< 耶利米书 26 >
1 犹大王约西亚的儿子约雅敬登基的时候,有这话从耶和华临到耶利米说:
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тәхткә олтарған мәзгилниң бешида шу сөз Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —
2 “耶和华如此说:你站在耶和华殿的院内,对犹大众城邑的人,就是到耶和华殿来礼拜的,说我所吩咐你的一切话,一字不可删减。
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисида туруп ибадәт қилиш үчүн Пәрвәрдигарниң өйигә киргән Йәһуданиң барлиқ шәһәрлиридикиләргә Мән саңа буйруған һәр бир сөзләрни җакалиғин; әйнән ейтқин!
3 或者他们肯听从,各人回头离开恶道,使我后悔不将我因他们所行的恶,想要施行的灾祸降与他们。
Улар бәлким аңлап қояр, һәр бири өз рәзил йолидин янар; шундақ қилса, Мән қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин бешиға күлпәт чүшүрмәкчи болған нийитимдин янимән.
4 你要对他们说,耶和华如此说:‘你们若不听从我,不遵行我设立在你们面前的律法,
Сән уларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа қулақ салмай, Мән силәрниң алдиңларға қойған Тәврат-қанунумда маңмисаңлар,
5 不听我从早起来差遣到你们那里去我仆人众先知的话(你们还是没有听从),
Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп әвәткән хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрниң сөзлирини аңлимисаңлар (силәр уларға һеч қулақ салмай кәлгәнсиләр!),
6 我就必使这殿如示罗,使这城为地上万国所咒诅的。’”
ундақта, Мән Шилоһни қандақ қилған болсам, әнди бу өйниму шуниңға охшаш қилимән, бу шәһәрни йәр йүзидики барлиқ әлләргә ләнәт сөзи қилимән».
7 耶利米在耶和华殿中说的这些话,祭司、先知与众民都听见了。
Шуниң билән каһинлар, пәйғәмбәрләр вә барлиқ хәлиқ Йәрәмияниң бу сөзлирини Пәрвәрдигарниң өйидә җакалиғанлиғини аңлиди.
8 耶利米说完了耶和华所吩咐他对众人说的一切话,祭司、先知与众民都来抓住他,说:“你必要死!
Шундақ болдики, Йәрәмия барлиқ хәлиққә Пәрвәрдигар униңға тапилиған бу сөзләрниң һәммисини ейтип бәргәндин кейин, каһинлар вә пәйғәмбәрләр вә барлиқ хәлиқ уни тутувелип: «Сән чоқум өлүшүң керәк!
9 你为何托耶和华的名预言,说这殿必如示罗,这城必变为荒场无人居住呢?”于是众民都在耶和华的殿中聚集到耶利米那里。
Сән немишкә Пәрвәрдигарниң намида бешарәт берип: «Бу өй Шилоһдәк болиду, бу шәһәр харабә, адәмзатсиз болиду!» — дедиң?» — деди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ хәлиқ Йәрәмияға доқ қилип уни оривелишти.
10 犹大的首领听见这事,就从王宫上到耶和华的殿,坐在耶和华殿的新门口。
Йәһуда әмирлири бу ишларни аңлиди; улар падишалиқ ордисидин чиқип Пәрвәрдигарниң өйигә кирди, Пәрвәрдигарниң өйидики «Йеңи дәрваза»да сотқа олтарди.
11 祭司、先知对首领和众民说:“这人是该死的;因为他说预言攻击这城,正如你们亲耳所听见的。”
Каһинлар вә пәйғәмбәрләр әмирләргә вә хәлиққә сөзләп: «Бу адәм өлүмгә лайиқ, чүнки силәр өз қулақлириңлар билән аңлиғандәк у мошу шәһәрни әйипләп бешарәт бәрди» — деди.
12 耶利米就对众首领和众民说:“耶和华差遣我预言,攻击这殿和这城,说你们所听见的这一切话。
Андин Йәрәмия барлиқ әмирләргә вә барлиқ хәлиққә сөзләп мундақ деди: — «Пәрвәрдигар мени бу өйни әйипләп, бу шәһәрни әйипләп, силәр аңлиған бу барлиқ сөзләр билән бешарәт беришкә әвәткән.
13 现在要改正你们的行动作为,听从耶和华—你们 神的话,他就必后悔,不将所说的灾祸降与你们。
Һазир йоллириңларни вә қилмишиңларни түзитиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазини аңлаңлар! Шундақ болғанда, Пәрвәрдигар силәргә җакалиған күлпәттин яниду.
