< 撒母耳記下 2 >
1 此後,大衛問耶和華說:「我上猶大的一個城去可以嗎?」耶和華說:「可以。」大衛說:「我上哪一個城去呢?」耶和華說:「上希伯崙去。」
Андин кейин Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Йәһуда шәһәрлириниң биригә чиқайму? деди; Пәрвәрдигар униңға: — Чиққин, деди. Давут, нәгә чиқай? — дәп соривиди, У: Һебронға чиққин — деди.
2 於是大衛和他的兩個妻-一個是耶斯列人亞希暖,一個是作過迦密人拿八妻的亞比該-都上那裏去了。
Шуниң билән Давут икки аяли билән, йәни Йизрәәллик Аһиноам вә әсли Кармәллик Набалниң аяли болған Абигаил билән у йәргә чиқти.
3 大衛也將跟隨他的人和他們各人的眷屬一同帶上去,住在希伯崙的城邑中。
Давут униң билән биргә болған адәмләрниң һәр бирини һәм уларниң һәр бири өз өйидикиләрни у йәргә елип чиқти; улар Һебронниң шәһәрлиридә олтирақлашти.
4 猶大人來到希伯崙,在那裏膏大衛作猶大家的王。 有人告訴大衛說:「葬埋掃羅的是基列‧雅比人。」
Йәһуданиң адәмлириму у йәргә келип Давутни Йәһуда җәмәтигә падиша болушқа мәсиһ қилди. Давутқа Саулни дәпнә қилғанлар Ябәш-Гилеадтикиләр, дәп хәвәр берилди;
5 大衛就差人去見基列‧雅比人,對他們說:「你們厚待你們的主-掃羅,將他葬埋。願耶和華賜福與你們!
Давут Ябәш-Гилеадтикиләргә әлчиләр әвәтип уларға: — «Ғоҗаңлар болған Саулға шундақ яхшилиқ қилип, уни дәпнә қилғиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай.
6 你們既行了這事,願耶和華以慈愛誠實待你們,我也要為此厚待你們。
Пәрвәрдигар силәргиму меһриванлиқ вә өз вапалиқини көрсәткәй; силәр бундақ қилғиниңлар үчүн мәнму бу яхшилиғиңларни силәргә қайтуримән.
7 現在你們的主-掃羅死了,猶大家已經膏我作他們的王,所以你們要剛強奮勇。」
Әнди һазир ғәйрәтлик болуңлар; чүнки ғоҗаңлар Саул өлди, Йәһуда җәмәти мени мәсиһ қилип, өзлиригә падиша қилди» — дәп хәвәр йәткүзди.
8 掃羅的元帥尼珥的兒子押尼珥,曾將掃羅的兒子伊施波設帶過河,到瑪哈念,
Амма Саулниң қошуниниң сәрдари Нәрниң оғли Абнәр Саулниң уғли Ишбошәтни Маһанаимға елип берип,
9 立他作王,治理基列、亞書利、耶斯列、以法蓮、便雅憫,和以色列眾人。
уни Гилеадқа, Гәшурийларға, Йизрәәлгә, Әфраимға, Биняминға вә шундақла пүткүл Исраилға падиша қилди.
10 掃羅的兒子伊施波設登基的時候年四十歲,作以色列王二年;惟獨猶大家歸從大衛。
Саулниң оғли Ишбошәт падиша болғанда қириқ яшқа киргән еди. У Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилди. Һалбуки, Йәһуда җәмәти Давутқа әгишәтти.
Давутниң Һебронда Йәһуда җәмәти үстидә сәлтәнәт қилған вақти йәттә жил алтә ай болди.
12 尼珥的兒子押尼珥和掃羅的兒子伊施波設的僕人從瑪哈念出來,往基遍去。
[Бир күни] Нәрниң оғли Абнәр Саулниң оғли Ишбошәтниң адәмлири билән Маһанаимдин чиқип Гибеонға барди.
13 洗魯雅的兒子約押和大衛的僕人也出來,在基遍池旁與他們相遇;一班坐在池這邊,一班坐在池那邊。
Шу чағда Зәруияниң оғли Йоаб билән Давутниң адәмлири чиқип улар билән Гибеондики көлниң йенида учрашти. Улардин бир тәрәп көлниң у йеқида, йәнә бир тәрәп көлниң бу йеқида олтарди.
14 押尼珥對約押說:「讓少年人起來,在我們面前戲耍吧!」約押說:「可以。」
Абнәр Йоабқа: Жигитләр қопуп алдимизда елишип ойнисун — деди. Йоаб: Қопсун — деди.
15 就按着定數起來:屬掃羅兒子伊施波設的便雅憫人過去十二名,大衛的僕人也過去十二名,
Улар бекитилгән сан бойичә Бинямин билән Саулниң оғли Ишбошәт тәрәптин он икки киши вә Давутниң адәмлиридин он икки киши чиқип оттуриға өтти.
16 彼此揪頭,用刀刺肋,一同仆倒。所以,那地叫做希利甲‧哈素林,就在基遍。
Улар бир-бириниң бешини қамаллап тутуп һәр бири рәқибиниң биқиниға қиличи билән санҗишти, һәммиси жиқилип өлди. Шуниң билән у йәр «Қилич бислириниң етизи» дәп аталди; у Гибеондидур.
