< 士师记 19 >
1 当以色列中没有王的时候,有住以法莲山地那边的一个利未人,娶了一个犹大伯利恒的女子为妾。
Исраилда техи падиша тикләнмигән шу күнләрдә, Әфраим тағлиқ райониниң чәт тәрипидә олтиришлиқ бир Лавий киши бар еди; у Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир қизни кенизәкликкә алди.
2 妾行淫离开丈夫,回犹大的伯利恒,到了父家,在那里住了四个月。
Лекин у кенизәк еригә вапасизлиқ қилип, униң йенидин чиқип, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә атисиниң өйигә берип, төрт айчә турди.
3 她丈夫起来,带着一个仆人、两匹驴去见她,用好话劝她回来。女子就引丈夫进入父家。她父见了那人,便欢欢喜喜地迎接。
У вақитта униң ери қопуп кенизигигә яхши гәпләрни қилип, көңлини елип яндуруп келишкә кенизигиниң йениға кәлди. У бир хизмәткарини вә икки ешәкни елип барди. Кенизәк ерини атисиниң өйигә елип кирди; атиси уни көрүп хуш болуп қарши алди.
4 那人的岳父,就是女子的父亲,将那人留下住了三天。于是二人一同吃喝、住宿。
Униң қейинатиси, йәни қизниң атиси уни тутуп қалди, у у йәрдә үч күнгичә йәп-ичип, униң билән йетип қопти.
5 到第四天,利未人清早起来要走,女子的父亲对女婿说:“请你吃点饭,加添心力,然后可以行路。”
Төртинчи күни Лавий киши сәһәр қопуп маңғили тәйярлинивиди, кенизигиниң атиси күйоғлиға: — Бир тоғрам нан йәп жүригиңни қувәтләндүрүп андин маңғин, — деди.
6 于是二人坐下一同吃喝。女子的父亲对那人说:“请你再住一夜,畅快你的心。”
Шуниң билән улар иккиси олтирип биллә йәп-ичип тамақланди. Қизниң атиси у кишигә: — Сәндин өтүнәй, бу кечиму қонғин, көңлүң ечилсун, деди.
Бу киши маңғили қопувиди, лекин қейинатиси уни зорлап, йәнә елип қалди, у йәнә бир күн қонди.
8 到第五天,他清早起来要走,女子的父亲说:“请你吃点饭,加添心力,等到日头偏西再走。”于是二人一同吃饭。
Бәшинчи күни у сәһәр қопуп маңғили тәйярланди, лекин қизниң атиси униңға: — [Авал] жүригиңни қувәтләндүргин, деди. Шуниң билән улар иккиси күн егилгичә олтирип, биллә тамақланди.
9 那人同他的妾和仆人起来要走,他岳父,就是女子的父亲,对他说:“看哪,日头偏西了,请你再住一夜;天快晚了,可以在这里住宿,畅快你的心。明天早早起行回家去。”
Андин бу киши кенизиги вә хизмәткарини елип маңғили тәйярлинивиди, қейинатиси, йәни қизниң дадаси униңға: — Мана, кәч кирәй дәватиду, сәндин өтүнәй, бу йәрдә йәнә бир кечини өткүзүңлар; мана, күн мәғриққә егилипту, бу йәрдә қонғин, көңлүң ечилсун; андин әтә сәһәрдә йолға чиқип, өйүңләргә кетиңлар, — деди.
10 那人不愿再住一夜,就备上那两匹驴,带着妾起身走了,来到耶布斯的对面(耶布斯就是耶路撒冷。)
Лекин у киши әнди йәнә бир кечә қонушқа унимай, қопуп йолға чиқип Йәбусниң, йәни Йерусалимниң удулиға кәлди. Униң билән биллә икки тоқуқлуқ ешәк вә кенизиги бар еди.
11 临近耶布斯的时候,日头快要落了,仆人对主人说:“我们不如进这耶布斯人的城里住宿。”
Улар Йәбусқа йеқин кәлгәндә күн олтирай дәп қалғачқа, хизмәткари ғоҗисиға: — Йәбусийларниң бу шәһиригә кирип, шу йәрдә қонайли, деди.
12 主人回答说:“我们不可进不是以色列人住的外邦城,不如过到基比亚去”;
Лекин ғоҗиси униңға җавап берип: — Биз Исраиллар турмайдиған, ят әлләр туридиған шәһәргә кирмәйли, бәлки Гибеаһқа өтүп кетәйли, деди.
13 又对仆人说:“我们可以到一个地方,或住在基比亚,或住在拉玛。”
Андин у йәнә хизмәткариға: — Кәлгин, биз йеқиндики җайлардин биригә барайли, Гибеаһда яки Рамаһда қонайли, деди.
14 他们就往前走。将到便雅悯的基比亚,日头已经落了;
Шуниң билән улар меңип, Бинямин жутидики Гибеаһниң йениға йетип барғанда күн олтарған еди.
15 他们进入基比亚要在那里住宿,就坐在城里的街上,因为无人接他们进家住宿。
Улар Гибеаһқа кирип, у йәрдә қонмақчи болди; шәһәрниң чоң мәйданиға кирип олтиришти; лекин һеч ким уларни қондурушқа өйигә тәклип қилмиди.
