< 出埃及記 10 >

1 耶和華對摩西說:「你進去見法老。我使他和他臣僕的心剛硬,為要在他們中間顯我這些神蹟,
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға барғин; чүнки уларниң арисида бу мөҗизилик аламәтләрни көрситишим үчүн Пирәвнниң көңлини вә әмәлдарлириниң көңлини қаттиқ қилип қойдум.
2 並要叫你將我向埃及人所做的事,和在他們中間所行的神蹟,傳於你兒子和你孫子的耳中,好叫你們知道我是耶和華。」
Бу иш билән Мениң мисирлиқларни қандақ рәсва қилғанлиғим вә уларниң арисида көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни сән оғлуңниң андин нәврәңниң қулиқиға йәткүзисән. Буниң билән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисиләр, деди.
3 摩西、亞倫就進去見法老,對他說:「耶和華-希伯來人的上帝這樣說:『你在我面前不肯自卑要到幾時呢?容我的百姓去,好事奉我。
Шуниң билән Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, униңға: — Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өзүңни алдимда төвән тутушни қачанғичә рәт қилисән? Маңа ибадәт қилиш үчүн қовмимни қоюп бәр.
4 你若不肯容我的百姓去,明天我要使蝗蟲進入你的境內,
Чүнки әгәр сән қовмимни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән әтә сениң жутуңға чекәткә әвәтимән.
5 遮滿地面,甚至看不見地,並且吃那冰雹所剩的和田間所長的一切樹木。
Улар силәр зимин йүзини көрмигидәк қилип йепиветиду, силәрниң мөлдүрдин аман қалған нәрсилириңларниму, далаларда өскән һәммә дәл-дәрәқлириңларниму йәп кетиду.
6 你的宮殿和你眾臣僕的房屋,並一切埃及人的房屋,都要被蝗蟲佔滿了;自從你祖宗和你祖宗的祖宗在世以來,直到今日,沒有見過這樣的災。』」摩西就轉身離開法老出去。
Улар орда-сарайлириңға, әмәлдарлириңниң сарайлири, шундақла барлиқ мисирлиқларниң өйлиригә толуп кетиду; бундақ апәтни ата-боваңлириң вә ата-бовилириңниң ата-бовилириму йәр йүзидә апиридә болғандин тартип көрүп бақмиған» — деди-дә, бурулуп Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти.
7 法老的臣僕對法老說:「這人為我們的網羅要到幾時呢?容這些人去事奉耶和華-他們的上帝吧!埃及已經敗壞了,你還不知道嗎?」
Пирәвнниң әмәлдарлири униңға: — Бу адәм бизгә қачанғичә қапқан болар? Өз Худаси Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа бу адәмләрни қоюп бәргәйла! Мисирниң харап болғинини техичә көрмәйватамдила? — деди.
8 於是摩西、亞倫被召回來見法老;法老對他們說:「你們去事奉耶和華-你們的上帝;但那要去的是誰呢?」
Шуниң билән Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға йәнә чақиритип келинди. У уларға: — Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш үчүн бериңлар; лекин баридиғанлар зади кимләр? — деди.
9 摩西說:「我們要和我們老的少的、兒子女兒同去,且把羊群牛群一同帶去,因為我們務要向耶和華守節。」
Муса җавап берип: — Яшлиримиз вә қери-чүриләр билән, оғуллиримиз вә қизлиримиз билән, қой вә кала падилиримизни елип һәммимиз баримиз; чүнки биз Пәрвәрдигар үчүн һейт өткүзүшимиз керәк, деди.
10 法老對他們說:「我容你們和你們婦人孩子去的時候,耶和華與你們同在吧!你們要謹慎;因為有禍在你們眼前,
У уларға: — Силәрни бала-җақаңлар билән қошуп қоюп бәргинимдә, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай! Мана, алдиңларда балаю-апәт турупту!
11 不可都去!你們這壯年人去事奉耶和華吧,因為這是你們所求的。」於是把他們從法老面前攆出去。
Йоқсу, бундақ қилишиңларға болмайду! Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа пәқәт араңлардин әр кишиләрла барсун! Чүнки силәрниң тәливиңлар дәл шу әмәсмиди! — деди-дә, улар Пирәвнниң алдидин қоғлап чиқирилди.
12 耶和華對摩西說:「你向埃及地伸杖,使蝗蟲到埃及地上來,吃地上一切的菜蔬,就是冰雹所剩的。」
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зимининиң үстигә қолуңни узатқин. Шундақ қилсаң, чекәткиләр Мисир зиминини бесип, зиминдики һәр хил отяшларни, йәни мөлдүрдин аман қалғанниң һәммисини йәп кетиду, деди.
13 摩西就向埃及地伸杖,那一晝一夜,耶和華使東風颳在埃及地上;到了早晨,東風把蝗蟲颳了來。
Муса һасисини Мисир зимининиң үстигә узатти; Пәрвәрдигар шу күни вә кечиси зимин үстигә шәриқ шамили чиқарди. Сәһәрдә, шәриқ шамили чекәткиләрни учуруп кәлди.
