< 以西結書 16 >
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, өзиниң жиркиничлик қилмишлирини Йерусалимниң йүзигә селип мундақ дегин: —
3 說主耶和華對耶路撒冷如此說:你根本,你出世,是在迦南地;你父親是亞摩利人,你母親是赫人。
Рәб Пәрвәрдигар Йерусалимға мундақ дәйду: «Сениң әслий затиң вә туғулушуң Ⱪананийларниң зиминида болған; сениң атаң Аморий, апаң Хиттий қиз еди.
4 論到你出世的景況,在你初生的日子沒有為你斷臍帶,也沒有用水洗你,使你潔淨,絲毫沒有撒鹽在你身上,也沒有用布裹你。
Сениң туғулушуға кәлсәк, сән туғулған күнүңдә киндигиң кесилмигән, сән суда жуюлуп пакиз қилинмиған; һеч ким саңа туз сүркмигән яки сени закилимиған.
5 誰的眼也不可憐你,為你做一件這樣的事憐恤你;但你初生的日子扔在田野,是因你被厭惡。
Һеч кимниң көзи мошу ишлар үчүн саңа рәһим қилмиған яки ичини саңа ағритмиған; әксичә сән далаға ташливетилгәнсән, чүнки туғулған күнүңдә кәмситилгәнсән.
6 「我從你旁邊經過,見你滾在血中,就對你說:你雖在血中,仍可存活;你雖在血中,仍可存活。
Шу чағда Мән йениңдин өтүп кетиветип, сени өз қениңда еғинап ятқиниңни көргән; вә Мән өз қениңда ятқан һалитиңдә саңа: «Яшиғин!» — дедим. Бәрһәқ, сән өз қениңда ятқан һалитиңдә Мән саңа: «Яшиғин!» — дедим.
7 我使你生長好像田間所長的,你就漸漸長大,以致極其俊美,兩乳成形,頭髮長成,你卻仍然赤身露體。
Мән сени даладики от-чөпләрдәк айниттим; сән өсүп хелә бой тартип чирайлиқ безилип вайиға йәттиң; көксилириң шәкилләнди, чачлириң үзүн өсти; бирақ сән техи туғма-ялаңач едиң.
8 「我從你旁邊經過,看見你的時候正動愛情,便用衣襟搭在你身上,遮蓋你的赤體;又向你起誓,與你結盟,你就歸於我。這是主耶和華說的。
Мән йәнә йениңдин өтүветип саңа қаридим; мана, ишқ-муһәббәт мәзгилиң йетип кәлди; Мән тонумниң пешини үстүңгә йейип қоюп, ялаңачлиғиңни әттим; Мән саңа қәсәм ичип, сән билән бир әһдә түздум, дәйду Рәб Пәрвәрдигар, вә сән Мениңки болдуң.
Мән сени су билән жуюп, қениңни тениңдин жуюветип, саңа пурақлиқ майни сүрттүм.
10 我也使你身穿繡花衣服,腳穿海狗皮鞋,並用細麻布給你束腰,用絲綢為衣披在你身上,
Мән саңа кәштилик көйнәкни кийгүзүп, айиғиңға дәлфин терисидин тиккән кәшләрни саптим; сени непис канап билән орап, жипәк билән йепип қойдум.
11 又用妝飾打扮你,將鐲子戴在你手上,將金鍊戴在你項上。
Сени зибу-зиннәтләр билән пәрдазлидим, қоллириңға биләйүзүкләрни, бойнуңға марҗанни тақап қойдум;
12 我也將環子戴在你鼻子上,將耳環戴在你耳朵上,將華冠戴在你頭上。
бурнуңға һалқини, қулақлириңға зириләрни, бешиңға гөзәл таҗни кийгүздум.
13 這樣,你就有金銀的妝飾,穿的是細麻衣和絲綢,並繡花衣;吃的是細麵、蜂蜜,並油。你也極其美貌,發達到王后的尊榮。
Шундақ қилип сән алтун-күмүч билән пәрдазландиң; кийим-кечәклириң непис капап, жипәк вә кәштилик рәхттин еди. Йегиниң ақ ун, бал һәм зәйтун мейи еди; сән интайин гөзәл болуп, ханиш мәртивисигә көтирилдуң.
