< 歷代志下 6 >

1 那時,所羅門說: 耶和華曾說他必住在幽暗之處。
Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди;
2 但我已經建造殿宇作你的居所, 為你永遠的住處。
Лекин, [и Пәрвәрдигар], мән Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.
3 王轉臉為以色列會眾祝福,以色列會眾就都站立。
Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти.
4 所羅門說:「耶和華-以色列的上帝是應當稱頌的!因他親口向我父大衛所應許的,也親手成就了。
У мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У әслидә Давутқа: —
5 他說:『自從我領我民出埃及地以來,我未曾在以色列眾支派中選擇一城建造殿宇為我名的居所,也未曾揀選一人作我民以色列的君;
«Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим, яки хәлқим Исраилға һөкүмран болушқа һеч қайси адәмни таллимидим;
6 但選擇耶路撒冷為我名的居所,又揀選大衛治理我民以色列。』」
һалбуки, Мән намим шу йәрдә болсун дәп Йерусалимни таллидим вә хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди.
7 所羅門說:「我父大衛曾立意要為耶和華-以色列上帝的名建殿,
Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди.
8 耶和華卻對我父大衛說:『你立意要為我的名建殿,這意思甚好;
Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур;
9 只是你不可建殿,惟你所生的兒子必為我名建殿。』
амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди.
10 「現在耶和華成就了他所應許的話,使我接續我父大衛坐以色列的國位,是照耶和華所說的,又為耶和華-以色列上帝的名建造了殿。
Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим.
11 我將約櫃安置在其中,櫃內有耶和華的約,就是他與以色列人所立的約。」
Мән бу өйдә әһдә сандуғини қойдум; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң Исраиллар билән түзгән әһдә [тахтилири] бардур» деди.
12 所羅門當着以色列會眾,站在耶和華的壇前,舉起手來,
Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп қоллирини көтирип: —
13 (所羅門曾造一個銅臺,長五肘,寬五肘,高三肘,放在院中)就站在臺上,當着以色列的會眾跪下,向天舉手,
(чүнки бая Сулайман мистин узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз келидиған бир пәштақ яситип, ташқириқи һойлиниң оттурисиға җайлаштурған еди. У әнә шу пәштақ үстигә чиқип туруп, пүткүл Исраил җамаити алдида жүкүнүп олтирип, асманға қарап ғуличини яйған еди)
14 說:「耶和華-以色列的上帝啊,天上地下沒有神可比你的!你向那盡心行在你面前的僕人守約施慈愛;
— у мундақ дуа қилди: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә асманда нә зиминда Сәндәк Худа йоқтур; Сениң алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған Өз қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситисән.
15 向你僕人-我父大衛所應許的話現在應驗了。你親口應許,親手成就,正如今日一樣。
Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңни мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән вуҗудқа чиқардиң.
16 耶和華-以色列的上帝啊,你所應許你僕人-我父大衛的話說:『你的子孫若謹慎自己的行為,遵守我的律法,像你在我面前所行的一樣,就不斷人坐以色列的國位。』現在求你應驗這話。
Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк, қанунумға әмәл қилип маңсила, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән.
17 耶和華-以色列的上帝啊,求你成就向你僕人大衛所應許的話。
Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән!
18 「上帝果真與世人同住在地上嗎?看哪,天和天上的天尚且不足你居住的,何況我所建的這殿呢?
Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә инсанлар билән макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини Сени сиғдуралмайдиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?!
19 惟求耶和華-我的上帝垂顧僕人的禱告祈求,俯聽僕人在你面前的祈禱呼籲。
Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуа вә илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән.
20 願你晝夜看顧這殿,就是你應許立為你名的居所;求你垂聽僕人向此處禱告的話。
Шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намимни у йәрдә аян қилимән» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән.
21 你僕人和你民以色列向此處祈禱的時候,求你從天上你的居所垂聽,垂聽而赦免。
Қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗалириға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән.
22 「人若得罪鄰舍,有人叫他起誓,他來到這殿,在你的壇前起誓,
Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә,
23 求你從天上垂聽,判斷你的僕人,定惡人有罪,照他所行的報應在他頭上;定義人有理,照他的義賞賜他。
Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип Өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмниң гунайини өзигә қайтуруп, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән.