16 晚上,有一个老年人从田间做工回来。他原是以法莲山地的人,住在基比亚;那地方的人却是便雅悯人。
Һалбуки, у кечиси қери бир адәм ишини түгитип, етизлиқтин йенип келиватқан еди. У әслидә Әфраим тағлиқ районилиқ адәм еди, у Гибеаһда мусапир болуп, олтирақлишип қалған еди; лекин у йәрдики хәлиқләр Биняминлардин еди.
17 老年人举目看见客人坐在城里的街上,就问他说:“你从哪里来?要往哪里去?”
У бешини көтирип қарап, бу йолучиниң шәһәрниң мәйданида олтарғинини көрүп униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң? Қәйәргә барисән? — дәп сориди.
18 他回答说:“我们从犹大的伯利恒来,要往以法莲山地那边去。我原是那里的人,到过犹大的伯利恒,现在我往耶和华的殿去,在这里无人接我进他的家。
У җавап берип: — Биз Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдин Әфраим тағлиғиниң чәт яқилириға кетип баримиз; мән әсли шу җайдин болуп, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә барған едим; ишлирим Пәрвәрдигарниң өйигә мунасивәтлик еди; лекин бу йәрдә һеч ким мени өйигә тәклип қилмиди.
19 其实我有粮草可以喂驴,我与我的妾,并我的仆人,有饼有酒,并不缺少什么。”
Бизниң ешәклиримизгә беридиған саман вә боғузимиз бар, өзүм, дедәклири, шундақла кәминилириң билән болған жигиткиму нан вә шараплар бар, бизгә һеч немә кам әмәс, — деди.
20 老年人说:“愿你平安!你所需用的我都给你,只是不可在街上过夜。”
Буни аңлап қери киши: — Теч-аман болғайсән; силәриң муһтаҗлириңларниң һәммиси мениң үстүмгә болсун, амма кочида ятмаңлар! — дәп,
уни өз өйигә елип берип, ешәклиригә йәм бәрди. Меһманлар путлирини жуюп, йәп-ичип ғизаланди.
22 他们心里正欢畅的时候,城中的匪徒围住房子,连连叩门,对房主老人说:“你把那进你家的人带出来,我们要与他交合。”
Улар көңлидә хуш болуп турғинида, мана, шәһәрниң адәмлиридин бир нәччәйлән, йәни бир қанчә лүкчәк келип өйни қоршивелип, ишикни уруп-қеқип, өйниң егиси болған қери кишигә: — Сениң өйүңгә кәлгән шу кишини бизгә чиқирип бәргин, униң билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.
23 那房主出来对他们说:“弟兄们哪,不要这样作恶;这人既然进了我的家,你们就不要行这丑事。
Буни аңлап өй егиси уларниң қешиға чиқип уларға: — Болмайду, әй бурадәрлирим, силәрдин өтүнүп қалай, мундақ рәзилликни қилмаңлар; бу киши мениң өйүмгә меһман болуп кәлгән екән, силәр бундақ ипласлиқ қилмаңлар.
24 我有个女儿,还是处女,并有这人的妾,我将她们领出来任凭你们玷辱她们,只是向这人不可行这样的丑事。”
Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар. Мән уларни қешиңларға чиқирип берәй, силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли, нәзириңларға немә хуш яқса уларни шундақ қилиңлар, лекин бу кишигә мошундақ ипласлиқ ишни қилмаңлар, — деди.
25 那些人却不听从他的话。那人就把他的妾拉出去交给他们,他们便与她交合,终夜凌辱她,直到天色快亮才放她去。
Лекин у адәмләр униңға қулақ салмиди; йолучи кенизигини уларниң алдиға сөрәп чиқирип бәрди. Улар униң билән биллә болуп кәчтин әтигәнгичә аяқ асти қилди; улар таң йоруғанда андин уни қоюп бәрди.
26 天快亮的时候,妇人回到她主人住宿的房门前,就仆倒在地,直到天亮。
Чокан таң сәһәрдә қайтип келип, униң ғоҗиси қонған өйниң дәрвазисиниң босуғисиға кәлгәндә жиқилип қелип, таң атқичә шу йәрдә йетип қалди.
27 早晨,她的主人起来开了房门,出去要行路,不料那妇人仆倒在房门前,两手搭在门槛上;
Әтигәндә униң ғоҗиси қопуп өйниң ишигини ечип, йолға чиқмақчи болуп тешиға чиқивиди, мана, униң кенизиги болған чокан өйниң дәрвазиси алдида қоллири босуғиниң үстигә қоюқлуқ һалда ятатти.
28 就对妇人说:“起来,我们走吧!”妇人却不回答。那人便将她驮在驴上,起身回本处去了。
У униңға: — Қопқин, биз маңайли, деди. Лекин чокан һеч бир җавап бәрмиди. Шуниң билән у чоканни ешәккә артип, қозғилип өз өйигә жүрүп кәтти.
29 到了家里,用刀将妾的尸身切成十二块,使人拿着传送以色列的四境。
Өз өйигә кәлгәндә, пичақни елип кенизигиниң җәситини сүйәклири бойичә он икки парчә қилип, пүткүл Исраил жутиниң чәт-яқилириғичә әвәтти.
30 凡看见的人都说:“从以色列人出埃及地,直到今日,这样的事没有行过,也没有见过。现在应当思想,大家商议当怎样办理。”
Шундақ болдики, буни көргәнләрниң һәммиси: «Исраил Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә бундақ иш болуп бақмиған еди яки көрүлүп бақмиған еди. Әнди бу ишни убдан ойлишип, қандақ қилиш керәклигини мәслиһәтлишәйли» — дейишти.