< 歷代志上 17 >

1 大衛住在自己宮中,對先知拿單說:「看哪,我住在香柏木的宮中,耶和華的約櫃反在幔子裏。」
Давут өз өйидә туруватқан чеғида, Натан пәйғәмбәргә: «Қара, мән кедир яғичидин ясалған өйдә туруватимән, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса чедир пәрдилири астида туруватиду» деди.
2 拿單對大衛說:「你可以照你的心意而行,因為上帝與你同在。」
Натан Давутқа: «Көңлүңдә пүккәнлириңгә әмәл қилғин; чүнки Худа сән билән биллидур» — деди.
3 當夜,上帝的話臨到拿單,說:
Шу күни кечидә Худаниң сөзи Натанға келип йәтти:
4 「你去告訴我僕人大衛,說耶和華如此說:『你不可建造殿宇給我居住。
«Сән берип қулум Давутқа мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Сән Мән үчүн туралғу өй салсаң болмайду.
5 自從我領以色列人出埃及,直到今日,我未曾住過殿宇,乃從這會幕到那會幕,從這帳幕到那帳幕。
Чүнки мән Исраилларни башлап чиққан күндин тартип бүгүнгә қәдәр бир өйдә туруп бақмиғанмән, пәқәт бу чедирдин у чедирға, бир чедиргаһдин башқа биригә йөткилип жүрдүм, халас.
6 凡我同以色列人所走的地方,我何曾向以色列的一個士師,就是我吩咐牧養我民的說:你為何不給我建造香柏木的殿宇呢?』
Мән Исраил хәлқи билән биллә мәйли қәйәргә бармай, һеч қачан Исраилниң бирәр һакимиға, йәни Мениң хәлқимни беқишни тапилиған бирәрсигә: Немишкә силәр Маңа кедир яғичидин өй селип бәрмәйсиләр? — дедимму?
7 現在你要告訴我僕人大衛,說萬軍之耶和華如此說:『我從羊圈中將你召來,叫你不再跟從羊群,立你作我民以色列的君。
Әнди сән қулум Давутқа мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар ейтидуки, Мән сени әнди яйлақлардин, қойларниң арқисидин елип, хәлқим Исраилниң үстигә әмир болуш үчүн чақиртип чиқтим.
8 你無論往哪裏去,我常與你同在,剪除你的一切仇敵;我必使你得大名,好像世上大大有名的人一樣。
Мәйли қәйәргә бармиғин, Мән һаман сениң билән биллә болдум вә сениң алдиңдин барлиқ дүшмәнлириңни йоқитип кәлдим; йәр йүзидики улуқлар нам-шөһрәткә егә болғандәк сени нам-шөһрәткә сазавәр қилдим.
9 我必為我民以色列選定一個地方,栽培他們,使他們住自己的地方,不再遷移;凶惡之子也不像從前擾害他們,
Мән хәлқим болған Исраилға бир җайни бекитип, уларни шу йәрдә тикип өстүримән; шуниң билән улар өз зиминида туридиған, паракәндичиликкә учримайдиған болиду. Рәзилләр дәсләптидикидәк вә мән хәлқим Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилишқа һакимларни тайинлиған күнләрдикидәк, уларға қайтидин зулум салмайду. Мән барлиқ дүшмәнлириңни саңа беқиндүрдимән. Вә мәнки Пәрвәрдигар саңа шуни ейтип қояйки, мән сениң үчүн бир өйни ясап беримән!
10 並不像我命士師治理我民以色列的時候一樣。我必治服你的一切仇敵,並且我-耶和華應許你,必為你建立家室。
11 你壽數滿足歸你列祖的時候,我必使你的後裔接續你的位,我也必堅定他的國。
Сениң күнлириң тошуп, ата-бовилириңниң йениға қайтқан вақтиңда сениң нәслиңдин, йәни оғуллириңдин бирини сениң орнуңни басидиған қилимән; Мән униң падишалиғини мустәһкәм қилимән.
12 他必為我建造殿宇;我必堅定他的國位直到永遠。
У Маңа бир өй ясайду, Мән униң падишалиқ тәхтини мәңгү мустәһкәм қилимән.
13 我要作他的父,他要作我的子;並不使我的慈愛離開他,像離開在你以前的掃羅一樣。
Мән униңға ата болимән, у Маңа оғул болиду; меһри-шәпқитимни сениңдин авал өткән [идарә қилғучидин] җуда қилғинимдәк униңдин һәргиз җуда қилмаймән;
14 我卻要將他永遠堅立在我家裏和我國裏;他的國位也必堅定,直到永遠。』」
уни Мениң өйүмдә вә Мениң падишалиғимда мәңгү турғузимән; униң тәхти мәңгү мәзмут болуп турғузулиду».
15 拿單就按這一切話,照這默示告訴大衛。
Натан бу барлиқ сөзләр вә барлиқ вәһийни һеч немә қалдурмай, Давутқа ейтип бәрди.
