< 民数记 5 >

1 耶和华晓谕摩西说:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
2 “你吩咐以色列人,使一切长大麻风的,患漏症的,并因死尸不洁净的,都出营外去。
Сән Исраилларға әмир қилип: «Силәр писә-мохо кесили билән ақма кесилигә гириптар болғанларни, шундақла өлүккә тегиши билән напак болуп қалған һәммисини әр-аял демәй баргаһтин чиқириветиңлар. Баргаһларни булғивәтмәслиги үчүн уларни баргаһтин чиқириветиңлар; чүнки Мән баргаһ оттурисида макан қилдим» — дегин, — деди.
3 无论男女都要使他们出到营外,免得污秽他们的营;这营是我所住的。”
4 以色列人就这样行,使他们出到营外。耶和华怎样吩咐摩西,以色列人就怎样行了。
Исраиллар шундақ қилип уларни баргаһтин чиқиривәтти; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Исраиллар шундақ қилди.
5 耶和华对摩西说:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
6 “你晓谕以色列人说:无论男女,若犯了人所常犯的罪,以致干犯耶和华,那人就有了罪。
Сән Исраилларға ейтқин: — Мәйли әр яки аял болсун, әгәр у инсанларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилидиған һәр қандақ гуналиридин бирини садир қилип, шуниң билән гунакар дәп бекитилсә,
7 他要承认所犯的罪,将所亏负人的,如数赔还,另外加上五分之一,也归与所亏负的人。
ундақта у өзи өткүзгән гунайиға иқрар қилип, итаәтсизлиги кәлтүрүп чиқарған, зиянланғучиниң зийинини толуқ төләп бериши керәк вә униң сиртида у кишигә йәнә бәштин бир үлүшни қошуп төләп бәрсун.
8 那人若没有亲属可受所赔还的,那所赔还的就要归与服事耶和华的祭司;至于那为他赎罪的公羊是在外。
Зиянланғучиниң мабада итаәтсизлик кәлтүрүп чиқарған зиянға берилгән төләм пулини алғидәк туққини болмиса, төләм пули гунакар болған кишиниң кафаритигә сунулидиған қошқарға қошулуп, Пәрвәрдигарға атилип, каһинға берилсун.
9 以色列人一切的圣物中,所奉给祭司的举祭都要归与祭司。
Шуниңдәк Исраилларниң Худаға атиған барлиқ муқәддәс һәдийәлири, йәни каһинға кәлтүргән нәрсиләрдин барлиқ «көтәрмә қурбанлиқ-һәдийә»ләр каһинға һесап болсун.
10 各人所分别为圣的物,无论是什么,都要归给祭司。”
Һәр ким Худаға атиған һәдийәләр муқәддәс дәп һесаплансун, шундақла каһинниң болсун; кишиләр каһинға немә һәдийә қилса, униң һәммиси каһинниң болсун.
11 耶和华对摩西说:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
12 “你晓谕以色列人说:人的妻若有邪行,得罪她丈夫,
Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр бирисиниң хотуни өз еридин йүз өрүгән, садақәтсизлик қилған болса,
13 有人与她行淫,事情严密,瞒过她丈夫,而且她被玷污,没有作见证的人,当她行淫的时候也没有被捉住,
— демәк, башқа бириси билән йеқинлашқан, шундақла униң булғанғанлиғи ериниң көзлиридин йошурун болған болса, һеч гувачи болмиған һәм гуна қилған чеғида тутулупму қалмиған болса,
14 她丈夫生了疑恨的心,疑恨她,她是被玷污,或是她丈夫生了疑恨的心,疑恨她,她并没有被玷污,
шундақ әһвалда, ери өз хотунидин гуман қилип күнлисә, хотуни растла зина қилип булғанған болса (яки өз хотуниға гуман қилип күнлисиму, хотуни зина қилмиған вә булғанмиған болса)
15 这人就要将妻送到祭司那里,又为她带着大麦面伊法十分之一作供物,不可浇上油,也不可加上乳香;因为这是疑恨的素祭,是思念的素祭,使人思念罪孽。
әһвалини испатлаш үчүн бу адәм хотунини каһинниң йениға әкәлсун һәм хотуни үчүн зөрүр ашлиқ һәдийәси, йәни арпа ундин ондин бир әфаһни алғач кәлсун; шу һәдийәниң үстигә у һеч зәйтун мейи қуймисун яки һеч мәстики қошуп қоймисун; чүнки бу күндашлиқ һәдийәси, әсләтмә ашлиқ һәдийәси болуп, уларниң қәбиһлигигә болған әсләтмидур.
16 “祭司要使那妇人近前来,站在耶和华面前。
Каһин у хотунни алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң һозурида турғузсун.
17 祭司要把圣水盛在瓦器里,又从帐幕的地上取点尘土,放在水中。
Каһин комзәккә муқәддәс судин қуюп, ибадәт чедириниң йәр тописидин бир чимдим елип суға чечип қойсун.
