< 列王紀上 2 >

1 大衛的死期臨近了,就囑咐他兒子所羅門說:
Давутниң өлидиған вақти йеқинлашқанда, оғли Сулайманға тапилап мундақ деди: —
2 「我現在要走世人必走的路。所以,你當剛強,作大丈夫,
«Әнди йәр йүзидикиләрниң һәммиси баридиған йол билән кетимән. Жүрәклик болуп, әркәктәк болғин!
3 遵守耶和華-你上帝所吩咐的,照着摩西律法上所寫的行主的道,謹守他的律例、誡命、典章、法度。這樣,你無論做甚麼事,不拘往何處去,盡都亨通。
Сән барлиқ қиливатқан ишлириңда һәмдә барлиқ нийәт қилған ишлириңда раваҗ тепишиң үчүн Мусаға чүшүрүлгән қанунда пүтүлгәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңниң йоллирида меңип, Униң бәлгүлимилири, Униң әмирлири, Униң һөкүмлири вә агаһ-гувалиқлирида чиң туруп, Униң тапшуруғини чиң тутқин.
4 耶和華必成就向我所應許的話說:『你的子孫若謹慎自己的行為,盡心盡意誠誠實實地行在我面前,就不斷人坐以色列的國位。』
Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар маңа: «Әгәр әвлатлириң өз йолиға көңүл бөлүп, Мениң алдимда пүтүн қәлби вә пүтүн җени билән һәқиқәттә маңса, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп ейтқан сөзигә әмәл қилиду.
5 你知道洗魯雅的兒子約押向我所行的,就是殺了以色列的兩個元帥:尼珥的兒子押尼珥和益帖的兒子亞瑪撒。他在太平之時流這二人的血,如在爭戰之時一樣,將這血染了腰間束的帶和腳上穿的鞋。
Амма Зәруияниң оғли Йоабниң маңа қилғинини, йәни униң өзи қандақ қилип Исраилниң қошунидики икки сәрдарни, йәни Нерияниң оғли Абнәр билән Йәтәрниң оғли Амасани уруп өлтүрүп, тинич мәзгилдә җәңдә төкүлгәндәк қан төкүп, белигә бағлиған кәмәргә вә путиға кийгән кәшигә җәңдә төкүлгәндәк қан чечип, дағ қилғанлиғини билисән.
6 所以你要照你的智慧行,不容他白頭安然下陰間。 (Sheol h7585)
Сән уни даналиғиңға мувапиқ бир тәрәп қилип, униң ақ бешиниң гөргә саламәт чүшүшигә йол қоймиғайсән. (Sheol h7585)
7 你當恩待基列人巴西萊的眾子,使他們常與你同席吃飯;因為我躲避你哥哥押沙龍的時候,他們拿食物來迎接我。
Лекин Гилеадлиқ Барзиллайниң оғуллириға меһриванлиқ көрситип, дәстихиниңдин нан йегүзгин; чүнки мән акаң Абшаломдин қачқинимда, улар йенимға келип маңа шундақ қилған.
8 在你這裏有巴戶琳的便雅憫人,基拉的兒子示每;我往瑪哈念去的那日,他用狠毒的言語咒罵我,後來卻下約旦河迎接我,我就指着耶和華向他起誓說:『我必不用刀殺你。』
Вә мана Баһуримдин кәлгән Бинямин қәбилисидин Гераниң оғли Шимәй йениңда туриду. У мән Маһанаимға баридиғанда, әшәддий ләнәт билән мени қарғиди. Кейин у Иордан дәриясиға берип мениң алдимға кәлгәндә, мән Пәрвәрдигарниң [нами] билән униңға: «Сени қилич билән өлтүрмәймән» дәп қәсәм қилдим.
9 現在你不要以他為無罪。你是聰明人,必知道怎樣待他,使他白頭見殺,流血下到陰間。」 (Sheol h7585)
Амма һазир уни гунасиз дәп санимиғин. Өзүң дана киши болғандин кейин униңға қандақ қилишни билисән; һәрһалда униң ақ бешини қанитип гөргә чүшүргин». (Sheol h7585)
10 大衛與他列祖同睡,葬在大衛城。
Давут өз ата-бовлири билән бир йәрдә ухлиди. У «Давутниң шәһири» [дегән җайда] дәпнә қилинди.
