< 耶利米书 29 >
1 先知耶利米从耶路撒冷寄信与被掳的祭司、先知,和众民,并生存的长老,就是尼布甲尼撒从耶路撒冷掳到巴比伦去的。(
Йәрәмияниң Йерусалимдин сүргүн болғанлар арисидики һаят қалған ақсақалларға, каһинларға, пәйғәмбәрләргә вә Небоқаднәсар әсир қилип Бабилға елип кәткән барлиқ хәлиққә Йерусалимдин йоллиған хети: —
2 这在耶哥尼雅王和太后、太监,并犹大、耶路撒冷的首领,以及工匠、铁匠都离了耶路撒冷以后。)
(хәт падиша Йәконияһ, ханиш, вәзирләр, Йәһуда вә Йерусалимдики шаһзадә-әмирләр вә һүнәрвәнләр Йерусалимдин кәткәндин кейин,
3 他借沙番的儿子以利亚萨和希勒家的儿子基玛利的手寄去。他们二人是犹大王西底家打发往巴比伦去见尼布甲尼撒王的。
Шафанниң оғли Әласаһниң вә Һилқияниң оғли Гәмарияниң қоли билән йолланған — Йәһуда падишаси Зәдәкия бу кишиләрни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға йоллиған). Йоллиған хәт мундақ: —
4 信上说:“万军之耶和华—以色列的 神对一切被掳去的(就是我使他们从耶路撒冷被掳到巴比伦的人)如此说:
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси Йерусалимдин Бабилға сүргүнгә әвәткәнләрниң һәммисигә мундақ дәйду: —
5 你们要盖造房屋,住在其中;栽种田园,吃其中所产的;
Өйләрни қуруңлар, уларда туруңлар; бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар;
6 娶妻生儿女,为你们的儿子娶妻,使你们的女儿嫁人,生儿养女。在那里生养众多,不致减少。
өйлиниңлар, оғул-қизлиқ болуңлар; оғуллириңлар үчүн қизларни елип бериңлар, қизлириңларни әрләргә ятлиқ қилиңлар; уларму оғул-қизлиқ болсун; шу йәрдә көпийиңларки, азийип кәтмәңлар;
7 我所使你们被掳到的那城,你们要为那城求平安,为那城祷告耶和华;因为那城得平安,你们也随着得平安。
Мән силәрни сүргүнгә әвәткән шәһәрниң тинич-аватлиғини издәңлар, униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилиңлар; чүнки униң тинич-аватлиғи болса, силәрму тинич-ават болисиләр.
8 万军之耶和华—以色列的 神如此说:不要被你们中间的先知和占卜的诱惑,也不要听信自己所做的梦;
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Араңлардики пәйғәмбәрләр вә силәрниң палчилириңлар силәрни алдап қоймисун; силәр уларға көргүзгән чүшләргә қулақ салмаңлар;
9 因为他们托我的名对你们说假预言,我并没有差遣他们。这是耶和华说的。
чүнки улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; Мән уларни әвәткән әмәсмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
10 “耶和华如此说:为巴比伦所定的七十年满了以后,我要眷顾你们,向你们成就我的恩言,使你们仍回此地。
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бабилға бекитилгән йәтмиш жил тошқанда, Мән силәрниң йениңларға келип силәргә илтипат көрситимәнки, силәрни мошу жутқа қайтурушум билән силәргә қилған шапаәтлик вәдәмни ада қилимән;
11 耶和华说:我知道我向你们所怀的意念是赐平安的意念,不是降灾祸的意念,要叫你们末后有指望。
Чүнки Өзүмниң силәр тоғрилиқ планлиримни, апәт елип келидиған әмәс, тинич-аватлиқ елип келидиған, ахирда силәргә үмүтвар келәчәкни ата қилидиған планлиримни убдан билимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Шуниң билән иләр Маңа нида қилип, йенимға келип Маңа дуа қилисиләр вә Мән силәрни аңлаймән.
Силәр Мени издәйсиләр вә Мени таписиләр, чүнки силәр пүтүн қәлбиңлар билән Маңа интилидиған болисиләр.
14 耶和华说:我必被你们寻见,我也必使你们被掳的人归回,将你们从各国中和我所赶你们到的各处招聚了来,又将你们带回我使你们被掳掠离开的地方。这是耶和华说的。
Мән Өзүмни силәргә тапқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән силәрни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, Мән силәрни һайдивәткән барлиқ әлләрдин вә һайдивәткән барлиқ җайлардин жиғимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәрни елип, әсли сүргүн қилип айриған жутқа қайтуримән.
15 “你们说:‘耶和华在巴比伦为我们兴起先知’;
Силәр: «Пәрвәрдигар бизгә Бабилда пәйғәмбәрләрни тиклиди» десәңлар,
16 所以耶和华论到坐大卫宝座的王和住在这城里的一切百姓,就是未曾与你们一同被掳的弟兄,
әнди Пәрвәрдигар Давутниң тәхтигә олтарған падиша вә бу шәһәрдә туруватқан барлиқ хәлиқ, йәни силәр билән биллә сүргүн қилинмиған қериндашлириңлар тоғрилиқ шуни дәйду: —
17 万军之耶和华如此说:‘看哪,我必使刀剑、饥荒、瘟疫临到他们,使他们像极坏的无花果,坏得不可吃。
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни азаплайдиған қилич, қәһәтчилик вә ваба әвәтимән; шуниң билән уларни худди сесиған, йегили болмайдиған начар әнҗирләрдәк қилимән;
18 我必用刀剑、饥荒、瘟疫追赶他们,使他们在天下万国抛来抛去,在我所赶他们到的各国中,令人咒诅、惊骇、嗤笑、羞辱。
уларни қилич, қәһәтчилик вә ваба билән қоғлаймән, уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға һайдап апиримән; уларни шу әлләргә вәһимә, ләнәт, дәһшәт, уш-уш қилинидиған вә рәсва қилинидиған объект қилимән.
