< 以西結書 40 >
1 我們被擄掠第二十五年,耶路撒冷城攻破後十四年,正在年初,月之初十日,耶和華的靈降在我身上,他把我帶到以色列地。
Бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили, жилниң бешида, айниң онинчи күнидә, йәни шәһәр бөсүлгәндин он төрт жил кейин — дәл әшу күнидә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонди, вә У мени [шәһәргә] апарди.
2 在上帝的異象中帶我到以色列地,安置在至高的山上;在山上的南邊有彷彿一座城建立。
Худаниң аламәт көрүнүшлиридә У мени Исраил зиминиға апирип, интайин егиз тағ үстигә орунлаштурди; тағниң җәнубий тәрипидә шәһәрдәк бир қурулуш туратти.
3 他帶我到那裏,見有一人,顏色如銅,手拿麻繩和量度的竿,站在門口。
У мени шу йәргә апарди; мана қолида канап таниси вә өлчәм хадисини тутқан, мисниң көрүнүшидә болған бир киши; у дәрвазида туратти.
4 那人對我說:「人子啊,凡我所指示你的,你都要用眼看,用耳聽,並要放在心上。我帶你到這裏來,特為要指示你;凡你所見的,你都要告訴以色列家。」
Бу киши маңа: «Инсан оғли, көзлириң билән көрүп, қулиқиң билән аңлап, көңлүңни мән саңа көрситидиған барлиқ ишларға бағлиғин; чүнки буниң саңа көрситилиши үчүн сән мошу йәргә елип келиндиң. Исраил җәмәтигә барлиқ көргиниңни аян қил».
5 我見殿四圍有牆。那人手拿量度的竿,長六肘,每肘是一肘零一掌。他用竿量牆,厚一竿,高一竿。
Вә мана, ибадәтханиниң һәммә тәрипидә там бар еди. У кишиниң қолида алтә гәзлик өлчәм хадиси бар еди; шу чағдики «бир гәз» бир гәз бир алиқанға тоғра келәтти. У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти.
6 他到了朝東的門,就上門的臺階,量門的這檻,寬一竿;又量門的那檻,寬一竿。
У шәриққә қарайдиған дәрвазиға келип, униң пәләмпәйлиригә чиқти; униң босуғисиниң кәңлигини өлчиди, у бир хада чиқти. Йәнә бир тәрипиниң кәңлиги бир хада чиқти.
7 又有衛房,每房長一竿,寬一竿,相隔五肘。門檻,就是挨着向殿的廊門檻,寬一竿。
[Дәрвазиниң ичидики] һәр бир «оюқ өй»ниң узунлуғи бир хада, кәңлиги бир хада еди; оюқ өйләрниң арилиғи бәш гәз еди; дәрвазиниң ичидики босуға, йәни ичкиригә қарайдиған дәһлизниң алдидики босуғиниң [икки тәрипиниң] узунлуғи [айрим-айрим] бир «хада» чиқти;
у дәрвазиниң ичкиригә қарайдиған дәһлизни өлчиди, [узунлуғи] бир хада чиқти.
9 又量門廊,寬八肘,牆柱厚二肘;那門的廊子向着殿。
У дәрвазиниң далининиң узунлуғини өлчиди, сәккиз гәз чиқти; униң кешикиниң йенидики тамниң қелинлиғи икки гәз чиқти. Мошу далан ичкиригә қарайтти.
10 東門洞有衛房:這旁三間,那旁三間,都是一樣的尺寸;這邊的柱子和那邊的柱子,也是一樣的尺寸。
Шәриққә қариған дәрвазиниң ичидә, у тәрипидә үчтин, бу тәрипидә үчтин оюқ өйләр бар еди. Үчилиси охшаш өлчәмдә еди; үч өйниң икки ян теми охшаш қелинлиқта еди.
У дәрвазини өлчиди, кәңлиги он гәз чиқти; униң җәмий узунлуғи он үч гәз еди.
12 衛房前展出的境界:這邊一肘,那邊一肘;衛房這邊六肘,那邊六肘。
Бу яндики оюқ өйләрниң алдида бир гәз қелинлиқтики бир тосма там бар еди, вә у яндики оюқ өйләрниң алдида бир гәз қелинлиқта бир тосма там бар еди; һәряндики оюқ өйләрниң кәңлиги алтә гәз еди.
13 又量門洞,從這衛房頂的後檐到那衛房頂的後檐,寬二十五肘;衛房門與門相對。
У дәрвазиниң җәмий кәңлигини, йәни бу тәрәптики оюқ өйниң өгүзиниң [арқа левидин] у тәрәптики оюқ өйниң өгүзиниң [арқа левиғичә] жигирмә бәш гәз чиқти; бу тәрәптики оюқ өйниң ишиги билән у тәрәптики оюқ өйниң ишиги бир-биригә қаришатти.
14 又量廊子六十肘,牆柱外是院子,有廊為界,在門洞兩邊。
У ички һойлиға кириш еғизидики түврүкләрни өлчиди; уларниң егизлиги атмиш гәз чиқти; дәрваза теми бу һойлиниң түврүклирини орап турған еди.