11 大衛作以色列王四十年:在希伯崙作王七年,在耶路撒冷作王三十三年。
Давутниң Исраилға сәлтәнәт қилған вақти қириқ жил еди; у Һебронда йәттә жил сәлтәнәт қилип, Йерусалимда оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
12 所羅門坐他父親大衛的位,他的國甚是堅固。
Сулайман атиси Давутниң тәхтидә олтарди; униң сәлтәнити хелә мустәһкәмләнди.
13 哈及的兒子亞多尼雅去見所羅門的母親拔示巴,拔示巴問他說:「你來是為平安嗎?」回答說:「是為平安」;
Амма Һаггитниң оғли Адония Сулайманниң аниси Бат-Шебаниң қешиға барди. У униңдин: — Течлиқ мәхситидә кәлдиңму? — дәп сориди. У: — Шундақ, течлиқ мәхситидә, деди.
14 又說:「我有話對你說。」拔示巴說:「你說吧。」
У йәнә: — Саңа бир сөзүм бар еди, деди. У: — Сөзүңни ейтқин, деди.
15 亞多尼雅說:「你知道國原是歸我的,以色列眾人也都仰望我作王,不料,國反歸了我兄弟,因他得國是出乎耶和華。
У: — Билисәнки, падишалиқ әслидә мениңки еди, вә пүтүн Исраил мени падиша болиду дәп, маңа қарайтти. Лекин падишалиқ мәндин кетип, инимниң илкигә өтти; чүнки Пәрвәрдигарниң ирадиси билән у униңки болди.
16 現在我有一件事求你,望你不要推辭。」拔示巴說:「你說吧。」
Әнди саңа бир илтимасим бар. Мени яндурмиғин, деди. У: — Ейтқин, деди.
17 他說:「求你請所羅門王將書念的女子亞比煞賜我為妻,因他必不推辭你。」
У: — Сәндин өтүнимән, Сулайман падишаға мән үчүн ейтқинки — чүнки у саңа яқ демәйду! — У Шунамлиқ Абишагни маңа хотунлуққа бәрсун, деди.
18 拔示巴說:「好,我必為你對王提說。」
Бат-Шеба: — Мақул; сән үчүн падишаға сөз қилай, деди.
19 於是,拔示巴去見所羅門王,要為亞多尼雅提說;王起來迎接,向她下拜,就坐在位上,吩咐人為王母設一座位,她便坐在王的右邊。
Бат-Шеба Адония үчүн сөз қилғили Сулайман падишаниң алдиға барди. Падиша қопуп алдиға берип, анисиға тазим қилди. Андин тәхтигә берип олтирип падишаниң анисиға бир тәхтни кәлтүрди. Шуниң билән у униң оң йенида олтирип, униңға: —
20 拔示巴說:「我有一件小事求你,望你不要推辭。」王說:「請母親說,我必不推辭。」
Саңа кичиккинә бир илтимасим бар. Мени яндурмиғин, деди. Падиша униңға: — И ана, соравәргин, мән сени яндурмаймән, деди.
21 拔示巴說:「求你將書念的女子亞比煞賜給你哥哥亞多尼雅為妻。」
У: — Акаң Адонияға Шунамлиқ Абишагни хотунлуққа бәргүзгин, деди.
22 所羅門王對他母親說:「為何單替他求書念的女子亞比煞呢?也可以為他求國吧!他是我的哥哥,他有祭司亞比亞他和洗魯雅的兒子約押為輔佐。」
Сулайман падиша җавап берип анисиға: — Немишкә Адония үчүн Шунамлиқ Абишагни сорайсән? У акам болған екән, униң үчүн, Абиятар каһин үчүн вә Зәруияниң оғли Йоаб үчүн падишалиқниму соримамсән! — деди.
23 所羅門王就指着耶和華起誓說:「亞多尼雅這話是自己送命,不然,願上帝重重地降罰與我。
Сулайман падиша Пәрвәрдигар билән қәсәм қилип мундақ деди: — Адония шу сөзни қилғини үчүн өлмисә, Худа мени урсун яки униңдин артуқ җазалисун!
24 耶和華堅立我,使我坐在父親大衛的位上,照着所應許的話為我建立家室;現在我指着永生的耶和華起誓,亞多尼雅今日必被治死。」
Мениң орнумни мустәһкәм қилған, атамниң тәхтидә олтарғузған, Өз вәдиси бойичә маңа бир өйни қурған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Адония бүгүн өлүмгә мәһкүм қилиниду, деди.