14 至于我,我在你们手中,你们眼看何为善,何为正,就那样待我吧!
Лекин мән болсам, мана, қоллириңлардимән; маңа көзүңләргә немә яхши вә дурус көрүлсә шундақ қилиңлар;
15 但你们要确实地知道,若把我治死,就使无辜人的血归到你们和这城,并其中的居民了;因为耶和华实在差遣我到你们这里来,将这一切话传与你们耳中。”
пәқәт шуни билип қоюңларки, мени өлтүрүвәтсәңләр гунасиз қанниң җазасини өз бешиңларға, бу шәһәргә вә униңда туруватқанларниң бешиға чүшүрисиләр; чүнки дегиним һәқ, Пәрвәрдигар һәқиқәтән бу сөзләрниң һәммисини қулақлириңларға дейишкә мени әвәткән».
16 首领和众民就对祭司、先知说:“这人是不该死的,因为他是奉耶和华—我们 神的名向我们说话。”
Әмирләр вә барлиқ хәлиқ каһинларға вә пәйғәмбәрләргә: «Бу адәм өлүмгә лайиқ әмәс; чүнки у Пәрвәрдигар Худайимизниң намида бизгә сөзлиди» — деди.
Андин зиминдики бәзи ақсақаллар орнидин туруп хәлиқ кеңишигә мундақ деди: —
18 “当犹大王希西家的日子,有摩利沙人弥迦对犹大众人预言说: 万军之耶和华如此说: 锡安必被耕种像一块田; 耶路撒冷必变为乱堆; 这殿的山必像丛林的高处。
«Морәшәтлик Микаһ Йәһуда падишаси Һәзәкияниң күнлиридә барлиқ Йәһуда хәлқигә бешарәт берип: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпиләр болуп қалиду, «Өй җайлашқан тағ» болса, Орманлиқниң оттурисидики жуқури җайларла болиду, халас» — дегән еди.
19 犹大王希西家和犹大众人岂是把他治死呢?希西家岂不是敬畏耶和华、恳求他的恩吗?耶和华就后悔,不把自己所说的灾祸降与他们。若治死这人,我们就作了大恶,自害己命。” (
Йәһуда падишаси Һәзәкия вә барлиқ Йәһуда хәлқи Микаһни өлүмгә мәһкүм қилғанму? Һәзәкия Пәрвәрдигардин қорқуп, Пәрвәрдигардин өтүнгән әмәсму? Вә Пәрвәрдигар уларға қилмақчи болуп җакалиған күлпәттин янған әмәсму? Биз [бу йолдин янмисақ] өз җенимиз үстигә зор бир күлпәтни чүшүргән болмамдимиз?».
20 又有一个人奉耶和华的名说预言,是基列·耶琳人示玛雅的儿子乌利亚,他照耶利米的一切话说预言,攻击这城和这地。
(Пәрвәрдигарниң намида Йәрәмияниң барлиқ дегәнлиридәк бу шәһәрни вә бу зиминни әйипләп бешарәт бәргән, Кириат-Йеаримлиқ Шәмаяниң оғли Урия исимлиқ йәнә бир адәм бар еди.
21 约雅敬王和他众勇士、众首领听见了乌利亚的话,王就想要把他治死。乌利亚听见就惧怕,逃往埃及去了。
Падиша Йәһоаким вә барлиқ палванлири, барлиқ әмирлири униң сөзлирини аңлиғанда, падиша уни өлтүрүшкә интилгән; лекин Урия буни аңлиғанда қорқуп, Мисирға қачти.
22 约雅敬王便打发亚革波的儿子以利拿单,带领几个人往埃及去。
Лекин Йәһоаким чапармәнләрни, йәни Акборниң оғли Әлнатан вә башқиларни Мисирға әвәткән;
23 他们就从埃及将乌利亚带出来,送到约雅敬王那里;王用刀杀了他,把他的尸首抛在平民的坟地中。)
улар Урияни Мисирдин елип чиқип падиша Йәһоакимниң алдиға апарған; у уни қиличлап, җәситини пухраларниң гөрлүгигә ташливәткән).
24 然而,沙番的儿子亚希甘保护耶利米,不交在百姓的手中治死他。
— Һалбуки, шу чағда Шафанниң оғли Аһикам уларниң Йәрәмияни өлүмгә мәһкүм қилип хәлиқниң қолиға тапшурмаслиғи үчүн, уни қоллиди.