Дәрвазиниң түвидин даланниң ички еғизиғичә әллик гәз чиқти.
16 衛房和門洞兩旁柱間並廊子,都有嚴緊的窗櫺;裏邊都有窗櫺,柱上有雕刻的棕樹。
Оюқ өйләрниң һәр бириниң удул темида, шундақла оюқ өйләрниң арилиғида, даланниң йенида охшашла роҗәкләр бар еди; мошу роҗәкләр сиртиға қарап тарийип маңған еди; һәр бир арилиқтики там-түврүкләргә палма дәрәқлири нәққишләнгән еди.
17 他帶我到外院,見院的四圍有鋪石地;鋪石地上有屋子三十間。
У мени сиртқи һойлиға апарди; мана, кичик ханилар, вә сиртқи һойлини чөридәп ясалған таш тахтайлиқ супа; супиниң үстигә оттуз кичик хана селинған.
18 鋪石地,就是矮鋪石地在各門洞兩旁,以門洞的長短為度。
Бу таш тахтайлиқ супа һойлидики дәрвазиларға туташқан, униң кәңлиги уларниң узунлуғиға баравәр еди; бу «пәс таш супа» еди.
19 他從下門量到內院外,共寬一百肘,東面北面都是如此。
У төвәнки дәрвазиниң ичи тәрипидин ички һойлиниң сиртқи темиғичә болған арилиқни өлчиди; шәриқ вә шимал тәрәпләрниңму йүз гәз чиқти.
Андин сиртқи һойлиға киридиған, шималға қарайдиған дәрвазиниң узунлуғи вә кәңлигини өлчиди.
21 門洞的衛房,這旁三間,那旁三間。門洞的柱子和廊子,與第一門的尺寸一樣。門洞長五十肘,寬二十五肘。
Униң бу тәрипидә үчтин оюқ өй, у тәрипидә үчтин оюқ өй бар еди; униң түврүклири, даланлири биринчи дәрвазиниңкигә охшаш еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз.
22 其窗櫺和廊子,並雕刻的棕樹,與朝東的門尺寸一樣。登七層臺階上到這門,前面有廊子。
Униң деризилири, даланлири, палма дәрәқ нәқишлири шәриққә қарайдиған дәрвазиниңкигә охшаш еди; кишиләр униң йәттә басқучлуқ пәләмпийи билән чиқатти; униң далини ичкиригә қарайтти.
23 內院有門與這門相對,北面東面都是如此。他從這門量到那門,共一百肘。
Ички һойлида шимал вә шәриқтики дәрвазиларға удул бирдин дәрвазә туратти; у дәрвазидин дәрвазиғичә өлчиди, йүз гәз чиқти.
24 他帶我往南去,見朝南有門,又照先前的尺寸量門洞的柱子和廊子。
У мени җәнуп тәрәпкә апарди; мана, җәнупқиму қарайдиған бир дәрваза бар еди; у униң түврүклири, даланлирини өлчиди, улар башқилириға охшаш еди.
25 門洞兩旁與廊子的周圍都有窗櫺,和先量的窗櫺一樣。門洞長五十肘,寬二十五肘。
Дәрвазиниң вә далининиң әтрапидики деризиләр башқилириға охшаш еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
26 登七層臺階上到這門,前面有廊子;柱上有雕刻的棕樹,這邊一棵,那邊一棵。
Униңға чиқидиған йәттә басқуч бар еди; униң далини ичкиригә қарайтти; униң түврүклиридә палма дәриғиниң нәқиши бар еди, у тәрәптә бири, бу тәрәптә бири бар еди.
27 內院朝南有門。從這門量到朝南的那門,共一百肘。
Ички һойлиға киридиған, җәнупқа қарайдиған бир дәрваза бар еди; у җәнубий тәрәптә дәрвазидин дәрвазиға өлчиди, йүз гәз чиқти.
У мени ички һойлиға җәнубий дәрвазидин әкирди; вә җәнубий дәрвазини өлчиди; униң өлчәмлири башқа дәрвазиләрниңкигә охшаш еди.
29 衛房和柱子,並廊子都照先前的尺寸。門洞兩旁與廊子的周圍都有窗櫺。門洞長五十肘,寬二十五肘。
Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, далининиң өлчәмлири башқилириниңкигә охшаш еди; униң вә далининиң әтраплирида деризиләр бар еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
Әтрапида узунлуғи жигирмә бәш гәз, кәңлиги бәш гәз әтрапида далини бар еди.
31 廊子朝着外院,柱上有雕刻的棕樹。登八層臺階上到這門。
Униң далини болса сиртқи һойлиға қарайтти; униң кириш еғизидики икки ян түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
У мени ички һойлида шәриқ тәрәпкә апарди; у тәрәптики дәрвазини өлчиди; униң өлчәмлири башқилириға охшаш еди.
