< 以赛亚书 62 >
1 我因锡安必不静默, 为耶路撒冷必不息声, 直到他的公义如光辉发出, 他的救恩如明灯发亮。
— «Таки Зионниң һәққанийлиғи җулалинип чақнап чиққичә, Униң ниҗати лавулдаватқан мәшъәлдәк чиққичә, Зион үчүн һеч арам алмаймән, Йерусалим үчүн һәргиз сүкүт қилмаймән;
2 列国必见你的公义; 列王必见你的荣耀。 你必得新名的称呼, 是耶和华亲口所起的。
Һәм әлләр сениң һәққанийлиғиңни, Барлиқ падишалар шан-шәривиңни көриду; Һәм сән Пәрвәрдигар Өз ағзи билән саңа қойидиған йеңи бир исим билән атилисән,
3 你在耶和华的手中要作为华冠, 在你 神的掌上必作为冕旒。
Шундақла сән Пәрвәрдигарниң қолида турған гөзәл бир таҗ, Худайиңниң қолидики шаһанә баш чәмбирики болисән.
4 你必不再称为“撇弃的”; 你的地也不再称为“荒凉的”。 你却要称为“我所喜悦的”; 你的地也必称为“有夫之妇”。 因为耶和华喜悦你, 你的地也必归他。
Сән иккинчи: «Аҗрашқан, ташливетилгән» дәп аталмайсән, Зиминиң иккинчи: «Вәйран қилип ташливетилгән» дәп аталмайду; Бәлки сән: «Мениң хошаллиғим дәл униңда!», дәп атилисән, Һәм зиминиң: «Никаһланған» дәп атилиду; Чүнки Пәрвәрдигар сәндин хошаллиқ алиду, Зиминиң болса ятлиқ болиду.
5 少年人怎样娶处女, 你的众民也要照样娶你; 新郎怎样喜悦新妇, 你的 神也要照样喜悦你。
Чүнки жигит қизға бағланғандәк, Оғуллириң саңа бағлиниду; Той жигити қиздин шатланғандәк, Худайиң сениңдин шатлиниду.
6 耶路撒冷啊, 我在你城上设立守望的, 他们昼夜必不静默。 呼吁耶和华的,你们不要歇息,
Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим, Улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду; И Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!
7 也不要使他歇息, 直等他建立耶路撒冷, 使耶路撒冷在地上成为可赞美的。
У Йерусалимни тиклигичә, Уни йәр-җаһанниң оттурисида рәхмәт-мәдһийиләрниң сәвәви қилғичә, Униңға һеч арам бәрмәңлар!».
8 耶和华指着自己的右手和大能的膀臂起誓说: 我必不再将你的五谷给你仇敌作食物; 外邦人也不再喝你劳碌得来的新酒。
Пәрвәрдигар оң қоли һәм Өз күчи болған билиги билән мундақ қәсәм ичти: — «Мән зираәтлириңни дүшмәнлириңгә озуқ болушқа иккинчи бәрмәймән; Җапа тартип ишлигән йеңи шарапниму ятларниң пәрзәнтлири иккинчи ичмәйду;
9 惟有那收割的要吃,并赞美耶和华; 那聚敛的要在我圣所的院内喝。
Зираәтләрни оруп жиққанлар өзлирила уни йәп Пәрвәрдигарни мәдһийиләйду; [Үзүмләрни] үзгәнләр муқәддәс өйүмниң сәйналирида улардин ичиду».
10 你们当从门经过经过, 预备百姓的路; 修筑修筑大道, 捡去石头, 为万民竖立大旗,
— Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар! Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар! Йолни көтириңлар, көтириңлар; Ташларни елип ташливетиңлар; Хәлиқ-милләтләр үчүн [йол көрситидиған] бир туғни көтириңлар.
11 看哪,耶和华曾宣告到地极, 对锡安的居民说: 你的拯救者来到。 他的赏赐在他那里; 他的报应在他面前。
Мана, Пәрвәрдигар җаһанниң чәт-яқилириға мундақ дәп җакалиди: — Зион қизиға мундақ дәп ейтқин: — «Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду! Қара, Униң Өзи алған мукапити Өзи билән биллә, Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
12 人必称他们为“圣民”,为“耶和华的赎民”; 你也必称为“被眷顾、不撇弃的城”。
Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ», «Пәрвәрдигар һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанлар» дәйду; Сән болсаң: «Интилип издәлгән», «Һеч ташливетилмигән шәһәр» дәп атилисән.