< 列王紀下 5 >

1 亞蘭王的元帥乃縵在他主人面前為尊為大,因耶和華曾藉他使亞蘭人得勝;他又是大能的勇士,只是長了大痲瘋。
Сурийә падишасиниң қошун сәрдари Нааман өз ғоҗисиниң алдида толиму қәдирләнди вә иззәтләнди, чүнки Пәрвәрдигар униң қоли арқилиқ Сурийәгә нусрәтләр бәргән еди. У батур җәңчи болғини билән, лекин мохо кесилигә гириптар болуп қалған еди.
2 先前亞蘭人成群地出去,從以色列國擄了一個小女子,這女子就服事乃縵的妻。
Әнди Сурийләр топ-топ болуп, булаңчилиққа чиқип Исраилдин бир кичик қизни тутуп кәлгән еди; бу қиз Нааманниң аялиниң хизмитини қилатти.
3 她對主母說:「巴不得我主人去見撒馬利亞的先知,必能治好他的大痲瘋。」
У ханимға: Кашки, мениң ғоҗам Самарийәдики пәйғәмбәрниң қешида болсиди! У уни мохо кесилидин сақайтатти, деди.
4 乃縵進去,告訴他主人說,以色列國的女子如此如此說。
Нааман берип ғоҗисиға: — Исраилниң жутидин болған кичик қиз мундақ-мундақ ейтти, деди.
5 亞蘭王說:「你可以去,我也達信於以色列王。」於是乃縵帶銀子十他連得,金子六千舍客勒,衣裳十套,就去了;
Сурийә падишаси: Яхши! Сән барғин, мән Исраилниң падишасиға бир мәктуп әвәтимән, деди. Нааман он талант күмүч билән алтә миң шәкәл алтун вә һәм он кишилик кийимни елип Исраилға барди.
6 且帶信給以色列王,信上說:「我打發臣僕乃縵去見你,你接到這信,就要治好他的大痲瘋。」
У мәктупни Исраилниң падишасиға апирип тапшуруп бәрди. Мәктупта: — «Бу мәктуп саңа йәткәндә билгәйсәнки, мән өз хизмәткарим Нааманни сениң қешиңға маңдурдум. Сән уни мохо кесилидин сақайтқайсән», дәп пүтүлгән еди.
7 以色列王看了信就撕裂衣服,說:「我豈是上帝,能使人死使人活呢?這人竟打發人來,叫我治好他的大痲瘋。你們看一看,這人何以尋隙攻擊我呢?」
Исраилниң падишаси хәтни оқуп болуп, өз кийимлирини житип-житивәтти вә: — Мән Худаму? Кишини өлтүрүп һәм тирилдүрәләймәнму? Немишкә у киши: — Бу адәмни мохо кесилидин сақайтқин, дәп һавалә қилиду? Қени, ойлинип көрүңлар, у дәрвәқә мән билән җәң қилғили банә издәйду, деди.
8 神人以利沙聽見以色列王撕裂衣服,就打發人去見王,說:「你為甚麼撕了衣服呢?可使那人到我這裏來,他就知道以色列中有先知了。」
Вә шундақ болдики, Худаниң адими Елиша Исраилниң падишасиниң өз кийимлирини житқинини аңлиғанда, падишаға адәм әвитип: Немишкә өз кийимлириңни життиң? У киши һазир бу йәргә кәлсун, андин у Исраилда бир пәйғәмбәр бар екән дәп билиду, деди.
9 於是,乃縵帶着車馬到了以利沙的家,站在門前。
Нааман атлири вә җәң һарвуси билән келип, Елишаниң өйиниң ишиги алдида тохтиди.
10 以利沙打發一個使者,對乃縵說:「你去在約旦河中沐浴七回,你的肉就必復原,而得潔淨。」
Елиша бир хәвәрчини маңдуруп Нааманға: — Берип Иордан дәриясида йәттә қетим жуюнуп кәлгин; шундақ қилсаң әтлириң әслигә келип пакиз болисән, деди.
11 乃縵卻發怒走了,說:「我想他必定出來見我,站着求告耶和華-他上帝的名,在患處以上搖手,治好這大痲瘋。
Лекин Нааман аччиқлинип йенип келип: — Мана, у чоқум чиқип, мениң билән көришиду, өрә туруп Худаси Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип, [яра] җайниң үстидә қолини силкип, мохо кесилини сақайтиду, дәп ойлап кәлгән едим.
12 大馬士革的河亞罷拿和法珥法豈不比以色列的一切水更好嗎?我在那裏沐浴不得潔淨嗎?」於是氣忿忿地轉身去了。
Дәмәшқниң дәриялири, йәни Абарна билән Фарпар [дәриясиниң сулири] Исраилниң һәммә сулиридин яхши әмәсму? Мән уларда жуюнсам пакиз болмамдим? — деди. У қаттиқ ғәзәплинип бурулуп йолға чиқти.
13 他的僕人進前來,對他說:「我父啊,先知若吩咐你做一件大事,你豈不做嗎?何況說你去沐浴而得潔淨呢?」
Лекин униң хизмәткарлири униң қешиға берип: — И атам, әгәр пәйғәмбәр силигә еғир бир ишни тапилиған болса, қилмасмидила? Ундақ болған йәрдә, у силигә суға чүшүп жуюнуп, пакиз болисила, дегән болса шундақ қилмамла? — дейишти.
14 於是乃縵下去,照着神人的話,在約旦河裏沐浴七回;他的肉復原,好像小孩子的肉,他就潔淨了。
Шуңа у чүшүп, Худаниң адиминиң сөзигә бенаән Иордан дәриясида йәттә қетим чөмүлди. Шуниң билән униң ети паклинип, кичик балиниң етидәк болуп сақайди.