14 你美貌的名聲傳在列邦中,你十分美貌,是因我加在你身上的威榮。這是主耶和華說的。
Гөзәллигиң түпәйлидин әлләрдә даңқиң чиқти; чүнки Мән саңа көркәмлигимни беғишлишим билән гөзәллигиң камаләткә йәтти, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 「只是你仗着自己的美貌,又因你的名聲就行邪淫。你縱情淫亂,使過路的任意而行。
— Бирақ сән гөзәллигиңгә тайинип, даңқиңдин пайдилинип паһишә болдуң; сән һәр бир өткүчи кишигә паһишә муһәббәтлириңни төктүң; гөзәллигиң униң болди!
16 你用衣服為自己在高處結彩,在其上行邪淫。這樣的事將來必沒有,也必不再行了。
Сән кийим-кечәклириңдин елип өзүң үчүн рәңгарәң безәлгән «жуқури җайлар»ни ясап, андин уларниң үстидә бузуқлуқ қилғансән. Бундақ ишлар йүз берип бақмиған, вә иккинчи йүз бәрмәйду!
17 你又將我所給你那華美的金銀、寶器為自己製造人像,與他行邪淫;
Сән Мән саңа беғишлиған гөзәл зибу-зиннәтлирим вә алтун-күмүчүм билән әркәк мәбудларни ясап улар билән бузуқлуқ қилғансән.
18 又用你的繡花衣服給他披上,並將我的膏油和香料擺在他跟前;
Сән өз кәштилик кийимлириңни елип уларға кийгүздүң; Мениң мейим вә Мениң хушбуюмни уларға сунуп беғишлидиң;
19 又將我賜給你的食物,就是我賜給你吃的細麵、油,和蜂蜜,都擺在他跟前為馨香的供物。這是主耶和華說的。
Мән өзүңгә бәргән ненимни, Мән саңа озуққа бәргән ақ ан, зәйтун мейи вә бални болса, сән уларниң алдиға хушпурақ һәдийә сүпитидә атап сундуң: ишлар дәл шундақ еди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
— Униң үстигә сән Өзүмгә туғуп бәргән қиз-оғуллириңни елип, мәбудларниң озуғи болсун дәп уларни қурбанлиқ қилдиң. Сениң бузуқлуғуң азлиқ қилғандәк,
21 你行淫亂豈是小事,竟將我的兒女殺了,使他們經火歸與他嗎?
сән Мениң балилиримни союп уларни оттин өткүзүп мәбудларға атап қойдуңғу?
22 你行這一切可憎和淫亂的事,並未追念你幼年赤身露體滾在血中的日子。」
Сениң барлиқ жиркиничлик қилмишлириң һәм паһишә бузуқлуқлириңда, сән яшлиғиңда туғма-ялаңач болуп өз қениңда еғинап ятқан күнлириңни һеч қачан есиңгә кәлтүрмидиң.
23 「你行這一切惡事之後(主耶和華說:你有禍了!有禍了!)
Әнди сениң бу рәзилликлириңдин кейин — (Вай, һалиңға вай! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар)
сән йәнә өзүң үчүн бир пәштақ қуруп, һәр бир мәйданға бир «жуқури җай»ни ясидиң;
25 你在一切市口上建造高臺,使你的美貌變為可憎的,又與一切過路的多行淫亂。
сән һәр бир кочиниң бешида «жуқури җай»иңни салдиң; сән өз гөзәллигиңни жиркиничлик қилип, тениңни һәр бир өткүчигә тутуп, путуңни ечип өзүңни берип паһишә бузуқлуғуңни көпәйттиң.
26 你也和你鄰邦放縱情慾的埃及人行淫,加增你的淫亂,惹我發怒。
Сән ишқваз әрлиги чоң хошнаң болған Мисирлиқлар билән бузуқлуқ өткүздүң; Мениң аччиғимни қозғап, паһишә бузуқлуғуңни көпәйттиң.
27 因此我伸手攻擊你,減少你應用的糧食,又將你交給恨你的非利士眾女,使她們任意待你。她們見你的淫行,為你羞恥。
Вә мана, Мән Өз қолумни үстүңгә узартип, сениң несивәңни азайтип қойдум. Мән сениңдин нәпрәтлинидиған, бузуқ йолуңдин номус қилип чөчигәнләрниң, йәни Филистийләрниң қизлириниң қолиға тапшурдум.
