< 歷代志上 12 >

1 大衛因怕基士的兒子掃羅,躲在洗革拉的時候,有勇士到他那裏幫助他打仗。
Давут кишниң оғли Саулниң бесими сәвәвидин Зиклагда йошурунуп ятқан чағда муну кишиләр Давутниң йениға келишти (уларниң һәммиси Давутқа җәң қилишта ярдәм бәргән батурлардин еди;
2 他們善於拉弓,能用左右兩手甩石射箭,都是便雅憫人掃羅的族弟兄。
оқя билән қуралланған болуп, оң қоли биләнму, сол қоли биләнму оқя вә салға аталайтти; улар Саулниң Бинямин қәбилисидин болған туққанлири еди):
3 為首的是亞希以謝,其次是約阿施,都是基比亞人示瑪的兒子。還有亞斯瑪威的兒子耶薛和毗力,又有比拉迦,並亞拿突人耶戶,
— уларниң йолбашчиси Ахиезәр, андин қалса Йоаш болуп, иккиси Гибеаһлиқ Шемааһниң оғли еди; йәнә Азмавәтниң оғли Йәзийәл билән Пәләтму; йәнә Бәракаһ билән Анатотлуқ Йәһу,
4 基遍人以實買雅(他在三十人中是勇士,管理他們),且有耶利米、雅哈悉、約哈難,和基得拉人約撒拔、
Гибеонлуқ Йишмаяму бар еди. Йишмая «оттуз палван» ичидә батур болуп шу оттузиға йетәкчилик қилғучи еди; йәнә Йәрәмия, Яһазийәл, Йоһанан вә Гәдәратлиқ Йозабад,
5 伊利烏賽、耶利摩、比亞利雅、示瑪利雅,哈律弗人示法提雅,
Әлузай, Йәримот, Биалия, Шәмария, Харуфлуқ Шәфатия,
6 可拉人以利加拿、耶西亞、亞薩列、約以謝、雅朔班,
Кораһлиқлардин болған Әлканаһ, Йишия, Азарәл, Йоезәр вә Яшобиямлар;
7 基多人耶羅罕的兒子猶拉和西巴第雅。
йәнә Гәдорлуқ Йәроһамниң оғли Йоелаһ билән Зәбадия бар еди.
8 迦得支派中有人到曠野的山寨投奔大衛,都是大能的勇士,能拿盾牌和槍的戰士。他們的面貌好像獅子,快跑如同山上的鹿。
Гад қәбилисидин бәзиләр чөлдики қорғанға берип Давутқа беқинди. Уларниң һәммиси җәңгә маһир, қалқан вә нәйзә билән қуралланған батур җәңчиләр еди; уларниң турқи бәәйни ширға, чаққанлиғи бәәйни тағдики бөкәнгә охшайтти.
9 第一以薛,第二俄巴底雅,第三以利押,
Уларниң биринчиси Езәр, иккинчиси Обадия, үчинчиси Елиаб,
10 第四彌施瑪拿,第五耶利米,
төртинчиси Мишманнаһ, бәшинчиси Йәрәмия,
11 第六亞太,第七以利業,
алтинчиси Аттай, йәттинчиси Әлийәл,
12 第八約哈難,第九以利薩巴,
сәккизинчиси Йоһанан, тоққузинчиси Әлзабад,
13 第十耶利米,第十一末巴奈。
онинчиси Йәрәмия, он биринчиси Макбаннай еди.
14 這都是迦得人中的軍長,至小的能抵一百人,至大的能抵一千人。
Буларниң һәммиси Гад қәбилисидин, қошун ичидә сәрдарлар еди; әң кичиги йүз ләшкәргә, әң чоңи миң ләшкәргә йетәкчи еди.
15 正月,約旦河水漲過兩岸的時候,他們過河,使一切住平原的人東奔西逃。
Биринчи айда, Иордан дәрияси тешип қирғақтин ашқан чағда, дәриядин өтүп, шәриққә вә ғәрипкә қарайдиған барлиқ җилғилардикиләрни тирипирән қилип қачурғанлар дәл мошу адәмләр еди.
16 又有便雅憫和猶大人到山寨大衛那裏。
Бинямин қәбилиси билән Йәһуда қәбилисидинму кишиләр қорғанға келип Давутқа беқинған.