19 耶和华说:这是因为他们没有听从我的话,就是我从早起来差遣我仆人众先知去说的,无奈他们不听。这是耶和华说的。
чүнки Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп, хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип сөзлиримни уларға ейтқиним билән, улар қулақ салмиған; силәр [сүргүн болғанларму] һеч қулақ салмиғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
20 所以你们一切被掳去的,就是我从耶路撒冷打发到巴比伦去的,当听耶和华的话。’”
Лекин и силәр сүргүн болғанлар, Мән Йерусалимдин Бабилға әвәткәнләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
21 万军之耶和华—以色列的 神论到哥赖雅的儿子亚哈,并玛西雅的儿子西底家,如此说:“他们是托我名向你们说假预言的,我必将他们交在巴比伦王尼布甲尼撒的手中;他要在你们眼前杀害他们。
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мениң намимда силәргә ялғандин бешарәт беридиған Колаяниң оғли Аһаб тоғрилиқ вә Маасеяһниң оғли Зәдәкия тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән, у уларни көз алдиңларда өлүмгә мәһкүм қилиду;
22 住巴比伦一切被掳的犹大人必借这二人赌咒说:‘愿耶和华使你像巴比伦王在火中烧的西底家和亚哈一样。’
шуниң билән улар мисал қилинип Бабилда турған Йәһудадики барлиқ сүргүн қилинғанларниң ағзида: «Пәрвәрдигар сени Бабил падишаси Небоқаднәсар отта кавап қилған Зәдәкия вә Аһабдәк қилсун!» дегән ләнәт сөзи болиду;
23 这二人是在以色列中行了丑事,与邻舍的妻行淫,又假托我名说我未曾吩咐他们的话。知道的是我,作见证的也是我。这是耶和华说的。”
чүнки улар Исраил ичидә ипласлиқ қилған, хошниларниң аяллири билән зина қилған вә Мениң намимда ялған сөзләрни, Мән уларға һеч тапилмиған сөзләрни қилған; Мән буларни Билгүчи вә гува Болғучидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
«Сән Йәрәмия Нәһәләмлик Шемаяға мундақ дегин: —
25 万军之耶和华—以色列的 神如此说:你曾用自己的名寄信给耶路撒冷的众民和祭司玛西雅的儿子西番雅,并众祭司,说:
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки сән өз намиңда Йерусалимдики барлиқ хәлиққә, каһин болған Маасеяһниң оғли Зәфанияға вә барлиқ каһинларға хәтләр йоллиғиниң түпәйлидин, —
26 ‘耶和华已经立你西番雅为祭司,代替祭司耶何耶大,使耶和华殿中有官长,好将一切狂妄自称为先知的人用枷枷住,用锁锁住。
([сән Зәфанияға мундақ язған]: «Пәрвәрдигар сени каһин Йәһуяданиң орниға каһин тиклигән әмәсму? У сени Пәрвәрдигарниң өйидә шуниңға назарәтчи қилғанки, бешарәт беридиған пәйғәмбәр болувалған һәр бир тәлвини бесиш үчүн пути вә бойниға тақақ селишиң керәк.
27 现在亚拿突人耶利米向你们自称为先知,你们为何没有责备他呢?
Әнди сән немишкә силәргә өзини пәйғәмбәр қиливалған Анатотлуқ Йәрәмияни әйиплимидиң?
28 因为他寄信给我们在巴比伦的人说:被掳的事必长久。你们要盖造房屋,住在其中;栽种田园,吃其中所产的。’”
Чүнки у һәтта Бабилда туруватқан бизләргиму: «Шу йәрдә болған вақтиңлар узун болиду; шуңа өйләрни селиңлар, уларда туруңлар, бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар» дәп хәт йоллиди!»)
— Зәфания мошу хәтни Йәрәмия пәйғәмбәр алдида оқуди.
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
31 “你当寄信给一切被掳的人说:‘耶和华论到尼希兰人示玛雅说:因为示玛雅向你们说预言,我并没有差遣他,他使你们倚靠谎言;
Барлиқ сүргүн болғанларға хәт йоллап мундақ дегин: — Пәрвәрдигар Нәһәламлиқ Шәмая тоғрилиқ мунақ дәйду: Чүнки Мән уни әвәтмигән болсамму, Шемаяниң силәргә бешарәт берип, силәрни ялғанчилиққа ишәндүргәнлиги түпәйлидин,
32 所以耶和华如此说:我必刑罚尼希兰人示玛雅和他的后裔,他必无一人存留住在这民中,也不得见我所要赐与我百姓的福乐,因为他向耶和华说了叛逆的话。这是耶和华说的。’”
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Нәһәламлиқ Шемаяни нәсли билән биллә җазалаймән; мошу хәлиқ арисида униң һеч қандақ нәсли тепилмайду; у Мән Өз хәлқим үчүн қилмақчи болған яхшилиқни һеч көрмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар: — чүнки у адәмләрни Маңа асийлиққа қутратти.