< 申命記 11 >
1 「你要愛耶和華-你的上帝,常守他的吩咐、律例、典章、誡命。
Әнди сән Пәрвәрдигар Худайиңни сөйгин, Униң тапилиғини, бәлгүлимилирини, һөкүмлирини һәм әмирлирини изчил тутқин.
2 你們今日當知道,我本不是和你們的兒女說話;因為他們不知道,也沒有看見耶和華-你們上帝的管教、威嚴、大能的手,和伸出來的膀臂,
Шу ишларни бүгүн есиңларда тутуңлар, чүнки мән Пәрвәрдигар Худайиңниң җаза-тәрбийиси, улуқлуғи, күчлүк қоли вә узартилған билигини, Мисир зиминида Мисир падишаси Пирәвнгә һәм униң пүткүл зимини үстигә көрсәткән мөҗизилик аламәтлири вә қилғанлирини көрмигән балилириңларға сөзлимәймән
3 並他在埃及中向埃及王法老和其全地所行的神蹟奇事;
4 也沒有看見他怎樣待埃及的軍兵、車馬,他們追趕你們的時候,耶和華怎樣使紅海的水淹沒他們,將他們滅絕,直到今日,
(чүнки улар [Пәрвәрдигарниң] Мисирниң қошуни, уларниң атлири, уларниң җәң һарвулириға қилған ишлири, йәни Қизил Деңизниң сулири билән уларни ғәриқ қилип, үзүл-кесил һалак қилғанлиғи,
Униң силәр мошу йәргә кәлгичә силәргә немә қилғанлиғи,
6 也沒有看見他怎樣待呂便子孫以利押的兒子大坍、亞比蘭,地怎樣在以色列人中間開口,吞了他們和他們的家眷,並帳棚與跟他們的一切活物。
Униң Рубәнниң әвлади, Елиабниң оғуллири Датан вә Абирамға немә қилғанлиғи, йәни пүтүн Исраиллар арисида йәр йүзиниң ағзини қандақ ечип уларни аилисидикилири вә чедирлири билән қошуп барлиқ тәәллуқатлири билән жутувәткәнлигини көрмигән еди);
[мән бәлки силәргә сөз қилимән]; чүнки силәрниң көзлириңлар Пәрвәрдигар қилған барлиқ улуқ ишларни көрди.
8 「所以,你們要守我今日所吩咐的一切誡命,使你們膽壯,能以進去,得你們所要得的那地,
Әнди, мән силәргә бүгүн тапилиған барлиқ әмирләрни тутуңлар; шундақ қилсаңлар күчлинип, һазир өтүп егилимәкчи болған зиминға кирип уни егиләйсиләр
9 並使你們的日子在耶和華向你們列祖起誓、應許給他們和他們後裔的地上得以長久;那是流奶與蜜之地。
вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға қәсәм қилип уларға һәм әвлатлириға беришкә вәдә қилған зиминда, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған мунбәт бир зиминда туруп узун өмүр көрисиләр.
10 你要進去得為業的那地,本不像你出來的埃及地。你在那裏撒種,用腳澆灌,像澆灌菜園一樣。
Чүнки силәр егиләшкә киридиған шу зимин силәр чиққан Мисир зиминидәк әмәс; у йәр болса, силәр униңға уруқ чачқандин кейин путуңлар билән суғиридиған көктатлиқтәк зимин еди;
11 你們要過去得為業的那地乃是有山有谷、雨水滋潤之地,
бирақ силәр егиләшкә өтидиған шу зимин болса тағ-җилғилири болған бир зиминдур; у асмандики ямғурдин су ичиду,
12 是耶和華-你上帝所眷顧的;從歲首到年終,耶和華-你上帝的眼目時常看顧那地。
у Пәрвәрдигар Худайиң Өзи әзизләйдиған бир зиминдур; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңниң көзлири жилниң бешидин жилниң ахириғичә үзлүксиз униңға тикилиду.
13 「你們若留意聽從我今日所吩咐的誡命,愛耶和華-你們的上帝,盡心盡性事奉他,
Шундақ болидуки, силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, пүткүл қәлбиңлар вә пүткүл җениңлар билән униң ибадитидә болуш үчүн мән силәргә бүгүн тапилиған әмирләргә көңүл қоюп қулақ салсаңлар,
14 他必按時降秋雨春雨在你們的地上,使你們可以收藏五穀、新酒,和油,
У: «Мән зиминиңларға өз пәслидә ямғур, йәни дәсләпки вә кейинки ямғурларни ата қилимән; шуниң билән ашлиқлириңлар, йеңи шарабиңлар вә зәйтун мейиңларни жиғалайсиләр;
Мән шундақла мал-варанлириң үчүн от-чөп беримән; сән йәп-ичип тоюнисән» — дәйду.