28 你因貪色無厭,又與亞述人行淫,與他們行淫之後,仍不滿意,
Сән йәнә қанмай йәнә Асурийликләр билән бузуқлуқ өткүздуң; бузуқлуқ өткүзгәндин кейин йәнә қанаәт қилмидиң.
29 並且多行淫亂,直到那貿易之地,就是迦勒底,你仍不滿意。
Шуңа сән содигәрниң зимини, йәни Калдийә билән болған бузуқлуғуңни көпәйтип, буниңдин йәнә қанаәт қилмидиң.
30 「主耶和華說:你行這一切事,都是不知羞恥妓女所行的,可見你的心是何等懦弱!
Мошундақ барлиқ ишларни, йәни номуссиз паһишә аялниң ишлирини қилисән, неманчә суюқ сениң қәлбиң! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар,
31 因你在一切市口上建造圓頂花樓,在各街上做了高臺,你卻藐視賞賜,不像妓女。
Өзүңниң пәштиғиңни һәр кочиниң бешида қуридиған, һәр бир мәйданда «жуқури җай»иңни ясайдиған! Униң үстигә сән паһишә аялдәк әмәс едиң, чүнки сән һәқни нәзириңгә алмайттиң!
И вапасиз аял, ериниң орнида ят адәмләргә көңүл беридиған!
33 凡妓女是得人贈送,你反倒贈送你所愛的人,賄賂他們從四圍來與你行淫。
Хәқләр паһишә аялға һемишә һәқ бериду; бирақ сән ашнилириңни бузуқлуқ муһәббәтлиридин һозур елишқа һәряндин йениңға кәлсун дәп уларниң һәммисигә үстәк берип инъам қилисән;
34 你行淫與別的婦女相反,因為不是人從你行淫;你既贈送人,人並不贈送你;所以你與別的婦女相反。」
бузуқлуқта сән башқа аялларниң әксисән, чүнки һеч ким сениң бузуқ муһәббитиңни издәп кәлмиди; сән үстәк бәрдиң, һеч һәқ саңа берилмиди — сән һәқиқәтән уларниң әксисән!
Шуңа, и паһишә аял, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла!
36 主耶和華如此說:因你的污穢傾洩了,你與你所愛的行淫露出下體,又因你拜一切可憎的偶像,流兒女的血獻給他,
— Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сениң тәңгилириң төкүлүп, ашнилириң билән болған бузуқлуқлириң билән сениң уят йериң ашкариланғанлиғи түпәйлидин, барлиқ жиркиничлик мәбудлириң түпәйлидин, уларға атап сунған балилириңниң қени түпәйлидин —
37 我就要將你一切相歡相愛的和你一切所恨的都聚集來,從四圍攻擊你;又將你的下體露出,使他們看盡了。
шуңа мана, Мән сениң өзүңгә әйш-ишрәт мәнбәси қилған, барлиқ сөйгән һәм барлиқ нәпрәтләнгән ашнилириңни жиғимән — Мән уларни саңа қарши чиқирип әтирапиңдин жиғип, сениң уят йериңни уларға ашкарә қилимән, улар сениң барлиқ уят йериңни көриду.
38 我也要審判你,好像官長審判淫婦和流人血的婦女一樣。我因忿怒忌恨,使流血的罪歸到你身上。
Шуниң билән сени бузуқлуқ қилған һәм қан төккән аялларни җазалиғандәк җазалаймән; Мән қәһр билән, оттәк ғәзивимниң тәливи билән үстүңгә қанлиқ җазани чүшүримән;
39 我又要將你交在他們手中;他們必拆毀你的圓頂花樓,毀壞你的高臺,剝去你的衣服,奪取你的華美寶器,留下你赤身露體。
Вә Мән сени уларниң қолиға тапшуримән; улар сениң пәштақлириңни ғулитиду, сениң «жуқури җай»лириңни чеқип ташлайду; улар кийим-кечигиңни үстүңдин салдуруп ташлап, гөзәл зибу-зиннәтлириңни булап-талап, сени туғма-ялаңач қалдуриду.
40 他們也必帶多人來攻擊你,用石頭打死你,用刀劍刺透你,
Улар саңа қарши бир топ кишиләрни жиғип епкелиду, улар сени чалма-кесәк қилиду һәм сени қиличлири билән чепиветиду.
