< 歷代志下 28 >

1 亞哈斯登基的時候年二十歲,在耶路撒冷作王十六年;不像他祖大衛行耶和華眼中看為正的事,
Аһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. У атиси Давутқа охшаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмай,
2 卻行以色列諸王的道,又鑄造巴力的像,
Бәлки Исраилниң падишалириниң йолиға кирип маңди; у һәтта Баалларға атап мәбудларни қуйдурди;
3 並且在欣嫩子谷燒香,用火焚燒他的兒女,行耶和華在以色列人面前所驅逐的外邦人那可憎的事;
Пәрвәрдигар Исраиллар зиминидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркинчлик гуналирини дорап, Һинном җилғисида күҗә көйдүрди, өзиниң пәрзәнтлирини оттин өткүзүп көйдүрди;
4 並在邱壇上、山岡上、各青翠樹下獻祭燒香。
Йәнә «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр қайси көкәргән дәрәқ астида көйдүрмә қурбанлиқ қилди вә күҗә көйдүрди.
5 所以,耶和華-他的上帝將他交在亞蘭王手裏。亞蘭王打敗他,擄了他許多的民,帶到大馬士革去。上帝又將他交在以色列王手裏,以色列王向他大行殺戮。
Шуңа, униң Худаси Пәрвәрдигар уни Сурийә падишасиниң қолиға тапшурди; Сурийләр уни тар мар кәлтүрүп, Йәһудадин нурғун хәлиқни тутқун қилип Дәмәшққә елип кәтти. Худа йәнә уни Исраил падишасиниң қолиға тапшурди, Исраил падишаси [Йәһудада] чоң қирғинчилиқ елип барди.
6 利瑪利的兒子比加一日殺了猶大人十二萬,都是勇士,因為他們離棄了耶和華-他們列祖的上帝。
Рәмалияниң оғли Пикаһ Йәһудада бир күн ичидә бир йүз жигирмә миң адәмни өлтүрди, уларниң һәммиси әзимәтләр еди; буниң сәвәви, улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкән еди.
7 有一個以法蓮中的勇士,名叫細基利,殺了王的兒子瑪西雅和管理王宮的押斯利甘,並宰相以利加拿。
Зикри исимлиқ бир Әфраимий әзимәт бар еди; у падишаниң оғли Маасияһани, ординиң баш ғоҗидари Азрикам вә падишаниң баш вәзири Әлканаһни қәтл қилди.
8 以色列人擄了他們的弟兄,連婦人帶兒女共有二十萬,又掠了許多的財物,帶到撒馬利亞去了。
Исраиллар өз қериндашлиридин икки йүз миң аял, оғул-қиз балиларни тутқун қилип елип кәтти; улар йәнә Йәһудадин нурғун уруш ғәниймәтлирини булаң-талаң қилип Самарийәгә әкәтти.
9 但那裏有耶和華的一個先知,名叫俄德,出來迎接往撒馬利亞去的軍兵,對他們說:「因為耶和華-你們列祖的上帝惱怒猶大人,所以將他們交在你們手裏,你們竟怒氣沖天,大行殺戮。
Лекин у йәрдә Пәрвәрдигарниң Одәд исимлиқ бир пәйғәмбири бар еди; у Самарийәгә қайтип кәлгән қошунниң алдиға чиқип уларға: — Қараңлар, ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар Йәһудаларни аччиғида силәрниң қолуңларға тапшурди вә силәр пәләккә йәткән қәһри-ғәзәп билән уларни өлтүрдүңлар.
10 如今你們又有意強逼猶大人和耶路撒冷人作你們的奴婢,你們豈不也有得罪耶和華-你們上帝的事嗎?
Әнди силәр йәнә Йәһудалар билән Йерусалимлиқларни мәҗбурий өзүңларға қул-дидәк қилмақчи болуватисиләр. Лекин силәр өзүңларму Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида гуна-итаәтсизликләр өткүздуңларғу?
11 現在你們當聽我說,要將擄來的弟兄釋放回去,因為耶和華向你們已經大發烈怒。」
Әнди гепимгә қулақ селиңлар! Қериндашлириңлардин тутқун қилип кәлгәнләрни қайтуруветиңлар, чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви бешиңларға чүшәй дәп қалди, деди.
12 於是,以法蓮人的幾個族長-就是約哈難的兒子亞撒利雅、米實利末的兒子比利家、沙龍的兒子耶希西家、哈得萊的兒子亞瑪撒-起來攔擋出兵回來的人,
Шуниң билән Әфраимларниң бир қанчә йолбашчилири, йәни Йоһананниң оғли Азария, Мәшиллимотниң оғли Бәрәкия, Шаллумниң оғли Һәзәкия вә Һадлайниң оғли Амаса қозғилип чиқип җәңдин қайтип кәлгән қошунни тосувелип
13 對他們說:「你們不可帶進這被擄的人來!你們想要使我們得罪耶和華,加增我們的罪惡過犯?因為我們的罪過甚大,已經有烈怒臨到以色列人了。」
уларға: — Бу тутқунларни бу йәргә елип кирсәңлар болмайду; бизниң Пәрвәрдигарниң алдида гунайимиз туруп, йәнә техиму көп гуналар вә итаәтсизликләрни айнитмақчимусиләр? Чүнки бизниң итаәтсизлигимиз һелиму интайин еғирдур, Исраилниң бешиға отлуқ қәһр-ғәзәп чүшәй дәп қалди, деди.
