< 约伯记 42 >

1 约伯回答耶和华说:
Аюп Пәрвәрдигарға җавап берип мундақ деди: —
2 我知道,你万事都能做; 你的旨意不能拦阻。
«Һәммә ишни қилалайдиғиниңни, Һәр қандақ муддиаңни тосивалғили болмайдиғинини билдим!
3 谁用无知的言语使你的旨意隐藏呢? 我所说的是我不明白的; 这些事太奇妙,是我不知道的。
«Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» Бәрһәқ, мән өзүм чүшәнмигән ишларни дедим, Мән әқлим йәтмәйдиған тилсимат ишларни ейттим.
4 求你听我,我要说话; 我问你,求你指示我。
Аңлап баққайсән, сөзләп берәй; Мән Сәндин сорай, Сән мени хәвәрдар қилғайсән.
5 我从前风闻有你, 现在亲眼看见你。
Мән қулиқим арқилиқ хәвириңни аңлиғанмән, Бирақ һазир көзүм Сени көриватиду.
6 因此我厌恶自己, 在尘土和炉灰中懊悔。
Шуниң үчүн мән өз-өзүмдин нәпрәтлинимән, Шуниң билән топа-чаңлар вә күлләр арисида товва қилдим».
7 耶和华对约伯说话以后,就对提幔人以利法说:“我的怒气向你和你两个朋友发作,因为你们议论我不如我的仆人约伯说的是。
Пәрвәрдигар Аюпқа бу сөзләрни қилғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Теманлиқ Елифазға мундақ деди: — «Мениң ғәзивим саңа һәм икки достуңға қарап қозғалди; чүнки силәр Мениң тоғрамда Өз қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк сөзлимидиңлар.
8 现在你们要取七只公牛,七只公羊,到我仆人约伯那里去,为自己献上燔祭,我的仆人约伯就为你们祈祷。我因悦纳他,就不按你们的愚妄办你们。你们议论我,不如我的仆人约伯说的是。”
Бирақ һазир өзүңлар үчүн йәттә топақ һәм йәттә қочқарни елип, қулум Аюпниң йениға берип, өз-өзүңлар үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; қулум Аюп силәр үчүн дуа қилиду; чүнки Мән уни қобул қилимән; болмиса, Мән өз наданлиқлириңларни өзүңларға қайтуруп берәй; чүнки силәр Мениң тоғрамда қулум Аюп тоғра сөзлигәндәк тоғра сөзлимидиңлар».
9 于是提幔人以利法、书亚人比勒达、拿玛人琐法照着耶和华所吩咐的去行;耶和华就悦纳约伯。
Шуниң билән Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар үчәйлән берип Пәрвәрдигар уларға дегинидәк қилди; һәмдә Пәрвәрдигар Аюпниң дуасини қобул қилди.
10 约伯为他的朋友祈祷。耶和华就使约伯从苦境转回,并且耶和华赐给他的比他从前所有的加倍。
Шуниң билән Аюп достлири үчүн дуа қиливиди, Пәрвәрдигар уни азап-қийинчилиқлиридин қайтуруп, әслигә кәлтүрди; Пәрвәрдигар Аюпқа бурунқидин икки һәссә көп бәрди.
11 约伯的弟兄、姊妹,和以先所认识的人都来见他,在他家里一同吃饭;又论到耶和华所降与他的一切灾祸,都为他悲伤安慰他。每人也送他一块银子和一个金环。
Шуниң билән униң барлиқ ака-ука, ача-сиңил вә униңға илгири дост-ағинә болғанларниң һәммиси униң йениға кәлди. Улар униң өйидә олтирип униң билән биллә тамақланди; униңға һесдашлиқ қилишип, Пәрвәрдигар униңға кәлтүргән барлиқ азап-оқубәтләр тоғрисида тәсәлли беришти; һәмдә һәр бир адәм униңға бир тәңгидин көмүш, бирдин алтун һалқа беришти.
12 这样,耶和华后来赐福给约伯比先前更多。他有一万四千羊,六千骆驼,一千对牛,一千母驴。
Пәрвәрдигар Аюпқа кейинки күнлиридә бурунқидин көпрәк бәхит-бәрикәт ата қилди; униң он төрт миң қойи, алтә миң төгиси, бир миң қошлуқ калиси, бир миң мада ешиги бар болди.
13 他也有七个儿子,三个女儿。
Униңдин йәнә йәттә оғул, үч қиз туғулди.
14 他给长女起名叫耶米玛,次女叫基洗亚,三女叫基连·哈朴。
У қизлириниң биринчисиниң исмини «Йемимаһ», иккинчисиниң исмини «Кәзийә», үчинчисиниң исмини «Кәрән-хапуқ» дәп қойди.
15 在那全地的妇女中找不着像约伯的女儿那样美貌。她们的父亲使她们在弟兄中得产业。
Пүткүл зиминда Аюпниң қизлиридәк шунчә гөзәл қизларни тапқили болмайтти; атиси уларни ака-укилири билән охшаш мирасхор қилди.
16 此后,约伯又活了一百四十年,得见他的儿孙,直到四代。
Бу ишлардин кейин Аюп бир йүз қириқ жил яшап, өз оғуллирини, оғуллириниң оғуллирини, һәтта төртинчи әвлатқичә, йәни әврилириниму көргән.
17 这样,约伯年纪老迈,日子满足而死。
Шуниң билән Аюп яшинип, күнлиридин қанаәт тепип аләмдин өтти.

< 约伯记 42 >