17 大衛出去迎接他們,對他們說:「你們若是和和平平地來幫助我,我心就與你們相契;你們若是將我這無罪的人賣在敵人手裏,願我們列祖的上帝察看責罰。」
Давут чиқип уларни қарши елип: «Әгәр силәр течлиқ нийитидә маңа ярдәм беришкә кәлгән болсаңлар, силәр билән бир җан бир дил болимән, лекин қоллиримда һеч наһәқлиқ болмиған мени дүшмәнлиримгә сетивәтмәкчи болсаңлар, ата-бовилиримниң Худаси буни нәзиригә елип һөкүм чиқарғай!» — деди.
18 那時上帝的靈感動那三十個勇士的首領亞瑪撒,他就說: 大衛啊,我們是歸於你的! 耶西的兒子啊,我們是幫助你的! 願你平平安安, 願幫助你的也都平安! 因為你的上帝幫助你。 大衛就收留他們,立他們作軍長。
Бу чағда Худаниң Роһи һелиқи оттуз палванниң йолбашчиси Амасайға чүшивиди, у: «Аһ Давут, биз саңа беқиндуқмиз; Аһ Йәссәниң оғли, биз сән билән биллидурмиз; Өзүңгә аман-течлиқ, аман-течлиқ болғай! Саңа ярдәм бәргүчиләргиму аман-течлиқ болғай! Чүнки сениң Худайиң саңа мәдәткардур» Шуниң билән Давут уларни елип қелип, «зәрбидар әтрәт башлиқлири» қилди.
19 大衛從前與非利士人同去,要與掃羅爭戰,有些瑪拿西人來投奔大衛,他們卻沒有幫助非利士人;因為非利士人的首領商議,打發他們回去,說:「恐怕大衛拿我們的首級,歸降他的主人掃羅。」
Давут илгири Филистийләр билән бирликтә Саулға қарши урушқа атланғанда, Манассәһ қәбилисидики бәзиләр Давут тәрәпкә өтти (лекин улар [Филистийләргә] ярдәм бәрмиди, чүнки Филистийләрниң әмирлири: «Давут өз ғоҗиси Саул тәрәпкә өтүп кетиши мүмкин, ундақта бешимиз кәтмәй қалмайду!» дәп мәслиһәтлишип уларни қайтуруп кәтмәкчи болған еди).
20 大衛往洗革拉去的時候,有瑪拿西人的千夫長押拿、約撒拔、耶疊、米迦勒、約撒拔、以利戶、洗勒太都來投奔他。
Давут Зиклагқа қайтип барғанда, Манассәһ қәбилисидики Аднаһ, Йозабад, Йәдияйәл, Микаил, Йозабад, Елиху, Зилтайлар келип униңға қошулди. Буларниң һәммиси Манассәһ қәбилисиниң миң бешилири еди.
21 這些人幫助大衛攻擊群賊;他們都是大能的勇士,且作軍長。
Улар Давут қарақчиларға қарши җәң қилғанда униңға ярдәмләшти; уларниң һәммиси батур палванлар, қошундики йолбашчилар еди.
22 那時天天有人來幫助大衛,以致成了大軍,如上帝的軍一樣。
Чүнки шу күнләрдә Давутқа ярдәм бериш үчүн һәр күни адәмләр келип қошулуп, худди Худаниң қошунидәк зор бир қошун болуп кәткән еди.
23 預備打仗的兵來到希伯崙見大衛,要照着耶和華的話將掃羅的國位歸與大衛。他們的數目如下:
Пәрвәрдигарниң сөз-калами әмәлгә ашурулуп, Саулниң падишалиғини Давутқа елип бәрмәкчи болған қуралланған җәңчиләр йолбашчилири билән Һебронға, униң йениға кәлди. Уларниң сани төвәндикичә: —
24 猶大支派,拿盾牌和槍預備打仗的有六千八百人。
Йәһудалардин қалқан вә нәйзә билән қуралланғанлар җәмий алтә миң сәккиз йүз киши болуп, һәммиси җәңгә тәйярланған еди.
25 西緬支派,能上陣大能的勇士有七千一百人。
Шимеонлардин җәңгә тәйярланған батур җәңчиләр җәмий йәттә миң бир йүз киши,
26 利未支派有四千六百人。
Лавийлардин җәмий төрт миң алтә йүз киши;
27 耶何耶大是亞倫家的首領,跟從他的有三千七百人。
Йәһояда Һарунларниң җәмәт беши болуп, униңға әгәшкәнләр җәмий үч миң йәттә йүз киши еди.