17 那日的戰事凶猛,押尼珥和以色列人敗在大衛的僕人面前。
У күндики болған соқушуш интайин әшәддий болди; Абнәр билән Исраилниң адәмлири Давутниң адәмлири тәрипидин мәғлуп қилинди.
18 在那裏有洗魯雅的三個兒子:約押、亞比篩、亞撒黑。亞撒黑腳快如野鹿一般;
Шу йәрдә Зәруияниң оғуллири Йоаб, Абишай вә Асаһәл дегән үчәйлән бар еди. Асаһәл худди даладики җәрәндәк чаққан еди.
Асаһәл Абнәрниң кәйидин қоғлап жүгүрди; Абнәргә әгишип оңға яки солға бурулмай тап бесип қоғлиди.
20 押尼珥回頭說:「你是亞撒黑嗎?」回答說:「是。」
Абнәр кәйнигә қарап: Сән Асаһәлмусән? — дәп сориди. У: — Шундақ, мән шу, дәп җавап бәрди.
21 押尼珥對他說:「你或轉向左轉向右,拿住一個少年人,剝去他的戰衣。」亞撒黑卻不肯轉開不追趕他。
Абнәр униңға: Я оңға я солға бурулуп жигитләрниң биригә һуҗум қилип униң яриғини өзүңгә тартивалғин, деди. Лекин Асаһәл уни қоғлаштин бурулушқа унимиди.
22 押尼珥又對亞撒黑說:「你轉開不追趕我吧!我何必殺你呢?若殺你,有甚麼臉見你哥哥約押呢?」
Абнәр Асаһәлгә йәнә: Мени әнди қоғлимай бурулуп кәткин; мән сени немә дәп уруп жиқитқидәкмән? Ундақ қилсам акаң Йоабниң алдида қандақму йүзүмни көтириләймән? — деди.
23 亞撒黑仍不肯轉開。故此,押尼珥就用槍鐏刺入他的肚腹,甚至槍從背後透出,亞撒黑就在那裏仆倒而死。眾人趕到亞撒黑仆倒而死的地方,就都站住。
Лекин Асаһәл йәнила қоғлаштин тохтимиди; шуниң билән Абнәр нәйзисиниң тутқучини униң қосиғиға тиқивәтти. Нәйзә дүмбисини тишип чиқти; у шу йәрдә жиқилип өлди. Шундақ болдики, Асаһәл жиқилип өлгән йәргә һазир келидиған һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалиду.
24 約押和亞比篩追趕押尼珥,日落的時候,到了通基遍曠野的路旁,基亞對面的亞瑪山。
Шуниң билән Йоаб билән Абишай Абнәрни қоғлашти. Күн патқанда улар Гибеонниң чөлигә маңидиған йолниң бойиға, Гиаһ йезисиниң удулидики Аммаһ едирлиғиға йетип кәлди;
Биняминлар болса Абнәрниң кәйнидә қошундәк сәп болуп, бир дөң төписигә чиқип турди.
26 押尼珥呼叫約押說:「刀劍豈可永遠殺人嗎?你豈不知終久必有苦楚嗎?你要等何時才叫百姓回去、不追趕弟兄呢?」
Абнәр Йоабни чақирип: Қилич дайим адәмләрни йәп туруши керәкму? Бу ишларниң ақивити пәқәт өч-адавәттин ибарәт болидиғанлиғини билмәмсән? Сән қачанғичә хәлиқләргә: «Қериндашлириңларни қоғлаштин тохтаңлар» дәп буйрумай туриверисән?
27 約押說:「我指着永生的上帝起誓:你若不說戲耍的那句話,今日早晨百姓就回去,不追趕弟兄了。」
Йоаб: Худаниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр сән мошу сөзни қилмиған болсаң, көпчиликниң һеч бири қериндашлирини қоғлаштин әтигәнгичиму янмайтти — деди.
28 於是約押吹角,眾民就站住,不再追趕以色列人,也不再打仗了。
Буниң билән Йоаб канай чалди; һәммә [Йәһудалар] шуан тохтиди вә қайта Исраилни қоғлимиди, улар билән қайта җәң қилишмиди.
29 押尼珥和跟隨他的人整夜經過亞拉巴,過約旦河,走過畢倫,到了瑪哈念。
Абнәр билән адәмлири болса кечичә меңип, Арабаһ түзләңлигидин чиқип, Иордан дәриясидин өтүп Битрон дегән пүткүл жутни кезип өтүп, Маһанайимға йетип кәлди.
30 約押追趕押尼珥回來,聚集眾民,見大衛的僕人中缺少了十九個人和亞撒黑。
Йоаб Абнәрни қоғлаштин йенип барлиқ адәмләрни җәм қилди. Асаһәлдин башқа Давутниң ғуламлиридин он тоққуз адәм йоқ чиқти;
31 但大衛的僕人殺了便雅憫人和跟隨押尼珥的人,共三百六十名。
Лекин Давутниң адәмлири Биняминлардин вә Абнәрниң адәмлиридин үч йүз атмиш кишини уруп өлтүргән еди.
32 眾人將亞撒黑送到伯利恆,葬在他父親的墳墓裏。約押和跟隨他的人走了一夜,天亮的時候到了希伯崙。
Улар Асаһәлни елип Бәйт-Ләһәмдә өз атисиниң қәбридә дәпнә қилди; андин Йоаб билән адәмлири кечичә меңип, таң атқанда Һебронға йетип кәлди.