33 衛房和柱子,並廊子都照先前的尺寸。門洞兩旁與廊子的周圍都有窗櫺。門洞長五十肘,寬二十五肘。
Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, далининиң өлчәмлири башқилириниңкигә охшаш еди; униң вә далининиң әтраплирида деризиләр бар еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
34 廊子朝着外院。門洞兩旁的柱子都有雕刻的棕樹。登八層臺階上到這門。
Униң далини болса сиртқи һойлиға қарайтти; униң [кириш еғизиниң] у вә бу тәрипидики түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
У мени шималий дәрвазиға апарди, вә уни өлчиди; униң өлчәмлири башқилириға охшаш еди.
36 就是量衛房和柱子,並廊子。門洞周圍都有窗櫺;門洞長五十肘,寬二十五肘。
Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, даланлири [башқилириға] охшаш еди; әтрапида деризиләр бар еди. Униң узунлуғи әллик гәз, униң кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
37 廊柱朝着外院。門洞兩旁的柱子都有雕刻的棕樹。登八層臺階上到這門。
Униң далинидики төврүкләр сиртқи һойлиға қарайтти; униң [кириш еғизидики] икки ян түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
Һәр бир дәрваза [икки] төврқкиниң йенида ишиклик кичик өй бар еди; улар шу өйләрдә көйдүрмә қурбанлиқларни жуятти.
39 在門廊內,這邊有兩張桌子,那邊有兩張桌子,在其上可以宰殺燔祭牲、贖罪祭牲,和贖愆祭牲。
Дәрвазиниң далинида уянда иккидин ширә, буянда иккидин ширә бар еди; улар ширәләрниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, гуна қурбанлиғи вә итаәтсизлик қурбанлиқлирини сойиду.
40 上到朝北的門口,這邊有兩張桌子,門廊那邊也有兩張桌子。
Шималий дәрвазиниң далининиң кириш еғизидики пәләмпәйниң бир йенида икки ширә бар еди; даланниң кириш еғизиниң йәнә бир йенида икки ширә бар еди.
41 門這邊有四張桌子,那邊有四張桌子,共八張;在其上祭司宰殺犧牲。
Шуниңдәк дәрвазиниң у йенида төрт ширә, бу йенида төрт ширә бар еди — җәмий сәккиз җоза бар еди; улар уларниң үстидә қурбанлиқларни сойиду.
42 為燔祭牲有四張桌子,是鑿過的石頭做成的,長一肘半,寬一肘半,高一肘。祭司將宰殺燔祭牲和平安祭牲所用的器皿放在其上。
Йәнә таштин йонуп ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз келидиған төрт ширә бар еди; уларниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қоюлиду.
43 有鉤子,寬一掌,釘在廊內的四圍。桌子上有犧牲的肉。
Дәрваза ичидә, тамлири үстигә бир алиқан узунлуқтики җүп илмәклик канарлар бекитилгән. Ширәләр үстигә қурбанлиқ гөшлири қоюлиду.
44 在北門旁,內院裏有屋子,為歌唱的人而設。這屋子朝南;在南門旁,又有一間朝北。
Ички һойла ичидә вә ички дәрвазиниң сиртида мәдһийә нахшичилири үчүн икки кичик өй бар еди; бири шималий дәрвазиниң йенида, җәнупқа йүзләнгән; йәнә бири җәнубий дәрвазиниң йенида, шималға йүзләнгән еди.
45 他對我說:「這朝南的屋子是為看守殿宇的祭司;
У маңа: «Җәнупқа йүзләнгән өй каһинлар, йәни ибадәтханиға мәсъуллар үчүндур.
46 那朝北的屋子是為看守祭壇的祭司。這些祭司是利未人中撒督的子孫,近前來事奉耶和華的。」
Җәнупқа йүзләнгән өй каһинлар, йәни қурбангаһ вәзиписигә мәсъуллар үчүндур. Булар болса Задокниң җәмәтиниң оғул пәрзәнтлири; шуларла Лавий җәмәтидиләр арисидин Пәрвәрдигарниң йениға хизмитидә болушқа кирәләйду» — деди.
47 他又量內院,長一百肘,寬一百肘,是見方的。祭壇在殿前。
У һойлини өлчиди; узунлуғи йүз гәз, кәңлиги йүз гәз, төрт часилиқ еди; қурбангаһ болса муқәддәсхана алдида туратти.
48 於是他帶我到殿前的廊子,量廊子的牆柱。這面厚五肘,那面厚五肘。門兩旁,這邊三肘,那邊三肘。
У мени муқәддәсханиниң далиниға апарди; у далан еғизиниң икки йенидики тамларниң узунлуғини өлчиди; бир тәрәптикиси бәш гәз, йәнә бир тәрәптикиси бәш гәз чиқти; далан еғизиниң [өзи он төрт гәз еди]; далан еғизидики тамниң [ички тәрипиниң] кәңлиги бу тәрипи үч гәз, у тәрипи үч гәз еди.
49 廊子長二十肘,寬十一肘。上廊子有臺階。靠近牆柱又有柱子,這邊一根,那邊一根。
Даланниң кәңлиги жигирмә гәз, узунлуғи он бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпәй бар еди; түврүгиму бар еди, у йенида бири, бу йенида бири бар еди.