< 撒母耳記上 23 >
1 有人告訴大衛說:「非利士人攻擊基伊拉,搶奪禾場。」
Бириси Давутқа хәвәр берип: — Мана Филистийләр Кеилаһға һуҗум қилип хаманларни булап-талимақта, деди.
2 所以大衛求問耶和華說:「我去攻打那些非利士人可以不可以?」耶和華對大衛說:「你可以去攻打非利士人,拯救基伊拉。」
Давут Пәрвәрдигардин: — Мән берип бу Филистийләргә зәрбә беримәнму? — дәп сориди. Пәрвәрдигар Давутқа: — Берип Филистийләргә зәрбә берип Кеилаһни азат қилғин, деди.
3 跟隨大衛的人對他說:「我們在猶大地這裏尚且懼怕,何況往基伊拉去攻打非利士人的軍旅呢?」
Лекин Давутниң адәмлири униңға: — Мана биз Йәһуда зиминида турупму қорқиватқан йәрдә, Кеилаһға берип Филистийләрниң қошунлириға һуҗум қилсақ қандақ болар? — деди.
4 大衛又求問耶和華。耶和華回答說:「你起身下基伊拉去,我必將非利士人交在你手裏。」
Шуңа Давут йәнә бир қетим Пәрвәрдигардин соривиди, Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Сән орнуңдин туруп Кеилаһға барғин; чүнки Мән Филистийләрни қолуңға тапшуримән, деди.
5 大衛和跟隨他的人往基伊拉去,與非利士人打仗,大大殺敗他們,又奪獲他們的牲畜。這樣,大衛救了基伊拉的居民。
Буниң билән Давут өз адәмлири билән Кеилаһға берип Филистийләр билән соқушуп, маллирини олҗа қилип, уларни қаттиқ қирди. Давут шундақ қилип Кеилаһда туруватқанларни қутқузди.
6 亞希米勒的兒子亞比亞他逃到基伊拉見大衛的時候,手裏拿着以弗得。
Әнди Ахимәләкниң оғли Абиятар Кеилаһға қечип келип Давутниң қешиға кәлгәндә, униң қолида әфод бар еди.
7 有人告訴掃羅說:「大衛到了基伊拉。」掃羅說:「他進了有門有閂的城,困閉在裏頭;這是上帝將他交在我手裏了。」
Бириси Саулға, Давут Кеилаһға кәпту, дәп хәвәр бәрди. Саул: — Әнди Худа уни мениң қолумға ташлап тапшурди. Чүнки у дәрвазилири вә тақақлири бар шәһәргә киргәчкә солунуп қалди, деди.
8 於是掃羅招聚眾民,要下去攻打基伊拉城,圍困大衛和跟隨他的人。
Әнди Саул Давут билән адәмлирини муһасиригә елиш үчүн һәммә хәлиқни Кеилаһға берип җәң қилишқа чақирди.
9 大衛知道掃羅設計謀害他,就對祭司亞比亞他說:「將以弗得拿過來。」
Давут Саулниң өзини қәстләйдиғанлиғини билип, Абиятар каһинға: — Әфодни елип кәлгин, деди.
10 大衛禱告說:「耶和華-以色列的上帝啊,你僕人聽真了掃羅要往基伊拉來,為我的緣故滅城。
Андин Давут: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, мәнки Сениң қулуң Саулниң бу шәһәрни мениң сәвәвимдин харап қилиш үчүн Кеилаһға келишкә қәстләватқанлиғини ениқ аңлиди.
11 基伊拉人將我交在掃羅手裏不交?掃羅照着你僕人所聽的話下來不下來?耶和華-以色列的上帝啊,求你指示僕人!」耶和華說:「掃羅必下來。」
Кеилаһдикиләр мени униң қолиға тутуп берәрму? Саул өз бәндәң аңлиғандәк бу йәргә келәрму? И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимәнки, өз бәндәңгә билдүргәйсән, деди. Пәрвәрдигар: — У бу йәргә келиду, деди.
12 大衛又說:「基伊拉人將我和跟隨我的人交在掃羅手裏不交?」耶和華說:「必交出來。」
Давут йәнә: — Кеилаһтикиләр мени вә адәмлиримни Саулниң қолиға тутуп берәрму, деди. Пәрвәрдигар: — Улар силәрни тутуп бериду, деди.
13 大衛和跟隨他的約有六百人,就起身出了基伊拉,往他們所能往的地方去。有人告訴掃羅,大衛離開基伊拉逃走;於是掃羅不出來了。
Әнди Давут адәмлири билән (тәхминән алтә йүзчә) орнидин туруп Кеилаһдин чиқип, өзлири баралайдиған тәрәпкә қарап кәтти. Саулға, Давут Кеилаһтин қечипту дәп хәвәр берилгәндә у уни қоғлашқа чиқмиди.
14 大衛住在曠野的山寨裏,常在西弗曠野的山地。掃羅天天尋索大衛,上帝卻不將大衛交在他手裏。
Давут болса чөлдики қорған-қияларда һәмдә Зиф чөлиниң тағлирида турди. Саул уни һәр күни издәйтти; лекин Худа уни униң қолиға тапшурмиди.
