< 撒母耳記上 21 >

1 大衛到了挪伯祭司亞希米勒那裏,亞希米勒戰戰兢兢地出來迎接他,問他說:「你為甚麼獨自來,沒有人跟隨呢?」
Давут әнди Нобқа келип Ахимәләк каһинниң қешиға барди. Лекин Ахимәләк Давутни көргәндә титрәп қорқуп униңға: — Немишкә бириму сән билән кәлмәй ялғуз кәлдиң? — деди.
2 大衛回答祭司亞希米勒說:「王吩咐我一件事說:『我差遣你委託你的這件事,不要使人知道。』故此我已派定少年人在某處等候我。
Давут Ахимәләк каһинға: — Падиша маңа мәлум бир ишни буйруп: — Мән саңа буйруған иш яки саңа тапилған йолйоруқ тоғрисидин һеч ким бир немә билмисун, дегән еди. Өз ғуламлиримни болса мәлум бир җайға беришқа бекитип қойдум.
3 現在你手下有甚麼?求你給我五個餅或是別樣的食物。」
Әнди қолуңда немә бар? Бәш нан, яки немә болса, шуни маңа бәргин, деди.
4 祭司對大衛說:「我手下沒有尋常的餅,只有聖餅;若少年人沒有親近婦人才可以給。」
Каһин Давутқа җавап берип: — Қолумда адәттики нан йоқ, пәқәт муқәддәс нан бар. Әгәр ғуламлар аялларға йеқинлашмиған болса йесә рава болиду, деди.
5 大衛對祭司說:「實在約有三日我們沒有親近婦人;我出來的時候,雖是尋常行路,少年人的器皿還是潔淨的;何況今日不更是潔淨嗎?」
Давут каһинға җавап берип: — Бәрһәқ, мән башқа вақитларда чиққинимға охшаш, аяллар биздин жирақ болғили үч күн болди. Мән [һәр қетим] чиққанда, гәрчә адәттики сәпәр болсиму, ғуламларниң қачилири пак болидиған йәрдә, бүгүн улар вә қачилири техиму пак болмамду, деди.
6 祭司就拿聖餅給他;因為在那裏沒有別樣餅,只有更換新餅,從耶和華面前撤下來的陳設餅。 (
Шуниң билән каһин униңға муқәддәс нандин бәрди, чүнки бу йәрдә «тәқдим нан»дин башқа һеч қандақ нан йоқ еди. Бу нан Пәрвәрдигарниң һозуриға йеңи иссиқ нан қоюлған күни алмаштурулған нанлар еди
7 當日有掃羅的一個臣子留在耶和華面前。他名叫多益,是以東人,作掃羅的司牧長。)
(лекин у күни Саулниң хизмәткарлиридин мәлум бириси у йәрдә Пәрвәрдигарниң һозурида қалдурулған еди. Униң исми Доәг болуп Саулниң падичилириниң чоңи еди).
8 大衛問亞希米勒說:「你手下有槍有刀沒有?因為王的事甚急,連刀劍器械我都沒有帶。」
Давут Ахимәләккә: — Қолуңда нәйзә яки қилич йоқму? Падиша тапшурған иш җиддий болғач яки қилич яки башқа ярақлиримни елип келәлмидим, деди.
9 祭司說:「你在以拉谷殺非利士人歌利亞的那刀在這裏,裹在布中,放在以弗得後邊,你要就可以拿去;除此以外,再沒有別的。」大衛說:「這刀沒有可比的!求你給我。」
Каһин: — Сән Елаһ җилғисида өлтүргән Филистий Голиатниң қиличи бу йәрдә бар, у әфодниң кәйнидә, бир парчә рәхткә орақлиқ һалда туриду. Халисаң алғин, униңдин башқиси йоқ, деди. Давут: — Бу тәңдиши йоқ қиличтур, шуни маңа бәргин, деди.
10 那日大衛起來,躲避掃羅,逃到迦特王亞吉那裏。
Давут у күни қопуп Саулдин қечип Гатниң падишаси Ақишниң қешиға барди.
11 亞吉的臣僕對亞吉說:「這不是以色列國王大衛嗎?那裏的婦女跳舞唱和,不是指着他說『掃羅殺死千千,大衛殺死萬萬』嗎?」
Лекин Ақишниң хизмәткарлири униңға: — Бу зиминниң падишаси Давут әмәсму? Униң тоғрисида қиз-аяллар бир-биригә: — Саул миңлап өлтүрди, Вә Давут он миңлап өлтүрди, — дәп нахша-ғәзәл оқушуп уссул ойниған әмәсму, деди.
12 大衛將這話放在心裏,甚懼怕迦特王亞吉,
Давут бу сөзләрни көңлигә пүкүп Гатниң падишаси Ақиштин бәк қорқти.
13 就在眾人面前改變了尋常的舉動,在他們手下假裝瘋癲,在城門的門扇上胡寫亂畫,使唾沫流在鬍子上。
Шуниң үчүн уларниң көз алдида өзиниң жүрүш-турушлирини өзгәртип, уларниң қолида турған вақтида өзини сараңдәк көрсәтти; у дәрвазиларниң ишиклиригә җиҗип, түкүрүгини сақилиға ақтуратти.
14 亞吉對臣僕說:「你們看,這人是瘋子。為甚麼帶他到我這裏來呢?
Ақиш хизмәткарлириға: — Мана бу адәмниң сараңлиғини көрмәмсиләр? Уни немишкә мениң алдимға елип кәлдиңлар?
15 我豈缺少瘋子,你們帶這人來在我面前瘋癲嗎?這人豈可進我的家呢?」
Мәндә сараңлар кәмчилмиди? Силәр бу кишини алдимға сараңлиқ қилғили елип кәлдиңларму? Бу адәм мениң өйүмгә кириши керәкму? — деди.

< 撒母耳記上 21 >