14 於是帶兵器的人將擄來的人口和掠來的財物都留在眾首領和會眾的面前。
Шуниң билән ләшкәрләр тутқунлар билән уруш ғәниймәтлирини йолбашчилар вә пүткүл җамаәт алдида қалдуруп қойди.
15 以上提名的那些人就站起,使被擄的人前來;其中有赤身的,就從所掠的財物中拿出衣服和鞋來,給他們穿,又給他們吃喝,用膏抹他們;其中有軟弱的,就使他們騎驢,送到棕樹城耶利哥他們弟兄那裏;隨後就回撒馬利亞去了。
Жуқирида исми тилға елинған кишиләр қозғилип, тутқунларни башлап чиқти, уруш ғәниймәтлири ичидин кийим-кечәк вә аяқларни уларниң арисидики барлиқ ялаңач, ялаң аяқ турғанларға кийгүзүп, һәммисини йемәк-ичмәк билән ғизаландурди, үстибашлирини майлиди, барлиқ аҗизларни ешәкләргә миндүрүп, һәммисини «Хорма дәрәқлири шәһири» дәп атилидиған Йерихоға, өз қериндашлириниң қешиға апирип қойди, андин Самарийәгә қайтти.
16 那時,亞哈斯王差遣人去見亞述諸王,求他們幫助;
Бу чағда Аһаз падиша Асурийәниң падишалириға ярдәм тиләп адәм әвәтти,
17 因為以東人又來攻擊猶大,擄掠子民。
чүнки Едомийлар йәнә Йәһудаға һуҗум қилип нурғун адәмни тутқун қилип кәткән еди.
18 非利士人也來侵佔高原和猶大南方的城邑,取了伯‧示麥、亞雅崙、基低羅,梭哥和屬梭哥的鄉村,亭納和屬亭納的鄉村,瑾鎖和屬瑾鎖的鄉村,就住在那裏。
Филистийләрму Шәфәлаһ түзләңлигидики вә Йәһуданиң җәнубидики шәһәрләргә таҗавуз қилип кирип, Бәйт-Шәмәш, Айҗалон, Гәдәрот, Сокоһ вә Сокоһқа тәвә йеза-қишлақларни, Тимнаһ вә Тимнаһқа тәвә йеза-қишлақларни, Гимзо вә Гимзоға тәвә йеза-қишлақларни ишғал қилип, шу йәрләргә җайлашқан еди.
19 因為以色列王亞哈斯在猶大放肆,大大干犯耶和華,所以耶和華使猶大卑微。
Пәрвәрдигар Йәһуданиң падишаси Аһаз түпәйлидин Йәһудани хорлуққа қалдурди; чүнки Аһаз Йәһудани итаәтсиликкә езиқтурди вә өзи Пәрвәрдигарға еғир асийлиқ қилди.
20 亞述王提革拉‧毗列色上來,卻沒有幫助他,反倒欺凌他。
Асурийәниң падишаси Тиглат-Пилнәсәр дәрвәқә униң йениға кәлди, лекин ярдәм беришниң орниға, униңға көп аваричиликләрни кәлтүрди.
21 亞哈斯從耶和華殿裏和王宮中,並首領家內所取的財寶給了亞述王,這也無濟於事。
Чүнки Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидин, падишаниң ордисидин, шундақла әмәлдарларниң өйлиридин көп мал-дунияни чиқирип, Асурийә падишасиға бәргән болсиму, лекин униңға һеч пайдиси болмиди.
22 這亞哈斯王在急難的時候,越發得罪耶和華。
Мошундақ интайин мүшкүл пәйттә бу падиша Аһаз Пәрвәрдигар алдида техиму еғир қәбиһликкә чөкүп кәтти.
23 他祭祀攻擊他的大馬士革之神,說:「因為亞蘭王的神幫助他們,我也獻祭與他,他好幫助我。」但那些神使他和以色列眾人敗亡了。
У өзини мәғлуп қилған Дәмәшқниң илаһлириға қурбанлиқ сунди, чүнки у: «Сурийәниң падишалириниң илаһлири уларға ярдәм қилди, шуңа мәнму уларға қурбанлиқ сунуп, уларни маңиму ярдәм беридиған қилимән» деди. Лекин әксичә бу бутлар униң өзини, шундақла барлиқ Исраилларни һалакәткә елип барди.
24 亞哈斯將上帝殿裏的器皿都聚了來,毀壞了,且封鎖耶和華殿的門;在耶路撒冷各處的拐角建築祭壇,
Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидики әсвап-буюмларни жиғип елип чиқип, уларни кесип-езип парә-парә қиливәтти; вә Пәрвәрдигарниң өйиниң дәрвазилирини печәтливәтти. Һәм өзи үчүн Йерусалимниң һәр бир доқмушида қурбангаһларни салғузди.
25 又在猶大各城建立邱壇,與別神燒香,惹動耶和華-他列祖上帝的怒氣。
У йәнә Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә башқа илаһларға хушбуй йеқиш үчүн «жуқури җайлар»ни салғузди, шундақ қилип ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзиви қозғалди.
26 亞哈斯其餘的事和他的行為,自始至終都寫在猶大和以色列諸王記上。
Мана, униң қалған ишлири, җүмлидин барлиқ тутқан йоллири баштин-ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур.
27 亞哈斯與他列祖同睡,葬在耶路撒冷城裏,沒有送入以色列諸王的墳墓中。他兒子希西家接續他作王。
Аһаз ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни Йерусалим шәһиригә дәпнә қилди, лекин уни Исраил падишалириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. Оғли Һәзәкия униң орниға падиша болди.

< 歷代志下 28 >