18 祭司要叫那妇人蓬头散发,站在耶和华面前,把思念的素祭,就是疑恨的素祭,放在她手中。祭司手里拿着致咒诅的苦水,
Каһин у хотунни Пәрвәрдигарниң һозурида турғузуп, бешини ечип, әсләтмә ашлиқ һәдийәси, йәни күндашлиқ һәдийәсини униң қолиға тутқузсун, андин каһин қолиға қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйини алсун.
19 要叫妇人起誓,对她说:‘若没有人与你行淫,也未曾背着丈夫做污秽的事,你就免受这致咒诅苦水的灾。
Каһин у хотунға қәсәм ичкүзүп, униңға «Дәрвәқә сән һеч қандақ адәм билән биллә ятмиған, ериңниң орнида башқа бириси билән биллә болушқа езип бузуқлуқ қилмиған болсаң, ундақта сән бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйидин халас болғайсән.
20 你若背着丈夫行了污秽的事,在你丈夫以外有人与你行淫,
Лекин сән ериңниң орнида башқа бирисигә йеқинлишип өзүңни булғиған болсаң, ериңдин башқа бир әр сән билән биллә ятқан болса, —» десун;
21 (祭司叫妇人发咒起誓,)愿耶和华叫你大腿消瘦,肚腹发胀,使你在你民中被人咒诅,成了誓语;
андин каһин у хотунға қарғиш қәсимини ичкүзгәндин кейин, йәнә униңға: «— Пәрвәрдигар янпашңни йиглитип, қосиғиңни ишшитивәтсун, шуниңдәк Пәрвәрдигар сени өз хәлқиң ичидә қарғиш вә қәсәм ичиш дәстикигә айландурсун; бу қарғиш сүйи ич-қарниңға кирип, қосиғиңни ишшитивәтсун, янпашңни йигилитивәтсун» дегәндә, у хотун: «Амин, амин» десун.
22 并且这致咒诅的水入你的肠中,要叫你的肚腹发胀,大腿消瘦。’妇人要回答说:‘阿们,阿们。’
23 “祭司要写这咒诅的话,将所写的字抹在苦水里,
Шуниңдәк каһин бу қарғиш сөзлирини дәптәргә пүтүп қойсун, шундақла язған сөзләрни әләм сүйигә чилисун,
24 又叫妇人喝这致咒诅的苦水;这水要进入她里面变苦了。
андин у хотунға бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйини ичкүзсун, бу қарғиш кәлтүргүчи су униң ичигә кириши биләнла униңға азап-әләм болиду.
25 祭司要从妇人的手中取那疑恨的素祭,在耶和华面前摇一摇,拿到坛前;
Каһин у хотунниң қолидин күндашлиқ ашлиқ һәдийәсини елип, уни Пәрвәрдигарниң һозурида пулаңлитип болғандин кейин, қурбангаһқа елип кәлсун.
26 又要从素祭中取出一把,作为这事的纪念,烧在坛上,然后叫妇人喝这水。
Каһин һәдийәдин бир сиқим ун елип, хатирә һесавида қурбангаһқа қоюп көйдүрсун; андин у хотунға бу суни ичкүзсун.
27 叫她喝了以后,她若被玷污,得罪了丈夫,这致咒诅的水必进入她里面变苦了,她的肚腹就要发胀,大腿就要消瘦,那妇人便要在他民中被人咒诅。
Каһин әнди у хотунға суни ичкүзгәндин кейин, әгәр у һәқиқий булғанған болуп, өз еригә садақәтсизлик қилған болса, чоқум шундақ болидуки, бу қарғиш сүйи униң ичигә киргәндин кейин униңға азап-әләм кәлтүриду; униң қосиғи ишшип, янпиши йигиләп кетиду; шуниң билән у хотун өз хәлқи ичидә қарғишқа кетиду.
28 若妇人没有被玷污,却是清洁的,就要免受这灾,且要怀孕。
Лекин әгәр у хотун булғанмиған пак болса, шу иштин халас болиду вә әксичә һамилдар болуп пәрзәнтлик болиду.
29 “妻子背着丈夫行了污秽的事,
Мана бу күндашлиқ тоғрисидики қанундур; хотун өз ериниң орнида башқа бириси билән биллә болуши билән езип булғанған болса
30 或是人生了疑恨的心,疑恨他的妻,就有这疑恨的条例。那时他要叫妇人站在耶和华面前,祭司要在她身上照这条例而行。
вә яки бириси хотунидин гуман қилип күнлисә, ундақта у хотунини Пәрвәрдигарниң алдида турғузсун, каһин униңға шу қанун бойичә һәммини иҗра қилсун.
31 男人就为无罪,妇人必担当自己的罪孽。”
Әнә шундақ қилғанда, әр гунадин халас болуп, хотун өз гунайини көтириду.

< 民数记 5 >