< 撒母耳記上 3 >

1 童子撒母耳在以利面前事奉耶和華。當那些日子,耶和華的言語稀少,不常有默示。
Самуил дегән бала болса әлиниң алдида Пәрвәрдигарниң хизмитидә болатти. Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи у күнләрдә кам еди; вәһийлик көрүнүшләрму көп әмәс еди.
2 一日,以利睡臥在自己的地方;他眼目昏花,看不分明。
Вә шундақ болдики, бир күни Әли орнида ятқан еди (униң көзлири торлишип көрмәс болуп қалай дегән еди)
3 上帝的燈在上帝耶和華殿內約櫃那裏,還沒有熄滅,撒母耳已經睡了。
Худаниң чириғи техи өчмигән болуп, Самуил Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида, Худаниң әһдә сандуғиға йеқинла йәрдә ятатти.
4 耶和華呼喚撒母耳。撒母耳說:「我在這裏!」
Пәрвәрдигар Самуилни чақирди. У: — Мана мән бу йәрдә, деди.
5 就跑到以利那裏,說:「你呼喚我?我在這裏。」以利回答說:「我沒有呼喚你,你去睡吧。」他就去睡了。
У Әлиниң қешиға жүгүрүп берип: — Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим; қайтип берип ятқин, деди. Шуниң билән у берип ятти.
6 耶和華又呼喚撒母耳。撒母耳起來,到以利那裏,說:「你呼喚我?我在這裏。」以利回答說:「我的兒,我沒有呼喚你,你去睡吧。」
Пәрвәрдигар йәнә: «Самуил!» дәп чақирди. Самуил қопуп әлиниң қешиға берип: Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим и оғлум, йәнә берип ятқин, деди.
7 那時撒母耳還未認識耶和華,也未得耶和華的默示。
Самуил Пәрвәрдигарни техи тонумиған еди; Пәрвәрдигарниң сөзи униңға техи аян қилинмиған еди.
8 耶和華第三次呼喚撒母耳。撒母耳起來,到以利那裏,說:「你又呼喚我?我在這裏。」以利才明白是耶和華呼喚童子。
Лекин Пәрвәрдигар йәнә үчинчи қетим: «Самуил!» дәп чақирди; у қопуп әлиниң қешиға берип: — Мана мән; сән мени чақирдиң, деди. У вақитта Әли Пәрвәрдигар балини чақирипту, дәп билип йәтти.
9 因此以利對撒母耳說:「你仍去睡吧;若再呼喚你,你就說:『耶和華啊,請說,僕人敬聽!』」撒母耳就去,仍睡在原處。
Шуниң билән Әли Самуилға: — Берип ятқин. У әгәр сени чақирса, сән: — И Пәрвәрдигар, сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп ейтқин, девиди, Самуил берип орнида ятти.
10 耶和華又來站着,像前三次呼喚說:「撒母耳啊!撒母耳啊!」撒母耳回答說:「請說,僕人敬聽!」
Вә Пәрвәрдигар келип йеқин туруп илгәркидәк: — «Самуил, Самуил!» дәп чақирди. Самуил: — Сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп җавап бәрди.
11 耶和華對撒母耳說:「我在以色列中必行一件事,叫聽見的人都必耳鳴。
Пәрвәрдигар Самуилға: — Мана Мән аңлиғанларниң икки қулиқини зиңилдатқидәк бир ишни Исраилниң арисида қилмақчимән.
12 我指着以利家所說的話,到了時候,我必始終應驗在以利身上。
Шу күнидә Мән бурун Әлиниң җәмәтидикиләр тоғрисида ейтқинимниң һәммисини униң үстигә чүшүримән; баштин ахирғичә ада қилимән!
13 我曾告訴他必永遠降罰與他的家,因他知道兒子作孽,自招咒詛,卻不禁止他們。
Чүнки өзигә аян болған қәбиһлик түпәйлидин Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқанмән: чүнки у оғуллириниң ипласлиғини билип туруп уларни тосмиди.
14 所以我向以利家起誓說:『以利家的罪孽,雖獻祭奉禮物,永不能得贖去。』」
Униң үчүн Әлиниң җәмәтидикиләргә қәсәм қилғанмәнки, Әлиниң җәмәтидикиләрниң қәбиһлиги мәйли қурбанлиқ билән болсун, мәйли һәдийә билән болсун кафарәт қилинмай, әбәткичә кәчүрүм қилинмайду, деди.
15 撒母耳睡到天亮,就開了耶和華的殿門,不敢將默示告訴以利。
Самуил әтиси таң атқичә йетип, андин Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклирини ачти. Амма Самуил вәһийлик көрүнүшни Әлигә ейтиштин қорқти.
16 以利呼喚撒母耳說:「我兒撒母耳啊!」撒母耳回答說:「我在這裏!」
Лекин Әли Самуилни чақирип: — И Самуил оғлум, деди. У: — Мана мән, дәп җавап бәрди.
17 以利說:「耶和華對你說甚麼,你不要向我隱瞞;你若將上帝對你所說的隱瞞一句,願他重重地降罰與你。」
У: — У саңа немә сөз қилди? Сәндин өтүнәй, уни мәндин йошурмиғин. Әгәр Униң саңа ейтқанлириниң бирини маңа ейтмай қойсаң, Худа дегинини сениң бешиңға чүшүрсун вә униңдин артуқ чүшүрсун! — деди.
18 撒母耳就把一切話都告訴了以利,並沒有隱瞞。以利說:「這是出於耶和華,願他憑自己的意旨而行。」
Шуниң билән Самуил униңға һеч немини қалдурмай һәммини дәп бәрди. Әли: — Мана, У Пәрвәрдигардур; У немини лайиқ тапса, шуни қилсун, деди.
19 撒母耳長大了,耶和華與他同在,使他所說的話一句都不落空。
Самуил өсүп чоң болувататти вә Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, униң ейтқан бешарәтлик сөзлиридин һеч қайсисини йәрдә қалдурмайтти.
20 從但到別是巴所有的以色列人都知道耶和華立撒母耳為先知。
Шуниң билән пүткүл Исраил Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Самуилниң Пәрвәрдигарниң пәйғәмбири қилип тикләнгәнлигини билип йәтти.
21 耶和華又在示羅顯現;因為耶和華將自己的話默示撒母耳,撒母耳就把這話傳遍以色列地。
Шу вақитта Пәрвәрдигар Шилоһда Өзини йәнә аян қилди. Чүнки Пәрвәрдигар Шилоһда Өз сөз-калами арқилиқ Самуилға Өзини аян қилди; вә Самуил Униң сөзини пүткүл Исраилға йәткүзди.

< 撒母耳記上 3 >