15 大衛知道掃羅出來尋索他的命。那時,他住在西弗曠野的樹林裏;
Әнди Давут Саулниң өзини өлтүргили чиқидиғанлиғини байқап қалди. Шу чағда у Зиф чөлидики бир орманлиқта туратти.
16 掃羅的兒子約拿單起身,往那樹林裏去見大衛,使他倚靠上帝得以堅固,
Саулниң оғли Йонатан болса орманлиққа чиқип Давутниң қешиға берип, уни Худа арқилиқ риғбәтләндүрүп униңға: —
17 對他說:「不要懼怕!我父掃羅的手必不加害於你;你必作以色列的王,我也作你的宰相。這事我父掃羅知道了。」
Қорқмиғин; чүнки атам Саулниң қоли сени тапалмайду. Сән бәлки Исраилниң үстидә падиша болисән, мән болсам сениң вәзириң болимән, буни атам Саулму билиду, деди.
18 於是二人在耶和華面前立約。大衛仍住在樹林裏,約拿單回家去了。
Андин улар иккилән Пәрвәрдигарниң алдида әһдә қилишти; Давут болса, орманлиқта туруп қалди, Йонатан өз өйигә йенип кәтти.
19 西弗人上到基比亞見掃羅,說:「大衛不是在我們那裏的樹林裏山寨中、曠野南邊的哈基拉山藏着嗎?
Шуниңдин кейин Зифтикиләр Гибеаһта туруватқан Саулниң қешиға келип: — Мана, Давут Хақилаһниң егизлигидики Йәшимонниң җәнуби тәрипигә җайлашқан орманлиқтики қорғанларда йошурунивалди, билмәмдила?
20 王啊,請你隨你的心願下來,我們必親自將他交在王的手裏。」
Шуңа, и падиша, қачан көңүллири тартса шу чағда кәлсилә; бизниң бурчимиз уни падишаниң қолиға тутуп бериштур, деди.
21 掃羅說:「願耶和華賜福與你們,因你們顧恤我。
Саул: Маңа ич ағритқиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит ата қилғай.
22 請你們回去,再確實查明他的住處和行蹤,是誰看見他在那裏,因為我聽見人說他甚狡猾。
Әнди силәрдин өтүнимәнки, берип зади қайси йәрдә туридиғинини җәзмләштүрүңлар, униң из-деригини ениқлап, вә кимниң уни көргәнлигини билип келиңлар; чүнки кишиләр ейтишичә у интайин һейлигәр екән, деди.
23 所以要看準他藏匿的地方,回來據實地告訴我,我就與你們同去。他若在猶大的境內,我必從千門萬戶中搜出他來。」
Шуңа берип, униң йошурунған барлиқ мәхпий җайлирини ениқ көрүп келиңлар, йенимға йенип келип маңа әйнини ейтиңлар. Андин мән силәр билән биллә баримән; вә шундақ болидуки, әгәр у зиминда болсила, мән Йәһудийларниң миңлиғанларниң арисидин уни издәп тапимән, деди.
24 西弗人就起身,在掃羅以先往西弗去。 大衛和跟隨他的人卻在瑪雲曠野南邊的亞拉巴。
Улар қопуп Саулдин илгири Зифқа барди; лекин Давут өз адәмлири билән Маон чөллүгидики Йәшимонниң җәнуп тәрипидики Арабаһ түзләңлигидә турувататти.
25 掃羅和跟隨他的人去尋找大衛;有人告訴大衛,他就下到磐石,住在瑪雲的曠野。掃羅聽見,便在瑪雲的曠野追趕大衛。
Саул адәмлири билән Давутни издәп барди. Кишиләр бу хәвәрни Давутқа ейтти; шуниң билән у чүшүп, қияға берип Маон чөлидә турди. Саул буни аңлап Давутниң кәйнидин қоғлап Маонниң чөлигә чиқти.
26 掃羅在山這邊走,大衛和跟隨他的人在山那邊走。大衛急忙躲避掃羅;因為掃羅和跟隨他的人,四面圍住大衛和跟隨他的人,要拿獲他們。
Саул тағниң бу тәрипидә маңди, амма Давут адәмлири билән тағниң у тәрипидә маңди. Давут Саулдин қечиш үчүн алдириватқан еди; лекин Саул адәмлири билән Давут вә униң адәмлирини тутимиз дәп уларни қоршиғили турди.
27 忽有使者來報告掃羅說:「非利士人犯境搶掠,請王快快回去!」
Амма бир хәвәрчи Саулниң қешиға келип униңға: — Филистийләр зиминимизниң җәнуп тәрипигә кирип булаң-талаң қиливатиду, тездин қайтсила, деди.
28 於是掃羅不追趕大衛,回去攻打非利士人。因此那地方名叫西拉‧哈瑪希羅結。
Шуниң билән Саул йенип Давутни қоғлаштин тохтап Филистийләр билән соқушқили чиқти. Шуңа у йәр Села-Һаммаһлекот дәп аталди.
Давут болса у йәрдин чиқип Ән-Гәдиниң тағ-қорғанлиғида турди.