< 以赛亚书 36 >
1 希西家王十四年,亚述王西拿基立上来攻击犹大的一切坚固城,将城攻取。
Һәзәкияниң он төртинчи жили шундақ болдики, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қәлъә-қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.
2 亚述王从拉吉差遣拉伯沙基率领大军往耶路撒冷,到希西家王那里去。他就站在上池的水沟旁,在漂布地的大路上。
Андин Асурийә падишаси «Раб-Шакәһ» [дегән сәрдарни] чоң бир қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға әвәтти. У Кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.
3 于是希勒家的儿子家宰以利亚敬,并书记舍伯那和亚萨的儿子史官约亚,出来见拉伯沙基。
Шуниң билән Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги болған Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги болған Йоаһлар униң йениға кәлди
4 拉伯沙基对他们说:“你们去告诉希西家说,亚述大王如此说:‘你所倚靠的有什么可仗赖的呢?
вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишаси саңа мундақ деди, дәңлар: — «Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немити? Сән: (у пәқәт гәпла, халас!) — «Уруш қилиш тәдбир-мәслиһитимиз һәм күчимиз бар» — дәйсән; сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?
5 你说,有打仗的计谋和能力,我看不过是虚话。你到底倚靠谁才背叛我呢?
6 看哪,你所倚靠的埃及是那压伤的苇杖,人若靠这杖,就必刺透他的手。埃及王法老向一切倚靠他的人也是这样。
Мана, сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән! Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; мана Мисир падишаси Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!
7 你若对我说:我们倚靠耶和华—我们的 神。希西家岂不是将 神的邱坛和祭坛废去,且对犹大和耶路撒冷的人说:你们当在这坛前敬拜吗?
Әгәр сән маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәң, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила Пәрвәрдигарға ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, шу [Пәрвәрдигарға] аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?
8 现在你把当头给我主亚述王,我给你二千匹马,看你这一面骑马的人够不够。
Әнди ғоҗам Асурийә падишаси билән бир тохтамға кәл: — «Әгәр сәндә атқа минәлигидәк әскәрлириң болса, мән саңа икки миң атни бекарға берәй!»
9 若不然,怎能打败我主臣仆中最小的军长呢?你竟倚靠埃及的战车马兵吗?
Сәндә ундақлар болмиса, ғоҗамниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Сән җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисән техи!
10 现在我上来攻击毁灭这地,岂没有耶和华的意思吗?耶和华吩咐我说,你上去攻击毁灭这地吧!’”
Мән әнди мошу зиминни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Пәрвәрдигар дәрвәқә маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин!» — деди!»»
11 以利亚敬、舍伯那、约亚对拉伯沙基说:“求你用亚兰言语和仆人说话,因为我们懂得;不要用犹大言语和我们说话,达到城上百姓的耳中。”
Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — «Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун!» — деди.
12 拉伯沙基说:“我主差遣我来,岂是单对你和你的主说这些话吗?不也是对这些坐在城上、要与你们一同吃自己粪喝自己尿的人说吗?”
Бирақ Раб-Шакәһ: — «Ғоҗам мени мошу гәпни ғоҗаңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар силәр билән бирликтә өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.
13 于是,拉伯沙基站着,用犹大言语大声喊着说:“你们当听亚述大王的话。
Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишасиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
14 王如此说:‘你们不要被希西家欺哄了,因他不能拯救你们。
«Падиша мундақ дәйду: — «Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни қутқузалмайду.
15 也不要听希西家使你们倚靠耶和华说:耶和华必要拯救我们,这城必不交在亚述王的手中。
Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишасиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!».
16 不要听希西家的话,因亚述王如此说:你们要与我和好。出来投降我,各人就可以吃自己葡萄树和无花果树的果子,喝自己井里的水。
Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаси мундақ дәйду: — «Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;
17 等我来领你们到一个地方,与你们本地一样,就是有五谷和新酒之地,有粮食和葡萄园之地。
та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени бар һәм үзүмзарлири бар бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар!
18 你们要谨防,恐怕希西家劝导你们说:耶和华必拯救我们。列国的神有哪一个救他本国脱离亚述王的手呢?
Һәзәкияниң силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» дәп ишәндүрүшигә йол қоймаңлар! Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишасиниң қолидин қутқузғанму?
19 哈马和亚珥拔的神在哪里呢?西法瓦音的神在哪里呢?他们曾救撒马利亚脱离我的手吗?
Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим шәһириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!
20 这些国的神有谁曾救自己的国脱离我的手呢?难道耶和华能救耶路撒冷脱离我的手吗?’”
Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?»».
21 百姓静默不言,并不回答一句,因为王曾吩咐说:“不要回答他。”
Аңлиғучилар сүкүт қилип униңға җававән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».
22 当下希勒家的儿子家宰以利亚敬和书记舍伯那,并亚萨的儿子史官约亚,都撕裂衣服,来到希西家那里,将拉伯沙基的话告诉了他。
Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.