16 於是大衛王進去,坐在耶和華面前,說:「耶和華上帝啊,我是誰,我的家算甚麼,你竟使我到這地步呢?
Шуниң билән Давут кирип Пәрвәрдигарниң алдида олтирип мундақ деди: «И Худа Пәрвәрдигар, мән зади ким едим, мениң өйүм немә еди, Сән мени мошу дәриҗигә көтургидәк?
17 上帝啊,這在你眼中還看為小,又應許你僕人的家至於久遠。耶和華上帝啊,你看顧我好像看顧高貴的人。
Лекин и Худа Пәрвәрдигар, [бу мәртивигә көтәргиниң] сениң нәзириңдә кичиккинә бир иш һесапланди; чүнки Сән мән қулуңниң өйиниң жирақ кәлгүси тоғрилиқ сөзлидиң вә мени улуқ мәртивилик зат дәп қаридиң, и Худа Пәрвәрдигар!
18 你加於僕人的尊榮,我還有何言可說呢?因為你知道你的僕人。
Сән кәминәң үстигә чүшүргән шундақ шан-шәрәп тоғрилиқ Давут Саңа немә дийәлисун? Чүнки Сән дәрвәқә Өз қулуңни Өзүң билисән.
19 耶和華啊,你行了這大事,並且顯明出來,是因你僕人的緣故,也是照你的心意。
Аһ Пәрвәрдигар, пеқир қулуң үчүн һәмдә Өз көңлүңдики нийитиң бойичә бу барлиқ улуқлуқни көрситип, бу чоң ишларниң һәммисини аян қилдиң.
20 耶和華啊,照我們耳中聽見,沒有可比你的,除你以外再無上帝。
Аһ Пәрвәрдигар, қулиқимиз толуқ аңлиғини бойичә Саңа тәң кәлгидәк һеч ким йоқ; Сениңдин бөләк һеч бир илаһ йоқтур.
21 世上有何民能比你的民以色列呢?你上帝從埃及救贖他們作自己的子民,又在你贖出來的民面前行大而可畏的事,驅逐列邦人,顯出你的大名。
Дунияда қайси бир әл хәлқиң Исраилға тәң келәлисун? Уларни Өзүңгә хас бирдин-бир хәлиқ болуш үчүн қутулдурушқа бардиң һәмдә Мисирдин қутулдуруп чиққан хәлқиң алдидин ят әлләрни қоғлап чиқирип, улуқвар вә бәһәйвәт ишлар арқилиқ Өз намиңни тиклидиң!
22 你使以色列人作你的子民,直到永遠;你-耶和華也作他們的上帝。
Сән хәлқиң Исраилни мәңгү Өзүңниң хәлқиң қилдиң; аһ Пәрвәрдигар, Сәнму уларниң Худаси болдуң.
23 耶和華啊,你所應許僕人和僕人家的話,求你堅定,直到永遠,照你所說的而行。
Аһ Пәрвәрдигар, әнди пеқир қулуң вә униң өйи тоғрилиқ қилған вәдәң мәңгүгә әмәл қилинсун; Сән дегәнлириң бойичә ишни ада қилғайсән!
24 願你的名永遠堅立,被尊為大,說:『萬軍之耶和華是以色列的上帝,是治理以色列的上帝。』這樣,你僕人大衛的家必在你面前堅立。
Амин, вәдәң әмәл қилинсун, шундақла намиң мәңгү улуқлансун, кишиләр: «Самави қошунниң Сәрдари Пәрвәрдигар Исраилниң Худаси, һәқиқәтән Исраилға Худадур!» десун; вә шундақ болуп, пеқир қулуң Давутниң өй-җәмәти Сениң алдиңда мәзмут турғузулсун.
25 我的上帝啊,因你啟示僕人說,我必為你建立家室,所以僕人大膽在你面前祈禱。
Аһ Худайим, Сән пеқир қулуңға саңа өй ясаймән, дегән вәһий кәлтүрдүң; шуңа қулуң Сениң алдиңда мошундақ дуа қилишқа җүръәт қилди.
26 耶和華啊,惟有你是上帝,你也應許將這福氣賜給僕人。
Аһ Пәрвәрдигар, Сән бирдин-бир Худадурсән, Сән пеқир қулуңға мошундақ амәтни беришни вәдә қилдиң;
27 現在你喜悅賜福與僕人的家,可以永存在你面前。耶和華啊,你已經賜福,還要賜福到永遠。」
Әнди пеқир қулуңниң өй-җәмәтигә илтипат қилип, униң Сениң алдиңда мәңгү турушиға сақлиғайсән. Чүнки Сән, аһ Пәрвәрдигар, [пеқирниң өй-җәмәтигә] илтипат қилдиң вә шуниң билән у мәңгүгә бәхит-илтипатқа несип болиду».

< 歷代志上 17 >