41 用火焚燒你的房屋,在許多婦人眼前向你施行審判。我必使你不再行淫,也不再贈送與人。
Улар өйлириңни от билән көйдүриду, көп аялларниң көз алдида үстүңгә җазаларни чүшүриду; шуниң билән Мән сени паһишә аял болуштин қалдуримән; сән йәнә һеч қандақ «муһәббәт һәққи»ни бәрмәйсән.
42 這樣,我就止息向你發的忿怒,我的忌恨也要離開你,我要安靜不再惱怒。
Шуниң билән Мән саңа қаратқан қәһримни тохтитимән, Мениң муқәддәслигимдин чиққан ғәзәп сәндин кетиду; Мән тиничлинип қайта аччиқланмаймән.
43 因你不追念你幼年的日子,在這一切的事上向我發烈怒,所以我必照你所行的報應在你頭上,你就不再貪淫,行那一切可憎的事。這是主耶和華說的。」
Сән яшлиқ күнлириңни есиңгә кәлтүрмидиң, әксичә мошу қилмишлириң билән Мени ғәзәпләндүрдүң; шуңа мана, өз йолуңни өз бешиңға қайтуримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — шуниң билән бу бузуқлуқни башқа жиркиничлик қилмишлириң үстигә қошуп иккинчи қилмайсән.
44 「凡說俗語的必用俗語攻擊你,說:『母親怎樣,女兒也怎樣。』
Мана, мақалларни ишлитидиғанларниң һәммиси сән тоғрилиқ: «Аниси қандақ болса, қизи шундақ болар» дегән бир мақални тилға алиду.
45 你正是你母親的女兒,厭棄丈夫和兒女;你正是你姊妹的姊妹,厭棄丈夫和兒女。你母親是赫人,你父親是亞摩利人。
Сән өз ери һәм балилиридин нәпрәтләнгән анаңниң қизидурсән; һәм өз әрлири һәм балилиридин нәпрәтләнгән ача-сиңиллириңниң арилиғидикисән; сениң анаң болса Һиттий, сениң атаң Аморий еди.
46 你的姊姊是撒馬利亞,她和她的眾女住在你左邊;你的妹妹是所多瑪,她和她的眾女住在你右邊。
Сениң һәдәң болса сол тәрипиңдә турған Самарийә, йәни у вә униң қизлири; сиңлиң болса оң тәрипиңдә турған Содом вә униң қизлири.
47 你沒有效法她們的行為,也沒有照她們可憎的事去做,你以那為小事,你一切所行的倒比她們更壞。
Сән нә уларниң йоллиридида маңмиған, нә уларниң жиркиничлик қилмишлири бойичә иш қилмиғансән; Яқ! Бәлки қисқиғинә бир вақит ичидә сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң.
48 主耶和華說:我指着我的永生起誓,你妹妹所多瑪與她的眾女尚未行你和你眾女所行的事。
Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — сиңлиң Содом, йәни у яки қизлири сән яки сениң қизлириңниң қилмишлиридәк қилмиди;
49 看哪,你妹妹所多瑪的罪孽是這樣:她和她的眾女都心驕氣傲,糧食飽足,大享安逸,並沒有扶助困苦和窮乏人的手。
Мана, мошу сиңлиң Содомниң қәбиһлиги — у вә қизлириниң тәкәббулуғи, нанлири мол, әндишисиз азатилик күнлиридә аҗиз-намратларниң қолини һеч күчәйтмигәнлиги еди.
50 她們狂傲,在我面前行可憎的事,我看見便將她們除掉。
Улар тәкәббурлишип, Мениң алдимда жиркиничлик ишларни қилди; Мән буни көргинимдә, уларни йоқаттим.
51 撒馬利亞沒有犯你一半的罪,你行可憎的事比她更多,使你的姊妹因你所行一切可憎的事,倒顯為義。
Самарийә болса сениң гуналириңниң йеримидәкму гуна садир қилмиди; һалбуки, сән болсаң жиркиничлик қилмишлириңни уларниңкидин көп көпәйтип қилдиң; шундақ қилип сән жиркиничлик қилмишлириң түпәйлидин ача-сиңлиңни худди һәққанийдәк көрүндүргән едиң.
