< 列王紀上 17 >

1 基列寄居的提斯比人以利亞對亞哈說:「我指着所事奉永生耶和華-以色列的上帝起誓,這幾年我若不禱告,必不降露,不下雨。」
Әнди Гилеадта туруватқанлардин болған Тишбилиқ Илияс Аһабқа: — Мән хизмитидә туруватқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мениң сөзүмсиз бу жилларда нә шәбнәм нә ямғур чүшмәйду, деди.
2 耶和華的話臨到以利亞說:
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: —
3 「你離開這裏往東去,藏在約旦河東邊的基立溪旁。
Бу йәрдин кетип, мәшриқ тәрәпкә берип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқининиң бойида өзүңни йошурғин;
4 你要喝那溪裏的水,我已吩咐烏鴉在那裏供養你。」
вә шундақ болидуки, сән еқинниң сүйидин ичисән; мана, саңа у йәрдә озуқ йәткүзүп беришкә қарға-қузғунларни буйрудум, дейилди.
5 於是以利亞照着耶和華的話,去住在約旦河東的基立溪旁。
Шуниң билән у Пәрвәрдигар буйруғандәк қилип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқиниға берип, у йәрдә турди.
6 烏鴉早晚給他叼餅和肉來,他也喝那溪裏的水。
Қарға-қузғунлар әтигәндә нан билән гөш, һәр кәчтә йәнә нан билән гөш йәткүзүп берәтти. У өзи еқинниң сүйидин ичәтти.
7 過了些日子,溪水就乾了,因為雨沒有下在地上。
Лекин зиминда ямғур яғмиғини үчүн бирмәзгилдин кейин еқин су қуруп кәтти.
8 耶和華的話臨到他說:
У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: —
9 「你起身往西頓的撒勒法去,住在那裏;我已吩咐那裏的一個寡婦供養你。」
Орнуңдин туруп Зидондики Зарәфатқа берип, у йәрдә турғин; мана, Мән у йәрдики бир тул хотунни сени беқишқа буйрудум, дейилди.
10 以利亞就起身往撒勒法去。到了城門,見有一個寡婦在那裏撿柴,以利亞呼叫她說:「求你用器皿取點水來給我喝。」
У орнидин туруп Зарәфатқа берип, шәһәрниң дәрвазисиға кәлгәндә, мана у йәрдә бир тул хотун отун терип туратти. У тул хотунни чақирип: — Өтүнимән, қачида маңа ичкили азрақ су елип кәлгәйсән, деди.
11 她去取水的時候,以利亞又呼叫她說:「也求你拿點餅來給我!」
У су алғили маңғанда, у йәнә: — Өтүнимән, маңа қолуңда бир чишләм нанму алғач кәлгәйсән, деди.
12 她說:「我指着永生耶和華-你的上帝起誓,我沒有餅,罈內只有一把麵,瓶裏只有一點油;我現在找兩根柴,回家要為我和我兒子做餅;我們吃了,死就死吧!」
Амма у: — Пәрвәрдигар Худайиңниң һаяти билән, саңа қәсәм қилимәнки, мәндә һеч нан йоқ, пәқәт идишта бир чаңгал ун, козида азғинә май бар, мана икки тал отун териватимән; андин берип өзүм билән оғлумға нан етип, уни йәп өлимиз, деди.
13 以利亞對她說:「不要懼怕!可以照你所說的去做吧!只要先為我做一個小餅拿來給我,然後為你和你的兒子做餅。
Илияс униңға: — Қорқмиғин; берип ейтқиниңдәк қилғин; лекин авал бир кичик тоғач етип, маңа елип кәлгин; андин өзүң билән оғлуңға нан әткин.
14 因為耶和華-以色列的上帝如此說:罈內的麵必不減少,瓶裏的油必不缺短,直到耶和華使雨降在地上的日子。」
Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Пәрвәрдигар йәр йүзигә ямғур яғдуридиған күнгичилик идиштики ун түгимәйду вә козидики май кемәймәйду», деди.
15 婦人就照以利亞的話去行。她和她家中的人,並以利亞,吃了許多日子。
Шуниң билән у берип, Илиясниң ейтқинидәк қилди вә у, Илияс вә аялниң өйидикиләр хелә күнләргичә йеди.
16 罈內的麵果不減少,瓶裏的油也不缺短,正如耶和華藉以利亞所說的話。
Пәрвәрдигарниң Илияс арқилиқ ейтқан сөзи бойичә, идиштики ун түгимиди вә козидики майму кемәймиди.
17 這事以後,作那家主母的婦人,她兒子病了;病得甚重,以致身無氣息。
Шу ишлардин кейин шундақ болдики, өйниң егиси болған бу аялниң оғли кесәл болди. Униң кесили шундақ еғирлишип кәттики, униңда нәпәс қалмиди.
18 婦人對以利亞說:「神人哪,我與你何干?你竟到我這裏來,使上帝想念我的罪,以致我的兒子死呢?」
Аял Илиясқа: — И Худаниң адими, мениң сән билән немә алақәм бар еди? Сән гунайимни ядқа кәлтүрүп, оғлумниң җениға замин болушқа кәлдиңму? — деди.
19 以利亞對她說:「把你兒子交給我。」以利亞就從婦人懷中將孩子接過來,抱到他所住的樓中,放在自己的床上,
У униңға: — Оғлуңни қолумға бәргин, дәп уни униң қучиғидин елип өзи олтарған балиханиға елип чиқип өз орниға қоюп,
20 就求告耶和華說:「耶和華-我的上帝啊,我寄居在這寡婦的家裏,你就降禍與她,使她的兒子死了嗎?」
Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — И Худайим Пәрвәрдигар, мән меһман болған бу тул хотунниң оғлини өлтүрүш билән униң бешиғиму бала чүшүрдуңму? — дәп нида қилди.
21 以利亞三次伏在孩子的身上,求告耶和華說:「耶和華-我的上帝啊,求你使這孩子的靈魂仍入他的身體!」
У балиниң үстигә үч қетим өзини чаплап, Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — И Пәрвәрдигар Худайим, бу балиниң җени өзигә йәнә йенип кирсун! — дәп нида қилди.
22 耶和華應允以利亞的話,孩子的靈魂仍入他的身體,他就活了。
Пәрвәрдигар Илиясниң пәрядини аңлиди; балиниң җени униңға йенип кириши билән у тирилди.
23 以利亞將孩子從樓上抱下來,進屋子交給他母親,說:「看哪,你的兒子活了!」
Илияс балини балиханидин елип чүшүп, өйгә кирип, анисиға тапшуруп бәрди. Илияс: — Мана оғлуң тириктур, деди.
24 婦人對以利亞說:「現在我知道你是神人,耶和華藉你口所說的話是真的。」
Аял Илиясқа: — Мән шу иш арқилиқ әнди сениң Худаниң адими екәнлигиңни, ағзиңдин чиққан Пәрвәрдигарниң сөзи һәқиқәт екәнлигини билдим, деди.

< 列王紀上 17 >