< 以赛亚书 28 >

1 祸哉!以法莲的酒徒, 住在肥美谷的山上, 他们心里高傲, 以所夸的为冠冕, 犹如将残之花。
Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗиға вай! Мунбәт җилғиниң бешиға тақивалған, Йәни уларниң солишип қалған «пәхри» болған гүлигә вай! И шарапниң әсири болғанлар!
2 看哪,主有一大能大力者, 像一阵冰雹, 像毁灭的暴风, 像涨溢的大水, 他必用手将冠冕摔落于地。
Мана, Рәб бир күч вә қудрәт егисини һазирлиди; У болса, мөлдүрлүк җудун һәм вәйран қилғучи борандәк, Дәһшәт билән ташқан кәлкүн сулиридәк, Әшәддийләрчә [таҗни] йәргә уриду.
3 以法莲高傲的酒徒, 他的冠冕必被踏在脚下。
Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗи аяқ астида чәйлиниду;
4 那荣美将残之花, 就是在肥美谷山上的, 必像夏令以前初熟的无花果; 看见这果的就注意, 一到手中就吞吃了。
Вә мунбәт җилғиниң бешида тақивалған, Уларниң «пәхри» болған солишип қалған гүли болса, Балдур пишқан әнҗирдәк болиду; Уни көргән киши көрүпла, Қолиға елип кап етип жутувалиду.
5 到那日,万军之耶和华 必作他余剩之民的荣冠华冕,
Шу күнидә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң қалдиси үчүн шәрәплик бир таҗ, Шундақла көркәм бир чәмбирәк болиду.
6 也作了在位上行审判者公平之灵, 并城门口打退仇敌者的力量。
У йәнә һөкүм чиқиришқа олтарғанларға тоғра һөкүм чиқарғучи Роһ, Вә дәрвазида җәңни чекиндүргүчигә күч болиду.
7 就是这地的人也因酒摇摇晃晃, 因浓酒东倒西歪。 祭司和先知因浓酒摇摇晃晃, 被酒所困, 因浓酒东倒西歪。 他们错解默示, 谬行审判。
Бирақ буларму шарап арқилиқ хаталашти, Һарақ билән езиқип кәтти: — Һәм каһин һәм пәйғәмбәр һарақ арқилиқ езиқип кәтти; Улар шарап тәрипидин жутувелинған; Улар һарақ түпәйлидин әләң-сәләң болуп езиқип кәтти; Улар алдин көрүштин адашти, Һөкүм қилишта езиқишти;
8 因为各席上满了呕吐的污秽, 无一处干净。
Чүнки һәммә дәстихан бош орун қалмай қусуқ вә ниҗасәт билән толди.
9 讥诮先知的说: 他要将知识指教谁呢? 要使谁明白传言呢? 是那刚断奶离怀的吗?
«У кимгә билим өгәтмәкчиду? У зади кимни мошу хәвәрни чүшинидиған қилмақчиду?»
10 他竟命上加命,令上加令, 律上加律,例上加例, 这里一点,那里一点。
Еғизландурулғанларға әмәсму?! Әмчәктин айрилған бовақларға әмәсму?! Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур, Бу йәрдә азрақ, Шу йәрдә азрақ болиду...
11 先知说:不然,主要借异邦人的嘴唇 和外邦人的舌头对这百姓说话。
Чүнки дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У мошу хәлиққә сөз қилиду.
12 他曾对他们说: 你们要使疲乏人得安息, 这样才得安息,才得舒畅, 他们却不肯听。
У уларға: — «Мана, арам мошу йәрдә, Һали йоқларни арам алдуруңлар; Йеңилиниш мошудур» — дегән, Бирақ улар һеч немини аңлашни халимиған.
13 所以,耶和华向他们说的话是 命上加命,令上加令, 律上加律,例上加例, 这里一点,那里一点, 以致他们前行仰面跌倒, 而且跌碎,并陷入网罗被缠住。
Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи уларға: — «Вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур. Мошу йәргә азрақ, Шу йәргә азрақ болиду; Шуниң билән улар алдиға кетиветип, Путлишип, оңда чүшиду, Сундурулуп, Қапқанқа чүшүп тутулуп қалиду.
14 所以,你们这些亵慢的人, 就是辖管住在耶路撒冷这百姓的, 要听耶和华的话。
— Шуңа һәй силәр мазақ қилғучилар, Йерусалимда турған мошу хәлиқни идарә қилғучилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар!
15 你们曾说: 我们与死亡立约, 与阴间结盟; 敌军如水涨漫经过的时候, 必不临到我们; 因我们以谎言为避所, 在虚假以下藏身。 (Sheol h7585)
Чүнки силәр: — «Биз өлүм билән әһдә түздуқ, Тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, У бизгә тәгмәйду; Чүнки ялғанчилиқни башпанаһимиз қилдуқ, Ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — дедиңлар, (Sheol h7585)
16 所以,主耶和华如此说: 看哪,我在锡安放一块石头作为根基, 是试验过的石头, 是稳固根基,宝贵的房角石; 信靠的人必不着急。
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Зионда һул болуш үчүн бир Таш, Синақтин өткүзүлгән бир таш, Қиммәтлик бир бүҗәк теши, Ишәшлик һәм муқим һул тешини салғучи Мән болимән. Униңға ишинип таянған киши һеч һодуқмайду, алдиримайду.
