< 申命記 23 >

1 「凡外腎受傷的,或被閹割的,不可入耶和華的會。
Кимки соқулуш яки кесилиш түпәйлидин ахта қиливетилгән болса, Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
2 「私生子不可入耶和華的會;他的子孫,直到十代,也不可入耶和華的會。
Кимки һарамдин туғулған болса Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирәлмәс; онинчи әвладиғичә мундақлардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
3 「亞捫人或是摩押人不可入耶和華的會;他們的子孫,雖過十代,也永不可入耶和華的會。
Һеч бир Аммоний вә я һеч бир Моабий Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун; онинчи әвладиғичә улардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә һәргиз кирмисун.
4 因為你們出埃及的時候,他們沒有拿食物和水在路上迎接你們,又因他們雇了美索不達米亞的毗奪人比珥的兒子巴蘭來咒詛你們。
Сәвәп шуки, силәр Мисирдин чиққиниңларда улар алдиңларға йемәклик, су елип чиқмиди вә силәргә зиянкәшлик қилишқа силәрни қарғисун дәп, Арам-Наһараимдики Петорлуқ Беорниң оғли Балаамни яллиди.
5 然而耶和華-你的上帝不肯聽從巴蘭,卻使那咒詛的言語變為祝福的話,因為耶和華-你的上帝愛你。
Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар болса Балаамниң сөзини аңлимай, бәлки силәр үчүн қарғишни бәрикәткә айландурувәтти; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә муһәббәт бағлиған.
6 你一生一世永不可求他們的平安和他們的利益。
Силәр һәммә күнлириңларда [Аммонийлар вә Моабийлар]ниң аман-есәнлиги вә бәхитини һәргиз истимәңлар.
7 「不可憎惡以東人,因為他是你的弟兄。不可憎惡埃及人,因為你在他的地上作過寄居的。
Лекин Едомийлар қериндишиңлар болғач, уларға нәпрәт билән қаримаңлар. Мисирлиқларғиму нәпрәт билән қаримаңлар, чүнки силәр уларниң зиминида мусапир болуп турған едиңлар.
8 他們第三代子孫可以入耶和華的會。」
Буларниң үчинчи әвладидин туғулған балилар Пәрвәрдигарниң ибадәт җамаитигә кирсә болиду.
9 「你出兵攻打仇敵,就要遠避諸惡。
Дүшмәнлириңгә қарши җәңгә чиқип чедир тиксәң, һәр хил напаклиқтин еһтият қилғин.
10 「你們中間,若有人夜間偶然夢遺,不潔淨,就要出到營外,不可入營;
Әгәр араңларда кечиси бириси чүшидә Шәйтан атлап напак болған болса, у чедиргаһдин чиқип кәтсун; чедиргаһқа удулла кирмисун;
11 到傍晚的時候,他要用水洗澡,及至日落了才可以入營。
кәчқурун киргәндә у суға чүшүп, күн патқанда чедиргаһға йенип кирсун.
12 「你在營外也該定出一個地方作為便所。
[Һаҗитиңлар] үчүн чедиргаһниң сиртида бир җайиңлар болсун; тәрәткә шу йәргә бериңлар.
13 在你器械之中當預備一把鍬,你出營外便溺以後,用以鏟土,轉身掩蓋。
Сайманлириң ичидә бир гүҗәк болсун; сән сиртта тәрәткә олтарсаң, униң билән өрәк колап тәритиңни көмүвәт.
14 因為耶和華-你的上帝常在你營中行走,要救護你,將仇敵交給你,所以你的營理當聖潔,免得他見你那裏有污穢,就離開你。」
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени қутқузушқа, дүшмәнлириңни алдиңларға тапшурушқа чедиргаһиң оттурисида жүриду; шуңа сениң чедиргаһиң пак болсун. Болмиса У сениңкидә бирәр паскинилиқ көрсә сәндин айрилип кетиши мүмкин.
15 「若有奴僕脫了主人的手,逃到你那裏,你不可將他交付他的主人。
Өз ғоҗисидин қечип йениңға кәлгән қулни өз ғоҗисиға тутуп бәрмигин.
16 他必在你那裏與你同住,在你的城邑中,要由他選擇一個所喜悅的地方居住;你不可欺負他。
У араңларда силәр билән биллә туруп, қайси шәһәрниң дәрвазиси ичидә қайси йәрни таллиса, шу йәрдә турсун. Силәр униңға зулум қилмаңлар.
17 「以色列的女子中不可有妓女;以色列的男子中不可有孌童。
Исраилниң қизлириниң арисида һеч бир паһишә болмисун, Исраилниң оғуллириниң арисида һеч бир паһишә һәзиләк болмисун.
18 娼妓所得的錢,或孌童所得的價,你不可帶入耶和華-你上帝的殿還願,因為這兩樣都是耶和華-你上帝所憎惡的。
Бир қәсәмни беҗа кәлтүрмәк үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә паһишиниң пулини яки һәзиләкниң пулини кәлтүрмигин; чүнки бу иккиси Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничликтур.
19 「你借給你弟兄的,或是錢財或是糧食,無論甚麼可生利的物,都不可取利。
Силәр өз қериндишиңлардин өсүм алмаңлар; пулниң өсүми болсун, ашлиқниң өсүми болсун яки һәр қандақ өсүм алғидәк башқа нәрсиниң өсүмини алсаңлар болмайду.
20 借給外邦人可以取利,只是借給你弟兄不可取利。這樣,耶和華-你上帝必在你所去得為業的地上和你手裏所辦的一切事上賜福與你。
Амма чәтәлликтин өсүм алсаңлар болиду, лекин қериндишиңлардин һеч өсүм алмаңлар. Шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр уни егиләшкә киридиған зиминда, қоллириңларниң барлиқ әмгигидә силәргә бәрикәт бериду.
21 「你向耶和華-你的上帝許願,償還不可遲延;因為耶和華-你的上帝必定向你追討,你不償還就有罪。
Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида бир нәрсини аташқа қәсәм қилған болсаң, униңға әмәл қилишқа һаял қилма. Болмиса, Пәрвәрдигар Худайиң уни сәндин тәләп қилғинида гунакар болисән.
22 你若不許願,倒無罪。
Лекин әгәр сән бир нәрсини аташқа қәсәм қилмисаң, у саңа һеч гуна болмайду.
23 你嘴裏所出的,就是你口中應許甘心所獻的,要照你向耶和華-你上帝所許的願謹守遵行。
Ағзиңдин чиққанға әмәл қилғин; Пәрвәрдигар Худайиңға қәсәм қилип атиғиниңни, йәни ағзиңниң сөзи бойичә ихтиярий һәдийәңни сунушуң керәк.
24 「你進了鄰舍的葡萄園,可以隨意吃飽了葡萄,只是不可裝在器皿中。
Сән хошнаңниң таллиғиға кирсәң халиқиниңчә йәп тоюн, амма қача-қучаңға елип маңмиғин.
25 你進了鄰舍站着的禾稼,可以用手摘穗子,只是不可用鐮刀割取禾稼。」
Хошнаңниң пишқан зираәтлигигә кирсәң, қолуң билән зираәтниң бешини үзүп алсаң болиду; амма хошнаңниң зираәтлиригә оғақ салғучи болма.

< 申命記 23 >