28 還有少年大能的勇士撒督,同着他的有族長二十二人。
Йәнә яш бир батур җәңчи Задок вә униң җәмәтидин жигирмә икки йолбашчи бар еди.
29 便雅憫支派,掃羅的族弟兄也有三千人,他們向來大半歸順掃羅家。
Биняминлардин, Саулниң уруқ-туққанлиридинму үч миң киши бар еди; шу чаққа қәдәр буларниң көпинчиси Саул җәмәтини қоллап кәлмәктә еди.
30 以法蓮支派大能的勇士,在本族著名的有二萬零八百人。
Әфраимлардин, өз җәмәтлиридә йүз-аброй тапқан батур әзимәтләр җәмий жигирмә миң сәккиз йүз киши еди.
31 瑪拿西半支派,冊上有名的共一萬八千人,都來立大衛作王。
Манассәһ йерим қәбилиси ичидә нами пүтүлгән, Давутни падиша қилип тикләшкә кәлгәнләр җәмий он сәккиз миң киши еди.
32 以薩迦支派,有二百族長都通達時務,知道以色列人所當行的;他們族弟兄都聽從他們的命令。
Иссакарлардин заман-вәзийәтни чүшинидиған, Исраилниң қандақ қилиши керәклигини билидиған йолбашчилар җәмий икки йүз киши еди; уларниң һәммә қериндашлири уларниң әмригә бойсунатти.
33 西布倫支派,能上陣用各樣兵器打仗、行伍整齊、不生二心的有五萬人。
Зәбулунлардин җәңгә тәйярланған, һәр хил қурал-ярақлар билән қуралланған, ала көңүллүк қилмайдиған, Давутниң ярдимигә кәлгән җәмий әллик миң киши еди.
34 拿弗他利支派,有一千軍長;跟從他們、拿盾牌和槍的有三萬七千人。
Нафталилардин йолбашчи болған миң киши бар еди; уларға әгишип қолиға қалқан вә нәйзә алғанлар җәмий оттуз йәттә миң кишигә йетәтти.
35 但支派,能擺陣的有二萬八千六百人。
Данлардин җәңгә тәйярланған җәмий жигирмә сәккиз миң алтә йүз киши еди.
36 亞設支派,能上陣打仗的有四萬人。
Аширлардин җәңгә чиқип қошун сепигә атлинишқа тәйяр болған җәмий қириқ миң киши еди.
37 約旦河東的呂便支派、迦得支派、瑪拿西半支派,拿着各樣兵器打仗的有十二萬人。
Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассәһ йерим қәбилисидин қолиға һәр хил қурал-ярақ елип җәңгә тәйярланған җәмий бир йүз жигирмә миң киши еди.
38 以上都是能守行伍的戰士,他們都誠心來到希伯崙,要立大衛作以色列的王。以色列其餘的人也都一心要立大衛作王。
Жуқирида тилға елинған бу әзимәтләрниң һәрбий жүрүши тәкши болуп, Давутни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тикләш үчүн бир җан бир дил болуп, Һебронға келишкән еди; қалған Исраилларму бир нийәт бир мәхсәттә Давутни падиша қилип тиклимәкчи болушқан еди.
39 他們在那裏三日,與大衛一同吃喝,因為他們的族弟兄給他們預備了。
Улар шу йәрдә Давут билән үч күн биллә йәп-ичип ғизаланди, чүнки уларниң қериндашлири уларға тәйярлап қоюшқан еди.
40 靠近他們的人以及以薩迦、西布倫、拿弗他利人將許多麵餅、無花果餅、乾葡萄、酒、油,用驢、駱駝、騾子、牛馱來,又帶了許多的牛和羊來,因為以色列人甚是歡樂。
Уларниң өпчүрисидики хәлиқләр, һәтта Иссакар, Зәбулун вә Нафталиларниң зиминидикиләр ешәк, төгә, қечир вә калиларға артип уларға наһайити көп озуқлуқ елип кәлгән; улар зор миқдарда ун, әнҗир пошкили, үзүм пошкили, шарап, зәйтун мейи вә нурғун қой-калиларни йәткүзүп беришкән еди; пүткүл Исраил шат-хурамлиққа чөмгән еди.

< 歷代志上 12 >