< 歷代志下 4 >
1 他又製造一座銅壇,長二十肘,寬二十肘,高十肘;
Узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги жигирмә гәз, егизлиги он гәз келидиған бир мис қурбангаһ ясатти.
2 又鑄一個銅海,樣式是圓的,高五肘,徑十肘,圍三十肘;
У мистин «деңиз» ясатти; униң шәкли дүгиләк болуп, у гирвикидин бу гирвикигичә он гәз келәтти; егизлиги бәш гәз, айланмиси оттуз гәз еди.
3 海周圍有野瓜的樣式,每肘十瓜,共有兩行,是鑄海的時候鑄上的;
«Деңиз»ниң сиртқи аста қисми буқиниң шәкли билән чөрүлдүрүп безәлгән болуп, буқилар һәр бир гәзгә ондин, икки қатар қилинип, мис «деңиз» билән тәң қуюп чиқилған еди.
4 有十二隻銅牛馱海:三隻向北,三隻向西,三隻向南,三隻向東;海在牛上,牛尾向內;
Мис «деңиз»ни он икки мис буқа көтирип туратти; униң үчи шималға, үчи ғәрипкә, үчи җәнупқа, үчи шәриққә қарап туратти. «деңиз» буқиниң дүмбисигә ятқузулған болуп, буқиларниң қуйруғи ичи тәрәптә еди.
5 海厚一掌,邊如杯邊,又如百合花,可容三千罷特;
Мис деңизниң қелинлиғи бир алқан болуп, чөриси чининиң гирвикидәк нилупәр шәклидә қилинған, униңға үч миң бат су пататти.
6 又製造十個盆:五個放在右邊,五個放在左邊,獻燔祭所用之物都洗在其內;但海是為祭司沐浴的。
У йәнә он «жуюш деси» яситип, бәшини мис деңизниң оң тәрипигә, бәшини сол тәрипигә қойғузди; көйдүрмә қурбанлиқларға ишлитидиған буюм-әсваплириниң һәммиси шу дасларда жуюлатти; «деңиз» болса каһинларниң жуюнуши үчүн ишлитиләтти.
7 他又照所定的樣式造十個金燈臺,放在殿裏:五個在右邊,五個在左邊;
У йәнә бәлгүләнгән шәкилдә он алтун чирақдан яситип муқәддәс җайниң ичигә орнатти; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойдурди.
8 又造十張桌子,放在殿裏:五張在右邊,五張在左邊;又造一百個金碗;
Йәнә он ширә яситип муқәддәс җайниң ичигә қойғузди; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойғузди. У йәнә йүз данә алтун чинә ясатти.
У йәнә «каһинлар һойлиси», чоң һойла вә чоң һойлиниң дәрвазилирини ясатти вә дәрвазиларниң һәммисини мис билән қаплатти.
У мис «деңиз»ни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойғузди.
11 戶蘭又造了盆、鏟、碗。這樣,他為所羅門王做完了上帝殿的工。
Һурам йәнә қазан, күрәк вә қача-қучиларни әткүзди. Һурам шу тәриқидә Сулайман падиша үчүн Худаниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүттүрди,
12 所造的就是:兩根柱子和柱上兩個如球的頂,並兩個蓋柱頂的網子
Йәни икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди.
13 和四百石榴,安在兩個網子上(每網兩行蓋着兩個柱上如球的頂)。
Шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти; бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики апқурсиман икки башни йепип туратти.
У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни,
«мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди.
16 盆、鏟子、肉鍤子,與耶和華殿裏的一切器皿,都是巧匠戶蘭用光亮的銅為所羅門王造成的,
Қазан, күрәк, вилка-илмәкләр, вә мунасивәтлик барлиқ әсвапларни Һурам-Аби Пәрвәрдигарниң өйини дәп Сулайман падишаға пақирайдиған миста яситип бәрди.
Падиша буларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зәрәдатаһ оттурисида, [шу йәрдики] сеғиз лайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти.
Сулайман ясатқузған бу әсвапларниң сани интайин көп еди; кәткән мисниң еғирлиғини өлчәп болмайтти.
Сулайман йәнә Худаниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған ширәләрни
вә сап алтунда қилинған чирақданлар билән чирақлирини ясатқузди; бу чирақлар бәлгүлимә бойичә ички «каламхана» алдида яндуруш үчүн болди.
21 燈臺上的花和燈盞,並蠟剪都是金的,且是純金的;
У йәнә чирақданниң гүллири, чирақ вә пилик қайчилириниң һәммисини алтундин қилдурди (улар сап алдундин еди).
22 又用精金製造鑷子、盤子、調羹、火鼎。至於殿門和至聖所的門扇,並殿的門扇,都是金子妝飾的。
У йәнә печақлар, тавақлар, пиялә-қача вә күлданларниң һәммисини сап алтундин қилдурди. У өйниң ишиклирини, йәни ичидики әң муқәддәс җайға киридиған ички қатлима ишикләр вә өйниң «муқәддәс җай»иниң ташқириқи ишиклирини алтундин қилдурди.