52 你既斷定你姊妹為義,就要擔當自己的羞辱;因你所犯的罪比她們更為可憎,她們就比你更顯為義;你既使你的姊妹顯為義,你就要抱愧擔當自己的羞辱。」
Сән әслидә өз ача-сиңлиңниң үстидин һөкүм қилғучи едиң; әнди сәнму, өз шәрмәндилигиңни көтирип жүр! Сениң уларниңкидин техиму нәпрәтлик гуналириң түпәйлидин улар сәндин һәққаний көрүниду; шуңа сәнму ача-сиңлиңни һәққаний көрсәткиниң түпәйлидин хиҗаләткә қелип шәрмәндилигиңни көтирип жүр!
53 「我必叫她們被擄的歸回,就是叫所多瑪和她的眾女,撒馬利亞和她的眾女,並你們中間被擄的,都要歸回,
Вә мән уларни сүргүндин, йәни Содом һәм қизлирини сүргүндин, Самарийә һәм қизлирини сүргүндин чиқирип, шундақла уларниң арисиға сүргүн болғанлириңни чиқирип сүргүнлүктин әслигә кәлтүримән;
54 好使你擔當自己的羞辱,並因你一切所行的使她們得安慰,你就抱愧。
шуниң билән уларға тәсәлли бәргиниңдә, сән өз шәрмәндилигиңни көтирисән, сениң барлиқ қилмишлириң түпәйлидин хиҗаләткә қалисән.
55 你的妹妹所多瑪和她的眾女必歸回原位;撒馬利亞和她的眾女,你和你的眾女,也必歸回原位。
Сениң ача-сиңлиң, Содом һәм қизлири әсли һалиға, Самарийә һәм қизлириму әсли һалиға келиду; сәнму вә сениң қизлириң әслий һалиңларға келисиләр.
56 在你驕傲的日子,你的惡行沒有顯露以先,你的口就不提你的妹妹所多瑪。那受了凌辱的亞蘭眾女和亞蘭四圍非利士的眾女都恨惡你,藐視你。
Сениң рәзиллигиң паш қилинмай, тәкәббурлуқта жүргән күнүңдә, сиңлиң Содом ағзиңда сөз-чөчәк болған әмәсмиди? Әнди һазир сән өзүң Сурийә қизлири вә униң әтрапидикиләрниң һәммиси һәмдә Филистийә қизлири, йәни сени көзгә илмайдиған әтрапиңдикиләрниң мазақ объекти болуп қалдиң.
58 耶和華說:你貪淫和可憎的事,你已經擔當了。」
Сән бузуқлуғуң, жиркиничлик қилмишлириңниң җазасини көтирисән, дәйду Пәрвәрдигар.
59 「主耶和華如此說:你這輕看誓言、背棄盟約的,我必照你所行的待你。
Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз қилғанлириң, йәни ичкән қәсәмиңни кәмситип, әһдини бузғанлиғиң бойичә сени бир тәрәп қилимән;
60 然而我要追念在你幼年時與你所立的約,也要與你立定永約。
Һалбуки, Мән сениң билән яшлиқ күнлириңдә түзгән әһдәмни әсләймән, һәм сән билән мәңгүлүк бир әһдә түзимән.
61 你接待你姊姊和你妹妹的時候,你要追念你所行的,自覺慚愧;並且我要將她們賜你為女兒,卻不是按着前約。
Шуниң билән сән өзүңдин чоң һәдилириң һәмдә сениңдин кичик сиңиллириңни тапшурувалғиниңда, сән йоллириңни есиңгә кәлтүрүп хиҗаләткә қалисән; чүнки мошу [ача-сиңиллириңни] саңа қизлар сүпитидә тапшуримән; бирақ бу ишлар сениңдики әһдә түпәйлидин болмайду.
62 我要堅定與你所立的約(你就知道我是耶和華),
Мән Өз әһдәмни сән билән түзимән, сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән;
63 好使你在我赦免你一切所行的時候,心裏追念,自覺抱愧,又因你的羞辱就不再開口。這是主耶和華說的。」
шуниң билән сени кәчүрүм қилғинимда, сән қилмишлириңни есиңгә кәлтүрүп хиҗил болуп, шәрмәндилигиң түпәйлидин қайтидин ағзиңни һеч ачмайсән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.