25 於是所羅門王差遣耶何耶大的兒子比拿雅,將亞多尼雅殺死。
Шуниң билән Сулайман падиша Йәһояданиң оғли Бенаяни бу ишқа әвәтти; у уни чепип өлтүрди.
26 王對祭司亞比亞他說:「你回亞拿突歸自己的田地去吧!你本是該死的,但因你在我父親大衛面前抬過主耶和華的約櫃,又與我父親同受一切苦難,所以我今日不將你殺死。」
Падиша Абиятар каһинға: — Маң, Анатоттики өз етизлиғиңға барғин. Сән өлүмгә лайиқсән, лекин сән Рәб Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини атам Давутниң алдида көтәргәнлигиң түпәйлидин, вә атамниң тартқан һәммә азап-оқубәтлиридә униңға һәмдәрд болғиниң үчүн, мән һазир сени өлүмгә мәһкүм қилмаймән, деди.
27 所羅門就革除亞比亞他,不許他作耶和華的祭司。這樣,便應驗耶和華在示羅論以利家所說的話。
Андин Сулайман Абиятарни Пәрвәрдигарға каһин болуштин җуда қилип һайдиди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Әлиниң җәмәти тоғрилиқ Шилоһда ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.
28 約押雖然沒有歸從押沙龍,卻歸從了亞多尼雅。他聽見這風聲,就逃到耶和華的帳幕,抓住祭壇的角。
Буниң хәвири Йоабқа йәткәндә (чүнки Йоаб Абшаломға әгәшмигән болсиму, Адонияға әгәшкән еди) Йоаб Пәрвәрдигарниң чедириға қечип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти.
29 有人告訴所羅門王說:「約押逃到耶和華的帳幕,現今在祭壇的旁邊。」所羅門就差遣耶何耶大的兒子比拿雅,說:「你去將他殺死。」
Сулайман падишаға: «Мана, Йоаб Пәрвәрдигарниң чедириға қечип берип, қурбангаһниң йенида туриду» дегән хәвәр йәткүзүлди. Сулайман Йәһояданиң оғли Бенаяни шу йәргә әвәтип: — Маң, уни өлтүрүвәткин, деди.
30 比拿雅來到耶和華的帳幕,對約押說:「王吩咐說,你出來吧!」他說:「我不出去,我要死在這裏。」比拿雅就去回覆王,說約押如此如此回答我。
Беная Пәрвәрдигарниң чедириға берип униңға: — «Падиша сени буяққа чиқсун!» деди, деди. У: — Яқ, мошу йәрдә өлимән, деди. Беная падишаниң йениға қайтип униңға хәвәр берип: — Йоаб мундақ-мундақ деди, маңа шундақ җавап бәрди, деди.
31 王說:「你可以照着他的話行,殺死他,將他葬埋,好叫約押流無辜人血的罪不歸我和我的父家了。
Падиша униңға: — У өзи дегәндәк қилип, уни чепип өлтүргин вә уни дәпнә қилғин. Шуниң билән Йоаб төккән наһәқ қан мәндин вә атамниң җәмәтидин көтирилип кәткәй.
32 耶和華必使約押流人血的罪歸到他自己的頭上;因為他用刀殺了兩個比他又義又好的人,就是以色列元帥尼珥的兒子押尼珥和猶大元帥益帖的兒子亞瑪撒,我父親大衛卻不知道。
Шундақ қилип атам Давут бехәвәр әһвалда у өзидин адил вә есил икки адәмни, йәни Исраилниң қошуниниң сәрдари нәрниң оғли Абнәр билән Йәһуданиң қошуниниң сәрдари Йәтәрниң оғли Амасани қиличлиғини үчүн, Пәрвәрдигар у төккән қанни өз бешиға яндуриду.
33 故此,流這二人血的罪必歸到約押和他後裔的頭上,直到永遠;惟有大衛和他的後裔,並他的家與國,必從耶和華那裏得平安,直到永遠。」
Уларниң қени Йоабниң беши вә нәслиниң бешиға мәңгү янғай; лекин Давут, униң нәсли, җәмәти вә тәхтигә әбәдил-әбәткичә Пәрвәрдигардин тинич-хатирҗәмлик болғай, деди.