24 「你的民以色列若得罪你,敗在仇敵面前,又回心轉意承認你的名,在這殿裏向你祈求禱告,
Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, яманлиғидин қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип саңа дуа билән илтиҗа қилса,
25 求你從天上垂聽,赦免你民以色列的罪,使他們歸回你賜給他們和他們列祖之地。
Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға вә өзлиригә тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән.
26 「你的民因得罪你,你懲罰他們,使天閉塞不下雨,他們若向此處禱告,承認你的名,離開他們的罪,
Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса,
27 求你在天上垂聽,赦免你僕人和你民以色列的罪,將當行的善道指教他們,且降雨在你的地,就是你賜給你民為業之地。
Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән!
28 「國中若有饑荒、瘟疫、旱風、霉爛、蝗蟲、螞蚱,或有仇敵犯境,圍困城邑,無論遭遇甚麼災禍疾病,
Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса,
29 你的民以色列,或是眾人,或是一人,自覺災禍甚苦,向這殿舉手,無論祈求甚麼,禱告甚麼,
ундақта барлиқ хәлқиң Исраил болсун, һәр қандақ киши болсун, өзигә кәлгән апәтни вә өз дәрдини билип, қоллирини бу өйгә сунуп, мәйли қандақ дуа яки илтиҗа қилсун,
30 求你從天上你的居所垂聽赦免。你是知道人心的,要照各人所行的待他們(惟有你知道世人的心),
әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән, Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, пәқәт Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән);
31 使他們在你賜給我們列祖之地上一生一世敬畏你,遵行你的道。
шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә Сәндин қорқуп йоллириңда маңидиған болиду.
32 「論到不屬你民以色列的外邦人,為你的大名和大能的手,並伸出來的膀臂,從遠方而來,向這殿禱告,
Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса, у келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса,
33 求你從天上你的居所垂聽,照着外邦人所祈求的而行,使天下萬民都認識你的名,敬畏你,像你的民以色列一樣,又使他們知道我建造的這殿是稱為你名下的。
Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.
34 「你的民若奉你的差遣,無論往何處去與仇敵爭戰,向你所選擇的城與我為你名所建造的殿禱告,
Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса,
35 求你從天上垂聽他們的禱告祈求,使他們得勝。
Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.
36 「你的民若得罪你(世上沒有不犯罪的人),你向他們發怒,將他們交給仇敵擄到或遠或近之地;
Әгәр улар Саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өз зиминиға сүргүн қилип елип барған болса,
37 他們若在擄到之地想起罪來,回心轉意,懇求你說:『我們有罪了,我們悖逆了,我們作惡了』;
лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса,
38 他們若在擄到之地盡心盡性歸服你,又向自己的地,就是你賜給他們列祖之地和你所選擇的城,並我為你名所建造的殿禱告,
— әгәр уларни сүргүн қилғанларниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип дуа қилса,
39 求你從天上你的居所垂聽你民的禱告祈求,為他們伸冤,赦免他們的過犯。
Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗалирини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип, Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини кәчүрүм қилғайсән;
40 「我的上帝啊,現在求你睜眼看,側耳聽在此處所獻的禱告。
әнди и Худайим, Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қилған дуаларға көзүң очуқ, қулиқиң диң болғай!
41 耶和華上帝啊,求你起來, 和你有能力的約櫃同入安息之所。 耶和華上帝啊,願你的祭司披上救恩; 願你的聖民蒙福歡樂。
Әнди орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар Худа, Сән қудритиңниң ипадиси болған әһдә сандуғуң билән, Өз арамгаһиңға киргәйсән! Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийдүрүлсун, Мөмин бәндилириң яхшилиғиңдин шатлансун!
42 耶和華上帝啊,求你不要厭棄你的受膏者, 要記念向你僕人大衛所施的慈愛。」
И Пәрвәрдигар Худа, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән; Қулуң Давутқа көрсәткән өзгәрмәс муһәббитиңни есиңдә тутқайсән!».

< 歷代志下 6 >