17 我必以公平为准绳, 以公义为线铊。 冰雹必冲去谎言的避所; 大水必漫过藏身之处。
Вә Мән адаләтни өлчәм таниси қилимән, Һәққанийлиқни болса тик өлчигүч жип қилимән; Мөлдүр башпанаһи болған ялғанчилиқни сүпүрүп ташлайду, Вә кәлкүн мөкүвалған җайини тешип әпкетиду.
18 你们与死亡所立的约必然废掉, 与阴间所结的盟必立不住。 敌军如水涨漫经过的时候, 你们必被他践踏; (Sheol h7585)
Шуниң билән өлүм билән түзгән әһдәңлар бекар қиливетилиду; Силәрниң тәһтисара билән бекиткән келишимиңлар ақмайду; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, Силәр униң билән чәйливетилисиләр. (Sheol h7585)
19 每逢经过必将你们掳去。 因为每早晨他必经过, 白昼黑夜都必如此。 明白传言的必受惊恐。
У өтүп кетиши биләнла силәрни тутиду; Һәм сәһәр-сәһәрләрдә, Һәм кечә-күндүзләрдиму у өтүп туриду, Бу хәвәрни пәқәт аңлап чүшинишниң өзила вәһимигә чүшүш болиду.
20 原来,床榻短,使人不能舒身; 被窝窄,使人不能遮体。
Чүнки кариват созулуп йетишқа қисқилиқ қилиду, Йотқан болса адәм түгүлүп ятсиму тарлиқ қилиду.
21 耶和华必兴起,像在毗拉心山; 他必发怒,像在基遍谷, 好做成他的工,就是非常的工; 成就他的事,就是奇异的事。
Чүнки Пәрвәрдигар Өз ишини, Йәни Өзиниң ғәйрий әмилини жүргүзүш үчүн, Өзигә ят болған ишни вуҗудқа чиқириш үчүн, Пәразим теғида турғинидәк орнидин туриду, У Гибеон җилғисида ғәзәпләнгинидәк ғәзәплиниду;
22 现在你们不可亵慢, 恐怕捆你们的绑索更结实了; 因为我从主—万军之耶和华那里听见, 已经决定在全地上施行灭绝的事。
Шуңа мазақ қилғучилар болмаңлар; Болмиса, кишәнлириңлар чиң болиду; Чүнки мән самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигардин бир һалакәт тоғрисида, Йәни пүткүл йәр йүзигә қәтъийлик билән бекиткән бир һалакәт тоғрисидики хәвәрни аңлиғанмән.
23 你们当侧耳听我的声音, 留心听我的言语。
— Қулақ селиңлар, авазимни аңлаңлар; Тиңшаңлар, сөзлиримни аңлаңлар.
24 那耕地为要撒种的, 岂是常常耕地呢? 岂是常常开垦耙地呢?
Йәр һайдиғучи дехан териш үчүн йәрни күн бойи һайдамду? У пүтүн күн йәрни ағдуруп, Чалмиларни езәмду?
25 他拉平了地面, 岂不就撒种小茴香, 播种大茴香, 按行列种小麦, 在定处种大麦, 在田边种粗麦呢?
У йәрниң йүзини тәкшилигәндин кейин, Қаракөз бәдиянни ташлап, Зирини чечип, Буғдайни тапларда селип, Арпини теришқа бекитилгән җайға, Қара буғдайни етиз қирлириға теримамду?
26 因为他的 神教导他务农相宜, 并且指教他。
Чүнки униң Худаси уни тоғра һөкүм қилишқа несиһәт қилиду, У униңға үгитиду.
27 原来打小茴香,不用尖利的器具, 轧大茴香,也不用碌碡; 但用杖打小茴香, 用棍打大茴香。
Бәрһәқ, қаракөз бәдиян чишлиқ тирна билән тепилмәйду; Тулуқ зирә үстидә һайдалмәйду; Бәлки қаракөз бәдиян болса қамча билән соқулиду, Зирә болса төмүр-таяқ билән урулуп дан аҗритилиду.
28 做饼的粮食是用磨磨碎, 因它不必常打; 虽用碌碡和马打散, 却不磨它。
Ун тартишқа данни езиш керәк, амма [дехан] уни мәңгүгә тепевәрмәйду; У һарву чақлири яки ат туяқлири билән уни мәңгүгә тепевәрмәйду;
29 这也是出于万军之耶和华— 他的谋略奇妙; 他的智慧广大。
Мошу ишму самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин келиду; У несиһәт бериштә карамәт, Даналиқта улуқдур.

< 以赛亚书 28 >