14 蝗蟲上來,落在埃及的四境,甚是厲害;以前沒有這樣的,以後也必沒有。
Чекәткиләр Мисирниң пүткүл зиминиға йейилип, Мисирниң пүтүн чегарисиниму басти. Апәт интайин еғир болди; илгири бундақ чекәткә апити болуп бақмиған, мундин кейинму униңдәк болмайду.
15 因為這蝗蟲遮滿地面,甚至地都黑暗了,又吃地上一切的菜蔬和冰雹所剩樹上的果子。埃及遍地,無論是樹木,是田間的菜蔬,連一點青的也沒有留下。
Улар пүткүл зиминниң йүзини қаплиди, йәр қараңғулишип кәтти; улар мөлдүрдин аман қалған зиминдики һәммә отяшларни вә дәл-дәрәқләрниң барлиқ мевилирини йәп кәтти. Шуниң билән пүткүл Мисир зимини тәвәсидики дәл-дәрәқләрдә яки даладики гүл-гияларда һеч йешиллиқ қалмиди.
16 於是法老急忙召了摩西、亞倫來,說:「我得罪耶和華-你們的上帝,又得罪了你們。
Андин Пирәвн алдирап-тенәп Муса билән Һарунни чақиртип уларға: — Мән һәм Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида һәм силәрниң алдиңларда гуна қилдим.
17 現在求你,只這一次,饒恕我的罪,求耶和華-你們的上帝使我脫離這一次的死亡。」
Әнди мошу бир қетим гунайимдин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлардин бу өлүмни мәндин елип кетишини илтиҗа қилишиңларни өтүнимән, — деди.
18 摩西就離開法老去求耶和華。
Шуниң билән Муса Пирәвнниң алдидин чиқип Пәрвәрдигарға илтиҗа қилди.
19 耶和華轉了極大的西風,把蝗蟲颳起,吹入紅海;在埃及的四境連一個也沒有留下。
Шуниң билән Пәрвәрдигар шамални бурап ғәрип тәрәптин интайин күчлүк боран чиқирип, чекәткиләрни учуруп, Қизил Деңизға ғәриқ қилди; Мисирниң пүткүл тәвәсидә бир талму чекәткә қалмиди.
20 但耶和華使法老的心剛硬,不容以色列人去。
Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни қоюп бәрмиди.
21 耶和華對摩西說:「你向天伸杖,使埃及地黑暗;這黑暗似乎摸得着。」
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Қолуңни асманға қаритип узатқин; шуниң билән қаттиқ бир қараңғулуқ болиду, һәтта адәм силиса қолиға туюлғидәк қоюқ қараңғулуқ Мисир зиминини қаплайду, — деди.
22 摩西向天伸杖,埃及遍地就烏黑了三天。
Андин Муса қолини асманға қаритип узитивиди, қоюқ бир қараңғулуқ Мисир зиминини үч күнгичә қаплап турди.
23 三天之久,人不能相見,誰也不敢起來離開本處;惟有以色列人家中都有亮光。
Үч күнгичә бири йәнә бирини көрәлмәс вә я һеч ким өз җайидин қозғилалмас болди; лекин барлиқ Исраиллар олтарған җайларда йоруқлуқ бар еди.
24 法老就召摩西來,說:「你們去事奉耶和華;只是你們的羊群牛群要留下;你們的婦人孩子可以和你們同去。」
Пирәвн Мусани чақиртип униңға: — Берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар. Пәқәт қой вә кала падилириңлар қалсун; бала-җақилириңларниму елип барсаңлар болиду, деди.
25 摩西說:「你總要把祭物和燔祭牲交給我們,使我們可以祭祀耶和華-我們的上帝。
Муса җававән: — Ундақта Худайимиз Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа [инақлиқ] қурбанлиғи вә көйдүрмә қурбанлиғиға лазимлиқ чарпайларни сән бизгә берәмсән?
26 我們的牲畜也要帶去,連一蹄也不留下;因為我們要從其中取出來,事奉耶和華-我們的上帝。我們未到那裏,還不知道用甚麼事奉耶和華。」
Өзимизниң чарпайлиримиз биз билән биргә кетиши керәк, бир туйиғиму кәйнидә қалса болмайду; чүнки Худайимиз Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа қурбанлиқ қилидиғинимизни булардин таллишимиз лазим. У йәргә йетип бармиғичә, Пәрвәрдигарға қайси қурбанлиқлар билән ибадәт қилидиғинимизни билмәймиз, — деди.
27 但耶和華使法老的心剛硬,不肯容他們去。
Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди; у уларни йәнила қоюп бәрмиди.
28 法老對摩西說:「你離開我去吧,你要小心,不要再見我的面!因為你見我面的那日你就必死!」
Пирәвн Мусаға: — Алдимдин йоқал! Һези бол, иккинчи маңа көрүнгүчи болма! Чүнки йүзүмни йәнә көргән күнүң җениңдин айрилисән, — деди.
29 摩西說:「你說得好!我必不再見你的面了。」
Муса униңға: — Раст ейттиң! Мән сениң йүзүңни иккинчи көргүчи болмаймән, — деди.

< 出埃及記 10 >