34 於是耶何耶大的兒子比拿雅上去,將約押殺死,葬在曠野約押自己的墳墓裏。
Йәһояданиң оғли Беная чиқип уни чепип, өлүмгә мәһкүм қилди. Андин у чөлдики өз өйидә дәпнә қилинди.
35 王就立耶何耶大的兒子比拿雅作元帥,代替約押,又使祭司撒督代替亞比亞他。
Падиша Йәһояданиң оғли Бенаяни униң орниға қошунниң сәрдари қилди; падиша Абиятарниң орниға Задокни каһин қилип тайинлиди.
36 王差遣人將示每召來,對他說:「你要在耶路撒冷建造房屋居住,不可出來往別處去。
Андин кейин падиша Шимәйни чақирип униңға: — Йерусалимда өзүңгә бир өй селип у йәрдә олтарғин. Башқа һеч йәргә чиқма.
37 你當確實地知道,你何日出來過汲淪溪,何日必死!你的罪必歸到自己的頭上。」
Әгәр сән чиқип Кидрон җилғисидин өтсәң, шуни ениқ билип қойки, шу күндә сән шәксиз өлисән. Сениң қениң өз бешиңға чүшиду, деди.
38 示每對王說:「這話甚好!我主我王怎樣說,僕人必怎樣行。」於是示每多日住在耶路撒冷。
Шимәй падишаға: — Ғоҗамниң сөзи бәрһәқтур. Ғоҗам падиша ейтқандәк қуллири шундақ қилиду, деди. Шуниң билән Шимәй узун вақитқичә Йерусалимда турди.
39 過了三年,示每的兩個僕人逃到迦特王瑪迦的兒子亞吉那裏去。有人告訴示每說:「你的僕人在迦特。」
Үч жилдин кейин шундақ болдики, Шимәйниң қуллиридин иккиси қечип Маакаһниң оғли, Гатниң падишаси Ақишниң қешиға барди. Шимәйгә: — Мана қуллириң Гат шәһиридә туриду, дегән хәвәр йәткүзүлди.
40 示每起來,備上驢,往迦特到亞吉那裏去找他的僕人,就從迦特帶他僕人回來。
Шимәй ешигини тоқуп қуллирини издигили Гатқа, Ақишниң йениға барди. Андин у йенип өз қуллирини Гаттин елип кәлди.
41 有人告訴所羅門說:「示每出耶路撒冷往迦特去,回來了。」
Сулайманға: — Шимәй Йерусалимдин Гатқа берип кәлди, дәп хәвәр йәткүзүлди.
42 王就差遣人將示每召了來,對他說:「我豈不是叫你指着耶和華起誓,並且警戒你說『你當確實地知道,你哪日出來往別處去,那日必死』嗎?你也對我說:『這話甚好,我必聽從。』
Падиша Шимәйни чақиртип униңға: — Мән сени Пәрвәрдигар билән қәсәм қилдуруп: — Шуни ениқ билип қойки, сән қайси күни чиқип бирәр йәргә барған болсаң, сән шу күнидә шәксиз өлисән, дәп агаһландуруп ейтмиғанмидим? Өзүңму, мән аңлиған сөз бәрһәқ, дегән едиңғу?
43 現在你為何不遵守你指着耶和華起的誓和我所吩咐你的命令呢?」
Шундақ болған екән, немишкә өзүң Пәрвәрдигар алдида қилған қәсимиңни бузуп, мән саңа буйруған буйруғумниму тутмидиң? — деди.
44 王又對示每說:「你向我父親大衛所行的一切惡事,你自己心裏也知道,所以耶和華必使你的罪惡歸到自己的頭上;
Падиша Шимәйгә йәнә: Сән атам Давутқа қилған һәммә рәзилликни убдан билисән, у көңлүңгә аяндур. Мана Пәрвәрдигар рәзиллигиңни өз бешиңға яндуриду.
45 惟有所羅門王必得福,並且大衛的國位必在耶和華面前堅定,直到永遠。」
Лекин Сулайман падиша болса бәрикәтлинип, Давутниң тәхти Пәрвәрдигарниң алдида әбәдил-әбәт мустәһкәм қилиниду, деди.
46 於是王吩咐耶何耶大的兒子比拿雅,他就去殺死示每。這樣,便堅定了所羅門的國位。
Андин падишаниң буйруғи билән Йәһояданиң оғли Беная чиқип уни чепип өлтүрди. Падишаһлиқ болса Сулайманниң қолида мустәһкәм қилинди.

< 列王紀上 2 >