15 乃縵帶着一切跟隨他的人,回到神人那裏,站在他面前,說:「如今我知道,除了以色列之外,普天下沒有上帝。現在求你收點僕人的禮物。」
Шуниң билән у барлиқ һәмраһлири билән Худаниң адиминиң қешиға қайтип келип, униң алдида туруп: — Мана әнди пүткүл йәр йүзидә Исраилдин башқа йәрдә Худа йоқ екән, дәп билип йәттим; әнди һазир, өз кәминәңдин бир соғатни қобул қилғин, деди.
16 以利沙說:「我指着所事奉永生的耶和華起誓,我必不受。」乃縵再三地求他,他卻不受。
Лекин Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, һеч немини қобул қилмасмән, деди. [Нааман] тола чиң турувалсиму, һеч қобул қилмиди.
17 乃縵說:「你若不肯受,請將兩騾子馱的土賜給僕人。從今以後,僕人必不再將燔祭或平安祭獻與別神,只獻給耶和華。
Андин Нааман мундақ деди: — Әгәр қобул қилмисаң, кәминәңгә топидин икки қечир жүк берилсун; чүнки кәминәң бундин кейин Пәрвәрдигардин башқа һеч қандақ илаһларға көйдүрмә қурбанлиқ яки енақлиқ қурбанлиғини кәлтүмәйду.
18 惟有一件事,願耶和華饒恕你僕人:我主人進臨門廟叩拜的時候,我用手攙他在臨門廟,我也屈身。我在臨門廟屈身的這事,願耶和華饒恕我。」
Лекин Пәрвәрдигар кәминәңниң шу бир ишини кәчүрүм қилғай: ғоҗамниң өзи Риммонниң бутханисиға сәҗдә қилмақ үчүн киргәндә, мениң қолумға йөләнсә мән Риммонниң бутханисида тиз пүксәм, мошу амалсиз тиз пүккиним үчүн Пәрвәрдигар мән кәминәңни кәчүргәй, деди.
19 以利沙對他說:「你可以平平安安地回去!」 乃縵就離開他去了;走了不遠,
Елиша униңға: — Сән аман-хатирҗәмлиткә кәткин, деди. У униңдин айрилип азғинә йол маңди.
20 神人以利沙的僕人基哈西心裏說:「我主人不願從這亞蘭人乃縵手裏受他帶來的禮物,我指着永生的耶和華起誓,我必跑去追上他,向他要些。」
Лекин Худаниң адими Елишаниң хизмәткари Гәһази көңлидә: — Мана, у Сурийәлик Нааман елип кәлгән нәрсилиридин ғоҗам һеч немини алмай, уни бекар кәткүзүветипту. Лекин Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән униң кәйнидин жүгүрүп берип, униңдин азрақ бир нәрсә алай, дәп ойлиди.
21 於是基哈西追趕乃縵。乃縵看見有人追趕,就急忙下車迎着他,說:「都平安嗎?」
Шуни дәп Гәһази Нааманниң кәйнидин барди. Нааман бир кимниң кәйнидин жүгүрүп келиватқинини көрүп, һарвусидин чүшүп униң алдиға берип: Һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
22 說:「都平安。我主人打發我來說:『剛才有兩個少年人,是先知門徒,從以法蓮山地來見我,請你賜他們一他連得銀子,兩套衣裳。』」
У: — Течлиқ, — деди, — амма ғоҗам мени маңдуруп: Мана әнди Әфраим тағлиғидин пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин икки жигит қешимға кәлди. Буларға бир талант күмүч билән икки кишлик кийим бәрсилә, дәп ейтти, — деди.
23 乃縵說:「請受二他連得」;再三地請受,便將二他連得銀子裝在兩個口袋裏,又將兩套衣裳交給兩個僕人;他們就在基哈西前頭抬着走。
Нааман: — Икки талант күмүчни қобул қилғин, дәп уни зорлап икки талант күмүчни икки халтиға чегип, икки кишилик кийимни чиқирип бәрди. Буларни Нааман ғуламлиридин икки жигиткә йүдкүзди; улар Гәһазиниң алдида буларни көтирип маңди.
24 到了山岡,基哈西從他們手中接過來,放在屋裏,打發他們回去。
У турған дөңгә йәткәндә буларни уларниң қоллиридин елип өйигә тиқип қойди; андин бу адәмләрни кәткүзүвәтти.
25 基哈西進去,站在他主人面前。以利沙問他說:「基哈西你從哪裏來?」回答說:「僕人沒有往哪裏去。」
Андин у ғоҗисиниң алдиға кирип турди. Елиша униңдин: — И Гәһази, нәгә берип кәлдиң? — дәп сориди. У җавап берип: Қулуң һечйәргә бармиди, — деди.
26 以利沙對他說:「那人下車轉回迎你的時候,我的心豈沒有去呢?這豈是受銀子、衣裳、買橄欖園、葡萄園、牛羊、僕婢的時候呢?
Елиша униңға: — Мәлум бир киши һарвусидин чүшүп, кәйнигә йенип, сениң алдиңға кәлгәндә, мениң роһум шу чағда сениң билән биргә барған әмәсму? Бу кишиләр күмүч билән кийим, зәйтун бағлири билән үзүмзарлар, қой билән кала, малайлар билән кенизәкләрни қобул қилидиған вақитму?
27 因此,乃縵的大痲瘋必沾染你和你的後裔,直到永遠。」基哈西從以利沙面前退出去,就長了大痲瘋,像雪那樣白。
Лекин һазир Нааманниң мохо кесили саңа һәм нәслиңгә мәңгүгә чаплишиду, — деди. Шуниң билән у Елишаниң қешидин чиққанда қардәк ақ болуп қалди.

< 列王紀下 5 >