< 约伯记 1 >
1 乌斯地有一个人名叫约伯;那人完全正直,敬畏 神,远离恶事。
«Уз» дегән жутта, Аюп исимлиқ бир адәм яшиған еди. Бу адәм болса қусурсиз, дурус, Худадин қорқидиған, яманлиқтин өзини жирақ тутидиған адәм еди.
Униңдин йәттә оғул вә үч қиз туғулди.
3 他的家产有七千羊,三千骆驼,五百对牛,五百母驴,并有许多仆婢。这人在东方人中就为至大。
Униң йәттә миң қой, үч миң төгә, бәш йүз җүп кала, бәш йүз мада ешәк қатарлиқ мал-мүлки бар еди. Униң малайлири бәк көп еди; у шәриқлиқләр ичидә һәммидин улуқ еди.
4 他的儿子按着日子各在自己家里设摆筵宴,就打发人去,请了他们的三个姊妹来,与他们一同吃喝。
Униң оғуллири нөвәт бойичә бекиткән күндә өз өйидә башқилар үчүн дәстихан селип зияпәт қилатти. Бу күнләрдә улар адәм әвәтип үч сиңлисини улар билән биллә тамақлинишқа чақиритатти.
5 筵宴的日子过了,约伯打发人去叫他们自洁。他清早起来,按着他们众人的数目献燔祭;因为他说:“恐怕我儿子犯了罪,心中弃掉 神。”约伯常常这样行。
Уларниң шу зияпәт күнлири аяқлиши билән Аюп адәм әвәтип уларни Худа алдида паклинишқа орунлаштуратти. У таң сәһәрдә орнидин туруп уларниң саниға асасән көйдүрмә қурбанлиқларни қилатти. Чүнки Аюп: «Балилирим гуна қилип қоюп, көңлидә Худаға беһөрмәтлик қилип қоямдикин» дәп ойлайтти. Аюп һәрдайим әнә шундақ қилип туратти.
6 有一天, 神的众子来侍立在耶和华面前,撒但也来在其中。
Бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди.
7 耶和华问撒但说:“你从哪里来?”撒但回答说:“我从地上走来走去,往返而来。”
Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, деди.
8 耶和华问撒但说:“你曾用心察看我的仆人约伯没有?地上再没有人像他完全正直,敬畏 神,远离恶事。”
Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ, — деди.
9 撒但回答耶和华说:“约伯敬畏 神,岂是无故呢?
Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Аюп Худадин бекардин бекар қорқмиғанду?
10 你岂不是四面圈上篱笆围护他和他的家,并他一切所有的吗?他手所做的都蒙你赐福;他的家产也在地上增多。
Өзүң униң өзи, аилисидикилири һәм униң һәммә нәрсисиниң әтрапиға қаша қойған әмәсму? Сән униң қолиға бәрикәт ата қилдиң, шуниң билән униң тәәллуқати тәрәп-тәрәптин гүллинип көпәймәкта.
Әгәр Сән қолуңни созуп, униң һәммә нәрсилиригә тегип қойсаң, у Сәндин йүз өрүп, Сени тиллимиса [Шәйтан болмай кетәй]! — деди.
12 耶和华对撒但说:“凡他所有的都在你手中;只是不可伸手加害于他。”于是撒但从耶和华面前退去。
Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, униң һәммә нәрсисини сениң қолуңға тутқуздум! Бирақ униң өзигә тәккүчи болма! — деди. Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип кәтти.
13 有一天,约伯的儿女正在他们长兄的家里吃饭喝酒,
Бир күни, Аюпниң оғул-қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтиратти.
14 有报信的来见约伯,说:“牛正耕地,驴在旁边吃草,
Бир хәвәрчи Аюпниң йениға келип униңға: — Калилар билән йәр һайдавататтуқ, ешәкләр әтрапта отлавататти;
15 示巴人忽然闯来,把牲畜掳去,并用刀杀了仆人;惟有我一人逃脱,来报信给你。”
Шебалиқлар һуҗум қилип кала-ешәкләрни булап кәтти. Ишләватқан яшларни қиличлап өлтүривәтти. Ялғуз мәнла қутулуп қелип, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болди, — деди.
16 他还说话的时候,又有人来说:“神从天上降下火来,将群羊和仆人都烧灭了;惟有我一人逃脱,来报信给你。”
Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Асмандин Худаниң оти чүшүп қойлар вә ишләватқан яшларни көйдүривәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.
17 他还说话的时候,又有人来说:“迦勒底人分作三队忽然闯来,把骆驼掳去,并用刀杀了仆人;惟有我一人逃脱,来报信给你。”
Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Калдийләр үч тәрәптин һуҗум қилип төгиләрни булап елип кәтти, ишләватқан яшларни қиличлап өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.
18 他还说话的时候,又有人来说:“你的儿女正在他们长兄的家里吃饭喝酒,
Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Оғуллири вә қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтарғинида,
19 不料,有狂风从旷野刮来,击打房屋的四角,房屋倒塌在少年人身上,他们就都死了;惟有我一人逃脱,来报信给你。”
туюқсиз, чөлдин қаттиқ бир боран чиқип өйниң төрт булуңини қаттиқ соқуп, өй ғулап чүшүп яшларни өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.
20 约伯便起来,撕裂外袍,剃了头,伏在地上下拜,
Аюп болса буни аңлап орнидин дәс туруп, тонини житип, чечини чүшүриветип, өзини йәргә ташлап Худаға ибадәт қилди: —
21 说:“我赤身出于母胎,也必赤身归回;赏赐的是耶和华,收取的也是耶和华。耶和华的名是应当称颂的。”
Мән апамниң қосиғидин ялаңач чүшкән, у йәргиму ялаңач қайтимән; һәммини Пәрвәрдигар [маңа] бәргән, әнди Пәрвәрдигар [мәндин] елип кәтти; Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! — деди.
22 在这一切的事上约伯并不犯罪,也不以 神为愚妄。
Буларниң һәммисидә Аюп гуна қилмиди вә яки Худани һеч қандақ налайиқлиқ билән әйиплимиди.