< 申命記 13 >

1 「你們中間若有先知或是做夢的起來,向你顯個神蹟奇事,
Әгәр араңлардин пәйғәмбәр яки чүш көргүчи чиқип, силәргә мәлум бир мөҗизилик аламәт яки карамәтни көрситип берәй десә
2 對你說:『我們去隨從你素來所不認識的別神,事奉它吧。』他所顯的神蹟奇事雖有應驗,
вә у силәргә алдин-ала дегән мөҗизилик аламәт яки карамәт әмәлгә ашурулса, амма шуниң билән мунасивәтлик «башқа илаһларға (йәни силәр тонумиған илаһларға) әгишәйли» вә «уларниң қуллуғида болайли» десә,
3 你也不可聽那先知或是那做夢之人的話;因為這是耶和華-你們的上帝試驗你們,要知道你們是盡心盡性愛耶和華-你們的上帝不是。
шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчиниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрниң уни, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән сөйидиған-сөймәйдиғиниңларни билиш үчүн синаватқан болиду.
4 你們要順從耶和華-你們的上帝,敬畏他,謹守他的誡命,聽從他的話,事奉他,專靠他。
Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға әгишип меңишиңлар керәк; силәр Униңдин қорқуңлар, әмирлирини тутуңлар, Униң авазиға қулақ селиңлар; силәр Униң хизмитидә болуп Униңға бағлиниңлар.
5 那先知或是那做夢的既用言語叛逆那領你們出埃及地、救贖你脫離為奴之家的耶和華-你們的上帝,要勾引你離開耶和華-你上帝所吩咐你行的道,你便要將他治死。這樣,就把那惡從你們中間除掉。
Шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчи болса өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк; чүнки у силәрни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған, йәни «қуллуқ макани»дин һөрлүк бәдили төләп қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилишни қутратти, шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар сени меңишқа әмир қилған йолдин езиқтурушқа урунди; силәр мошундақ рәзилликни араңлардин йоқитишиңлар керәк.
6 「你的同胞弟兄,或是你的兒女,或是你懷中的妻,或是如同你性命的朋友,若暗中引誘你,說:『我們不如去事奉你和你列祖素來所不認識的別神-
Қериндишиң, мәйли анаңниң оғли яки өз оғлуң яки қизиң, җан-җигириң болған аялиң яки җан достуң астиртин сени аздурмақчи болуп: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғиға кирәйли» десә, йәни өзүң яки ата-бовилириң һеч тонумайдиған, әтрапиңдики әлләрниң илаһлири болсун, йеқин болсун, жирақ болсун, һәтта йәр йүзиниң бу четида яки у четида болсун, шуларниң қуллуғиға кирәйли десә,
7 是你四圍列國的神。』無論是離你近,離你遠,從地這邊到地那邊的神,
8 你不可依從他,也不可聽從他,眼不可顧惜他。你不可憐恤他,也不可遮庇他,
ундақта сән униңға қошулма яки униңға қулақ салма; сән уни һеч айима, униңға рәһим қилма вә униң гунайини һеч йошурма;
9 總要殺他;你先下手,然後眾民也下手,將他治死。
қандақла болмисун, уни өлтүргин; уни өлтүрүшкә тунҗа қол салғучи сән бол, андин барлиқ хәлиқниң қоллири әгишип шундақ қилсун.
10 要用石頭打死他,因為他想要勾引你離開那領你出埃及地為奴之家的耶和華-你的上帝。
У сени Мисир зиминидин, «қуллуқ макани»дин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигар Худайиңни ташлашқа езиқтурмақчи болди, шуңа сән уни өлтүрүшүң, чалма-кесәк қилишиң керәк;
11 以色列眾人都要聽見害怕,就不敢在你們中間再行這樣的惡了。
Шуниң билән пүткүл Исраил аңлайду, қорқиду, шуниңдин кейин йәнә шундақ рәзил ишни араңларда қилмайду.
12 「在耶和華-你上帝所賜你居住的各城中,你若聽人說,有些匪類從你們中間的一座城出來勾引本城的居民,說:『我們不如去事奉你們素來所不認識的別神』;
Әгәр Пәрвәрдигар Худайиң олтирақлишишқа саңа тәқдим қилған мәлум бир шәһәрдә: «Аримиздин бәзи рәзил адәмләр чиқип: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғида болайли» дәп силәр һеч тонумайдиған илаһларға әгишишкә өз шәһиридикиләрни езиқтурди» дегән хәвәрни аңлисаң,
14 你就要探聽,查究,細細地訪問,果然是真,準有這可憎惡的事行在你們中間,
шу һаман тәкшүрүп сүрүштә қил; раст болса, дәрвәқә бу жиркиничлик иш араңларда йүз бәргәнлиги испатланған болса,
15 你必要用刀殺那城裏的居民,把城裏所有的,連牲畜,都用刀殺盡。
ундақда сән шу шәһәрдикиләрни қилич билән өлтүрүп, бу шәһәрни вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни, җүмлидин мал-варанлирини тәлтөкүс һалак қиливәт.
16 你從那城裏所奪的財物都要堆積在街市上,用火將城和其內所奪的財物都在耶和華-你上帝面前燒盡;那城就永為荒堆,不可再建造。
Униңдики барлиқ олҗини оттуридики чоң мәйданға жиғип, шу шәһәрни барлиқ олҗиси билән қошуп Пәрвәрдигар Худайиңға аталған көйдүрмә қурбанлиқтәк от билән көйдүрүвәт; у мәңгүгә харабилик болиду — қайтидин қурулмаслиғи керәк.
17 那當毀滅的物連一點都不可粘你的手。你要聽從耶和華-你上帝的話,遵守我今日所吩咐你的一切誡命,行耶和華-你上帝眼中看為正的事,耶和華就必轉意,不發烈怒,恩待你,憐恤你,照他向你列祖所起的誓使你人數增多。」
Тәлтөкүс һалакәткә бекитилгән һеч бир нәрсә қолуңға чаплашмисун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ғәзивидин йенип саңа рәһим көрситиду; У саңа ичини ағритип, ата-бовилириңға қәсәм қилғандәк сени көпәйтиду.
Сән мән бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң барлиқ әмирлирини тутуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилиш үчүн авазиға қулақ салсаң, һалиң шундақ яхши болиду.

< 申命記 13 >