< 路得记 4 >
1 波阿斯到了城门,坐在那里,恰巧波阿斯所说的那至近的亲属经过。波阿斯说:“某人哪,你来坐在这里。”他就来坐下。
Боаз шәһәр дәрвазисиға чиқип, шу йәрдә олтарди. Мана, у вақитта Боаз ейтқан һелиқи һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә киши келивататти. Боаз униңға: — Әй бурадәр, келип бу йәрдә олтарғин, девиди, у келип олтарди.
2 波阿斯又从本城的长老中拣选了十人,对他们说:“请你们坐在这里。”他们就都坐下。
Андин Боаз шәһәрниң ақсақаллиридин он адәмни чақирип, уларғиму: — Бу йәрдә олтириңлар, деди. Улар олтарғанда
3 波阿斯对那至近的亲属说:“从摩押地回来的拿俄米,现在要卖我们族兄以利米勒的那块地;
у һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә кишигә: — Моабниң сәһрасидин йенип кәлгән Наоми қериндишимиз Әлимәләккә тәвә шу зиминни сатмақчи болуватиду.
4 我想当赎那块地的是你,其次是我,以外再没有别人了。你可以在这里的人面前和我本国的长老面前说明,你若肯赎就赎,若不肯赎就告诉我。”那人回答说:“我肯赎。”
Шуңа мән мошу ишни саңа хәвәрләндүрмәкчи едим, шундақла мошу йәрдә олтарғанларниң алдида вә хәлқимниң ақсақаллириниң алдида «Буни сетивалғин» демәкчимән. Сән әгәр һәмҗәмәтлик һоқуқиға асасән алай десәң, алғин; һәмҗәмәтлик қилмай, алмаймән десәң, маңа ейтқин, мән буни биләй; чүнки сәндин [авал] башқисиниң һәмҗәмәтлик һоқуқи болмайду; андин сәндин кейин мениң һоқуқум бар, деди. У киши: — Һәмҗәмәтлик қилип уни алимән, деди.
5 波阿斯说:“你从拿俄米手中买这地的时候,也当娶死人的妻摩押女子路得,使死人在产业上存留他的名。”
6 那人说:“这样我就不能赎了,恐怕于我的产业有碍。你可以赎我所当赎的,我不能赎了。”
Һәмҗәмәт киши: — Ундақ болса һәмҗәмәтлик һоқуқумни ишлитип [етизни] алсам болмиғидәк; алсам өз мирасимға зиян йәткүзгидәкмән. Һәмҗәмәтлик һоқуқини сән өзүң ишлитип, йәрни сетивалғин; мән ишлитәлмәймән, деди.
7 从前,在以色列中要定夺什么事,或赎回,或交易,这人就脱鞋给那人。以色列人都以此为证据。
Қедимки вақитларда Исраилда һәмҗәмәтлик һоқуқиға яки алмаштуруш-тегишиш ишиға мунасивәтлик мундақ бир рәсим-қаидә бар еди: — ишни кәсмәк үчүн бир тәрәп өз кәшини селип, иккинчи тәрәпкә берәтти. Исраилда сода-сетиқни бекитиштә мана мошундақ бир усул бар еди.
8 那人对波阿斯说:“你自己买吧!”于是将鞋脱下来了。
Шуңа һәмҗәмәт һоқуқиға егә киши Боазға: — Сән уни алғин, дәп, өз кәшини селивәтти.
9 波阿斯对长老和众民说:“你们今日作见证,凡属以利米勒和基连、玛伦的,我都从拿俄米手中置买了;
Боаз ақсақалларға вә көпчиликкә: — Силәр бүгүн мениң Әлимәләк кә тәвә болған һәммини, шундақла Килйон билән Маһлонға тәвә болған һәммини Наоминиң қолидин алғинимға гувадурсиләр.
10 又娶了玛伦的妻摩押女子路得为妻,好在死人的产业上存留他的名,免得他的名在本族本乡灭没。你们今日可以作见证。”
Униң үстигә мәрһумниң нами қериндашлири арисидин вә шәһириниң дәрвазисидин өчүрүлмәслиги үчүн мәрһумниң мирасиға униң нами болған [бирәр әвлади] қалдурулсун үчүн Маһлонниң аяли, Моаб қизи Рутни хотунлуққа алдим. Силәр бүгүн буниңға гувадурсиләр, деди.
11 在城门坐着的众民和长老都说:“我们作见证。愿耶和华使进你家的这女子,像建立以色列家的拉结、利亚二人一样。又愿你在以法他得亨通,在伯利恒得名声。
Дәрвазида турған һәммә хәлиқ билән ақсақаллар: — Биз гувадурмиз. Пәрвәрдигар сениң өйүңгә киргән аялни Исраилниң җәмәтини бәрпа қилған Раһилә билән Леяһ иккисидәк қилғай; сән өзүң Әфратаһ җәмәти ичидә баяшат болуп, Бәйт-Ләһәмдә нам-иззитиң зиядә болғай;
12 愿耶和华从这少年女子赐你后裔,使你的家像她玛从犹大所生法勒斯的家一般。”
Пәрвәрдигар саңа бу яш чокандин тапқузидиған нәслиң түпәйлидин сениң җәмәтиң Тамар Йәһудаға туғуп бәргән Пәрәзниң җәмәтидәк болғай! — деди.
13 于是,波阿斯娶了路得为妻,与她同房。耶和华使她怀孕生了一个儿子。
Андин Боаз Рутни әмригә елип, униңға йеқинлиқ қилди. Пәрвәрдигар униңға шапаәт қилип, у һамилдар болуп бир оғул туғди.
14 妇人们对拿俄米说:“耶和华是应当称颂的!因为今日没有撇下你,使你无至近的亲属。愿这孩子在以色列中得名声。
Қиз-аяллар Наомиға: — Исраилниң арисида саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар нәслини үзүп қоймиған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Шу нәслиңниң нами Исраилда иззәт-абройлуқ болғай!
15 他必提起你的精神,奉养你的老,因为是爱慕你的那儿妇所生的。有这儿妇比有七个儿子还好!”
У саңа җениңни йеңилиғучи һәм қериғиниңда сени әзизлиғучи болиду; чүнки сени сөйидиған, саңа йәттә оғулдин әвзәл болған келиниң уни туғди, — деди.
Наоми балини елип, бағриға басти вә униңға баққучи ана болди.
17 邻舍的妇人说:“拿俄米得孩子了!”就给孩子起名叫俄备得。这俄备得是耶西的父,耶西是大卫的父。
Униңға хошна болған аяллар «Наомиға бир бала туғулди» дәп, униңға исим қойди. Улар униңға «Обәд» дәп ат қойди. У Йәссәниң атиси болди, Йәссә Давутниң атиси болди.
Пәрәзниң нәсәбнамиси төвәндикидәктур: — Пәрәздин Һәзрон төрәлди,
Һәзрондин Рам төрәлди, Рамдин Амминадаб төрәлди,
Амминадабтин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди,
Салмондин Боаз төрәлди, Боаздин Обәд төрәлди,
Обәдтин Йәссә төрәлди вә Йәссәдин Давут төрәлди.