16 你們要謹慎,免得心中受迷惑,就偏離正路,去事奉敬拜別神。
Қәлбиңлар алдинип, башқа илаһларниң қуллуғиға кирип, уларға чоқунуп кәтмәслигиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар;
17 耶和華的怒氣向你們發作,就使天閉塞不下雨,地也不出產,使你們在耶和華所賜給你們的美地上速速滅亡。
болмиса, Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә қозғилип, ямғур яғмаслиғи үчүн асманларни етиветип ямғур яғдурмайду, тупрақ мәһсулатлирини бәрмәйду вә Пәрвәрдигар силәргә ата қилидиған мунбәт зиминдин йоқитилисиләр.
18 「你們要將我這話存在心內,留在意中,繫在手上為記號,戴在額上為經文;
Силәр мениң бу сөзлиримни қәлбиңларға пүкүп җениңларда сақлаңлар, қолуңларға [әсләтмә]-бәлгү қилип теңивелиңлар, пешанәңләргә қашқидәк символ қилип орнитивелиңлар;
19 也要教訓你們的兒女,無論坐在家裏,行在路上,躺下,起來,都要談論;
Силәр уларни балилириңларға үгитисиләр; өйдә олтарғиниңларда, йолда меңиватқиниңларда, ятқиниңларда вә орундин қопқиниңларда улар тоғрилиқ сөзләңлар;
Уларни өйүңләрдики кешәкләргә вә дәрвазилириңларға пүтүп қоюңлар.
21 使你們和你們子孫的日子在耶和華向你們列祖起誓、應許給他們的地上得以增多,如天覆地的日子那樣多。
Шуниң билән силәрниң Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға беришкә қәсәм қилип вәдә қилған зиминда туридиған күнлириңлар вә балилириңларниң күнлири узун болиду, йәр йүзидики күнлириңлар асманниң күнлиридәк болиду.
22 你們若留意謹守遵行我所吩咐這一切的誡命,愛耶和華-你們的上帝,行他的道,專靠他,
Мән бүгүнки күндә силәргә тапилиған бу пүткүл әмирни ихлас билән тутсаңлар, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, униң барлиқ йоллирида меңишиңлар билән униңға бағлансаңлар,
23 他必從你們面前趕出這一切國民,就是比你們更大更強的國民,你們也要得他們的地。
ундақта Пәрвәрдигар силәрниң көз алдиңларда бу барлиқ әлләрни зиминидин мәһрум қилип һайдайду вә силәр өзүңлардин чоң вә күчлүк әлләрниң тәәллуқатини егиләйсиләр.
24 凡你們腳掌所踏之地都必歸你們;從曠野和黎巴嫩,並幼發拉底大河,直到西海,都要作你們的境界。
Тапиниңлар дәссигән һәр бир җай силәрниңки болиду; чегараңлар чөл-баявандин тартип, Ливанғичә вә [Әфрат] дәриясидин Оттура Деңизғичә болиду.
25 必無一人能在你們面前站立得住;耶和華-你們的上帝必照他所說的,使懼怕驚恐臨到你們所踏之地的居民。
Һеч ким алдиңларда туралмайду; Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк, силәрдин болған қорқунуч вә дәһшәтни силәр дәссигән барлиқ җайлар үстигә салиду.
26 「看哪,我今日將祝福與咒詛的話都陳明在你們面前。
Мана, мән бүгүн алдиңларға бәхит-бәрикәт вә ләнәтни қойимән;
27 你們若聽從耶和華-你們上帝的誡命,就是我今日所吩咐你們的,就必蒙福。
Мән силәргә бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлиригә итаәт қилсаңлар, бәхит-бәрикәт болиду;
28 你們若不聽從耶和華-你們上帝的誡命,偏離我今日所吩咐你們的道,去事奉你們素來所不認識的別神,就必受禍。
Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлиригә итаәт қилмисаңлар, бәлки силәр тонумиған башқа илаһларға әгишип, мән бүгүн тапилиған йолдин чәтнәп кәтсәңлар, силәргә ләнәт чүшиду.
29 及至耶和華-你的上帝領你進入要去得為業的那地,你就要將祝福的話陳明在基利心山上,將咒詛的話陳明在以巴路山上。
Шундақ қилишиңлар керәкки, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни силәр егиләшкә киридиған зиминға елип киргәндин кейин, бәхит-бәрикәтни Гәризим теғи үстидә вә ләнәтни Әбал теғи үстидә туруп җакалайсиләр.
30 這二山豈不是在約旦河那邊,日落之處,在住亞拉巴的迦南人之地與吉甲相對,靠近摩利橡樹嗎?
Бу [тағлар] Иордан дәриясиниң қарши тәрипидә, Гилгалниң удулидики Арабаһ түзләңлигидә туруватқан Ⱪананийларниң зиминида, мәғриб йолиниң арқисида, Морәһтики дуб дәрәқлиригә йеқин йәрдә әмәсму?
31 你們要過約旦河,進去得耶和華-你們上帝所賜你們為業之地,在那地居住。
Чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә тәқдим қиливатқан зиминни егиләш үчүн униңға киришкә Иордан дәриясидин өтисиләр; силәр дәрвәқә уни егиләйсиләр вә униңда олтирақлишисиләр.
32 你們要謹守遵行我今日在你們面前所陳明的一切律例典章。」
Силәр мән алдиңларға қойған бу барлиқ һөкүмләр вә бәлгүлимиләргә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар.