我們的小兄弟若和我們同往,我們就可以下去。因為,小兄弟若不與我們同往,我們必不得見那人的面。』
Биз җававән: «Биз шу йәргә қайтидин чүшәлмәймиз; әгәр кичик инимиз биз билән биллә болса, ундақта баримиз; чүнки кичик инимиз биз билән биллә болмиса, у затниң йүзи алдида туралмаймиз», дедуқ.
27 你僕人-我父親對我們說:『你們知道我的妻子給我生了兩個兒子。
Силиниң қуллири бизниң атимиз бизгә йәнә: «силәргә мәлумки, аялим маңа икки оғул туғуп бәргән еди.
28 一個離開我出去了;我說他必是被撕碎了,直到如今我也沒有見他。
Бири мениң йенимдин чиқип, йоқ болуп кәтти; мән: у җәзмән титма-титма қиливетилипту, дәп ойлидим, шундақла уни бүгүнгичә көрмидим.
29 現在你們又要把這個帶去離開我,倘若他遭害,那便是你們使我白髮蒼蒼、悲悲慘慘地下陰間去了。』 (Sheol )
Әнди силәр буниму мениң қешимдин елип кетип, униңға бир келишмәслик келип қалса, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр», дегән еди. (Sheol )
30 我父親的命與這童子的命相連。如今我回到你僕人-我父親那裏,若沒有童子與我們同在,
Әнди мән силиниң қуллири мениң атамниң қешиға барғанда, шу бала биз билән болмиса униң җени балиниң җениға бағланған болғачқа,
31 我們的父親見沒有童子,他就必死。這便是我們使你僕人-我們的父親白髮蒼蒼、悲悲慘慘地下陰間去了。 (Sheol )
шундақ болидуки, у балиниң йоқлуғини көрсә, җәзмән өлүп кетиду; шуниң билән силиниң қуллири бизниң атимиз болған бу ақ чачни дәрд-әләм ичидә тәһтисараға чүшүрүвәткән болимиз. (Sheol )
32 因為僕人曾向我父親為這童子作保,說:『我若不帶他回來交給父親,我便在父親面前永遠擔罪。』
Чүнки мәнки кәминилири атамға бу жигит үчүн кепил болуп: «Әгәр мән уни қешиңға қайтуруп кәлмисәм пүткүл өмрүмдә атамниң алдида гунакар болай» дегән едим.
33 現在求你容僕人住下,替這童子作我主的奴僕,叫童子和他哥哥們一同上去。
Шуңа һазир өтүнүп қалай, мәнки кәминилири у жигитниң орнида ғоҗамниң қешида қул болуп турсам, у жигит қериндашлири билән биллә қайтип кәтсә!
34 若童子不和我同去,我怎能上去見我父親呢?恐怕我看見災禍臨到我父親身上。」
Чүнки жигит мән билән болмиса, мән қандақму атамниң қешиға баралаймән? Атамға шундақ азап-оқубәтниң чүшүшини көзүм көргүчи болмисун! — деди.