< 以斯帖記 7 >

1 王帶着哈曼來赴王后以斯帖的筵席。
Шуниң билән падиша билән Һаман ханиш Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди.
2 這第二次在酒席筵前,王又問以斯帖說:「王后以斯帖啊,你要甚麼,我必賜給你;你求甚麼,就是國的一半也必為你成就。」
Падиша иккинчи қетимлиқ зияпәт үстидә шарап ичиливатқанда Әстәрдин: — И ханиш Әстәр, немә тәливиң бар? У саңа иҗабәт қилиниду. Немә илтимасиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини илтимас қилсаңму шундақ қилиниду, — деди.
3 王后以斯帖回答說:「我若在王眼前蒙恩,王若以為美,我所願的,是願王將我的性命賜給我;我所求的,是求王將我的本族賜給我。
— Әгәр нәзәрлиридә илтипатқа еришкән болсам, и алийлири, вә падишасимға мувапиқ көрүнсә, мениң илтимасим өз җенимни айиғайла, шуниңдәк мениң тәливим өз хәлқимни сақлиғайла;
4 因我和我的本族被賣了,要剪除殺戮滅絕我們。我們若被賣為奴為婢,我也閉口不言;但王的損失,敵人萬不能補足。」
чүнки биз, йәни мән вә мениң хәлқим биргә йоқитилип, қирилип, нәслимиздин қурутулушқа сетиветилдуқ. Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти, — дәп җавап бәрди Әстәр.
5 亞哈隨魯王問王后以斯帖說:「擅敢起意如此行的是誰?這人在哪裏呢?」
Падиша Аһашверош ханиш Әстәрдин: — Бундақ қилишқа петинған киши ким екән? У қәйәрдә?! — дәп сориди. Әстәр җававән: —
6 以斯帖說:「仇人敵人就是這惡人哈曼!」 哈曼在王和王后面前就甚驚惶。
Бу дүшмән вә зәһәрхәндә мана мошу рәзил Һаман! — девиди, Һаман падиша билән ханиш алдида шу заматла дәккә-дүккигә чүшти.
7 王便大怒,起來離開酒席往御園去了。哈曼見王定意要加罪與他,就起來,求王后以斯帖救命。
Шуниң билән падиша қәһри-ғәзәпкә келип зияпәт-шарап үстидин турди-дә, чарибаққа чиқип кәтти; Һаман болса ханиш Әстәрдин җенини тиләшкә қалди; чүнки у падишаниң өзигә җаза бәрмәй қоймайдиған нийәткә кәлгәнлигини көрүп йәткән еди.
8 王從御園回到酒席之處,見哈曼伏在以斯帖所靠的榻上;王說:「他竟敢在宮內、在我面前凌辱王后嗎?」這話一出王口,人就蒙了哈曼的臉。
Падиша чарибағдин зияпәт-шарап дәстихиниға қайтип кәлгинидә Һаманниң өзини Әстәр йөләнгән диванға ташлиғиничә турғинини көрди-дә: — — Қара, униң ордида мениң алдимдила ханишқа зорлуқ қилғиливатқинини?! — девиди, бу сөз падишаниң ағзидин чиқиши биләнла адәмләр Һаманниң баш-көзини чүмкәп қойди.
9 伺候王的一個太監名叫哈波拿,說:「哈曼為那救王有功的末底改做了五丈高的木架,現今立在哈曼家裏。」王說:「把哈曼掛在其上。」
Падишаһниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бириси: — Йәнә бир иш бар, мана, Һаман алийлириниң һаяти үчүн гәп қилған Мордикайни есиш үчүн, әллик гәз егизликтә ясатқан дар тәйяр туриду, у дар һазир мошу Һаманниң һойлисида, девиди, падиша: — Һаманни униңға есиңлар! — деди.
10 於是人將哈曼掛在他為末底改所預備的木架上。王的忿怒這才止息。
Шуниң билән улар Һаманни у Мордикайға тәйярлап қойған дарға асти; шуниң билән падишаниң ғәзиви бесилди.

< 以斯帖記 7 >